< Тарих-тәзкирә 1 6 >

1 Лавийниң оғуллири Гәршон, Коһат вә Мәрари.
بَنُو لَاوِي: جَرْشُونُ وَقَهَاتُ وَمَرَارِي.١
2 Коһатниң оғли Амрам, Изһар, Һеброн вә Уззиәл еди.
وَبَنُو قَهَاتَ: عَمْرَامُ وَيِصْهَارُ وَحَبْرُونُ وَعُزِّيئِيلُ.٢
3 Амрамниң пәрзәнтлири Һарун, Муса вә Мәрйәм еди. Һарунниң оғли Надаб, Абиһу, Әлиазар вә Итамар еди.
وَبَنُو عَمْرَامَ: هَارُونُ وَمُوسَى وَمَرْيَمُ. وَبَنُو هَارُونَ: نَادَابُ وَأَبِيهُو وَأَلِيعَازَارُ وَإِيثَامَارُ.٣
4 Әлиазардин Финиһас, Финиһастин Абишуа,
أَلِعَازَارُ وَلَدَ فِينَحَاسَ، وَفِينَحَاسُ وَلَدَ أَبِيشُوعَ،٤
5 Абишуадин Букки, Буккидин Уззи,
وَأَبِيشُوعُ وَلَدَ بُقِّيَ، وَبُقِّي وَلَدَ عُزِّيَ،٥
6 Уззидин Зәраһия, Зәраһиядин Мерайот,
وَعُزِّي وَلَدَ زَرَحْيَا، وَزَرَحْيَا وَلَدَ مَرَايُوثَ،٦
7 Мерайоттин Амария, Амариядин Ахитуб,
وَمَرَايُوثُ وَلَدَ أَمَرْيَا، وَأَمَرْيَا وَلَدَ أَخِيطُوبَ،٧
8 Ахитубтин Задок, Задоктин Ахимааз,
وَأَخِيطُوبُ وَلَدَ صَادُوقَ، وَصَادُوقُ وَلَدَ أَخِيمَعَصَ،٨
9 Ахимааздин Азария, Азариядин Йоһанан,
وَأَخِيمَعَصُ وَلَدَ عَزَرْيَا، وَعَزَرْيَا وَلَدَ يُوحَانَانَ،٩
10 Йоһанандин Азария (бу Азария Йерусалимда Сулайман салғузған муқәддәс өйдә каһинлиқ хизмитидә болған),
وَيُوحَانَانُ وَلَدَ عَزَرْيَا، وَهُوَ ٱلَّذِي كَهَنَ فِي ٱلْبَيْتِ ٱلَّذِي بَنَاهُ سُلَيْمَانُ فِي أُورُشَلِيمَ،١٠
11 Азариядин Амария, Амариядин Ахитуб,
وَعَزَرْيَا وَلَدَ أَمَرْيَا، وَأَمَرْيَا وَلَدَ أَخِيطُوبَ،١١
12 Ахитубтин Задок, Задоктин Шаллум,
وَأَخِيطُوبُ وَلَدَ صَادُوقَ، وَصَادُوقُ وَلَدَ شَلُّومَ،١٢
13 Шаллумдин Һилқия, Һилқиядин Азария,
وَشَلُّومُ وَلَدَ حِلْقِيَّا، وَحِلْقِيَّا وَلَدَ عَزَرْيَا،١٣
14 Азариядин Серая, Сераядин Йәһозадак төрәлди;
وَعَزَرْيَا وَلَدَ سَرَايَا، وَسَرَايَا وَلَدَ يَهُوصَادَاقَ،١٤
15 Пәрвәрдигар Небоқаднәсарниң вастиси билән Йәһудадикиләр билән Йерусалимдикиләрни сүргүн қилидиған чағда, бу Йәһозадакму сүргүн қилинған.
وَيَهُوصَادَاقُ سَارَ فِي سَبْيِ ٱلرَّبِّ يَهُوذَا وَأُورُشَلِيمَ بِيَدِ نَبُوخَذْنَاصَّرَ.١٥
16 Лавийниң оғли Гәршом, Коһат вә Мәрари.
بَنُو لَاوِي: جَرْشُومُ وَقَهَاتُ وَمَرَارِي.١٦
17 Гәршомниң оғуллириниң исми Либни вә Шимәй еди.
وَهَذَانِ ٱسْمَا ٱبْنَيْ جَرْشُومَ: لِبْنِي وَشِمْعِي.١٧
18 Коһатниң оғуллири Амрам, Изһар, Һеброн вә Уззиәл еди.
وَبَنُو قَهَاتَ: عَمْرَامُ وَيِصْهَارُ وَحَبْرُونُ وَعُزِّيئِيلُ.١٨
19 Мәрариниң оғуллири Маһли вә Муши еди. Булар Лавийларға мәнсуп һәр қайси җәмәтләр ичидики аилиләр еди.
وَٱبْنَا مَرَارِي: مَحْلِي وَمُوشِي. فَهَذِهِ عَشَائِرُ ٱللَّاوِيِّينَ حَسَبَ آبَائِهِمْ.١٩
20 Гәршомниң әвлатлири төвәндикичә: Гәршомниң оғли Либни, Либниниң оғли Җаһат, Җаһатниң оғли Зиммаһ,
لِجَرْشُومَ: لِبْنِي ٱبْنُهُ، وَيَحَثُ ٱبْنُهُ، وَزِمَّةُ ٱبْنُهُ،٢٠
21 Зиммаһниң оғли Йоаһ, Йоаһниң оғли Иддо, Иддониң оғли Зәраһ, Зәраһниң оғли Йиятирай еди.
وَيُوآخُ ٱبْنُهُ، وَعِدُّو ٱبْنُهُ، وَزَارَحُ ٱبْنُهُ، وَيَأَثْرَايُ ٱبْنُهُ.٢١
22 Гоһатниң әвлатлири төвәндикичә: Гоһатниң оғли Амминадаб, Амминадабниң оғли Кораһ, Кораһниң оғли Ассир,
بَنُو قَهَاتَ: عَمِّينَادَابُ ٱبْنُهُ، وَقُورَحُ ٱبْنُهُ، وَأَسِّيرُ ٱبْنُهُ،٢٢
23 Ассирниң оғли Әлканаһ, Әлканаһниң оғли Ебиасаф, Ебиасафниң оғли Ассир,
وَأَلْقَانَةُ ٱبْنُهُ، وَأَبِيأَسَافُ ٱبْنُهُ، وَأَسِّيرُ ٱبْنُهُ،٢٣
24 Ассирниң оғли Таһат, Таһатниң оғли Уриәл, Уриәлниң оғли Уззия, Уззияниң оғли Шаул еди.
وَتَحَثُ ٱبْنُهُ، وَأُورِيئِيلُ ٱبْنُهُ، وَعُزِّيَّا ٱبْنُهُ، وَشَاوُلُ ٱبْنُهُ.٢٤
25 Әлканаһниң оғуллири Амасай вә Ахимот,
وَٱبْنَا أَلْقَانَةَ: عَمَاسَايُ وَأَخِيمُوتُ،٢٥
26 Ахимотниң оғли Әлканаһ, Әлканаһниң оғли Зофай, Зофайниң оғли Наһат,
وَأَلْقَانَةُ. بَنُو أَلْقَانَةَ: صُوفَايُ ٱبْنُهُ، وَنَحَثُ ٱبْنُهُ،٢٦
27 Наһатниң оғли Елиаб, Елиабниң оғли Йәроһам, Йәроһамниң оғли Әлканаһ еди.
وَأَلِيآبُ ٱبْنُهُ، وَيَرُوحَامُ ٱبْنُهُ، وَأَلْقَانَةُ ٱبْنُهُ.٢٧
28 Самуилниң оғуллири төвәндикичә: тунҗа оғли Йоел, иккинчи оғли Абия еди.
وَٱبْنَا صَمُوئِيلَ: ٱلْبِكْرُ وَشْنِي ثُمَّ أَبِيَّا.٢٨
29 Мәрариниң әвлатлири төвәндикичә: Мәрариниң оғли Маһли, Маһлиниң оғли Либни, Либниниң оғли Шимәй, Шимәйниң оғли Узза,
بَنُو مَرَارِي: مَحْلِي، وَلِبْنِي ٱبْنُهُ، وَشِمْعِي ٱبْنُهُ، وَعُزَّةُ ٱبْنُهُ،٢٩
30 Уззаниң оғли Шимия, Шимияниң оғли Һаггия, Һаггияниң оғли Асая еди.
وَشِمْعَى ٱبْنُهُ، وَحَجِيَّا ٱبْنُهُ، وَعَسَايَا ٱبْنُهُ.٣٠
31 Давут әһдә сандуғи убдан орунлаштурулғандин кейин Пәрвәрдигарниң өйидә нәғмичилик ишлириға мәсъул болушқа төвәндики кишиләрни қойди.
وَهَؤُلَاءِ هُمُ ٱلَّذِينَ أَقَامَهُمْ دَاوُدُ عَلَى يَدِ ٱلْغِنَاءِ فِي بَيْتِ ٱلرَّبِّ بَعْدَمَا ٱسْتَقَرَّ ٱلتَّابُوتُ.٣١
32 Улар таки Сулайман Йерусалимда Пәрвәрдигарниң өйини ясатқанға қәдәр, «җамаәт чедири»ниң алдида күй ейтиш хизмитини өтәп кәлди. Улар вәзиписини бәлгүләнгән тәртиви билән өтигән еди.
وَكَانُوا يَخْدِمُونَ أَمَامَ مَسْكَنِ خَيْمَةِ ٱلِٱجْتِمَاعِ بِٱلْغِنَاءِ إِلَى أَنْ بَنَى سُلَيْمَانُ بَيْتَ ٱلرَّبِّ فِي أُورُشَلِيمَ، فَقَامُوا عَلَى خِدْمَتِهِمْ حَسَبَ تَرْتِيبِهِمْ.٣٢
33 Төвәндикиләр вәзипә өтигән адәмләр вә уларниң әвлатлири: — Коһатниң әвлатлири ичидә: — нәғмичи Һеман бар еди. Һеман Йоелниң оғли, Йоел Самуилниң оғли еди.
وَهَؤُلَاءِ هُمُ ٱلْقَائِمُونَ مَعَ بَنِيهِمْ. مِنْ بَنِي ٱلْقَهَاتِيِّينَ: هَيْمَانُ ٱلْمُغَنِّي ٱبْنُ يُوئِيلَ بْنِ صَمُوئِيلَ٣٣
34 Самуил Әлканаһниң оғли, Әлканаһ Йәроһамниң оғли, Йәроһам Әлийәлниң оғли, Әлийәл Тоаһниң оғли,
بْنِ أَلْقَانَةَ بْنِ يَرُوحَامَ بْنِ إِيلِيئِيلَ بْنِ تُوحَ٣٤
35 Тоаһ Зуфниң оғли, Зуф Әлканаһниң оғли, Әлканаһ Маһатниң оғли, Маһат Амасайниң оғли,
بْنِ صُوفَ بْنِ أَلْقَانَةَ بْنِ مَحَثَ بْنِ عَمَاسَايَ٣٥
36 Амасай Әлканаһниң оғли, Әлканаһ Йоелниң оғли, Йоел Азарияниң оғли, Азария Зәфанияниң оғли,
بْنِ أَلْقَانَةَ بْنِ يُوئِيلَ بْنِ عَزَرْيَا بْنِ صَفَنْيَا٣٦
37 Зәфания Таһатниң оғли, Таһат Ассирниң оғли, Ассир Ебиасафниң оғли, Ебиасаф Кораһниң оғли,
بْنِ تَحَثَ بْنِ أَسِّيرَ بْنِ أَبِيَاسَافَ بْنِ قُورَحَ٣٧
38 Кораһ Изһарниң оғли, Изһар Коһатниң оғли, Коһат Лавийниң оғли, Лавий Исраилниң оғли еди.
بْنِ يِصْهَارَ بْنِ قَهَاتَ بْنِ لَاوِي بْنِ إِسْرَائِيلَ.٣٨
39 [Һеманниң] оң тәрипидә хизмәттә турған қериндиши Асаф еди. Асаф болса Бәрәкияниң оғли, Бәрәкия Шимияниң оғли,
وَأَخُوهُ آسَافُ ٱلْوَاقِفُ عَنْ يَمِينِهِ. آسَافُ بْنُ بَرَخْيَا بْنِ شِمْعِي٣٩
40 Шимия Микаилниң оғли, Микаил Баасияниң оғли, Баасия Малкияниң оғли,
بْنِ مِيخَائِيلَ بْنِ بَعَسِيَا بْنِ مَلْكِيَا٤٠
41 Малкия Етниниң оғли, Етни Зәраһниң оғли, Зәраһ Адаяниң оғли,
بْنِ أَثْنَايَ بْنِ زَارَحَ بْنِ عَدَايَا٤١
42 Адая Етанниң оғли, Етан Зиммаһниң оғли, Зиммаһ Шимәйниң оғли,
بْنِ أَيْثَانَ بْنِ زِمَّةَ بْنِ شِمْعِي٤٢
43 Шимәй Җаһатниң оғли, Җаһат Гәршомниң оғли, Гәршом Лавийниң оғли еди.
بْنِ يَحَثَ بْنِ جَرْشُومَ بْنِ لَاوِي.٤٣
44 [Һеман билән Асафниң] сол тәрипидә хизмәттә турған қериндашлири Мәрариниң әвлатлиридин Етанлар еди. Етан болса Кишиниң оғли еди, Киши Абдиниң оғли, Абди Маллуқниң оғли,
وَبَنُو مَرَارِي إِخْوَتُهُمْ عَنِ ٱلْيَسَارِ. أَيْثَانُ بْنُ قِيشِي بْنِ عَبْدِي بْنِ مَلُّوخَ٤٤
45 Маллуқ Һашабияниң оғли, Һашабия Амазияниң оғли, Амазия Һилқияниң оғли,
بْنِ حَشَبْيَا بْنِ أَمَصْيَا بْنِ حِلْقِيَّا٤٥
46 Һилқия Амзиниң оғли, Амзи Баниниң оғли, Бани Шемәрниң оғли,
بْنِ أَمْصِي بْنِ بَانِي بْنِ شَامِرَ٤٦
47 Шемәр Маһлиниң оғли, Маһли Мушиниң оғли, Муши Мәрариниң оғли, Мәрари Лавийниң оғли еди.
بْنِ مَحْلِي بْنِ مُوشِي بْنِ مَرَارِي بْنِ لَاوِي.٤٧
48 Уларниң қалған Лавий қериндашлири болса һәммиси Худаниң өйи, йәни ибадәт чедиридики [башқа] хизмәтләрни беҗиришкә аталған еди.
وَإِخْوَتُهُمُ ٱللَّاوِيُّونَ مُقَامُونَ لِكُلِّ خِدْمَةِ مَسْكَنِ بَيْتِ ٱللهِ.٤٨
49 Һарун вә униң әвлатлири болса Худаниң хизмәткари Мусаниң тапилиғинидәк көйдүрмә қурбанлиқ сунулидиған қурбангаһта қурбанлиқлар сунуп, хушбуйгаһда хушбуй йеқип, муқәддәсгаһдики барлиқ хизмәтләрни ада қилатти, шундақла Исраиллар үчүн кәчүрүм-кафарәт ишлирини қилатти.
وَأَمَّا هَارُونُ وَبَنُوهُ فَكَانُوا يُوقِدُونَ عَلَى مَذْبَحِ ٱلْمُحْرَقَةِ وَعَلَى مَذْبَحِ ٱلْبَخُورِ مَعَ كُلِّ عَمَلِ قُدْسِ ٱلْأَقْدَاسِ، وَلِلتَّكْفِيرِ عَنْ إِسْرَائِيلَ حَسَبَ كُلِّ مَا أَمَرَ بِهِ مُوسَى عَبْدُ ٱللهِ.٤٩
50 Һарунниң әвлатлири төвәндикичә: Һарунниң оғли Әлиазар, Әлиазарниң оғли Финиһас, Финиһасниң оғли Абишуя,
وَهَؤُلَاءِ بَنُو هَارُونَ: أَلِعَازَارُ ٱبْنُهُ، وَفِينَحَاسُ ٱبْنُهُ، وَأَبِيشُوعُ ٱبْنُهُ،٥٠
51 Абишуяниң оғли Букки, Буккиниң оғли Уззи, Уззиниң оғли Зәраһия,
وَبُقِّي ٱبْنُهُ، وَعُزِّي ٱبْنُهُ، وَزَرَحْيَا ٱبْنُهُ،٥١
52 Зәраһияниң оғли Мерайот, Мерайотниң оғли Амария, Амарияниң оғли Ахитуб,
وَمَرَايُوثُ ٱبْنُهُ، وَأَمَرْيَا ٱبْنُهُ، وَأَخِيطُوبُ ٱبْنُهُ،٥٢
53 Ахитубниң оғли Задок, Задокниң оғли Ахимааз еди.
وَصَادُوقُ ٱبْنُهُ، وَأَخِيمَعَصُ ٱبْنُهُ.٥٣
54 Төвәндикиләр Һарунниң әвлатлириниң өз зимини ичидә макан тутуп олтарған йәрлири: — Коһат җәмәтиниң йәрлири болса (мошу йәрләр чәк ташлаш арқилиқ уларға тәқсим қилинған): —
وَهَذِهِ مَسَاكِنُهُمْ مَعَ ضِيَاعِهِمْ وَتُخُومِهِمْ: لِبَنِي هَارُونَ، لِعَشِيرَةِ ٱلْقَهَاتِيِّينَ لِأَنَّهُ لَهُمْ كَانَتِ ٱلْقُرْعَةُ.٥٤
55 Йәһуда зиминидики Һеброн вә Һебронниң төрт әтрапидики етизлиқлири уларға тәқсим қилинған
وَأَعْطَوْهُمْ حَبْرُونَ فِي أَرْضِ يَهُوذَا وَمَسَارِحَهَا حَوَالَيْهَا.٥٥
56 (лекин бу шәһәрниң әтрапидики отлуқлар вә шәһәргә қарашлиқ йеза-кәнтләр болса Йәфуннәһниң оғли Каләбкә берилди).
وَأَمَّا حَقْلُ ٱلْمَدِينَةِ وَدِيَارُهَا فَأَعْطَوْهَا لِكَالَبَ بْنِ يَفُنَّةَ.٥٦
57 Һарунниң әвлатлириға «панаһлиқ шәһири» Һеброн берилди; буниңдин башқа Либнаһ билән униңға тәвә етизлиқлар, Яттир, Ештемоа вә униңға тәвә етизлиқлар,
وَأَعْطَوْا لِبَنِي هَارُونَ مُدُنَ ٱلْمَلْجَإِ حَبْرُونَ وَلِبْنَةَ وَمَسَارِحَهَا، وَيَتِّيرَ وَأَشْتَمُوعَ وَمَسَارِحَهَا٥٧
58 Һилән вә униңға тәвә етизлиқлар, Дәбир вә униңға тәвә етизлиқлар,
وَحِيلَيْنَ وَمَسَارِحَهَا، وَدَبِيرَ وَمَسَارِحَهَا،٥٨
59 Ашан вә униңға тәвә етизлиқлар, Бәйт-Шәмәш вә униңға тәвә етизлиқларму тәқсим қилинған;
وَعَاشَانَ وَمَسَارِحَهَا، وَبَيْتَشَمْسَ وَمَسَارِحَهَا.٥٩
60 Йәнә Бинямин қәбилисидики зиминдин Геба вә униңға тәвә етизлиқлар, Алләмәт вә униңға тәвә етизлиқлар, Анатот вә униңға тәвә етизлиқлар бөлүп берилгән. Улар җәмәтлири бойичә еришкән шәһәр җәмий он үч болди.
وَمِنْ سِبْطِ بَنْيَامِينَ جَبْعَ وَمَسَارِحَهَا، وَعَلْمَثَ وَمَسَارِحَهَا، وَعَنَاثُوثَ وَمَسَارِحَهَا. جَمِيعُ مُدُنِهِمْ ثَلَاثَ عَشَرَةَ مَدِينَةً حَسَبَ عَشَائِرِهِمْ.٦٠
61 Коһатниң башқа әвлатлириға болса ташланған чәккә чиққини бойичә, Манассәһ йерим қәбилисиниң зиминидин он шәһәр бөлүп берилди.
وَلِبَنِي قَهَاتَ ٱلْبَاقِينَ مِنْ عَشِيرَةِ ٱلسِّبْطِ مِنْ نِصْفِ ٱلسِّبْطِ، نِصْفِ مَنَسَّى، بِٱلْقُرْعَةِ عَشَرُ مُدُنٍ.٦١
62 Гәршомниң әвлатлириға, җәмәтигә қарап, Иссакар қәбилиси, Ашир қәбилиси, Нафтали қәбилиси вә Башан жутидики Манассәһ йерим қәбилисиниң зиминидин он үч шәһәр бөлүп берилди.
وَلِبَنِي جَرْشُومَ حَسَبَ عَشَائِرِهِمْ. مِنْ سِبْطِ يَسَّاكَرَ وَمِنْ سِبْطِ أَشِيرَ وَمِنْ سِبْطِ نَفْتَالِي وَمِنْ سِبْطِ مَنَسَّى فِي بَاشَانَ ثَلَاثَ عَشَرَةَ مَدِينَةً.٦٢
63 Мәрариниң әвлатлириға, җәмәтигә қарап, ташланған чәккә чиққини бойичә, Рубән қәбилиси, Гад қәбилиси вә Зәбулун қәбилисидин он икки шәһәр бөлүп берилди.
لِبَنِي مَرَارِي حَسَبَ عَشَائِرِهِمْ مِنْ سِبْطِ رَأُوبَيْنَ وَمِنْ سِبْطِ جَادَ وَمِنْ سِبْطِ زَبُولُونَ بِٱلْقُرْعَةِ ٱثْنَتَا عَشَرَةَ مَدِينَةً.٦٣
64 Исраиллар шундақ қилип бу шәһәрләрни вә уларға тәвә етизлиқларниң һәммисини Лавийларға бөлүп бәрди.
فَأَعْطَى بَنُو إِسْرَائِيلَ ٱللَّاوِيِّينَ ٱلْمُدُنَ وَمَسَارِحَهَا.٦٤
65 Улар ташланған чәккә чиққини бойичә, йәнә жуқурида нами аталған шәһәрләрни Йәһуда қәбилисидин, Шимеон қәбилисидин вә Бинямин қәбилисидин елип уларға бәрди.
وَأَعْطَوْا بِٱلْقُرْعَةِ مِنْ سِبْطِ يَهُوذَا وَمِنْ سِبْطِ بَنِي شِمْعُونَ وَمِنْ سِبْطِ بَنِي بَنْيَامِينَ هَذِهِ ٱلْمُدُنَ ٱلَّتِي سَمَّوْهَا بِأَسْمَاءٍ.٦٥
66 Коһатниң әвлатлиридин болған бәзи җәмәтләргә Әфраим қәбилисиниң зимини тәвәсидики шәһәрләрдин бөлүп берилгәнлириму болди.
وَبَعْضُ عَشَائِرِ بَنِي قَهَاتَ كَانَتْ مُدُنُ تُخُمِهِمْ مِنْ سِبْطِ أَفْرَايِمَ.٦٦
67 Исраиллар уларға [йәнә икки] «панаһлиқ шәһири», йәни Әфраим тағлиғиға җайлашқан Шәкәм вә униңға тәвә етизлиқларни вә Гәзәр вә униңға тәвә етизлиқларни бәрди;
وَأَعْطَوْهُمْ مُدُنَ ٱلْمَلْجَإِ: شَكِيمَ وَمَسَارِحَهَا فِي جَبَلِ أَفْرَايِمَ، وَجَازَرَ وَمَسَارِحَهَا،٦٧
68 Йәнә Йокмиям вә униңға тәвә етизлиқларни, Бәйт-Һорон вә униңға тәвә етизлиқларни,
وَيَقْمَعَامَ وَمَسَارِحَهَا، وَبَيْتَ حُورُونَ وَمَسَارِحَهَا،٦٨
69 Айҗалон вә униңға тәвә етизлиқларни, Гат-Риммон вә униңға тәвә етизлиқларни уларға бәрди.
وَأَيَّلُونَ وَمَسَارِحَهَا، وَجَتَّ رِمُّونَ وَمَسَارِحَهَا.٦٩
70 [Исраиллар йәнә] Манассәһ йерим қәбилисидин Анер вә униңға тәвә етизлиқларни, Билеам вә униңға тәвә етизлиқларни Коһатниң қалған җәмәтлиригә бәрди.
وَمِنْ نِصْفِ سِبْطِ مَنَسَّى: عَانِيرَ وَمَسَارِحَهَا، وَبِلْعَامَ وَمَسَارِحَهَا، لِعَشِيرَةِ بَنِي قَهَاتَ ٱلْبَاقِينَ.٧٠
71 Гәршомниң әвлатлириға Манассәһ йерим қәбилисидики җәмәтләрниң зиминидин Башандики Голан вә Голанға тәвә етизлиқлар, Аштарот вә униңға тәвә етизлиқлар берилди;
لِبَنِي جَرْشُومَ مِنْ نِصْفِ سِبْطِ مَنَسَّى: جُولَانُ فِي بَاشَانَ وَمَسَارِحَهَا، وَعَشْتَارُوتُ وَمَسَارِحَهَا.٧١
72 Иссакар қәбилисидин Кәдәш вә униңға тәвә етизлиқлар, Дабират вә униңға тәвә етизлиқлар,
وَمِنْ سِبْطِ يَسَّاكَرَ: قَادَشُ وَمَسَارِحَهَا، وَدَبَرَةُ وَمَسَارِحَهَا،٧٢
73 Рамот вә униңға тәвә етизлиқлар, Анәм вә униңға тәвә етизлиқлар берилди;
وَرَامُوتُ وَمَسَارِحَهَا، وَعَانِيمُ وَمَسَارِحَهَا.٧٣
74 Ашир қәбилисидин уларға Машал вә униңға тәвә етизлиқлар, Абдон вә униңға тәвә етизлиқлар,
وَمِنْ سِبْطِ أَشِيرَ: مَشْآلُ وَمَسَارِحَهَا، وَعَبْدُونُ وَمَسَارِحَهَا،٧٤
75 Хукок вә униңға тәвә етизлиқлар, Рәһоб вә униңға тәвә етизлиқлар берилди;
وَحُقُوقُ وَمَسَارِحَهَا، وَرَحُوبُ وَمَسَارِحَهَا.٧٥
76 Нафтали қәбилисидин Галилийәдики Кәдәш вә униңға тәвә етизлиқлар, Һаммон вә униңға тәвә етизлиқлар, Кириатайим вә униңға тәвә етизлиқларму берилди.
وَمِنْ سِبْطِ نَفْتَالِي: قَادَشُ فِي ٱلْجَلِيلِ وَمَسَارِحَهَا، وَحَمُّونُ وَمَسَارِحَهَا، وَقَرْيَتَايِمُ وَمَسَارِحَهَا.٧٦
77 Мәрариниң қалған әвлатлириға болса Зәбулун қәбилисидин Риммоно вә униңға тәвә етизлиқлар, Табор вә униңға тәвә етизлиқлар берилди;
لِبَنِي مَرَارِي ٱلْبَاقِينَ مِنْ سِبْطِ زَبُولُونَ: رِمُّونُو وَمَسَارِحَهَا، وَتَابُورُ وَمَسَارِحَهَا.٧٧
78 Йәнә Рубән қәбилисиниңкидин, Иордан дәриясиниң у тәрипидин, Йерихониң шәрқий удулидики, йәни Иордан дәриясиниң күнчиқиш бойидики йәрләрдин чөлдики Бәзәр вә униңға тәвә етизлиқлар, Яһзаһ вә униңға тәвә етизлиқлар,
وَفِي عَبْرِ أُرْدُنِّ أَرِيحَا شَرْقِيَّ ٱلْأُرْدُنِّ، مِنْ سِبْطِ رَأُوبَيْنَ: بَاصَرُ فِي ٱلْبَرِّيَّةِ وَمَسَارِحَهَا، وَيَهْصَةُ وَمَسَارِحَهَا،٧٨
79 Кәдәмот вә униңға тәвә етизлиқлар, Мефаат вә униңға тәвә етизлиқлар берилди;
وَقَدِيمُوتُ وَمَسَارِحَهَا، وَمَيْفَعَةُ وَمَسَارِحَهَا.٧٩
80 Гад қәбилисидинму болса уларға Гилеадтики Рамот вә униңға тәвә етизлиқлар, Маһанаим вә униңға тәвә етизлиқлар,
وَمِنْ سِبْطِ جَادَ: رَامُوتُ فِي جِلْعَادَ وَمَسَارِحَهَا، وَمَحَنَايِمُ وَمَسَارِحَهَا،٨٠
81 Һәшбон вә униңға тәвә етизлиқлар, Яазәр вә униңға тәвә етизлиқлар берилди.
وَحَشْبُونُ وَمَسَارِحَهَا، وَيَعْزِيرُ وَمَسَارِحَهَا.٨١

< Тарих-тәзкирә 1 6 >