< Тарих-тәзкирә 1 5 >

1 Исраилниң тунҗа оғли Рубәнниң оғуллири мунулар: — (Рубән гәрчә тунҗа оғул болғини билән, лекин [атисиниң тоқили билән] зина қилғанлиғи үчүн, униң чоң оғуллуқ һоқуқи Исраилниң оғли болған Йүсүпниң оғуллириға өткүзүветилгән. Шуңа нәсәбнамә бойичә у чоң оғул һесапланмайду.
Israilning tunji oghli Rubenning oghulliri munular: — (Ruben gerche tunji oghul bolghini bilen, lékin [atisining toqili bilen] zina qilghanliqi üchün, uning chong oghulluq hoquqi Israilning oghli bolghan Yüsüpning oghullirigha ötküzüwétilgen. Shunga nesebname boyiche u chong oghul hésablanmaydu.
2 Йәһуда қериндашлири ичидә үстүнлүккә егә болған болсиму вә идарә қилғучи униңдин чиққан болсиму, лекин чоң оғуллуқ һоқуқи Йүсүпкә тәвә болуп кәткән): —
Yehuda qérindashliri ichide üstünlükke ige bolghan bolsimu we idare qilghuchi uningdin chiqqan bolsimu, lékin chong oghulluq hoquqi Yüsüpke tewe bolup ketken): —
3 Исраилниң тунҗиси Рубәнниң оғуллири мунулар: — Һанох вә Паллу, Һәзрон вә Карми.
Israilning tunjisi Rubenning oghulliri munular: — Hanox we Pallu, Hezron we Karmi.
4 Йоелниң әвлатлири мунулар: — [Йоелниң] оғли Шемая, Шемаяниң оғли Гог, Гогниң оғли Шимәй,
Yoélning ewladliri munular: — [Yoélning] oghli Shémaya, Shémayaning oghli Gog, Gogning oghli Shimey,
5 Шимәйниң оғли Микаһ, Микаһниң оғли Реая, Реаяниң оғли Баал,
Shimeyning oghli Mikah, Mikahning oghli Réaya, Réayaning oghli Baal,
6 Баалниң оғли Бәәраһ; Бәәраһ Асурийә падишаси Тилгат-Пилнәсәр тәрипидин тутқун қилип кетилгән. У чағда у Рубән қәбилисиниң башлиғи еди.
Baalning oghli Beerah; Beerah Asuriye padishahi Tilgat-Pilneser teripidin tutqun qilip kétilgen. U chaghda u Ruben qebilisining bashliqi idi.
7 Униң инилири нәсәбнамисидә хатириләнгәндәк, җәмәтлириниң тарихи бойичә йолбашчи болған Җәийәл, Зәкәрия вә Бела дәп пүтүлгән еди
Uning iniliri nesebnamiside xatirilen’gendek, jemetlirining tarixi boyiche yolbashchi bolghan Jeiyel, Zekeriya we Béla dep pütülgenidi
8 (Бела Азазниң оғли, Азаз Шеманиң оғли, Шема Йоелниң оғли еди). Йоеллар Ароәрдә, Небо вә Баал-Меонғичә созулған җайларда туратти.
(Béla Azazning oghli, Azaz Shémaning oghli, Shéma Yoélning oghli idi). Yoéllar Aroerde, Nébo we Baal-Méon’ghiche sozulghan jaylarda turatti.
9 Улар йәнә күн чиқишқа қарап таки Әфрат дәриясиниң бу тәрипидики чөлниң кириш еғизиға қәдәр олтирақлашти; чүнки уларниң Гилеад жутидики чарва маллири көпийип кәткән еди.
Ular yene kün chiqishqa qarap taki Efrat deryasining bu teripidiki chölning kirish éghizigha qeder olturaqlashti; chünki ularning Giléad yurtidiki charwa malliri köpiyip ketkenidi.
10 Саулниң сәлтәнитиниң күнлиридә улар Һагарийлар билән уруш қилишти; Һагарийлар уларниң қолида мәғлуп болғандин кейин улар Гилеадниң күн чиқиш тәрипидики пүтүн зиминда Һагарийларниң чедирлирида маканлашти.
Saulning seltenitining künliride ular Hagariylar bilen urush qilishti; Hagariylar ularning qolida meghlup bolghandin kéyin ular Giléadning kün chiqish teripidiki pütün zéminda Hagariylarning chédirlirida makanlashti.
11 Уларниң удулида Гадниң әвлатлири таки Саликаһға қәдәр Башан зиминиға маканлашқан еди.
Ularning udulida Gadning ewladliri taki Salikahgha qeder Bashan zéminigha makanlashqanidi.
12 Башанда маканлашқанлардин қәбилә башлиғи Йоел, муавин қәбилә башлиғи Шафам бар еди; йәнә Янай билән Шафатму бар еди.
Bashanda makanlashqanlardin qebile bashliqi Yoél, muawin qebile bashliqi Shafam bar idi; yene Yanay bilen Shafatmu bar idi.
13 Уларниң уруқ-туққанлири җәмәтнамиләр бойичә Микаил, Мәшуллам, Шеба, Йорай, Якан, Зия вә Ебәр болуп, җәмий йәттә еди.
Ularning uruq-tughqanliri jemetnamiler boyiche Mikail, Meshullam, Shéba, Yoray, Yakan, Ziya we Éber bolup, jemiy yette idi.
14 Жуқиридикиләрниң һәммиси Абиһайилниң оғуллири еди. Абиһайил Хуриниң оғли, Хури Ярояһниң оғли, Ярояһ Гилеадниң оғли, Гилеад Микаилниң оғли, Микаил Йәшишайниң оғли, Йәшишай Яһдониң оғли, Яһдо бузниң оғли еди;
Yuqiridikilerning hemmisi Abihayilning oghulliri idi. Abihayil Xurining oghli, Xuri Yaroyahning oghli, Yaroyah Giléadning oghli, Giléad Mikailning oghli, Mikail Yeshishayning oghli, Yeshishay Yahdoning oghli, Yahdo buzning oghli idi;
15 Гуниниң нәвриси, Абдиәлниң оғли Ахи уларниң җәмәт беши еди.
Gunining newrisi, Abdielning oghli Axi ularning jemet béshi idi.
16 Улар Гилеадқа, Башанға вә Башанға тәвә йеза-кәнтләргә, шундақла пүткүл Шарон яйлиғиға, таки төрт четигичә маканлашқан еди.
Ular Giléadqa, Bashan’gha we Bashan’gha tewe yéza-kentlerge, shundaqla pütkül Sharon yayliqigha, taki töt chétigiche makanlashqanidi.
17 Буларниң һәммиси Йәһуда падишаси Йотам вә Исраил падишаси Йәробоамниң сәлтәнитиниң күнлиридә нәсәбнамиләргә пүтүлгән еди.
Bularning hemmisi Yehuda padishahi Yotam we Israil padishahi Yeroboamning seltenitining künliride nesebnamilerge pütülgenidi.
18 Рубән, Гад қәбилилириниң вә Манассәһ йерим қәбилисиниң батур, қалқан-қилич туталайдиған, оқя аталайдиған һәм җәңгә маһир қириқ төрт миң йәттә йүз атмиш җәңгивар адими бар еди.
Ruben, Gad qebililirining we Manasseh yérim qebilisining batur, qalqan-qilich tutalaydighan, oqya atalaydighan hem jengge mahir qiriq töt ming yette yüz atmish jenggiwar adimi bar idi.
19 Улар Һагарийлар, Йәтурлар, Нафишлар вә Нодаблар билән җәң қилған.
Ular Hagariylar, Yeturlar, Nafishlar we Nodablar bilen jeng qilghan.
20 Улар җәң қилғанда мәдәт тепип, Һагарийлар вә улар билән иттипақдашларниң һәммиси уларниң қолиға тапшурулған; чүнки улар җәң үстидә Худаға нида қилған; улар Униңға таянғачқа, Худа уларниң тилигини иҗабәт қилған.
Ular jeng qilghanda medet tépip, Hagariylar we ular bilen ittipaqdashlarning hemmisi ularning qoligha tapshurulghan; chünki ular jeng üstide Xudagha nida qilghan; ular Uninggha tayan’ghachqa, Xuda ularning tiligini ijabet qilghan.
21 Улар йәнә дүшмәнниң чарва-маллирини, җүмлидин әллик миң төгә, икки йүз әллик миң қой, икки миң ешигини олҗа алған вә йүз миң җанни әсир алған.
Ular yene düshmenning charwa-mallirini, jümlidin ellik ming töge, ikki yüz ellik ming qoy, ikki ming éshikini olja alghan we yüz ming janni esir alghan.
22 Бу уруш Худаниң нийитидин болғачқа, дүшмәндин өлгәнләр наһайити көп болған; сүргүн қилинғичә улар шуларниң йерини ишғал қилип турған.
Bu urush Xudaning niyitidin bolghachqa, düshmendin ölgenler nahayiti köp bolghan; sürgün qilin’ghuche ular shularning yérini ishghal qilip turghan.
23 Манассәһниң йерим қәбилисидикиләр Башандин Баал-һәрмон, Сенир, Һәрмон теғиға қәдәр болған зиминда йейилип маканлашти. Улар зор көпәйгән.
Manassehning yérim qebilisidikiler Bashandin Baal-hermon, Sénir, Hermon téghigha qeder bolghan zéminda yéyilip makanlashti. Ular zor köpeygen.
24 Уларниң җәмәт башлиқлири Ефәр, Иши, Әлийәл, Азриәл, Йәримия, Ходавия вә Яһдийәл еди; уларниң һәммиси наһайити батур җәңчиләр, мәшһур мөтивәрләр, шундақла һәр қайсиси өз җәмәтигә җәмәт беши еди.
Ularning jemet bashliqliri Éfer, Ishi, Eliyel, Azriel, Yerimiya, Xodawiya we Yahdiyel idi; ularning hemmisi nahayiti batur jengchiler, meshhur mötiwerler, shundaqla herqaysisi öz jemetige jemet béshi idi.
25 Улар ата-бовилириниң Худасидин йүз өрүп, бузуқлуқ қилип Худа әслидә өзлири алдида йоқатқан шу йәрдики таипиләрниң илаһлириға әгишип кәтти.
Ular ata-bowilirining Xudasidin yüz örüp, buzuqluq qilip Xuda eslide özliri aldida yoqatqan shu yerdiki taipilerning ilahlirigha egiship ketti.
26 Шуниң билән Исраилниң Худаси Асурийә падишаси Пул (йәни Асурийә падишаси Тилгат-Пилнәсәр)ниң роһини қозғиши билән, у уларни, йәни Рубән қәбилисидикиләрни, Гад қәбилисидикиләрни вә Манассәһ йерим қәбилисидикиләрни Халаһ, Хабор вә Хараға һәм Гозан дәрияси бойиға сүргүн қилип елип кәтти; уларниң әвлатлири таки бүгүнгә қәдәр техичә шу йәрдә маканлишип турмақта.
Shuning bilen Israilning Xudasi Asuriye padishahi Pul (yeni Asuriye padishahi Tilgat-Pilneser)ning rohini qozghishi bilen, u ularni, yeni Ruben qebilisidikilerni, Gad qebilisidikilerni we Manasseh yérim qebilisidikilerni Xalah, Xabor we Xaragha hem Gozan deryasi boyigha sürgün qilip élip ketti; ularning ewladliri taki bügün’ge qeder téxiche shu yerde makanliship turmaqta.

< Тарих-тәзкирә 1 5 >