< Тарих-тәзкирә 1 28 >
1 Давут Исраилдики барлиқ әмәлдарларни, һәр қайси қәбилә башлиқлири, нөвәтлишип падишаниң хизмитини қилидиған қошун беши, миң беши, йүз беши, падиша вә шаһзадиләрниң барлиқ мал-мүлүк, чарва маллирини башқуридиған әмәлдарларни, шуниңдәк мәһрәм-ғоҗидарлар, палванлар вә барлиқ батур җәңчиләрни Йерусалимға чақиртип кәлди.
2 Падиша Давут орнидин туруп мундақ деди: — И бурадәрлирим вә хәлқим, гепимгә қулақ селиңлар: Көңлүмдә Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи үчүн бир арамгаһ, Худайимизниң тәхтипәриси болидиған бир өй селиш арзуюм бар еди һәмдә уни селишқа тәйярлиқму көрүп қойған едим.
3 Лекин Худа маңа: «Сән Мениң намимға атап өй салсаң болмайду, чүнки Сән җәңчи, адәм өлтүрүп қан төккәнсән» деди.
4 Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигар атамниң пүтүн җәмәтидин мени әбәдил-әбәт Исраилға падиша болушқа таллиди; чүнки У Йәһудани йолбашчи болушқа таллиған; У Йәһуда җәмәти ичидә атамниң җәмәтини таллиған, атамниң оғуллири ичидә мәндин рази болуп, мени пүтүн Исраилға падиша қилип тиклигән;
5 мениң оғуллирим ичидин (Пәрвәрдигар дәрвәқә маңа көп оғул ата қилған) У йәнә оғлум Сулайманни Пәрвәрдигарниң падишалиғиниң тәхтигә олтирип, Исраилға һөкүмран болушқа таллиди.
6 У маңа: «Сениң оғлуң Сулайман болса Мениң өйүм вә һойлилиримни салғучи болиду; чүнки Мән уни Өзүмгә оғул болушқа таллидим, Мәнму униңға ата болимән.
7 У Мениң әмир-бәлгүлимилиримгә бүгүнкидәк чиң туруп риайә қилидиған болса, униң падишалиғини мәңгү мустәһкәм қилимән» дегән еди.
8 Шуңа бүгүн Пәрвәрдигарниң җамаити пүткүл Исраил хәлқиниң, шундақла Худайимизниң алдида [шуни ейтимән]: — Бу яхши жутқа егидарчилиқ қилиш үчүн вә кәлгүсидә балилириңларға мәңгүлүк мирас қилип қалдуруш үчүн, силәр Худайиңлар Пәрвәрдигарниң барлиқ әмирлирини издәп тутуңлар.
9 — И, сән оғлум Сулайман, атаңниң Худаси болған Пәрвәрдигарни бил, сап дил вә пидакарлиқ билән Униң хизмитидә болғин. Чүнки Пәрвәрдигар җими адәмниң көңлини көзитип туриду, барлиқ ой-нийәтлирини пәриқ етиду. Сән Уни издисәң, У Өзини саңа тапқузиду; Униңдин тенип кәтсәң, сени мәңгү үзүп ташлайду.
10 Әнди сән көңүл қойғин, Пәрвәрдигар муқәддәсхана қилиш үчүн бир өйни селишқа сени таллиди; батур бол, уни ада қил!».
11 Давут [муқәддәсгаһниң] дәһлизи, ханилири, ғәзнилири, балиханилири, ички өйлири вә кафарәт тәхтидики өйиниң лайиһисиниң һәммисини оғли Сулайманға тапшурди;
12 [Худаниң] Роһидин тапшурувалғини бойичә у Пәрвәрдигарниң өйиниң һойлилири, төрт әтрапидики кичик өйләр, муқәддәсханидики хәзинләр, муқәддәс дәп беғишланған буюмлар қоюлидиған ғәзниләрниң лайиһилирини қалдурмай униңға көрсәтти.
13 Йәнә каһинлар билән Лавийларниң гуруппилиниши, Пәрвәрдигарниң өйидики һәр хил вәзипиләр, шуниңдәк Пәрвәрдигарниң өйигә еһтияҗлиқ барлиқ әсваплар тоғрисидики бәлгүлимиләрни көрсәтти;
14 вә һәр хил ишларға керәклик алтун әсвапларни яситишқа кетидиған алтун, һәр хил ишларға керәклик күмүч әсвапларни яситишқа кетидиған күмүч,
15 алтун чирақданларға, уларға тәвә алтун чирақларға, йәни һәр бир чирақдан вә чирақларға кетидиған алтун; күмүч чирақданларға, йәни һәр бир чирақдан вә шуниңға тәвә чирақлар үчүн кетидиған күмүчни тапшуруп бәрди. У һәр бир чирақданға ишлитиш орниға қарап керәклигини бәрди;
16 нан тизидиған алтун ширәләрни яситишқа, йәни һәр бир ширә үчүн керәклик алтун бәрди; күмүч ширәләрни яситишқа керәклик күмүч бәрди;
17 вилка-илмәкләр, тәхсә-пиялә вә чөгүнләрни ясашқа, алтун чиниләр, йәни һәр хил чинини ясашқа керәклик болған сап алтун бәрди; күмүч чиниләрни ясашқа, йәни һәр бир чинә үчүн керәклик күмүч бәрди;
18 хушбуйгаһ ясашқа керәклик есил алтун бәрди. У йәнә қанатлирини керип Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини йепип туридиған алтун керублар қарайдиған [кафарәт] тәхтиниң нусхисини тапшуруп бәрди.
19 «Буларниң һәммиси, Пәрвәрдигар Өз қолини үстүмгә қойғанда маңа көрсәткән барлиқ нусха-әндизиләр болғачқа, мән йезип қойдум» деди Давут.
20 Давут йәнә оғли Сулайманға: «Сән батур вә җасарәтлик бол, буни ада қил; қорқма, алақзадиму болуп кәтмә; чүнки Пәрвәрдигар Худа, мениң Худайим сениң билән биллә болиду; таки Пәрвәрдигарниң өйидики кейинки ибадәт хизмити үчүн тәйярлиқ ишлири түгигәнгә қәдәр У сәндин һеч айрилмайду яки ташлапму қоймайду.
21 Қара, Худаниң өйидики барлиқ хизмитини беҗиридиған каһинлар вә Лавийларниң гуруппилири тәйяр туриду; сениң йениңда һәр хил һүнәргә уста, һәр бир хизмәткә тәйяр турған һүнәрвәнләрму разилиқ билән туриду; униң үстигә әмәлдарлар вә барлиқ хәлиқ сениң әмриңни күтиду» деди.