< Тарих-тәзкирә 1 26 >

1 Дәрвазивәнләрниң гуруппилиниши төвәндикидәк болди: Кораһ җәмәтидикиләрдин Асафниң әвлатлири ичидә Корәниң оғли Мәшәләмия бар еди.
守門的班次記在下面:可拉族亞薩的子孫中,有可利的兒子米施利米雅。
2 Мәшәләмияниң бир нәччә оғли болуп, тунҗиси Зәкәрия, иккинчиси Йәдияйәл, үчинчиси Зәбадия, төртинчиси Ятнийәл,
米施利米雅的長子是撒迦利亞,次子是耶疊,三子是西巴第雅,四子是耶提聶,
3 бәшинчиси Елам, алтинчиси Йәһоһанан, йәттинчиси Әлйойинай еди.
五子是以攔,六子是約哈難,七子是以利約乃。
4 Обәд-Едомниң оғуллири: тунҗа оғли Шемая, иккинчиси Йәһозабад, үчинчиси Йоаһ, төртинчиси Сакар, бәшинчиси Нәтанәл,
俄別‧以東的長子是示瑪雅,次子是約薩拔,三子是約亞,四子是沙甲,五子是拿坦業,
5 алтинчиси Аммийәл, йәттинчиси Иссакар, сәккизинчиси Пеултай; дәрвәқә Худа Обәд-Едомға бәхит-саадәт ата қилған еди.
六子是亞米利,七子是以薩迦,八子是毗烏利太,因為上帝賜福與俄別‧以東。
6 Униң оғли Шемаяму бир нәччә оғул пәрзәнт көргән болуп, һәммиси ата җәмәти ичидә йолбашчи еди, чүнки улар батур әзимәтләр еди.
他的兒子示瑪雅有幾個兒子,都是大能的壯士,掌管父親的家。
7 Шемаяниң оғуллири: Отни, Рефайәл, Обәд вә Әлзабад еди. Әлзабадниң инилири Елиху билән Сәмакияниң иккиси батур еди.
示瑪雅的兒子是俄得尼、利法益、俄備得、以利薩巴。以利薩巴的弟兄是壯士,還有以利戶和西瑪迦。
8 Буларниң һәммиси Обәд-Едомниң әвлатлири болуп, улар вә уларниң оғуллири, қериндашлириниң һәммиси [Худаниң] хизмитидә қолидин иш келидиған адәмләр еди. Обәд-Едомниң әвлади җәмий атмиш икки адәм еди.
這都是俄別‧以東的子孫,他們和他們的兒子並弟兄,都是善於辦事的壯士。俄別‧以東的子孫共六十二人。
9 Мәшәләмияниң оғуллири вә қериндашлири бар еди; һәммиси батур болуп, җәмий он сәккиз адәм еди.
米施利米雅的兒子和弟兄都是壯士,共十八人。
10 Мәрариниң әвлади болған Хосаһниң бир нәччә оғли бар еди, чоң оғли Шимри (Шимри әслидә тунҗа оғул болмисиму, атиси уни чоң оғул қилип тиклигән),
米拉利子孫何薩有幾個兒子:長子是申利,他原不是長子,是他父親立他作長子。
11 иккинчи оғли Һилқия, үчинчиси Тәбалия, төртинчиси Зәкәрия еди. Хосаһниң оғуллири вә қериндашлири җәмий болуп он үч адәм еди.
次子是希勒家,三子是底巴利雅,四子是撒迦利亞。何薩的兒子並弟兄共十三人。
12 Жуқириқиларниң һәммиси җәмәт башлири бойичә дәрвазивәнләрниң гуруппиларға бөлүнүши еди; уларниң һәммисигә қериндашлири билән биллә Пәрвәрдигарниң өйидики хизмәт вәзиписи тапшурулған еди.
這些人都是守門的班長,與他們的弟兄一同在耶和華殿裏按班供職。
13 Улар, мәйли чоң болсун яки кичик болсун, өз җәмәти бойичә чәк тартип һәр бир дәрвазиға бәлгүләнди.
他們無論大小,都按着宗族掣籤分守各門。
14 Шәрқий дәрвазида дәрвазивәнлик қилишқа чәк чиққини Шәләмия болди; андин улар униң оғли Зәкәрия (ақиланә мәслиһәтчи еди) үчүн чәк тартти; униңға шималий дәрвазиниң дәрвазивәнлик чеки чиқти.
掣籤守東門的是示利米雅;他的兒子撒迦利亞是精明的謀士,掣籤守北門。
15 Җәнубий дәрвазиниң чеки Обәд-Едомға чиқти. Униң оғуллири амбар-ғәзниләргә мәсъул болди.
俄別‧以東守南門,他的兒子守庫房。
16 Шуппим билән Хосаһқа ғәрбий дәрвазиниң вә шуниңдәк даван йолидики Шалләкәт дәрвазисиниң чеки чиқти; дәрвазивәнләр яндишип туратти.
書聘與何薩守西門,在靠近沙利基門、通着往上去的街道上,班與班相對。
17 Шәрқий дәрвазиға һәр күни алтә Лавий дәрвазивән мәсъул еди; шималий дәрвазиға һәр күни төрт адәм, җәнубий дәрвазиға һәр күни төрт адәм мәсъул еди; амбар-ғәзниләрниң һәр биригә икки адәм бир гуруппа болуп қарайтти.
每日東門有六個利未人,北門有四個,南門有四個,庫房有兩個,又有兩個輪班替換。
18 Ғәрип тәрәптики дәһлизниң алдидики йолда төрт киши, дәһлизниң өзидә икки киши пасибанлиқ қилатти.
在西面街道上有四個,在遊廊上有兩個。
19 Йоқуридики кишиләр дәрвазивәнләрниң гуруппилиниши болуп, Кораһниң вә Мәрариниң әвлатлиридин еди.
以上是可拉子孫和米拉利子孫守門的班次。
20 Уларниң [башқа] Лавий қериндашлиридин Худаниң өйидики ғәзниләрни вә муқәддәс дәп беғишланған буюмлар ғәзнисини башқурушқа Ахияһ қоюлди.
利未子孫中有亞希雅掌管上帝殿的府庫和聖物的府庫。
21 Гәршон җәмәтидики Ладанниң әвлатлиридин, Гәршоний Ладан җәмәтигә йолбашчи болғини: Җәһийәли еди;
革順族、拉但子孫裏,作族長的是革順族拉但的子孫耶希伊利。
22 Җәһийәлиниң оғуллири Зетам билән униң иниси Йоел еди; улар Пәрвәрдигарниң өйидики ғәзниләргә мәсъул еди.
耶希伊利的兒子西坦和他兄弟約珥掌管耶和華殿裏的府庫。
23 Амрам җәмәти, Изһар җәмәти, Һеброн җәмәти вә Уззийәл җәмәтидикиләрму [вәзипигә қоюлди]:
暗蘭族、以斯哈族、希伯倫族、烏泄族也有職分。
24 Мусаниң нәвриси, Гәршомниң оғли Шибуәл баш ғәзничи болди.
摩西的孫子、革舜的兒子細布業掌管府庫。
25 Униң Әлиезәрдин болған қериндашлири: Әлиезәрниң оғли Рәһабия, Рәһабияниң оғли Йәшая, Йәшаяниң оғли Йорам, Йорамниң оғли Зикри, Зикриниң оғли Шеломит еди.
還有他的弟兄以利以謝。以利以謝的兒子是利哈比雅;利哈比雅的兒子是耶篩亞;耶篩亞的兒子是約蘭;約蘭的兒子是細基利;細基利的兒子是示羅密。
26 Мошу Шеломит билән униң қериндашлири муқәддәс дәп беғишланған буюмлар сақлинидиған барлиқ ғәзниләрни башқуратти; бу буюмларни әслидә Давут падиша, җәмәт башлиқлири, миң бешилар, йүз бешилар вә қошун сәрдарлири беғишлиған еди.
這示羅密和他的弟兄掌管府庫的聖物,就是大衛王和眾族長、千夫長、百夫長,並軍長所分別為聖的物。
27 Улар җәңгаһларда булаң-талаң қилип кәлгән мал-мүлүкләрдин вә олҗидин Пәрвәрдигарниң өйини пухта қилишқа беғишлиған еди.
他們將爭戰時所奪的財物分別為聖,以備修造耶和華的殿。
28 [Буларниң ичидиму] алдин көргүчи Самуил, Кишниң оғли Саул, Нәрниң оғли Абнәр вә Зәруияниң оғли Йоаблар муқәддәс дәп айриған нәрсиләр бар еди; барлиқ муқәддәс дәп айрилған нәрсиләрни Шеломит билән униң қериндашлири башқуратти.
先見撒母耳、基士的兒子掃羅、尼珥的兒子押尼珥、洗魯雅的兒子約押所分別為聖的物都歸示羅密和他的弟兄掌管。
29 Изһар җәмәтидин Кенания вә униң оғуллири [муқәддәс өйниң] сиртида Исраилда мәнсәпдар вә сотчилар қилип қоюлди.
以斯哈族有基拿尼雅和他眾子作官長和士師,管理以色列的外事。
30 Һеброн җәмәтидин Һашабия вә униң қериндашлири, һәммиси батур болуп, Иордан дәриясиниң ғәрбий тәрипидә Исраилда мәнсәп тутуп, Пәрвәрдигарниң хизмитигә вә падишаниң ишлириға мәсъул болушқа қоюлған. Улар җәмий бирмиң йәттә йүз киши еди.
希伯倫族有哈沙比雅和他弟兄一千七百人,都是壯士,在約旦河西、以色列地辦理耶和華與王的事。
31 Һеброн җәмәти ичидә, җәмәтниң нәсәбнамиси бойичә Йәрия җәмәт беши еди. Давутниң сәлтәнитиниң қириқинчи жили [нәсәбнамиләрни] тәкшүрүш арқилиқ Гилеадниң Яазәр дегән йеридә бу җәмәттинму батур әзимәтләр тепилди.
希伯倫族中有耶利雅作族長。大衛作王第四十年,在基列的雅謝,從這族中尋得大能的勇士。
32 Йәрияниң қериндашлиридин йәнә җәмий болуп икки миң йәттә йүз киши бар еди; уларниң һәммиси батур болуп, шу җәмәт башлири еди; падиша Давут уларни Рубән қәбилиси, Гад қәбилиси вә Манассәһ йерим қәбилисидики Худаға вә падишаниң хизмитигә даир барлиқ ишларни башқурушқа қойди.
耶利雅的弟兄有二千七百人,都是壯士,且作族長;大衛王派他們在呂便支派、迦得支派、瑪拿西半支派中辦理上帝和王的事。

< Тарих-тәзкирә 1 26 >