< Тарих-тәзкирә 1 20 >
1 Шундақ болдики, йеңи жилниң бешида, падишалар җәңгә атланған вақитта, Йоаб күчлүк қисимни башлап келип, Аммонларниң йәрлирини вәйран қилип, андин Раббаһни муһасиригә алди. У чағда Давут Йерусалимда турувататти. Йоаб Раббаһға һуҗум қилип шәһәрни вәйран қилип ташлиди.
2 Давут уларниң падишасиниң бешидин таҗни еливиди (алтуниниң еғирлиғи бир талант чиқти, униңға яқутлар қондурулған еди), кишиләр бу таҗни Давутниң бешиға кийдүрүп қойди. Давут шәһәрдин йәнә нурғун җәң ғәниймәтлирини елип кәтти.
3 У йәнә шәһәрдики хәлиқни елип чиқип һәрә, җоту вә палта билән ишләшкә салди; Давут Аммонниң һәр қайси шәһәрлиридики хәлиқләрниму шундақ ишләтти; андин Давут көпчилик билән Йерусалимға қайтти.
4 Шу вақиәдин кейин [Исраиллар] Гәзәрдә Филистийләр билән соқушти; у чағда Хушатлиқ Сиббикай Рәфайийлардин болған Сиппай исимлиқ бирини өлтүрүвәтти, Филистийләр тиз пүкти.
5 Кейинчә [Исраиллар] билән Филистийләр йәнә соқушти; Яирниң оғли Әлһанән Гатлиқ Голиятниң иниси Лахмини өлтүрди; бу адәмниң нәйзисиниң дәстиси бапкарниң оқидәк том еди.
6 Кейинки вақитларда Гатта йәнә соқуш болди; у йәрдә наһайити бәстлик бир адәм бар еди, униң қолидиму, путидиму алтидин бармақ болуп, җәмий жигирмә төрт бармиғи бар еди; уму Рәфайийлардин еди.
7 Бу адәм Исраилларни тиллиғили турувиди, Давутниң акиси Шимияниң оғли Йонатан чиқип уни өлтүрүвәтти.
8 Булар Гатлиқ Рафаниң әвлатлири болуп, һәммиси Давут вә униң хизмәткарлириниң қолида өлди.