< Тарих-тәзкирә 1 21 >
1 Шәйтан Исраилларға зәрбә бериш үчүн, Давутни Исраилларни санақтин өткүзүшкә езиқтурди.
撒但起来攻击以色列人,激动大卫数点他们。
2 Шуңа Давут Йоабқа вә хәлиқниң йолбашчилириға: «Силәр Бәәр-Шебадин Данғичә арилап Исраилларни санақтин өткүзүп келип мениң билән көрүшүңлар, уларниң санини биләй» деди.
大卫就吩咐约押和民中的首领说:“你们去数点以色列人,从别是巴直到但,回来告诉我,我好知道他们的数目。”
3 Лекин Йоаб җававән: —«Пәрвәрдигар Өз хәлқини һазир мәйли қанчилик болсун, йүз һәссә ашурувәткәй. Лекин и ғоҗам падишасим, уларниң һәммиси өзүңниң хизмитиңдә туруватқанлар әмәсму? Ғоҗам бу ишни зади немә дәп тәләп қилиду? Ғоҗам Исраилни немишкә гунаға муптила қилидила?» — деди.
约押说:“愿耶和华使他的百姓比现在加增百倍。我主我王啊,他们不都是你的仆人吗?我主为何吩咐行这事,为何使以色列人陷在罪里呢?”
4 Лекин падишаниң сөзи Йоабниң сөзини бесип чүшти; шуңа Йоаб чиқип пүтүн Исраил зиминини арилап Йерусалимға қайтип кәлди.
但王的命令胜过约押。约押就出去,走遍以色列地,回到耶路撒冷,
5 Йоаб санақтин өткүзүлгән хәлиқниң санини Давутқа мәлум қилди; пүтүн Исраилда қолида қилич көтирәләйдиған адәмләр бир миллион бир йүз миң; Йәһудалардин қолида қилич көтирәләйдиған адәмләр төрт йүз йәтмиш миң болуп чиқти.
将百姓的总数奏告大卫:以色列人拿刀的有一百一十万;犹大人拿刀的有四十七万。
6 Бирақ Лавийлар билән Биняминларла санаққа кирмиди; чүнки падишаниң бу буйруғи Йоабниң нәзиридә жиркиничлик еди.
惟有利未人和便雅悯人没有数在其中,因为约押厌恶王的这命令。
7 Худа бу ишни яман көргәчкә, Исраилларға зәрбә бәрди.
神不喜悦这数点百姓的事,便降灾给以色列人。
8 Давут Худаға: «Мән бу ишни қилип чоң гуна өткүзүптимән; әнди мәнки қулуңниң бу қәбиһлигини кәчүрүшиңни тиләймән, чүнки мән толиму әхмиқанә иш қиптимән» — деди.
大卫祷告 神说:“我行这事大有罪了!现在求你除掉仆人的罪孽,因我所行的甚是愚昧。”
9 Пәрвәрдигар Давутниң алдин көргүчиси болған Гадқа:
耶和华吩咐大卫的先见迦得说:
10 Сән берип Давутқа ейтип: «Пәрвәрдигар мундақ дәйдуки, Мән саңа үч бала-қазани алдиңда қойимән; шуниңдин бирини талливал, Мән шуни бешиңларға чүшүримән» дегин, — деди.
“你去告诉大卫说,耶和华如此说:我有三样灾,随你选择一样,我好降与你。”
11 Шуниң билән Гад Давутниң йениға келип: «Пәрвәрдигар мундақ дәйду:
于是,迦得来见大卫,对他说:“耶和华如此说:‘你可以随意选择:
12 «Қени таллиғин: Я үч жил ачарчилиқта қелиштин, я үч ай дүшмәнләрниң алдидин қечип, явлириң тәрипидин қоғлап қиличлинишидин вә яки үч күн Пәрвәрдигарниң қиличиниң уруши — йәни ваба кесилиниң зиминда тарқилиши, Пәрвәрдигарниң Пәриштисиниң Исраилниң пүтүн чегарисини харап қилишидин бирини таллиғин». Әнди ойлинип көр, бир немә дегин; мән мени әвәткүчигә немә дәп җавап берәй?» деди.
或三年的饥荒;或败在你敌人面前,被敌人的刀追杀三个月;或在你国中有耶和华的刀,就是三日的瘟疫,耶和华的使者在以色列的四境施行毁灭。’现在你要想一想,我好回复那差我来的。”
13 Давут Гадқа: «Мән бәк қаттиқ тәңликтә қалдим; әнди Пәрвәрдигарниң қолиға чүшәй дәймән, чүнки У толиму шәпқәтликтур. Пәқәт инсанларниң қолиға чүшмисәм, дәймән» деди.
大卫对迦得说:“我甚为难。我愿落在耶和华的手里,因为他有丰盛的怜悯;我不愿落在人的手里。”
14 Шу сәвәплик Пәрвәрдигар Исраилға ваба тарқатти; Исраиллардин йәтмиш миң адәм өлди.
于是,耶和华降瘟疫与以色列人,以色列人就死了七万。
15 Худа Йерусалимни вәйран қилип ташлаш үчүн бир Пәриштини әвәтти; у вәйран қиливатқанда, Пәрвәрдигар әһвални көрүп өзи чүшүргән бу бала-қазадин пушайман қилип қалди-дә, вәйран қилғучи Пәриштигә: «Бәс! Әнди қолуңни тарт!» деди. У чағда Пәрвәрдигарниң Пәриштиси Йәбусий Орнанниң хамининиң йенида туратти.
神差遣使者去灭耶路撒冷,刚要灭的时候,耶和华看见后悔,就不降这灾了,吩咐灭城的天使说:“够了,住手吧!”那时,耶和华的使者站在耶布斯人阿珥楠的禾场那里。
16 Давут бешини көтирип, Пәрвәрдигарниң Пәриштисиниң асман билән йәрниң арилиғида, қолидики ғилаптин суғурған қиличини Йерусалимға тәңләп турғанлиғини көрди. Давут билән ақсақалларниң һәммиси бөз рәхткә оралған һалда йәргә дүм жиқилди.
大卫举目,看见耶和华的使者站在天地间,手里有拔出来的刀,伸在耶路撒冷以上。大卫和长老都身穿麻衣,面伏于地。
17 Давут Худаға: «Хәлиқниң санини елип чиқишни буйруғучи мән әмәсму? Гуна қилип бу рәзиллик өткүзгүчи мәндурмән; бу бир пада қойлар болса, зади немә қилди? Аһ, Пәрвәрдигар Худайим, қолуң Өз хәлқиңгә әмәс, бәлки маңа вә мениң җәмәтимгә чүшкәй, вабани Өз хәлқиңниң үстигә чүшүрмигәйсән!» деди.
大卫祷告 神说:“吩咐数点百姓的不是我吗?我犯了罪,行了恶,但这群羊做了什么呢?愿耶和华—我 神的手攻击我和我的父家,不要攻击你的民,降瘟疫与他们。”
18 Пәрвәрдигарниң Пәриштиси Гадқа: Сән берип Давутқа ейтқин, у Йәбусий Орнанниң хаминиға чиқип Пәрвәрдигарға бир қурбангаһ салсун, девиди,
耶和华的使者吩咐迦得去告诉大卫,叫他上去,在耶布斯人阿珥楠的禾场上为耶和华筑一座坛;
19 Давут Гадниң Пәрвәрдигарниң намида ейтқини бойичә шу йәргә чиқти.
大卫就照着迦得奉耶和华名所说的话上去了。
20 У чағда Орнан буғдай тепивататти; Орнан бурулуп Пәриштини көрүп, өзи төрт оғли билән мөкүвалған еди.
那时阿珥楠正打麦子,回头看见天使,就和他四个儿子都藏起来了。
21 Давут Орнанниң йениға кәлгәндә, у бешини көтирип Давутни көрүп, хамандин чиқип кәлди-дә, бешини йәргә тәккидәк егип Давутқа тазим қилди.
大卫到了阿珥楠那里,阿珥楠看见大卫,就从禾场上出去,脸伏于地,向他下拜。
22 Давут Орнанға: «Хәлиқ ичидә таралған вабани тосуп қелиш үчүн, мошу хаманни вә әтрапидики йәрни маңа сетип бәрсәң, бу йәрдә Пәрвәрдигарға атап бир қурбангаһ салай дәймән. Сән толуқ баһа қоюп бу йериңни маңа сетип бәрсәң» деди.
大卫对阿珥楠说:“你将这禾场与相连之地卖给我,我必给你足价,我好在其上为耶和华筑一座坛,使民间的瘟疫止住。”
23 — Алсила, ғоҗам падишасимниң қандақ қилғуси кәлсә шундақ қилғай; қарисила, қурбанлиқ қилишқа калиларни берәй, хаман тепидиған тирниларни отун қилип қалисила, буғдайни аш һәдийәсигә ишләтсилә; буларниң һәммисини мән өзлиригә туттум, деди Орнан Давутқа.
阿珥楠对大卫说:“你可以用这禾场,愿我主我王照你所喜悦的去行。我也将牛给你作燔祭,把打粮的器具当柴烧,拿麦子作素祭。这些我都送给你。”
24 «Яқ», — деди Давут Орнанға, — «қандақла болмисун мән толуқ баһаси бойичә сетивалимән; чүнки мән сениңкини еливелип Пәрвәрдигарға атисам болмайду, бәдәл төлимәй көйдүрмә қурбанлиқни һәргиз сунмаймән».
大卫王对阿珥楠说:“不然!我必要用足价向你买。我不用你的物献给耶和华,也不用白得之物献为燔祭。”
25 Шуниң билән Давут алтә йүз шәкәл алтунни өлчәп Орнанға берип у йәрни сетивалди.
于是大卫为那块地平了六百舍客勒金子给阿珥楠。
26 Давут у йәргә Пәрвәрдигарға атап бир қурбангаһ салди вә көйдүрмә қурбанлиқ вә енақлиқ қурбанлиғи сунуп, Пәрвәрдигарға нида қилди; Пәрвәрдигар униң тилигини қобул көрүп, җававән асмандин көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһиға от чүшүрди.
大卫在那里为耶和华筑了一座坛,献燔祭和平安祭,求告耶和华。耶和华就应允他,使火从天降在燔祭坛上。
27 Пәрвәрдигар Пәриштисини буйрувиди, У қиличини қайтидин ғилипиға салди.
耶和华吩咐使者,他就收刀入鞘。
28 У чағда, Давут Пәрвәрдигарниң Йәбусийлардин болған Орнанниң хаминида униң тилигигә җавап бәргәнлигини көрүп, шу йәрдә қурбанлиқ сунушқа башлиди.
那时,大卫见耶和华在耶布斯人阿珥楠的禾场上应允了他,就在那里献祭。
29 У чағда, Муса чөлдә ясатқан Пәрвәрдигарниң чедири вә көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһи Гибеонниң егизлигидә еди;
摩西在旷野所造之耶和华的帐幕和燔祭坛都在基遍的高处;
30 лекин Давут Пәрвәрдигарниң Пәриштисиниң қиличидин қорқуп, у йәрниң алдиға берип Худадин йол сорашқа җүръәт қилалмайтти.
只是大卫不敢前去求问 神,因为惧怕耶和华使者的刀。