< Тарих-тәзкирә 1 1 >

1 Адәм ата, Шет, Енош,
Adǝm’ata, Xet, Enox,
2 Кенан, Маһалалел, Ярәд,
Kenan, Maⱨalalel, Yarǝd,
3 Һанох, Мәтушәлаһ, Ләмәх,
Ⱨanoh, Mǝtuxǝlaⱨ, Lǝmǝh,
4 Нуһ. Нуһтин Шәм, Һам, Яфәтләр төрәлгән.
Nuⱨ. Nuⱨtin Xǝm, Ⱨam, Yafǝtlǝr tɵrǝlgǝn.
5 Яфәтниң оғуллири Гомәр, Магог, Мадай, Яван, Тубал, Мәшәк вә Тирас еди.
Yafǝtning oƣulliri Gomǝr, Magog, Maday, Yawan, Tubal, Mǝxǝk wǝ Tiras idi.
6 Гомәрниң оғуллири Ашкиназ, Дифат вә Тогармаһ еди.
Gomǝrning oƣulliri Axkinaz, Difat wǝ Togarmaⱨ idi.
7 Яванниң оғуллири Елишаһ, Таршиш еди, Киттийлар билән Роданийлар униң әвлатлири еди.
Yawanning oƣulliri Elixaⱨ, Tarxix idi, Kittiylar bilǝn Rodaniylar uning ǝwladliri idi.
8 Һамниң оғуллири куш, Мисир, Пут вә Қанаан еди.
Ⱨamning oƣulliri kux, Misir, Put wǝ Ⱪanaan idi.
9 Кушниң оғуллири Себа, Һавилаһ, Сабтаһ, Раамаһ вә Сабтика еди. Рааманиң оғли Шеба вә Дедан еди.
Kuxning oƣulliri Seba, Ⱨawilaⱨ, Sabtaⱨ, Raamaⱨ wǝ Sabtika idi. Raamaning oƣli Xeba wǝ Dedan idi.
10 Куштин йәнә Нимрод төрәлгән; у йәр йүзидә наһайити зәбәрдәс бир адәм болуп чиқти.
Kuxtin yǝnǝ Nimrod tɵrǝlgǝn; u yǝr yüzidǝ naⱨayiti zǝbǝrdǝs bir adǝm bolup qiⱪti.
11 Мисирниң әвлатлири Лудийлар, Анамийлар, Ләһабийлар, Нафтуһийлар,
Misirning ǝwladliri Ludiylar, Anamiylar, Lǝⱨabiylar, Naftuⱨiylar,
12 Патросийлар, Каслуһийлар (Филистийләр Каслуһийлардин чиққан) вә Кафторийлар еди.
Patrosiylar, Kasluⱨiylar (Filistiylǝr Kasluⱨiylardin qiⱪⱪan) wǝ Kaftoriylar idi.
13 Қанаандин тунҗа оғул Зидон төрилип, кейин йәнә Һәт төрәлгән.
Ⱪanaandin tunji oƣul Zidon tɵrilip, keyin yǝnǝ Ⱨǝt tɵrǝlgǝn.
14 Униң әвлатлири йәнә Йәбусийлар, Аморийлар, Гиргашийлар,
Uning ǝwladliri yǝnǝ Yǝbusiylar, Amoriylar, Girgaxiylar,
15 Һивийлар, Аркийлар, Синийлар,
Ⱨiwiylar, Arkiylar, Siniylar,
16 Арвадийлар, Зәмарийлар вә Хаматийлар еди.
Arwadiylar, Zǝmariylar wǝ Hamatiylar idi.
17 Шәмниң оғуллири Елам, Ашур, Арфахшад, Луд, Арам; [Арамниң оғуллири] Уз, Һул, Гәтәр, Мәшәк еди.
Xǝmning oƣulliri Elam, Axur, Arfahxad, Lud, Aram; [Aramning oƣulliri] Uz, Ⱨul, Gǝtǝr, Mǝxǝk idi.
18 Арфахшадтин Шелаһ төрәлди, Шелаһтин Ебәр төрәлди.
Arfahxadtin Xelaⱨ tɵrǝldi, Xelaⱨtin Ebǝr tɵrǝldi.
19 Ебәрдин икки оғул төрәлгән болуп, бириниң исми Пәләг еди, чүнки у яшиған дәвирдә йәр йүзи бөлүнүп кәткән еди; Пәләгниң инисиниң исми Йоқтан еди.
Ebǝrdin ikki oƣul tɵrǝlgǝn bolup, birining ismi Pǝlǝg idi, qünki u yaxiƣan dǝwrdǝ yǝr yüzi bɵlünüp kǝtkǝnidi; Pǝlǝgning inisining ismi Yoⱪtan idi.
20 Йоқтандин Алмодад, Шәләф, Хазармавәт, Йераһ,
Yoⱪtandin Almodad, Xǝlǝf, Hazarmawǝt, Yeraⱨ,
21 Һадорам, Узал, Диклаһ,
Ⱨadoram, Uzal, Diklaⱨ,
22 Ебал, Абимаәл, Шеба,
Ebal, Abimaǝl, Xeba,
23 Офир, Һавилаһ, Йобаб төрәлди. Буларниң һәммиси Йоқтанниң оғуллири еди.
Ofir, Ⱨawilaⱨ, Yobab tɵrǝldi. Bularning ⱨǝmmisi Yoⱪtanning oƣulliri idi.
24 Шәм, Арфахшат, Шелаһ,
Xǝm, Arfahxat, Xelaⱨ,
25 Ебәр, Пәләг, Рәу,
Ebǝr, Pǝlǝg, Rǝu,
26 Серуг, Наһор, Тәраһ,
Serug, Naⱨor, Tǝraⱨ,
27 андин Абрам дунияға кәлди (Абрам болса Ибраһимниң өзи).
andin Abram dunyaƣa kǝldi (Abram bolsa Ibraⱨimning ɵzi).
28 Ибраһимниң оғуллири Исһақ билән Исмаил еди.
Ibraⱨimning oƣulliri Isⱨaⱪ bilǝn Ismail idi.
29 Төвәндикиләр уларниң әвлатлири: Исмаилниң тунҗа оғли Небайот болуп, қалғанлири Кедар, Адбәәл, Мибсам,
Tɵwǝndikilǝr ularning ǝwladliri: Ismailning tunji oƣli Nebayot bolup, ⱪalƣanliri Kedar, Adbǝǝl, Mibsam,
30 Мишма, Думаһ, Масса, Һадад, Тема,
Mixma, Dumaⱨ, Massa, Ⱨadad, Tema,
31 Йәтур, Нафиш, Қәдәмаһ; буларниң һәммиси Исмаилниң оғуллири еди.
Yǝtur, Nafix, Ⱪǝdǝmaⱨ; bularning ⱨǝmmisi Ismailning oƣulliri idi.
32 Ибраһимниң тоқили Кәтураһдин төрәлгән оғуллар Зимран, Йоқшан, Медан, Мидиян, Ишбак вә Шуаһ еди. Йоқшанниң оғуллири Шеба билән Дедан еди.
Ibraⱨimning toⱪili Kǝturaⱨdin tɵrǝlgǝn oƣullar Zimran, Yoⱪxan, Medan, Midiyan, Ixbak wǝ Xuaⱨ idi. Yoⱪxanning oƣulliri Xeba bilǝn Dedan idi.
33 Мидиянниң оғуллири Әфаһ, Ефәр, Һанох, Абида, Әлдааһ еди. Буларниң һәммиси Кәтураһниң әвлатлири.
Midiyanning oƣulliri Əfaⱨ, Efǝr, Ⱨanoh, Abida, Əldaaⱨ idi. Bularning ⱨǝmmisi Kǝturaⱨning ǝwladliri.
34 Ибраһимдин Исһақ төрәлди. Исһақниң оғуллири Әсав билән Исраил еди.
Ibraⱨimdin Isⱨaⱪ tɵrǝldi. Isⱨaⱪning oƣulliri Əsaw bilǝn Israil idi.
35 Әсавниң оғуллири Елифаз, Реуәл, Йәуш, Яалам вә Кораһ еди.
Əsawning oƣulliri Elifaz, Reuǝl, Yǝux, Yaalam wǝ Koraⱨ idi.
36 Елифазниң оғуллири Теман, Омар, Зәфи, Гатам, Кеназ, Тимна вә Амаләк еди.
Elifazning oƣulliri Teman, Omar, Zǝfi, Gatam, Kenaz, Timna wǝ Amalǝk idi.
37 Реуәлниң оғуллири Наһат, Зәраһ, Шаммаһ билән Миззаһ еди.
Reuǝlning oƣulliri Naⱨat, Zǝraⱨ, Xammaⱨ bilǝn Mizzaⱨ idi.
38 Сеирниң оғуллири Лотан, Шобал, Зибион, Анаһ, Дишон, Езәр вә Дишан еди.
Seirning oƣulliri Lotan, Xobal, Zibion, Anaⱨ, Dixon, Ezǝr wǝ Dixan idi.
39 Һори билән Һомам Лотанниң оғуллири еди (Тимна Лотанниң сиңлиси еди).
Ⱨori bilǝn Ⱨomam Lotanning oƣulliri idi (Timna Lotanning singlisi idi).
40 Шобалниң оғуллири Алян, Манаһат, Әбал, Шәфи билән Онам еди. Зибионниң оғуллири Аяһ билән Анаһ еди.
Xobalning oƣulliri Alyan, Manaⱨat, Əbal, Xǝfi bilǝn Onam idi. Zibionning oƣulliri Ayaⱨ bilǝn Anaⱨ idi.
41 Анаһниң оғли Дишон еди. Дишонниң оғуллири Һамран, Әшбан, Итран билән Керан еди.
Anaⱨning oƣli Dixon idi. Dixonning oƣulliri Ⱨamran, Əxban, Itran bilǝn Keran idi.
42 Езәрниң оғуллири Билһан, Зааван, Яакан еди. Дишанниң оғуллири уз билән Арран еди.
Ezǝrning oƣulliri Bilⱨan, Zaawan, Yaakan idi. Dixanning oƣulliri uz bilǝn Arran idi.
43 Исраилларға һөкүмранлиқ қилидиған падиша болмиған заманларда, Едом зиминиға падиша болғанлар муну кишиләр: Беорниң оғли Бела; униң пайтәхти Динһабаһ дәп атилатти.
Israillarƣa ⱨɵkümranliⱪ ⱪilidiƣan padixaⱨ bolmiƣan zamanlarda, Edom zeminiƣa padixaⱨ bolƣanlar munu kixilǝr: Beorning oƣli Bela; uning paytǝhti Dinⱨabaⱨ dǝp atilatti.
44 Бела өлгәндин кейин Бозраһлиқ Зәраһниң оғли Йобаб униң орниға падиша болди.
Bela ɵlgǝndin keyin Bozraⱨliⱪ Zǝraⱨning oƣli Yobab uning orniƣa padixaⱨ boldi.
45 Йобаб өлгәндин кейин Тәманларниң жутидин болған Һушам униң орниға падиша болди.
Yobab ɵlgǝndin keyin Tǝmanlarning yurtidin bolƣan Ⱨuxam uning orniƣa padixaⱨ boldi.
46 Һушам өлгәндин кейин Бедадниң оғли Һадад униң орниға падиша болди; Һадад дегән бу адәм Моаб даласида Мидиянларни тар мар қилған, униң пайтәхтиниң исми Авит еди.
Ⱨuxam ɵlgǝndin keyin Bedadning oƣli Ⱨadad uning orniƣa padixaⱨ boldi; Ⱨadad degǝn bu adǝm Moab dalasida Midiyanlarni tarmar ⱪilƣan, uning paytǝhtining ismi Awit idi.
47 Һадад өлгәндин кейин Масрәкаһлиқ Самлаһ униң орниға падиша болди.
Ⱨadad ɵlgǝndin keyin Masrǝkaⱨliⱪ Samlaⱨ uning orniƣa padixaⱨ boldi.
48 Самлаһ өлгәндин кейин дәрия бойидики Рәһоботтин кәлгән Саул униң орниға падиша болди.
Samlaⱨ ɵlgǝndin keyin dǝrya boyidiki Rǝⱨobottin kǝlgǝn Saul uning orniƣa padixaⱨ boldi.
49 Саул өлгәндин кейин Акборниң оғли Баал-Һанан униң орниға падиша болди.
Saul ɵlgǝndin keyin Akborning oƣli Baal-Ⱨanan uning orniƣa padixaⱨ boldi.
50 Баал-Һанан өлгәндин кейин Һадад униң орниға падиша болди. Униң пайтәхтиниң исми Пай еди. Униң аялиниң исми Мәһетабәл болуп, Мәй-Заһабниң нәвриси, Матрәдниң қизи еди.
Baal-Ⱨanan ɵlgǝndin keyin Ⱨadad uning orniƣa padixaⱨ boldi. Uning paytǝhtining ismi Pay idi. Uning ayalining ismi Mǝⱨetabǝl bolup, Mǝy-Zaⱨabning nǝwrisi, Matrǝdning ⱪizi idi.
51 Андин Һадад өлди.
Andin Ⱨadad ɵldi.
52 Едомлуқларниң қәбилә башлиқлири: Қәбилә башлиғи Тимна, қәбилә башлиғи Алия, қәбилә башлиғи Йәтәт, қәбилә башлиғи Оһолибамаһ, қәбилә башлиғи Әлаһ, қәбилә башлиғи Пинон,
Edomluⱪlarning ⱪǝbilǝ baxliⱪliri: Ⱪǝbilǝ baxliⱪi Timna, ⱪǝbilǝ baxliⱪi Aliya, ⱪǝbilǝ baxliⱪi Yǝtǝt, ⱪǝbilǝ baxliⱪi Oⱨolibamaⱨ, ⱪǝbilǝ baxliⱪi Əlaⱨ, ⱪǝbilǝ baxliⱪi Pinon,
53 Қәбилә башлиғи Кеназ, қәбилә башлиғи Теман, қәбилә башлиғи Мибзар,
Ⱪǝbilǝ baxliⱪi Kenaz, ⱪǝbilǝ baxliⱪi Teman, ⱪǝbilǝ baxliⱪi Mibzar,
54 Қәбилә башлиғи Магдийәл, қәбилә башлиғи Ирам; буларниң һәммиси Едомдики қәбилә башлиқлиридур.
Ⱪǝbilǝ baxliⱪi Magdiyǝl, ⱪǝbilǝ baxliⱪi Iram; bularning ⱨǝmmisi Edomdiki ⱪǝbilǝ baxliⱪliridur.

< Тарих-тәзкирә 1 1 >