< Тарих-тәзкирә 1 4 >
1 Йәһуданиң оғуллири Пәрәз, Һәзрон, Карми, Хур вә Шобал еди.
Yehudaning oghulliri Perez, Hezron, Karmi, Xur we Shobal idi.
2 Шобалниң оғли Реаядин Җаһат төрәлди; Җаһаттин Ахумай билән Лахад төрәлди. Булар Зоратий җәмәтидин еди.
Shobalning oghli Réayadin Jahat töreldi; Jahattin Axumay bilen Laxad töreldi. Bular Zoratiy jemetidin idi.
3 Етамниң оғуллири Йизрәәл, Ишма, Идбаш еди; уларниң сиңлисиниң исми Һазилилпони еди.
Étamning oghulliri Yizreel, Ishma, Idbash idi; ularning singlisining ismi Hazililponi idi.
4 Гәдорниң атиси Пәнуәл; Хушаһниң атиси Езәр еди; буларниң һәммиси Бәйт-Ләһәмниң атиси болған Әфратаһниң тунҗа оғли Хурдин төрәлгән.
Gedorning atisi Penuel; Xushahning atisi Ézer idi; bularning hemmisi Beyt-Lehemning atisi bolghan Efratahning tunji oghli Xurdin törelgen.
5 Тәкоаниң атиси Ашхурниң Һелаһ вә Наараһ дегән икки аяли бар еди.
Tekoaning atisi Ashxurning Hélah we Naarah dégen ikki ayali bar idi.
6 Наараһ Ашхурға Ахуззам, Һәфәр, Тәмәни, Ахаштарини туғуп бәрди; буларниң һәммиси Наараһниң оғуллири.
Naarah Ashxurgha Axuzzam, Hefer, Temeni, Axashtarini tughup berdi; bularning hemmisi Naarahning oghulliri.
7 Һелаһниң оғуллири Зәрәт, Зоһар билән Әтнан вә
Hélahning oghulliri Zeret, Zohar bilen Etnan we
8 Коз еди; Коздин Аноб, Һаззибиба билән Харумниң оғли Ахарһәлниң җәмәтлири төрәлди.
Koz idi; Kozdin Anob, Hazzibiba bilen Xarumning oghli Axarhelning jemetliri töreldi.
9 Ябәз өз қериндашлири ичидә һәммидин бәк һөрмәтлик еди, аниси: «Туғути үстидә бәк азапландим» дәп униңға Ябәз дегән исимни қойған.
Yabez öz qérindashliri ichide hemmidin bek hörmetlik idi, anisi: «Tughuti üstide bek azaplandim» dep uninggha Yabez dégen isimni qoyghan.
10 Ябәз Исраилниң Худасиға нида қилип: «Мени наһайити көп бәрикәтлигән болсаң, зиминимни кеңәйтсәң, қолуң билән мени йөләп, бала-қазадин сақлап, маңа азап-оқубәтни көрсәтмигәйсән!» — дәп тилиди. Худа униң тилигини иҗабәт әйлиди.
Yabez Israilning Xudasigha nida qilip: «Méni nahayiti köp beriketligen bolsang, zéminimni kéngeytseng, qolung bilen méni yölep, bala-qazadin saqlap, manga azab-oqubetni körsetmigeysen!» — dep tilidi. Xuda uning tiligini ijabet eylidi.
11 Шухаһниң иниси Келубтин Мехир төрәлгән; Мехир Ештонниң атиси еди.
Shuxahning inisi Kélubtin Méxir törelgen; Méxir Éshtonning atisi idi.
12 Ештондин Бәйт-Рафа, Пасеаһ вә Ир-Наһашниң атиси Техиннаһ төрәлди; буларниң һәммиси Рикаһлиқлар еди.
Éshtondin Beyt-Rafa, Paséah we Ir-Nahashning atisi Téxinnah töreldi; bularning hemmisi Rikahliqlar idi.
13 Кеназниң оғли Отнийәл билән Серая еди; Отнийәлниң оғли Хатат билән Меонотай еди.
Kénazning oghli Otniyel bilen Séraya idi; Otniyelning oghli Xatat bilen Méonotay idi.
14 Меонотайдин Офраһ төрәлди. Сераядин «Һүнәрвәнләр җилғиси»дикиләрниң әҗдати болған Йоаб төрәлди (улар әслидә һүнәрвәнләр еди).
Méonotaydin Ofrah töreldi. Sérayadin «Hünerwenler jilghisi»dikilerning ejdadi bolghan Yoab töreldi (ular eslide hünerwenler idi).
15 Йәфуннәһниң оғли Каләбниң оғуллири Иру, Елаһ билән Наам еди; Елаһниң оғли Кеназ еди.
Yefunnehning oghli Kalebning oghulliri Iru, Élah bilen Naam idi; Élahning oghli Kénaz idi.
16 Йәһаллиләлниң оғуллири Зиф билән Зифаһ, Тирия билән Асарийәл еди.
Yehallilelning oghulliri Zif bilen Zifah, Tiriya bilen Asariyel idi.
17 Әзраниң оғуллири: — Йәтәр, Мерәд, Ефәр вә Ялонлар; Мерәд Пирәвнниң қизи Битияни алди; у һамилдар болуп Мәрийәм, Шаммай билән Ештемоаниң атиси Ишбаһни туғди. Булар Битиядин болған оғуллар. Мерәдниң Йәһудалардин болған аяли болса Гәдорниң атиси Йәрәдни, Сокоһниң атиси Һәбәр билән Заноаһниң атиси Йәкутийәлни туғди.
Ezraning oghulliri: — Yeter, Méred, Éfer we Yalonlar; Méred Pirewnning qizi Bitiyani aldi; u hamilidar bolup Meriyem, Shammay bilen Éshtémoaning atisi Ishbahni tughdi. Bular Bitiyadin bolghan oghullar. Méredning Yehudalardin bolghan ayali bolsa Gedorning atisi Yeredni, Sokohning atisi Heber bilen Zanoahning atisi Yekutiyelni tughdi.
19 Наһамниң сиңлиси Ходияниң аялидин Гармилиқ Кеилаһниң атиси билән Маакат җәмәтидин болған Ештемоаниң атиси төрәлгән.
Nahamning singlisi Xodiyaning ayalidin Garmiliq Kéilahning atisi bilen Maakat jemetidin bolghan Éshtémoaning atisi törelgen.
20 Шимонниң оғуллири Амнон вә Риннаһ, Бән-Һанан билән Тилон еди. Йишиниң оғуллири Зоһәт билән Бин-Зоһәт еди.
Shimonning oghulliri Amnon we Rinnah, Ben-Hanan bilen Tilon idi. Yishining oghulliri Zohet bilen Bin-Zohet idi.
21 Шелаһ Йәһуданиң оғли еди; униңдин төрәлгән Лекаһниң атиси Ер, Марәшаһниң атиси Лаадаһ вә Бәйт-Ашбияда олтирақлашқан чәкмән тоқуғучиларниң җәмәтлири
Shélah Yehudaning oghli idi; uningdin törelgen Lékahning atisi Ér, Mareshahning atisi Laadah we Beyt-Ashbiyada olturaqlashqan chekmen toqughuchilarning jemetliri
22 вә йәнә Йоким, Козибалиқлар, Йоаш билән Сараф (булар иккиси Моаб жутиға һөкүмранлиқ қилған) вә Яшуби-Ләһәмләрму бар еди (буларниң һәммиси қедимки хатириләрдур).
we yene Yokim, Kozibaliqlar, Yoash bilen Saraf (bular ikkisi Moab yurtigha hökümranliq qilghan) we Yashubi-Lehemlermu bar idi (bularning hemmisi qedimki xatirilerdur).
23 Булар Нетайим вә Гәдәраһда олтирақлашқан болуп, кулалчилар еди; улар шу йәрдә туруп падишаниң хизмитидә болатти.
Bular Nétayim we Gederahda olturaqlashqan bolup, kulalchilar idi; ular shu yerde turup padishahning xizmitide bolatti.
24 Нәмуәл вә Ямин, Яриб, Зәраһ билән Саул Шимеонниң оғуллири еди.
Nemuel we Yamin, Yarib, Zerah bilen Saul Shiméonning oghulliri idi.
25 Шаллом Саулниң оғли; Мибсам Шалломниң оғли, Мишма Мибсамниң оғли еди.
Shallom Saulning oghli; Mibsam Shallomning oghli, Mishma Mibsamning oghli idi.
26 Мишманиң әвлатлири төвәндикиләр: — Мишманиң оғли Хаммуил; Хаммуилниң оғли Заккур; Заккурниң оғли Шимәй еди.
Mishmaning ewladliri töwendikiler: — Mishmaning oghli Xammuil; Xammuilning oghli Zakkur; Zakkurning oghli Shimey idi.
27 Шимәйниң он алтә оғли, алтә қизи бар еди; униң ака-инилириниң пәрзәнти көп болмиғачқа, уларниң һәр қайсисиниң җәмәтиниң пәрзәнтлири Йәһуда җәмәтиниңкидәк ундақ көп болмиған.
Shimeyning on alte oghli, alte qizi bar idi; uning aka-inilirining perzenti köp bolmighachqa, ularning herqaysisining jemetining perzentliri Yehuda jemetiningkidek undaq köp bolmighan.
28 Улар Бәәр-шеба, Моладаһ, Һазар-Шуал,
Ular Beer-shéba, Moladah, Hazar-Shual,
30 Бетуәл, Хормаһ, Зиклаг,
Bétuel, Xormah, Ziklag,
31 Бәйт-Маркабот, Һазар-Сусим, Бәйт-Бири вә Шаараимға маканлашқан еди. Таки Давут падишаниң дәвригичә буларниң һәммиси уларниң шәһәрлири еди.
Beyt-Markabot, Hazar-Susim, Beyt-Biri we Shaaraimgha makanlashqanidi. Taki Dawut padishahning dewrigiche bularning hemmisi ularning sheherliri idi.
32 Улар олтирақлашқан җайлар Етам, Айин, Риммон, Токән вә Ашан қатарлиқ бәш шәһәрниму өз ичигә алған.
Ular olturaqlashqan jaylar Étam, Ayin, Rimmon, Token we Ashan qatarliq besh shehernimu öz ichige alghan.
33 Вә бу шәһәрләрниң өпчүрисидики барлиқ йеза-кәнтләр таки Баалға қәдәр шуларға қарайтти. Булар болса улар маканлашқан җайлар болуп, уларниң өз нәсәбнамилириму бар еди.
We bu sheherlerning öpchürisidiki barliq yéza-kentler taki Baalgha qeder shulargha qaraytti. Bular bolsa ular makanlashqan jaylar bolup, ularning öz nesebnamilirimu bar idi.
34 [Уларниң җәмәт башлири] Мешобаб, Ямләк, Амазияниң оғли Йошаһ,
[Ularning jemet bashliri] Méshobab, Yamlek, Amaziyaning oghli Yoshah,
35 Йоел, Йосибияниң оғли Йәһу (Йосибия Сераяниң оғли, Серая Асиәлниң оғли еди),
Yoél, Yosibiyaning oghli Yehu (Yosibiya Sérayaning oghli, Séraya Asielning oghli idi),
36 Әлйойинай, Яакобаһ, Йәшоһая, Асая, Адиәл, Йәсимиәл, Беная
Elyoyinay, Yaakobah, Yeshohaya, Asaya, Adiel, Yesimiel, Binaya
37 вә Шифиниң оғли Зизалар еди (Шифи Аллонниң оғли, Аллон Йәдаяниң оғли, Йәдая Шимриниң оғли, Шимри Шемаяниң оғли еди).
we Shifining oghli Zizalar idi (Shifi Allonning oghli, Allon Yedayaning oghli, Yedaya Shimrining oghli, Shimri Shémayaning oghli idi).
38 Жуқирида хатириләп өтүлгән исимларниң һәммиси һәр қайси җәмәт башлири еди; буларниң җәмәтлириниң һәммиси наһайити гүлләнгән еди.
Yuqirida xatirilep ötülgen isimlarning hemmisi herqaysi jemet bashliri idi; bularning jemetlirining hemmisi nahayiti güllen’genidi.
39 Улар қой падилириға отлақ изләп таки Гәдор еғизиғичә, йәни җилғиниң күн чиқиш тәрипигичә барған еди.
Ular qoy padilirigha otlaq izlep taki Gedor éghizighiche, yeni jilghining kün chiqish teripigiche barghanidi.
40 Улар шу йәрдә япйешил, наһайити мунбәт бир отлақ тапқан; у йәр толиму кәң, һәм таза һәм тинич еди. Илгири шу йәрдә олтирақлашқанлар Һамдикиләрдин екән.
Ular shu yerde yapyéshil, nahayiti munbet bir otlaq tapqan; u yer tolimu keng, hem taza hem tinch idi. Ilgiri shu yerde olturaqlashqanlar Hamdikilerdin iken.
41 Жуқирида тилға елип өтүлгән кишиләр Йәһуданиң падишаси Һәзәкияниң заманида шу [Һамдикиләрниң] чедирлириға вә у йәрләрдә олтиришлиқ Мионлуқларға һуҗум қилип уларни тамамән йоқатқан еди, таки бүгүнгә қәдәр; улар шуларниң йәрлиригә маканлашти, чүнки у йәрләрдә падилирини баққидәк отлақ бар еди.
Yuqirida tilgha élip ötülgen kishiler Yehudaning padishahi Hezekiyaning zamanida shu [Hamdikilerning] chédirlirigha we u yerlerde olturushluq Mionluqlargha hujum qilip ularni tamamen yoqatqanidi, taki bügün’ge qeder; ular shularning yerlirige makanlashti, chünki u yerlerde padilirini baqqudek otlaq bar idi.
42 Шу чағларда Шимеонлардин йәнә бәш йүз киши Сеир теғиға қарап маңди, уларниң йолбашчилири Йишиниң оғуллири Пилатия, Неария, Рефая билән Узриәл еди;
Shu chaghlarda Shiméonlardin yene besh yüz kishi Séir téghigha qarap mangdi, ularning yolbashchiliri Yishining oghulliri Pilatiya, Néariya, Réfaya bilen Uzriel idi;
43 улар қечип тирик қалған Амаләкләрниму өлтүрүп, бүгүнгә қәдәр шу йәрдә маканлишип өтүватиду.
ular qéchip tirik qalghan Amaleklernimu öltürüp, bügün’ge qeder shu yerde makanliship ötüwatidu.