< Коринтлиқларға 1 10 >

1 Чүнки, и қериндашлар, мән силәрниң ата-бовилиримизниң һәммисиниң булут астида жүргәнлигидин вә һәммисиниң деңиздин өтүп маңғанлиғидин хәвәрсиз жүрүшүңларни халимаймән;
弟兄們,我不願意你們不曉得,我們的祖宗從前都在雲下,都從海中經過,
2 уларниң һәммиси булутта һәм деңизда Мусаниң [йетәкчилигигә] чөмүлдүрүлгән;
都在雲裏、海裏受洗歸了摩西;
3 уларниң һәммиси охшаш роһий таамни йегән,
並且都吃了一樣的靈食,
4 һәммиси охшаш роһий ичимликни ичкән; чүнки улар өзлиригә [һәмраһ болуп] әгишип жүргән роһий уюлташтин ичәтти (әмәлийәттә, мошу уюлташ Мәсиһниң Өзи еди);
也都喝了一樣的靈水。所喝的,是出於隨着他們的靈磐石;那磐石就是基督。
5 шундақтиму, Худа уларниң көпинчисидин рази болмиған еди; чүнки «Улар[ниң җәсәтлири] чөл-баяванда чечилип қалған».
但他們中間多半是上帝不喜歡的人,所以在曠野倒斃。
6 Амма бу ишлар уларниң бешиға бизләргә савақ-бешарәт болсун үчүн чүшкән еди; буниңдин мәхсәт, бизниң уларниң яман ишларға һәвәс қилғинидәк һәвәс қилмаслиғимиз үчүндур.
這些事都是我們的鑑戒,叫我們不要貪戀惡事,像他們那樣貪戀的;
7 Силәр йәнә уларниң бәзилиригә охшаш бутқа чоқунидиғанлардин болмаңлар; булар тоғрилиқ: «Хәлиқ йәп-ичишкә олтарди, андин кәйп-сапаға турди» дәп пүтүлгән.
也不要拜偶像,像他們有人拜的。如經上所記:「百姓坐下吃喝,起來玩耍。」
8 Биз йәнә уларниң бәзилириниң бузуқчилиқ қилғинидәк бузуқчилиқ қилмайли; чүнки шу вәҗидин улардин жигирмә үч миң киши бир күндила өлди.
我們也不要行姦淫,像他們有人行的,一天就倒斃了二萬三千人;
9 Йәнә уларниң бәзилириниң Мәсиһни синиғинидәк Мәсиһни синимайли; чүнки шу сәвәптин улар иланлар чеқиши билән һалак болди.
也不要試探主,像他們有人試探的,就被蛇所滅。
10 Йәнә уларниң бәзилири ағринғандәк ағринип қақшимаңлар — нәтиҗидә, улар җан алғучи [пәриштә] тәрипидин өлтүрүлди.
你們也不要發怨言,像他們有發怨言的,就被滅命的所滅。
11 Әнди бу вақиәләрниң һәммиси уларниң бешиға бешарәтлик мисаллар сүпитидә чүшкән вә ахирқи заманлар бешимизға келиватқан бизләрниң улардин савақ-ибрәт елишимиз үчүн хатириләнгән еди. (aiōn g165)
他們遭遇這些事都要作為鑑戒,並且寫在經上,正是警戒我們這末世的人。 (aiōn g165)
12 Шуниң билән «Мән [етиқатта] чиң тирәп турмақтимән» дегән киши өзиниң жиқилип кетишидин һези болсун!
所以,自己以為站得穩的,須要謹慎,免得跌倒。
13 Силәр дуч кәлгән синақларниң һәммисигә башқа адәмләрму охшаш дуч кәлгән. Вә Худа болса вәдисидә турғучидур, У силәрни көтирәлмигидәк синақларға учратмайду, бәлки синақ бешиңларға чүшкәндә, шуниң билән тәң униңдин өтүп қутулуш йолини яритип бериду; силәр шуниң билән униңға бәрдашлиқ беридиған болисиләр.
你們所遇見的試探,無非是人所能受的。上帝是信實的,必不叫你們受試探過於所能受的;在受試探的時候,總要給你們開一條出路,叫你們能忍受得住。
14 Шу сәвәптин, сөйүмлүклирим, бутпәрәсликтин қечиңлар!
我所親愛的弟兄啊,你們要逃避拜偶像的事。
15 Силәрни әқил-һоши җайида кишиләр дәп қарап шуни ейтиватимән; сөзлигәнлиримни баһалап беқиңлар: —
我好像對明白人說的,你們要審察我的話。
16 Биз бәрикәтлик болсун дәп тилигән, бәрикәтлик җамдики шарапни ичкинимиз, Мәсиһниң қенидин ортақ бәһирләнгинимиз әмәсму? Бизниң ошутқан нанни йегинимиз, Мәсиһниң тенидин ортақ бәһирләнгинимиз әмәсму?
我們所祝福的杯,豈不是同領基督的血嗎?我們所擘開的餅,豈不是同領基督的身體嗎?
17 Биз нурғун болсақму бир нан, бир тәндурмиз; чүнки һәммимиз шу бир нандин несивә алимиз.
我們雖多,仍是一個餅,一個身體,因為我們都是分受這一個餅。
18 Җисманий Исраилға қараңлар; қурбанлиқларни йегәнләр қурбангаһқа несипдашлар әмәсму?
你們看屬肉體的以色列人,那吃祭物的豈不是在祭壇上有分嗎?
19 Әнди немә демәкчимән? Бутқа атап сунулған қурбанлиқниң бирәр әһмийити бармиду? Бутниң бирәр әһмийити бармиду?
我是怎麼說呢?豈是說祭偶像之物算得甚麼呢?或說偶像算得甚麼呢?
20 Яқ, бирақ капирлар бутларға сунған қурбанлиқларни Худаға әмәс, бәлки җинларға атайду. Мән силәрниң җинлар билән ортақ несипдаш болушуңларни халимаймән.
我乃是說,外邦人所獻的祭是祭鬼,不是祭上帝。我不願意你們與鬼相交。
21 Рәбниң җамидин вә җинларниң җамидин тәң ичкүчи болсаңлар болмайду; Рәбниң дәстихиниға вә җинларниң дәстихиниға тәң дахил болсаңлар болмайду.
你們不能喝主的杯又喝鬼的杯,不能吃主的筵席又吃鬼的筵席。
22 Рәбниң һәсәт-ғәзивини қозғимақчимизму? Биз Униңдин күчлүкму-я?
我們可惹主的憤恨嗎?我們比他還有能力嗎?
23 «Һәммә нәрсә һалалдур», амма һәммә нәрсә пайдилиқ болувәрмәйду; «һәммә нәрсә һалалдур», амма һәммә нәрсә адәмниң [етиқатини] қуралмайду.
凡事都可行,但不都有益處。凡事都可行,但不都造就人。
24 Әнди һеч ким өз мәнпәәтини издимисун, бәлки өзгиләрниңкини издисун.
無論何人,不要求自己的益處,乃要求別人的益處。
25 Гөш базирида сетилған һәр бир нәрсини виҗданиңларни дәп олтармай, һеч немини сүрүштә қилмай йәвериңлар.
凡市上所賣的,你們只管吃,不要為良心的緣故問甚麼話,
26 Чүнки «Җаһан вә униңға толған һәммә мәвҗудатлар Пәрвәрдигарға мәнсүптур» [дәп пүтүлгән].
因為地和其中所充滿的都屬乎主。
27 Амма етиқат қилмиғанларниң бирәрси сени зияпәткә тәклип қилса вә көңлүң тартса, алдиңға қоюлған һәммини виҗданиңни дәп олтармай йәвәр;
倘有一個不信的人請你們赴席,你們若願意去,凡擺在你們面前的,只管吃,不要為良心的緣故問甚麼話。
28 амма бириси саңа: «Бу бутларға аталған қурбанлиқ таами» десә, ундақта уни йемә; немишкә десәң, бу ишни саңа ейтқан адәмниң сәвәви үчүн, шундақла виҗданниң сәвәви үчүндур;
若有人對你們說:「這是獻過祭的物」,就要為那告訴你們的人,並為良心的緣故不吃。
29 мән дегән виҗдан сениңки әмәс, бәлки һелиқи кишиниң виҗдани; мениң әркинлигимгә башқиларниң виҗдани тәрипидин яман дәп баһа берилишиниң һаҗити барму?
我說的良心不是你的,乃是他的。我這自由為甚麼被別人的良心論斷呢?
30 Мән тәшәккүр ейтип йесәм, тәшәккүр ейтқан нәрсини дурус йегиним түпәйлидин яман дәп қарилишимниң немә һаҗити?
我若謝恩而吃,為甚麼因我謝恩的物被人毀謗呢?
31 Шуңа силәр немини йесәңлар, немини ичсәңлар яки һәр қандақ башқа ишларни қилсаңлар, һәммә ишларни Худаға шан-шәрәп кәлтүрүлсун дәп қилиңлар.
所以,你們或吃或喝,無論做甚麼,都要為榮耀上帝而行。
32 Мән өзүм һәммәйләнни һәммә ишта мәмнун қилишқа интилгинимдәк, өз мәнпәәтим үчүн әмәс, бәлки көпчиликниң мәнпәәти, уларниң қутқузулуши үчүн интилгинимдәк, һеч кимниң алдиға — Йәһудийлар болсун, греклар болсун, Худаниң җамаитидикиләр болсун алдиға путликашаң болмаңлар. Мән Мәсиһни үлгә қилғинимдәк, силәрму мени үлгә қилиңлар.
不拘是猶太人,是希臘人,是上帝的教會,你們都不要使他跌倒;
就好像我凡事都叫眾人喜歡,不求自己的益處,只求眾人的益處,叫他們得救。

< Коринтлиқларға 1 10 >