< Тарих-тәзкирә 1 23 >

1 Давут қерип күнлири тошай дәп қалғанда, оғли Сулайманни Исраил үстигә падиша қилип тиклиди.
Dawut qérip künliri toshay dep qalghanda, oghli Sulaymanni Israil üstige padishah qilip tiklidi.
2 Давут Исраилдики әмәлдарларни, каһинларни вә Лавийларни жиғди.
Dawut Israildiki emeldarlarni, kahinlarni we Lawiylarni yighdi.
3 Лавийлардин оттуз яштин ашқанларниң һәммиси санақтин өткүзүлди; тизимланғини бойичә, улардин әрләр җәмий оттуз сәккиз миң киши еди.
Lawiylardin ottuz yashtin ashqanlarning hemmisi sanaqtin ötküzüldi; tizimlan’ghini boyiche, ulardin erler jemiy ottuz sekkiz ming kishi idi.
4 Давут: «Буларниң ичидә жигирмә төрт миң киши Пәрвәрдигарниң өйини башқуруш хизмитигә, алтә миң киши әмәлдар вә сотчилиққа,
Dawut: «Bularning ichide yigirme töt ming kishi Perwerdigarning öyini bashqurush xizmitige, alte ming kishi emeldar we sotchiliqqa,
5 төрт миң киши дәрвазивәнликкә вә йәнә төрт миң киши мән ясиған сазлар билән Пәрвәрдигарға һәмдусана оқуш ишиға қоюлсун» — деди.
töt ming kishi derwaziwenlikke we yene töt ming kishi men yasighan sazlar bilen Perwerdigargha hemdusana oqush ishigha qoyulsun» — dédi.
6 Давут уларни Лавийниң оғли Гәршон, Коһат вә Мәрари җәмәтлири бойичә гуруппиларға бөлди: —
Dawut ularni Lawiyning oghli Gershon, Kohat we Merari jemetliri boyiche guruppilargha böldi: —
7 Гәршонийлардин Ладан билән Шимәй бар еди;
Gershoniylardin Ladan bilen Shimey bar idi;
8 Ладанниң оғли: тунҗа оғли Йәһийәл, йәнә Зитам билән Йоелдин ибарәт үч киши еди;
Ladanning oghli: tunji oghli Yehiyel, yene Zitam bilen Yoéldin ibaret üch kishi idi;
9 Шимәйниң оғлидин Шеломит, Һазийәл вә Һарандин ибарәт үч киши еди; жуқуриқилар Ладанниң җәмәт башлиқлири еди.
Shimeyning oghlidin Shélomit, Haziyel we Harandin ibaret üch kishi idi; yuqiriqilar Ladanning jemet bashliqliri idi.
10 Шимәйниң оғуллири Җаһат, Зина, Йәуш вә Берияһ, бу төртәйләнниң һәммиси Шимәйниң оғли еди.
Shimeyning oghulliri Jahat, Zina, Yeush we Bériyah, bu töteylenning hemmisi Shimeyning oghli idi.
11 Җаһат тунҗа оғул, Зиза иккинчи оғул еди; Йәуш билән Берияһниң әвлатлири көп болмиғачқа, бир [җәмәт гурупписи] дәп һесапланған.
Jahat tunji oghul, Ziza ikkinchi oghul idi; Yeush bilen Bériyahning ewladliri köp bolmighachqa, bir [jemet guruppisi] dep hésablan’ghan.
12 Коһатниң оғуллири Амрам, Изһар, Һеброн вә Уззийәлдин ибарәт төрт киши еди.
Kohatning oghulliri Amram, Izhar, Hébron we Uzziyeldin ibaret töt kishi idi.
13 Амрамниң оғли Һарун билән Муса еди. Һарун билән униң әвлатлири әң муқәддәс буюмларни паклаш, Пәрвәрдигарниң алдида мәңгүгә [қурбанлиқларни] сунуш, униң хизмитини қилиш, мәңгү униң намидин бәхит тиләп дуа беришкә айрилған еди.
Amramning oghli Harun bilen Musa idi. Harun bilen uning ewladliri eng muqeddes buyumlarni paklash, Perwerdigarning aldida menggüge [qurbanliqlarni] sunush, uning xizmitini qilish, menggü uning namidin bext tilep dua bérishke ayrilghanidi.
14 Худаниң адими Мусаға кәлсәк, униң әвлатлири Лавий қәбилисидин дәп һесаплинип пүтүлгән.
Xudaning adimi Musagha kelsek, uning ewladliri Lawiy qebilisidin dep hésablinip pütülgen.
15 Мусаниң оғли Гәршом билән Әлиезәр еди.
Musaning oghli Gershom bilen Eliézer idi.
16 Гәршомниң оғуллиридин Шәбуйәл чоң оғли еди.
Gershomning oghulliridin Shebuyel chong oghli idi.
17 Әлиезәрниң оғли Рәһабия еди; Әлиезәрниң башқа оғли болмиған, лекин Рәһабияниң оғуллири наһайити көп еди.
Eliézerning oghli Rehabiya idi; Eliézerning bashqa oghli bolmighan, lékin Rehabiyaning oghulliri nahayiti köp idi.
18 Изһарниң тунҗа оғли Шеломит еди.
Izharning tunji oghli Shélomit idi.
19 Һебронниң оғуллири: тунҗа оғли Йерия, иккинчи оғли Амария, үчинчи оғли Яһазийәл, төртинчи оғли Җәкамиям еди.
Hébronning oghulliri: tunji oghli Yériya, ikkinchi oghli Amariya, üchinchi oghli Yahaziyel, tötinchi oghli Jekamiyam idi.
20 Уззийәлниң оғуллири: тунҗа оғли Микаһ, иккинчи оғли Йишия еди.
Uzziyelning oghulliri: tunji oghli Mikah, ikkinchi oghli Yishiya idi.
21 Мәрариниң оғли Маһли билән Муши еди; Маһлиниң оғли Әлиазар билән Киш еди.
Merarining oghli Mahli bilen Mushi idi; Mahlining oghli Eliazar bilen Kish idi.
22 Әлиазар өлгәндә оғли йоқ, қизлирила бар еди; уларниң туққанлири, йәни Кишниң оғуллири у қизларни әмригә алди.
Eliazar ölgende oghli yoq, qizlirila bar idi; ularning tughqanliri, yeni Kishning oghulliri u qizlarni emrige aldi.
23 Мушиниң Маһли, Едәр вә Йәрәмот дегән үчла оғли бар еди.
Mushining Mahli, Éder we Yeremot dégen üchla oghli bar idi.
24 Жуқириқиларниң һәммиси Лавийниң әвлатлири болуп, җәмәтлири бойичә, йәни җәмәт башлири бойичә жигирмә яштин ашқан әркәкләр ройхәткә елинған; улар Пәрвәрдигарниң өйидики вәзипиләрни өтәшкә исмилири бойичә тизимланған еди.
Yuqiriqilarning hemmisi Lawiyning ewladliri bolup, jemetliri boyiche, yeni jemet bashliri boyiche yigirme yashtin ashqan erkekler royxetke élin’ghan; ular Perwerdigarning öyidiki wezipilerni öteshke ismiliri boyiche tizimlan’ghanidi.
25 Чүнки Давут: «Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар Өз хәлқигә арам берип, Өзи мәңгү Йерусалимда макан қилиду;
Chünki Dawut: «Israilning Xudasi Perwerdigar Öz xelqige aram bérip, Özi menggü Yérusalémda makan qilidu;
26 шуниң билән Лавийларниң муқәддәс чедирни вә униң ичидики һәр қайси қача-әсвапларни көтирип жүрүшниң һаҗити йоқ» дегән еди.
shuning bilen Lawiylarning muqeddes chédirni we uning ichidiki herqaysi qacha-eswablarni kötürüp yürüshning hajiti yoq» dégenidi.
27 Шуңа Давутниң җан үзүш алдидики вәсийити бойичә, Лавийларниң жигирмә яштин жуқурилириниң һәммиси санақтин өткүзүлгән еди.
Shunga Dawutning jan üzüsh aldidiki wesiyiti boyiche, Lawiylarning yigirme yashtin yuqirilirining hemmisi sanaqtin ötküzülgenidi.
28 Уларниң вәзиписи болса Һарунниң әвлатлириниң йенида туруп, Пәрвәрдигарниң өйиниң ишлирини қилиш еди; улар һойла-арамларни башқуруш, барлиқ муқәддәс буюмларни пакиз тутуш, қисқиси, Пәрвәрдигарниң өйиниң хизмәт вәзипилирини беҗиришкә мәсъул еди;
Ularning wezipisi bolsa Harunning ewladlirining yénida turup, Perwerdigarning öyining ishlirini qilish idi; ular hoyla-aramlarni bashqurush, barliq muqeddes buyumlarni pakiz tutush, qisqisi, Perwerdigarning öyining xizmet wezipilirini béjirishke mes’ul idi;
29 йәнә «тизилған тәқдим нан», аш һәдийә унлири, петир қотурмачлар, қазан нанлири вә майлиқ нанларға, шундақла һәр хил өлчәш әсваплириға мәсъул еди;
yene «tizilghan teqdim nan», ash hediye unliri, pétir qoturmachlar, qazan nanliri we mayliq nanlargha, shundaqla herxil ölchesh eswablirigha mes’ul idi;
30 улар йәнә һәр күни әтигәндә өрә туруп Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтип һәмдусана оқуйтти, һәр күни кәчлигиму шундақ қилатти.
ular yene herküni etigende öre turup Perwerdigargha teshekkür éytip hemdusana oquytti, herküni kechlikimu shundaq qilatti.
31 Йәнә шабат күни, һәр йеңи айда, шуниңдәк бекитилгән һейт-байрамларда сунулидиған барлиқ көйдүрмә қурбанлиқларға мәсъул еди. Өзлиригә қаритилған бәлгүлимә бойичә, улар дайим Пәрвәрдигарниң алдиға бекитилигән сани вә нөвити билән хизмәттә туратти.
Yene shabat küni, her yéngi ayda, shuningdek békitilgen héyt-bayramlarda sunulidighan barliq köydürme qurbanliqlargha mes’ul idi. Özlirige qaritilghan belgilime boyiche, ular daim Perwerdigarning aldigha békitiligen sani we nöwiti bilen xizmette turatti.
32 Улар җамаәт чедирини һәм муқәддәс җайни бақатти, шундақла өзлириниң Пәрвәрдигарниң өйидики хизмәттә болуватқан қериндашлири, йәни Һарунниң әвлатлириға қарайтти.
Ular jamaet chédirini hem muqeddes jayni baqatti, shundaqla özlirining Perwerdigarning öyidiki xizmette boluwatqan qérindashliri, yeni Harunning ewladlirigha qaraytti.

< Тарих-тәзкирә 1 23 >