< Тарих-тәзкирә 1 29 >
1 Давут пүткүл җамаәткә сөз қилип мундақ деди: — Худа Өзи таллиған оғлум Сулайман техи яш, бир юмран көчәт, халас, бу қурулуш болса толиму чоң; чүнки бу муқәддәс орда инсан үчүн әмәс, бәлки Пәрвәрдигар Худа үчүн ясилиду.
2 Мән Худайимниң өйи үчүн пүтүн күчүмни чиқирип, алтун билән ясилидиғанлириға алтун, күмүч билән ясилидиғанлириға күмүч, мис билән ясилидиғанлириға мис, төмүр билән ясилидиғанлириға төмүр, яғач билән ясилидиғанлириға яғач тәйярлап қойдум; йәнә ақ һеқиқ, көзлүк яқут, рәңлик таш вә һәр хил есил ташларни, йәнә наһайити көп мәрмәрни жиғип қойдум.
3 Мән Худайимниң өйидин сөйүнидиғанлиғим үчүн Худайимниң өйини селишқа тәйярлиған барлиқ нәрсиләрдин башқа, өзүмниң тәәллуқатидин алтун-күмүчләрни Худайимниң өйигә атидим;
4 йәни өйниң тамлирини қаплаш үчүн Офир алтунидин үч миң талант, сап күмүчтин йәттә миң талант тәқдим қилдим;
5 алтундин ясилидиғанлириға алтун, күмүчтин ясилидиғанлириға күмүч вә һүнәрвәнләрниң қоли билән һәр хил ясилидиғанлириға керәк болғинини тәқдим қилдим. Бүгүн йәнә кимләрниң Пәрвәрдигарға бир немә атиғуси бар?».
6 Шуниң билән Исраил қәбилилиридики һәр қайси җәмәт башлири, қәбилә башлиқлири, миң беши, йүз беши вә падишаниң ишлириға мәсъул болған ғоҗидарларму беғишлашқа киришти.
7 Улар Худаниң өйидики ибадәт хизмәтлири үчүн бәш миң талант алтун вә он миң дарик алтун, он миң талант күмүч, он сәккиз миң талант мис вә бир йүз миң талант төмүр тәқдим қилди.
8 Яқути барлар яқутни Пәрвәрдигарниң өйиниң ғәзнисигә, йәни Гәршоний Йәһийәлниң қолиға тапшурди.
9 Халайиқ кишиләрниң мундақ өз ихтиярлиғи билән тәқдим қилғанлиқлиридин хошал болуп кетишти; чүнки улар чин қәлбидин Пәрвәрдигарға тәқдим қилишқан еди. Давутму аламәт хуш болди.
10 Шуңа Давут пүткүл җамаәт алдида Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә ейтип мундақ деди: — «Аһ Пәрвәрдигар, бовимиз Исраилниң Худаси, Сән әбәдил-әбәткичә һәмдусанаға лайиқсән.
11 И Пәрвәрдигар, улуқлуқ, күч-қудрәт, шан-шәрәп, шану-шәвкәт вә һәйвәт Саңа мәнсуптур; асмандики вә йәрдики бар-йоқи Сениңкидур; и Пәрвәрдигар, падишалиқ Сениңкидур, һәммидин үстүн болған идарә қилғучисән.
12 Дөләт билән иззәт Сениңдинла келиду, Сән һәммигә һөкүмдарсән. Күч билән қудрәт Сениң қолуңда; һәр кимни улуқ вә қудрәтлик қилиш пәқәт қолуңдиндур.
13 Әнди, аһ Худайимиз, биз Саңа тәшәккүр оқуймиз, шан-шәрәплик намиңға мәдһийә оқуймиз!
14 Мана мошундақ өзлүгүмиздин тәқдим қилалайдиған болған мән ким едим, хәлқим немә еди? Чүнки барлиқ нәрсә Сәндин келиду, биз пәқәт Өз қолуңдин кәлгинидин Өзүңгә қайтурдуқ, халас!
15 Биз Сениң алдиңда яқа жутлуқлар, барлиқ ата-бовилиримизға охшаш мусапирмиз, халас; йәр йүзидики күнлиримиз гоя бир сайә, үмүтсиз өткүзүлиду.
16 И Худайимиз Пәрвәрдигар, биз Сениң намиңға атап өй селишқа тәйярлап жиққан бу байлиқ-дунияниң һәммиси Сениң қолуңдин кәлгән, әсли Сениңкидур.
17 И Худайим, шуни билимәнки, Сән инсанниң қәлбини синап, дуруслуқтин хурсән болисән; мән болсам дурус қәлбимдин буларни ихтиярән тәқдим қилдим; вә бу йәрдә һазир турған хәлқиңниңму Саңа тәқдим қилғинини хошал-хурамлиқ билән көрдүм.
18 И Пәрвәрдигар, ата-бовилиримиз болған Ибраһим, Исһақ вә Исраилниң Худаси, Өз хәлқиңниң көңлидики бундақ ой-нийәтни мәңгү мустәһкәм қилғайсән, көңлини Өзүңгә тартқузғайсән!
19 Оғлум Сулайманға Сениң әмирлириң, агаһ-гувалиқлириң вә бәлгүлимилириңни тутуп, һәммини ада қилип, мән һазирлап қойғанлиримни ишлитип ордини ясашқа дурус бир қәлб бәргәйсән».
20 Давут пүтүн җамаәткә: «Силәр Худайиңлар болған Пәрвәрдигарға тәшәккүр-һәмдусана оқуп мәдһийиләңлар!» девиди, пүтүн җамаәт ата-бовилириниң Худаси болған Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә оқуп сәҗдә қилди; улар Пәрвәрдигар һәм падиша алдида баш урди.
21 Әтиси улар Пәрвәрдигарға атап қурбанлиқлар вә көйдүрмә қурбанлиқларни кәлтүрди; шу күни улар миң буқа, миң қочқар, миң қозини шарап һәдийәлири билән қошуп тәқдим қилди, шундақла йәнә пүтүн Исраил үчүн нурғун қурбанлиқларни тәқдим қилди.
22 Улар шу күни Пәрвәрдигарниң алдида аламәт хошал болуп ғизаланди. Улар Давутниң оғли Сулайманни иккинчи қетим падиша тикләш мурасими өткүзди; уни Пәрвәрдигарниң алдида шаһ болушқа, Задокни каһин болушқа мәсиһ қилди.
23 Шуниңдин кейин Сулайман Пәрвәрдигарға тәвә тәхткә олтирип, атиси Давутниң орниға падиша болди вә интайин раваҗ тапти; пүткүл Исраил хәлқи униңға итаәт қилди.
24 Барлиқ әмәлдарлар, палванлар вә шундақла падиша Давутниң оғуллириниң һәммиси Сулайманға беқинип бойсунди.
25 Пәрвәрдигар Сулайманни Исраил хәлқи алдида наһайити улуқ қилди; У униңға ата қилған шаһанә һәйвәт шундақ жуқурики, униңдин илгири өткән һәр қандақ Исраил падишалирида һеч болуп баққан әмәс.
26 Йәссәниң оғли Давут пүтүн Исраилға шундақ падиша болған еди.
27 Униң Исраилға һөкүмранлиқ қилған вақти җәмий қириқ жил болди; у Һебронда йәттә жил, Йерусалимда оттуз үч жил сәлтәнәт қилди.
28 У узун өмүр, дөләт-байлиқ вә иззәт-һөрмәт көрүп, хелә көп яшап, аләмдин өтти; орниға униң оғли Сулайман падиша болди.
29 Падиша Давутниң барлиқ ишлири, баштин ахириғичә мана алдин көргүчи Самуилниң хатирилири, Натан пәйғәмбәрниң хатирилири вә алдин көргүчи Гадниң хатирилиридә пүтүлгәндур.
30 Униң сәлтәнити, көрсәткән күч-қуввити, шундақла униң, Исраил вә һәр қайси дөләт-мәмликәтләрниң бешидин өткән вақиәләрму шу хатириләрдә пүтүлгәндур.