< Тарих-тәзкирә 1 8 >
1 Биняминниң тунҗа оғли Бела, иккинчи оғли Ашбәл, үчинчи оғли Ахараһ,
2 төртинчи оғли Нохаһ, бәшинчи оғли Рафа еди.
3 Беланиң оғуллири Аддар, Гера, Абеһуд,
4 Абишуа, Нааман, Ахоаһ,
5 Гера, Шефуфан вә Һурам еди.
6 Төвәндикиләр Әхудниң әвлатлири: — Нааман, Ахияһ вә Гера (әслидә улар Гебалиқларниң җәмәт беши еди. Гебалиқлар Манаһатқа көчүрүветилгән еди. Буларни көчүрүвәткүчи болса Гера еди; униңдин Узза билән Ахиһуд төрәлгән).
7
8 Шаһараим Һушим билән Баара дегән икки аялини қоювәткәндин кейин Моаб диярида оғул пәрзәнт көргән.
9 Униң Ходәш дегән аялидин Йобаб, Зибия, Меша, Малкам,
10 Йәуз, Шақия, Мирмаһ дегән оғуллар төрәлгән; униң бу оғуллириниң һәммиси җәмәт беши болған еди.
11 Һушимдинму униңға Абитуб, Әлпаал дегән оғуллар төрәлгән.
12 Әлпаалниң оғуллири Ебәр, Мишам вә Шемәд (Шемәд Оно билән Лод дегән икки шәһәрни вә уларға тәвә йеза-кәнтләрни бена қилған),
13 Берияһ вә Шема еди. У иккиси Айҗалондикиләр ичидә җәмәт башлири болуп, Гат аһалисини қоғливәткән еди.
14 Ахийо, Шашақ, Йәрәмот,
15 Зәбадия, Арад, Едәр,
16 Микаил, Ишпаһ вә Йоха болса Берияһниң оғуллири еди.
17 Зәбадия, Мәшуллам, Һизки, Хебәр,
18 Ишмерай, Йезлия вә Йобабларниң һәммиси Әлпаалниң оғуллири еди.
19 Яким, Зикри, Забди,
20 Әлийәнай, Зилтай, Әлийәл,
21 Адая, Берая вә Шимратлар Шимәйниң оғуллири еди.
22 Ишпан, Ебәр, Әлийәл,
23 Абдон, Зикри, Һанан,
24 Һанания, Елам, Антотия,
25 Ефдеаһ вә Пәнуәлләр Шашақниң оғуллири еди.
26 Шамширай, Шехария, Аталия,
27 Яарешия, Әлия вә Зикрилар Йәроһамниң оғуллири еди.
28 Жуқириқиларниң һәммиси нәсәбнамиләрдә хатириләнгән җәмәт беши еди; булар һәммиси мөтивәрләр болуп, Йерусалимға маканлашқан еди.
29 Гибеонниң атиси Җәийәл Гибеонға маканлашқан еди; униң аялиниң исми Маакаһ еди.
30 Униң тунҗа оғли Абдон, қалған оғуллири Зур, Киш, Баал, Надаб,
31 Гедор, Ахийо, Зекәр вә Миклот еди;
32 Миклоттин Шимея төрәлгән. Буларму қериндашлири билән Йерусалимда хошна олтиришатти.
33 Нәрдин Киш төрәлгән; Киштин Саул төрәлгән; Саулдин Йонатан, Малкишуа, Абинадаб вә Еш-Баал төрәлгән.
34 Мериб-Баал Йонатанниң оғли еди; Микаһ Мериб-Баалдин төрәлгән.
35 Микаһниң оғуллири Питон, Мәләк, Тария вә Аһаз еди.
36 Аһаздин Йәһоаддаһ төрәлгән; Йәһоаддаһдин Аләмәт, Азмавәт вә Зимри төрәлгән; Зимридин Моза төрәлгән;
37 Мозадин Бинеа төрәлгән; Бинеаниң оғли Рафа, Рафаниң оғли Елиасаһ, Елиасаһниң оғли Азәл еди.
38 Азәлниң алтә оғли бар еди, уларниң исми Азрикам, Бокеру, Ишмаил, Шеария, Обадия вә Һанан еди; буларниң һәммиси Азәлниң оғуллири еди.
39 Азәлниң иниси Йешәкниң тунҗа оғлиниң исми Улам, иккинчи оғлиниң исми Йеуш, үчинчи оғлиниң исми Әлифәләт еди.
40 Уламниң оғуллириниң һәммиси батур җәңчи, оқячи еди; уларниң оғуллири вә нәврилири наһайити көп болуп, җәмий бир йүз әллик еди. Жуқириқиларниң һәммиси Бинямин әвлатлиридин еди.