< Тарих-тәзкирә 1 22 >
1 Шуңа Давут: «Мана бу Пәрвәрдигар Худаниң өйи болидиған җай, мана бу Исраил үчүн көйдүрмә қурбанлиқ сунидиған қурбангаһ болиду» — деди.
Shunga Dawut: «Mana bu Perwerdigar Xudaning öyi bolidighan jay, mana bu Israil üchün köydürme qurbanliq sunidighan qurban’gah bolidu» — dédi.
2 Давут Пәрвәрдигарниң өйини салдуруш үчүн Исраил зиминидики ят әлдикиләрни жиғишни буйруди һәм ташларни оюшқа ташчиларни тайинлиди.
Dawut Perwerdigarning öyini saldurush üchün Israil zéminidiki yat eldikilerni yighishni buyrudi hem tashlarni oyushqa tashchilarni teyinlidi.
3 Ишик-дәрвазиларға ишлитишкә миқ вә гирә-балдақ ясаш үчүн нурғун төмүр тәйярлиди; йәнә нурғун мис тәйярлидики, униң еғирлиғини таразилап болмайтти;
Ishik-derwazilargha ishlitishke miq we gire-baldaq yasash üchün nurghun tömür teyyarlidi; yene nurghun mis teyyarlidiki, uning éghirliqini tarazilap bolmaytti;
4 у йәнә сан-санақсиз кедир яғичи тәйярлиди, чүнки Зидонлуқлар билән Турлуқлар Давутқа нурғун кедир яғичи йәткүзүп бәргән еди.
u yene san-sanaqsiz kédir yaghichi teyyarlidi, chünki Zidonluqlar bilen Turluqlar Dawutqa nurghun kédir yaghichi yetküzüp bergenidi.
5 Давут көңлидә: «Оғлум Сулайман техи яш, бир юмран көчәт халас, Пәрвәрдигарға селинидиған өй наһайити бәһәйвәт вә катта болуши, шан-шөһрити барлиқ жутларға йейилиши керәк; шуниң билән бу өйгә кетидиған материялларни һазирлап қоюшум керәк» дәп ойлиди. Шуңа Давут өлүштин илгири нурғун материял һазирлап қойди.
Dawut könglide: «Oghlum Sulayman téxi yash, bir yumran köchet xalas, Perwerdigargha sélinidighan öy nahayiti beheywet we katta bolushi, shan-shöhriti barliq yurtlargha yéyilishi kérek; shuning bilen bu öyge kétidighan matériyallarni hazirlap qoyushum kérek» dep oylidi. Shunga Dawut ölüshtin ilgiri nurghun matériyal hazirlap qoydi.
6 Давут оғли Сулайманни қичқирип униңға Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигарға өй селишни тапилиди.
Dawut oghli Sulaymanni qichqirip uninggha Israilning Xudasi bolghan Perwerdigargha öy sélishni tapilidi.
7 Давут Сулайманға мундақ деди: «И оғлум, мән әслидә Пәрвәрдигар Худайимниң намиға атап бир өй селишни ойлиған,
Dawut Sulayman’gha mundaq dédi: «I oghlum, men eslide Perwerdigar Xudayimning namigha atap bir öy sélishni oylighan,
8 лекин Пәрвәрдигарниң маңа: «Сән нурғун адәмниң қенини төктүң, нурғун чоң җәңләрни қилдиң; сениң Мениң намимға атап өй селишиңға болмайду, чүнки сән Мениң алдимда нурғун адәмниң қенини йәргә төктүң.
lékin Perwerdigarning manga: «Sen nurghun ademning qénini töktüng, nurghun chong jenglerni qilding; séning Méning namimgha atap öy sélishinggha bolmaydu, chünki sen Méning aldimda nurghun ademning qénini yerge töktüng.
9 Қара, сениңдин бир оғул төрүлиду; у арам-течлиқ адими болиду, Мән уни һәр тәрәптики дүшмәнлиридин арам тапқузимән; униң исми дәрвәқә Сулайман атилиду, у тәхттики күнлиридә Мән Исраилға арам-течлиқ вә асайишлиқ ата қилимән.
Qara, séningdin bir oghul törülidu; u aram-tinchliq adimi bolidu, Men uni her tereptiki düshmenliridin aram tapquzimen; uning ismi derweqe Sulayman atilidu, u texttiki künliride Men Israilgha aram-tinchliq we asayishliq ata qilimen.
10 У Мениң намимға атап өй салиду; у Маңа оғул болиду, Мән униңға ата болимән; Мән униң Исраил үстидики падишалиқ тәхтини мәңгү мәзмут қилимән» дегән сөз-калами маңа йәтти.
U Méning namimgha atap öy salidu; u Manga oghul bolidu, Men uninggha ata bolimen; Men uning Israil üstidiki padishahliq textini menggü mezmut qilimen» dégen söz-kalami manga yetti.
11 И оғлум, әнди Пәрвәрдигар сениң билән биллә болғай! Шуниң билән йолуң раван болуп, Униң сениң тоғрилиқ бәргән вәдиси бойичә Пәрвәрдигар Худайиңниң өйини салисән.
I oghlum, emdi Perwerdigar séning bilen bille bolghay! Shuning bilen yolung rawan bolup, Uning séning toghruluq bergen wedisi boyiche Perwerdigar Xudayingning öyini salisen.
12 Пәрвәрдигар саңа пәм вә әқил бәргәй вә Исраилни идарә қилишқа көрсәтмә бәргәй, сени Пәрвәрдигар Худайиңниң муқәддәс қануниға әмәл қилидиған қилғай.
Perwerdigar sanga pem we eqil bergey we Israilni idare qilishqa körsetme bergey, séni Perwerdigar Xudayingning muqeddes qanunigha emel qilidighan qilghay.
13 Шу вақитта, Пәрвәрдигар Исраиллар үчүн Мусаға тапшурған бәлгүлимә-һөкүмләргә әмәл қилсаң, йолуң раван болиду. Қәйсәр, батур бол! Қорқма, һодуқупму кәтмә.
Shu waqitta, Perwerdigar Israillar üchün Musagha tapshurghan belgilime-hökümlerge emel qilsang, yolung rawan bolidu. Qeyser, batur bol! Qorqma, hoduqupmu ketme.
14 Қара, мән Пәрвәрдигарниң өйи үчүн җапа-мүшәққәтлирим арқилиқ йүз миң талант алтун, миң миң талант күмүч вә интайин көп, сан-санақсиз мис, төмүр тәйярлидим; йәнә яғач вә таш тәйярлидим; буниңға йәнә сән қошсаң болиду.
Qara, men Perwerdigarning öyi üchün japa-müsheqqetlirim arqiliq yüz ming talant altun, ming ming talant kümüsh we intayin köp, san-sanaqsiz mis, tömür teyyarlidim; yene yaghach we tash teyyarlidim; buninggha yene sen qoshsang bolidu.
15 Буниңдин башқа сениңдә йәнә таш кәскүчи, тамчи, яғаччи һәм һәр хил хизмәтләрни қилалайдиған нурғун устилар бар;
Buningdin bashqa séningde yene tash kesküchi, tamchi, yaghachchi hem herxil xizmetlerni qilalaydighan nurghun ustilar bar;
16 алтун-күмүч, мис, төмүр болса сан-санақсиз; сән ишқа тутушушқа орнуңдин тур, Пәрвәрдигарим сениң билән биллә болғай!»
altun-kümüsh, mis, tömür bolsa san-sanaqsiz; sen ishqa tutushushqa ornungdin tur, Perwerdigarim séning bilen bille bolghay!»
17 Давут йәнә Исраилдики әмәлдарларға оғли Сулайманға ярдәм беришни тапилап:
Dawut yene Israildiki emeldarlargha oghli Sulayman’gha yardem bérishni tapilap:
18 «Худайиңлар болған Пәрвәрдигар силәр билән биллә әмәсму? Һәр әтрапиңларда силәргә тинич-арамлиқ бәргән әмәсму? Чүнки У бу зиминдики аһалини қолумға тапшурди; зимин Пәрвәрдигарниң алдида вә хәлқиниң алдида тизгинләнди.
«Xudayinglar bolghan Perwerdigar siler bilen bille emesmu? Her etrapinglarda silerge tinch-aramliq bergen emesmu? Chünki U bu zémindiki ahalini qolumgha tapshurdi; zémin Perwerdigarning aldida we xelqining aldida tizginlendi.
19 Әнди силәр пүтүн қәлбиңлар, пүтүн җениңлар билән қәтъий нийәткә келип, Худайиңлар болған Пәрвәрдигарни изләңлар; Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини вә Худаниң муқәддәсханисидики қача-әсваплирини Униң намиға атап селинған өйигә апирип қоюш үчүн, Пәрвәрдигар Худаниң муқәддәсханисини селишқа орнуңлардин қопуңлар!» деди.
Emdi siler pütün qelbinglar, pütün jéninglar bilen qet’iy niyetke kélip, Xudayinglar bolghan Perwerdigarni izlenglar; Perwerdigarning ehde sanduqini we Xudaning muqeddesxanisidiki qacha-eswablirini Uning namigha atap sélin’ghan öyige apirip qoyush üchün, Perwerdigar Xudaning muqeddesxanisini sélishqa ornunglardin qopunglar!» dédi.