< Тарих-тәзкирә 1 7 >
1 Иссакарниң оғуллири: — Тола, Пуаһ, Яшуб вә Шимрон дегән төртәйлән еди.
porro filii Isachar Thola et Phua Iasub et Samaron quattuor
2 Толаниң оғуллири: — Уззи, Рефая, Йерийәл, Яһмай, Йибсам вә Самуилдин ибарәт, буларниң һәммиси җәмәт беши еди. Давутниң заманида Толаниң адәм сани нәсәбнамиләрдә жигирмә икки миң алтә йүз батур җәңчи дәп хатириләнгән.
filii Thola Ozi et Raphaia et Ierihel et Iemai et Iebsem et Samuhel principes per domos cognationum suarum de stirpe Thola viri fortissimi numerati sunt in diebus David viginti duo milia sescenti
3 Уззиниң оғли Израқия еди, Израқияниң оғуллири Микаил, Обадия, Йоел вә Ишия еди. Бу бәшәйләнниң һәммиси җәмәт беши еди.
filii Ozi Iezraia de quo nati sunt Michahel et Obadia et Iohel et Iesia quinque omnes principes
4 Нәсәбнамиләр бойичә улар билән биллә һесапланғанлардин җәңгивар оттуз алтә миң адәм бар еди; чүнки уларниң хотун, бала-җақилири наһайити көп еди.
cumque eis per familias et populos suos accincti ad proelium viri fortissimi triginta sex milia multas enim habuere uxores et filios
5 Буларниң Иссакарниң барлиқ җәмәтлири ичидики батур җәңчи қериндашлири билән қошулуп, нәсәб бойичә тизимға елинған җәмий сәксән йәттә миң адими бар еди.
fratresque eorum per omnem cognationem Isachar robustissimi ad pugnandum octoginta septem milia numerati sunt
6 Биняминниң Бела, Бәкәр вә Йәдияйәл дегән үч оғли бар еди.
Beniamin Bale et Bochor et Iadihel tres
7 Беланиң Езбон, Уззи, Уззиәл, Йәримот вә Ири дегән бәш оғли болуп, һәммиси җәмәт беши еди; уларниң нәсәбнамилиригә тизимға елинған җәмий жигирмә икки миң оттуз төрт батур җәңчи бар еди.
filii Bale Esbon et Ozi et Ozihel et Ierimoth et Urai quinque principes familiarum et ad pugnandum robustissimi numerus autem eorum viginti duo milia et triginta quattuor
8 Бәкәрниң оғуллири Земираһ, Йоаш, Әлиезәр, Әлйойинай, Омри, Йәрәмот, Абия, Анатот вә Аламәт еди. Буларниң һәммиси Бәкәрниң оғуллири болуп,
porro filii Bochor Zamira et Ioas et Eliezer et Helioenai et Amri et Ierimoth et Abia et Anathoth et Almathan omnes hii filii Bochor
9 Җәмәт башлири еди; уларниң нәсәбнамилиригә тизимға елинған җәмий жигирмә миң икки йүз батур җәңчи бар еди.
numerati sunt autem per familias suas principes cognationum ad bella fortissimi viginti milia et ducenti
10 Йәдияйәлниң оғли Билһан еди; Билһанниң оғуллири Йәуш, Бинямин, Әхуд, Кәнаанаһ, Зетан, Таршиш вә Ахишаһар еди;
porro filii Iadihel Balan filii autem Balan Hieus et Beniamin et Ahoth et Chanana et Iothan et Tharsis et Haisaar
11 Буларниң һәммиси Йәдияйәлниң әвлатлири, җәмәт башлири вә батур җәңчиләр еди. Уларниң нәсәбнамилиригә тизимланғанларниң җәңгә чиқилайдиғанлири җәмий он йәттә миң икки йүз еди.
omnes hii filii Iadihel principes cognationum suarum viri fortissimi decem et septem milia et ducenti ad proelium procedentes
12 Шуппийлар вә Хуппийлар болса йәнә Ирниң әвлатлири еди; Хушийлар Ахәрниң әвлатлири еди.
Sephan quoque et Apham filii Hir et Asim filii Aer
13 Нафталиниң оғуллири: Яһзиәл, Гуни, Йәзәр, Шаллом; буларниң һәммиси Билһаһниң оғуллири еди.
filii autem Nepthali Iasihel et Guni et Asar et Sellum filii Balaa
14 Манассәһниң оғуллири: — Униң Сурийәлик тоқилидин Асриәл төрәлгән; униңдин йәнә Гилеадниң атиси Макир туғулған.
porro filius Manasse Esrihel concubinaque eius syra peperit Machir patrem Galaad
15 Макир Шуппийлар вә Хуппийлар арисидинму аял алған (Макирниң сиңлисиниң исми Маакаһ еди). Макирниң йәнә бир әвладиниң исми Зәлофиһад еди, Зәлофиһадниң пәқәт бир нәччә қизила болған.
Machir autem accepit uxores filiis suis Happhim et Sepham et habuit sororem nomine Maacha nomen autem secundi Salphaad nataeque sunt Salphaad filiae
16 Макирниң аяли Маакаһ оғул туғуп, униңға Пәрәш дәп ат қойған; Пәрәшниң инисиниң исми Шәрәш еди; Шәрәшниң оғли Улам вә Ракәм еди.
et peperit Maacha uxor Machir filium vocavitque nomen eius Phares porro nomen fratris eius Sares et filii eius Ulam et Recem
17 Уламниң оғли Бедан еди. Буларниң һәммиси Гилеадниң әвлатлири; Гилеад Макирниң оғли, Макир Манассәһниң оғли еди.
filius autem Ulam Badan hii sunt filii Galaad filii Machir filii Manasse
18 Гилеадниң сиңлиси Һаммоләкәттин Ишһод, Абиезәр вә Маһалаһ туғулған.
soror autem eius Regina peperit virum Decorum et Abiezer et Moola
19 Шемиданиң оғуллири Ахиян, Шәкәм, Ликхи вә Аниам еди.
erant autem filii Semida Ahin et Sechem et Leci et Aniam
20 Әфраимниң әвлатлири: Униң оғли Шутилаһ, Шутилаһниң оғли Бәрәд, Бәрәдниң оғли Таһат, Таһатниң оғли Елиадаһ, Елиадаһниң оғли Таһат,
filii autem Ephraim Suthala Bareth filius eius Thaath filius eius Elada filius eius Thaath filius eius et huius filius Zabad
21 Таһатниң оғли Забад, Забадниң оғли Шутилаһ еди (Езәр билән Елиад Гатлиқларниң чарва маллирини булаң-талаң қилғили чүшкәндә, шу йәрлик Гатлиқлар тәрипидин өлтүрүлгән.
et huius filius Suthala et huius filius Ezer et Elad occiderunt autem eos viri Geth indigenae quia descenderant ut invaderent possessiones eorum
22 Уларниң атиси Әфраим бу балилири үчүн хелә күнләргичә матәм тутқачқа, униң бурадәрлири униңға тәсәлли бәргили кәлгән.
luxit igitur Ephraim pater eorum multis diebus et venerunt fratres eius ut consolarentur eum
23 Әфраим аяли билән биллә қайта бир ястуққа баш қойған. Аяли һамилдар болуп, бир оғул туққан; Әфраим униңға аиләм бала-қазаға йолуқти дәп, Берияһ дәп исим қойған.
ingressusque est ad uxorem suam quae concepit et peperit filium et vocavit nomen eius Beria eo quod in malis domus eius ortus esset
24 Униң қизи Үстүн Бәйт-Һорон билән Төвән Бәйт-Һоронни вә Уззән-Шәәраһни бена қилған).
filia autem eius fuit Sara quae aedificavit Bethoron inferiorem et superiorem et Ozensara
25 Берияһниң оғли Рефаһ билән Рәшәф еди; Рәшәфниң оғли Телаһ, Телаһниң оғли Таһан,
porro filius eius Rapha et Reseph et Thale de quo natus est Thaan
26 Таһанниң оғли Ладан, Ладанниң оғли Аммиһуд, Аммиһудниң оғли Әлишама,
qui genuit Laadan huius quoque filius Ammiud genuit Elisama
27 Әлишаманиң оғли Нун, Нунниң оғли Йәшуа еди.
de quo ortus est Nun qui habuit filium Iosue
28 Әфраимларниң зимини вә маканлашқан йәрлири Бәйт-Әл вә униңға тәвә йеза-кәнтләр болуп, күнчиқиш тәрипидә Нараан, күнпетиш тәрипидә Гәзәр билән униңға тәвә йеза-кәнтләр; Шәкәм вә униңға тәвә йеза-кәнтләр, таки Газа вә униңға тәвә йеза-кәнтләргичә созулатти.
possessio autem eorum et habitatio Bethel cum filiabus suis et contra orientem Noran ad occidentalem plagam Gazer et filiae eius Sychem quoque cum filiabus suis usque Aza et filias eius
29 Манассәһ қәбилисиниң зиминиға туташқан йәнә Бәйт-Шеан вә униңға тәвә йеза-кәнтләр; Таанақ вә униңға тәвә йеза-кәнтләр; Мәгиддо вә униңға тәвә йеза-кәнтләр; Дор вә униңға тәвә йеза-кәнтләрму бар еди. Исраилниң оғли Йүсүпниң әвлатлири мана мошу йәрләргә маканлашқан еди.
iuxta filios quoque Manasse Bethsan et filias eius Thanach et filias eius Mageddo et filias eius Dor et filias eius in his habitaverunt filii Ioseph filii Israhel
30 Аширниң оғуллири: — Йимнаһ, Йишваһ, Йишви вә Берияһ; уларниң Сераһ дегән сиңлисиму бар еди.
filii Aser Iomna et Iesua et Isui et Baria et Sara soror eorum
31 Берияһниң оғли Хәбәр билән Малкиәл болуп, Малкиәл Бирзавитниң атиси еди.
filii autem Baria Heber et Melchihel ipse est pater Barzaith
32 Хебәрдин Яфләт, Шомәр, Хотам вә уларниң сиңлиси Шуя төрәлгән.
Heber autem genuit Iephlat et Somer et Otham et Suaa sororem eorum
33 Яфләтниң оғуллири Пасақ, Бимһал вә Ашват; булар Яфләтниң оғуллири еди.
filii Iephlat Phosech et Chamaal et Asoth hii filii Iephlat
34 Шәмәрниң оғуллири Ахи, Роһгаһ, Хуббаһ вә Арам еди.
porro filii Somer Ahi et Roaga et Iaba et Aram
35 [Шәмәрниң] иниси Һәләмниң оғли Зофаһ, Йимна, Шәләш вә Амал еди;
filii autem Helem fratris eius Supha et Iemna et Selles et Amal
36 Зофаһниң оғли Суаһ, Һарнәфәр, Шуал, Бери, Имраһ,
filii Supha Sue Arnaphed et Sual et Beri et Iamra
37 Безәр, Ход, Шамма, Шилшаһ, Итран вә Бәәраһ еди.
Bosor et Od et Samma et Salusa et Iethran et Bera
38 Йәтәрниң оғуллири Йәфуннәһ, Писпаһ вә Ара еди.
filii Iether Iephonne et Phaspha et Ara
39 Улланиң оғуллири Араһ, Ханниәл вә Ризия еди.
filii autem Olla Aree et Anihel et Resia
40 Буларниң һәммиси Аширниң әвлатлири болуп, һәр қайсиси җәмәт башлири, аламәт батур җәңчиләр, йолбашчилар еди; уларниң җәмәтлири бойичә нәсәбнамигә тизимланғанда, җәңгә чиқилайдиғанлири җәмий жигирмә алтә миң еди.
omnes hii filii Aser principes cognationum electi atque fortissimi duces ducum numerus autem eorum aetatis quae apta esset ad bellum viginti sex milia