< Коринтлиқларға 1 12 >
1 Амма и қериндашлар, роһий илтипатларға кәлсәк, силәрниң улар тоғрилиқ билмәй қелишиңларни халимаймән.
About spiritual gifts, brothers, I do not want you to be uninformed.
2 Силәр таипиләрниң арисида болған вақтиңларда һәр хил йолларға башлинип, гас-гача бутларға [чоқунушқа] аздурулуп кәткиниңларни билисиләр.
You know that when you were pagans, you were led astray to idols who could not speak, in whatever ways you were led by them.
3 Шуңа мән силәргә уқтуримәнки, һеч ким Худаниң Роһида туруп: «Әйсаға ләнәт!» демәйду вә һәр қандақ бири Муқәддәс Роһта болмай туруп «Әйса Рәбдур!» дәп ейталмайду.
Therefore I want you to know that no one who speaks by the Spirit of God can say, “Jesus is accursed.” No one can say, “Jesus is Lord,” except by the Holy Spirit.
4 Амма илтипатлар хилму-хил, лекин Роһ болса бирдур.
Now there are different gifts, but the same Spirit.
5 Хизмәтләр болса һәр хил, амма [биз хизмитини қилидиған] Рәб бирдур.
There are different ministries, but the same Lord;
6 Ишләш йоллири һәр хил, амма һәммәйләндә һәммә ишни вуҗудқа чиқарғучи Худа бирдур.
and there are different kinds of work, but it is the same God who makes them possible in everyone.
7 Амма һәммәйләнниң мәнпәәти үчүн һәр биригә Роһниң намайән болуши беғишлиниду.
Now to each one is given the outward display of the Spirit for the benefit of all.
8 Чүнки Роһ арқилиқ биригә даналиқ йәткүзгүчи сөз, йәнә биригә шу охшаш Роһ арқилиқ хәвәр йәткүзгүчи сөз тәқсим қилиниду;
For to one is given by the Spirit the word of wisdom, and to another the word of knowledge by the same Spirit.
9 йәнә охшаш Роһ арқилиқ башқа биригә алаһидә ишәш, йәнә биригә охшаш Роһ арқилиқ [кесәлләрни] сақайтиш илтипатлири,
To another is given faith by the same Spirit, and to another gifts of healing by the one Spirit.
10 бирәвға мөҗизиләрни яритиш тәқсим қилиниду; бирәвға вәһий-бешарәт бериш; бирәвға һәр хил роһларни пәриқ етиш, бирәвға намәлум тилларда сөзләш, йәнә бирәвға намәлум тилларни тәрҗимә қилиш илтипати тәқсим қилиниду.
To another is given deeds of power, and to another prophecy. To another is given the ability to distinguish between spirits, to another various kinds of tongues, and to another the interpretation of tongues.
11 Амма бу ишларниң һәммисини жүргүзгүчи охшаш шу бир Роһтур, У һәр биригә Өзи лайиқ көрүп, айрим-айрим тәқсим қилип бериду.
All these are the work of one and the same Spirit, giving the gifts to each one individually, as he chooses.
12 Чүнки инсаний тән бир болсиму нурғун әзалири болғинидәк, шундақла әзалири нурғун болсиму өз ара қошулуп бир тән болғандәк, Мәсиһ Өзиму һәм шундақтур.
For as the body is one and has many members and all are members of the same body, so it is with Christ.
13 Чүнки һәммимиз, мәйли Йәһудийлар болсақму, Грекләр болсақму, қуллар болсақму, һөрләр болсақму, бир Роһта бир тәнгә киришкә чөмүлдүрүлдуқ вә бир Роһтин ичишкә несип қилиндуқ.
For by one Spirit we were all baptized into one body, whether Jews or Greeks, whether bound or free, and all were made to drink of one Spirit.
14 Чүнки тән бирла әзадин әмәс, бәлки көп әзалардин тәркиб тапиду.
For the body is not a single member, but many.
15 Әгәр пут: «Мән қол болмиғиним үчүн мән тәнгә тәвә әмәсмән» десила, ундақта у һәқиқәтән тәнгә тәвә әмәс боламду?
If the foot says, “Since I am not the hand, I am not part of the body,” it is not any less a part of the body.
16 Қулақ: «Мән көз әмәс, шуңа мән тәнгә тәвә әмәсмән» десила, ундақта у һәқиқәтән тәнгә тәвә әмәс боламду?
And if the ear says, “Because I am not an eye, I am not part of the body,” it is not any less a part of the body.
17 Пүтүн тән көзла болса, ундақта аңлаш сезимимиз нәдин болиду? Пүтүн тән қулақла болса, ундақта пураш сезимимиз нәдин болиду?
If the whole body were an eye, where would the sense of hearing be? If the whole body were an ear, where would the sense of smell be?
18 Һалбуки, Худа Өзигә лайиқ көргән тән әзалириниң һәр бирини айрим-айрим өз җайиға орунлаштурған;
But God arranged each part of the body as he designed it.
19 әгәр уларниң һәммиси охшаш әза болса, ундақта уни қандақму тән дегили болатти?
If they were all the same member, where would the body be?
20 Әндиликтә әзалар көп, тән болса бирдур.
So now they are many members, but only one body.
21 Көз қолға: «Мениң саңа еһтияҗим чүшмәйду!» дейәлмәйду; яки баш болса путларға: «Мениң силәргә еһтияҗим чүшмәйду!» дейәлмәйду.
The eye cannot say to the hand, “I have no need of you.” Nor does the head say to the feet, “I have no need of you.”
22 Дәл әксичә, тәндики аҗиз-әрзимәс дәп көрүнгән әзалар кам болса болмайду;
But the members of the body that appear to be weaker are essential,
23 вә һәм тәндики биз етиварсиз дәп һесаплиған әзаларға болса, техиму көпрәк етивар қилимиз; шундақла искәтсиз дәп қаралған әзалиримиз техиму искәтлик қилиниду;
and the parts of the body that we think are less honorable, we give them greater honor, and our unpresentable members have more dignity.
24 әслидә яришимлиқ болған әзалиримизға болса шундақ қилишниң һаҗити йоқ. Амма Худа пүтүн тәнни шундақ бирләштүргәнки, У етиварсиз дәп һесапланған әзаларға техиму көп етивар бериду.
Now our presentable members have no need to be treated with dignity, for they already have dignity. But God has joined all the members together, and he gave more honor to those that lacked it.
25 Буниңдин мәхсәт тәндә һеч бөлүнүшләр болмаслиғи, бәлки барлиқ әзалар өз ара охшаш көйүмчанлиқта болуши үчүндур.
He did this so there may be no division within the body, but that the members should care for one another with the same affection.
26 Бир әза җапа-дәрд тартса, барлиқ әзалар униң билән тәң җапа-дәрд тартиду; бир әзаға шәрәп кәлсә, барлиқ әзалар униң билән тәң шатлиниду.
So when one member suffers, all the members suffer together; or when one member is honored, all the members rejoice together.
27 Әнди силәр Мәсиһниң тенидурсиләр, һәр бириңлар Униң айрим-айрим әзасидурсиләр.
Now you are the body of Christ and individually members of it.
28 Худа җамаәттә мошундақларни орунлаштурған: — авал расулларни, андин пәйғәмбәрләрни, үчинчи болуп тәлим бәргүчиләрни; андин мөҗизә көрсәткүчиләрни, андин түрлүк кесәлләрни сақайтиш илтипатлириға егә болғанларни, ярдәм бәргүчиләрни, йетәкчилик қилғучиларни, һәр хил намәлум тилларда сөзләйдиғанларни тайинлап орунлаштурғандур.
And God has appointed in the church first apostles, second prophets, third teachers, then those who do powerful deeds, then gifts of healing, those who provide helps, those who do the work of administration, and those who have various kinds of tongues.
29 Һәммәйлән расулму? Һәммәйлән пәйғәмбәрму? Һәммәйлән тәлим бәргүчиму? Һәммәйлән мөҗизә көрсәткүчму?
Are all of them apostles? Are all prophets? Are all teachers? Do all do powerful deeds?
30 Һәммәйләндә сақайтиш илтипатлири барму? Һәммәйлән намәлум тилларда сөзләмду? Һәммәйлән намәлум тилларни тәрҗимә қилаламду?
Do all of them have gifts of healing? Do all of them speak with tongues? Do all of them interpret tongues?
31 Амма силәр чоңрақ илтипатларни тәқәзза болуп қоғлаңлар; һалбуки, мән һазир силәргә һәммидин әвзәл бир йолни көрситип берәй.
Zealously seek the greater gifts. But I will show you a more excellent way.