< Тарих-тәзкирә 1 9 >

1 Пүткүл Исраиллар нәсәб бойичә тизимға елинған еди. Мана, улар «Исраил падишалириниң хатириси» дегән китапға пүтүлгәндур.
И тако сав Израиљ би избројан, и ето записани су у књизи о царевима Израиљевим и Јудиним; и бише пресељени у Вавилон за безакоње своје.
2 Йәһудалар болса асийлиқ қилғанлиғидин Бабилға сүргүн қилинған. Һәммидин авал қайтип келип өз зимини вә өз шәһәрлиригә маканлашқанлар болса бир қисим Исраиллар, каһинлар, Лавийлар вә ибадәтхана хизмәткарлири еди.
А који пре наставаху на достојању свом по градовима својим, Израиљци, свештеници, Левити и Нетинеји,
3 Йерусалимға маканлашқанлар болса Йәһуда қәбилиси, Бинямин қәбилиси, Әфраим қәбилиси вә Манассәһ қәбилисидин бир қисимлири еди.
Наставаху у Јерусалиму и од синова Јудиних и синова Венијаминових и од синова Јефремових и Манасијиних:
4 Уларниң ичидә Йәһуданиң оғли Пәрәзниң әвлатлиридин Утай бар еди; Утай Аммиһудниң оғли, Аммиһуд Омриниң оғли, Омри Имриниң оғли, Имри Баниниң оғли еди.
Гутај син Амијуда сина Амрија, сина Имрија, сина Венија, од синова Фареса сина Јудиног;
5 Шилоһниң әвлатлири ичидә униң тунҗа оғли Асая вә униң оғуллири бар еди.
И од синова Силонових: Асаја првенац и синови његови;
6 Зәраһниң әвлатлиридин Йәуел вә уларниң уруқ-туққанлири болуп җәмий алтә йүз тохсән адәм бар еди.
А од синова Зериних Јеуило и браће његове шест стотина и деведесет;
7 Биняминниң әвлатлири ичидә Һассинуаһниң әвриси, Һодавияниң нәвриси, Мәшулламниң оғли Саллу бар еди;
А од синова Венијаминових Салуј син Месулама сина Одује, сина Асенујиног,
8 йәнә Йәроһамниң оғли Йибния, Микриниң нәвриси, Уззиниң оғли Елаһ вә Ибинияниң әвриси, Реуәлниң нәвриси, Шәфатияниң оғли Мәшуллам
И Јевнија син Јероамов, и Ила син Озија сина Махријевог, и Месулам син Сефатије сина Рагуила, сина Ивнијиног;
9 һәмдә уларниң уруқ-туққанлири бар еди; улар нәсәбнамиси бойичә тизимланғанда җәмий тоққуз йүз әллик алтә адәм еди. Жуқирида тилға елинғанлар өз җәмәтигә җәмәт беши еди.
И браће њихове по породицама својим девет стотина педесет и шест; сви беху људи поглавари од породица по домовима отаца својих.
10 Каһинлар ичидә Йәдая, Йәһояриб, Яқин вә
А од свештеника: Једаја и Јојарив и Јахин,
11 Азария бар еди. Азария Худаниң өйини башқурғучи болуп, Һилқияниң оғли, Һилқия Мәшулламниң оғли, Мәшуллам Задокниң оғли, Задок Мерайотниң оғли, Мерайот Ахитубниң оғли еди.
И Азарија син Хелкије сина Месулама, сина Садока сина Мерајота, сина Ахитововог, старешина у дому Господњем,
12 Йәнә Малкияниң әвриси, Пашхурниң нәвриси, Йәроһамниң оғли Адая һәмдә Адийәлниң оғли Маасай бар еди; Адийәл Яһзәраһниң оғли, Яһзәраһ Мәшулламниң оғли, Мәшуллам Мәшиллемитниң оғли, Мәшиллемит Иммәрниң оғли еди.
И Адаја син Јероама сина Пасхора, сина Малхијиног, и Масај син Адила сина Јазире, сина Месулама, сина Месилемита, сина Имировог;
13 Уларниң қериндашлири һәммиси җәмәт башлири болуп, җәмий бир миң йәттә йүз атмиш адәм еди; уларниң һәммиси Худаниң өйидики хизмәтләрни қилишқа бекитилгән иқтидарлиқ кишиләр еди.
И браће њихове, поглавара отачких домова својих, хиљада и седам стотина и шездесет људи вреднијих на послу у служби у дому Господњем.
14 Лавий қәбилисидин Мәрариниң әвлатлири ичидә Һашабияниң әвриси, Азрикамниң нәвриси, Һашшубниң оғли Шемая бар еди;
А од Левита Семија син Асува, сина Азрикама, сина Асавијиног, између синова Мераријевих;
15 Йәнә Бақбаққар, Һәрәш, Галал вә Асафниң әвриси, Зикриниң нәвриси, Миканиң оғли Маттания;
И Ваквакар и Ерес и Галал и Матанија, син Михе сина Захрија, сина Асафовог;
16 йәнә Йәдутунниң әвриси, Галалниң нәвриси, Шемаяниң оғли Обадия һәмдә Әлканаһниң нәвриси, Асаниң оғли Бәрәкия бар еди; буларниң һәммиси Нитофатлиқларниң йеза-кәнтлиригә маканлашқан еди.
И Овадија син Семеје сина Галала, сина Једутуновог, и Варахија син Асе сина Елканиног, који становаше у селима нетофатским.
17 Дәрвазивәнләр Шаллум, Аққуб, Талмон, Ахиман вә уларниң қериндашлири еди; Шаллум уларниң беши еди.
И вратари: Салум и Акув и Талмон и Ахиман, и браћа њихова; а Салум беше поглавар.
18 Улар таки һазирғичә шәриқ тәрәптики «падишаниң дәрвазиси»да [дәрвазивәнлик] қилип кәлмәктә; улар илгири Лавийларниң чедиргаһида дәрвазивәнлик қилған еди.
Он до сада беше на вратима царским к истоку; то беху вратари по четама синова Левијевих.
19 Корәниң әвриси, Ебиасафниң нәвриси, Кораһниң оғли Шаллум һәмдә униң атисиниң җәмәтидики қериндашлири болған Кораһийлар [Худаниң өйиниң] хизмитини башқуратти, чедирниң ишиклирини бақатти; уларниң ата-бовилири әслидә Пәрвәрдигарниң чедиргаһини башқурушқа қоюлған, [ибадәт] чедириниң ишигини баққан еди.
А Салум син Кореја сина Евијасафа, сина Корејевог, и браћа његова од дома оца његовог, синови Корејеви, у послу службеном чуваху прагове код шатора, као што оци њихови у логору Господњем чуваху улазак;
20 Илгири Әлиазарниң оғли Финиһас уларниң йолбашчиси болған; Пәрвәрдигар униң билән биллә болған.
А над њима беше старешина Финес, син Елеазаров, и Господ беше с њим.
21 Мәшәләмияниң оғли Зәкәрия болса җамаәт чедириниң дәрвазивәни болған еди.
Захарија син Меселемијин беше вратар шатора од састанка.
22 Дәрвазивәнликкә талланған бу кишиләр җәмий икки йүз он икки киши еди; улар өз йеза-кәнтлиридә, нәсәблири бойичә тизимланған (әслидә Давут вә алдин көргүчи Самуил уларни аманәт қилинған вәзипилиригә бекиткән еди.
Свих ових изабраних за вратаре на праговима беше двеста и дванаест; бише пописани по селима својим; Давид и Самуило виделац поставише их ради верности њихове,
23 Улар вә уларниң әвлатлири Пәрвәрдигарниң өйи, йәни муқәддәс чедирниң ишик-дәрвазилирини беқишқа бекитилгән еди).
Да они и синови њихови чувају стражу на вратима дома Господњег, дома од шатора.
24 Шәрқий, ғәрбий, шималий вә җәнубий ишик-дәрвазилирида дәрвазивәнләр бекитилгән еди.
На четири стране беху вратари: на истоку, на западу, на југу и на северу.
25 Уларниң йеза-кәнтләрдә олтиришлиқ қериндашлири болса һәр йәттә күндә нөвәт бойичә келип улар билән биргә хизмәттә болатти.
И браћа њихова по селима својим долажаху сваких седам дана за своје време да су с њима.
26 Төрт дәрвазивән беги Лавийлардин еди; уларға тапшурулғини Пәрвәрдигарниң өйидики амбар-ғәзниләрни беқиш еди.
Јер у служби беху свагда четири прва вратара, Левита, и беху постављени над клетима и над ризницама дома Божјег.
27 Беқиш мәсъулийити уларниң үстидә болғачқа, улар кечидә Пәрвәрдигарниң өйиниң әтрапидики орунлирида туратти һәмдә һәр күни әтигәндә ишик-дәрвазиларни ечишқа мәсъул еди.
И око дома Божијег ноћиваху, јер на њима беше стража и дужни беху отворити свако јутро.
28 Улардин бир қисми [ибадәтхана] хизмитидә ишлитилидиған әсвап-үскүниләргә мәсъул еди; улар санап әпчиқип, санап әпкирип қоятти.
И неки од њих беху над посуђем службеним, јер га на број уношаху и на број изношаху.
29 Уларниң йәнә бир қисми тапшурулғини бойичә қача-қучилар вә муқәддәс җайдики барлиқ әсвап-үскүниләр, шундақла ақ ун, шарап, зәйтун мейи, мәстики вә хушбуй буюмларға мәсъул еди.
А неки од њих беху постављени над другим стварима и над свим стварима посвећеним, над брашном и вином и уљем и кадом и мирисима.
30 Каһинларниң оғуллиридин бәзиләр хушбуй буюмлардин әтир ясайтти.
А неки синови свештенички готовљаху маст од тих мириса.
31 Лавийлардин Маттитияһ, йәни Кораһийлардин Шаллумниң тунҗа оғлиниң вәзиписи қазан нени етишкә мәсъул еди.
А Мататија између Левита, првенац Салумов од породице Корејеве, беше над стварима које се пеку у тави.
32 Уларниң қериндашлири, Коһатниң әвлатлири ичидә «тәқдим нан»ға мәсъул болуп, һәр шабат күни тизидиғанға нанларни тәйярлайтти.
А између синова Катових, браће њихове, беху неки над хлебом постављеним, готовећи га сваке суботе.
33 Лавийларниң җәмәт башлири болған нәғмичиләр ибадәтханидики өйләрдә туруп, башқа хизмәтләрни қилмай, кечә-күндүз өз ишлири биләнла болатти.
Између њих беху и певачи поглавари домова отачких међу Левитима, који становаху по клетима без другог посла, јер дан и ноћ беху у свом послу.
34 Жуқиридики кишиләрниң һәммиси Лавийлар ичидики йолбашчилар болуп, һәммиси өз нәсәби бойичә җәмәт беши еди; буларниң һәммиси Йерусалимда туратти.
То су поглавари домова отачких међу Левитима, по породицама својим, поглавари, и живљаху у Јерусалиму.
35 Гибеонниң атиси Җәийәл Гибеонға маканлашқан еди. Униң аялиниң исми Маакаһ еди.
А у Гаваону становаше Јехило, отац Гаваону; а име жени његовој беше Маха;
36 Униң тунҗа оғли Абдон, қалған оғуллири Зур, Киш, Баал, Нәр, Надаб,
А син му првенац беше Авдон, па Сур и Кис и Вал и Нир и Надав,
37 Гедор, Ахийо, Зәкәрия вә Миклот еди.
И Гедор, и Ахајо и Захарија и Милкот;
38 Миклоттин Шимеям төрәлгән. Буларму өзлириниң қериндашлириниң йенида Йерусалимда хошна олтиришатти.
А Миклот роди Симеана; и они наставаху према браћи својој у Јерусалиму с браћом својом.
39 Нәрдин Киш төрәлгән, Киштин Саул төрәлгән, Саулдин Йонатан, Малкишуя, Абинадаб вә Еш-Баал төрәлгән.
А Нир роди Киса; а Кис роди Саула; а Саул роди Јонатана и Малхисуја и Авинадава и Есвала.
40 Мериб-Баал Йонатанниң оғли еди; Мериб-Баалдин Микаһ төрәлгән.
И син Јонатанов беше Меривал; а Меривал роди Миху.
41 Микаһниң оғуллири Питон, Мәләк, Таһрия вә Аһаз еди.
А синови Мишини беху: Фитон и Мелех и Тареја.
42 Аһаздин Яраһ төрәлди; Яраһдин Аләмәт, Азмавәт вә Зимри төрәлгән. Зимридин Моза төрәлгән;
А Ахаз роди Јару; а Јара роди Алемета и Азмавета и Зимрија; а Зимрија роди Мосу;
43 Мозадин Бинеа төрәлгән; Бинеаниң оғли Рефая, Рефаяниң оғли Елиасаһ, Елиасаһниң оғли Азәл еди.
А Моса роди Винеју; а његов син беше Рефаја, а његов син Елеаса, а његов син Асило.
44 Азәлниң алтә оғли бар еди, уларниң исми Азрикам, Бокеру, Ишмаил, Шеария, Обадия вә Һанан еди; буларниң һәммиси Азәлниң оғуллири.
Асило пак имаше шест синова, којима су имена: Азрикам, Вохеруј и Исмаило и Сеарија и Овадија и Анан. То су синови Асилови.

< Тарих-тәзкирә 1 9 >