< Тарих-тәзкирә 1 2 >

1 Исраилниң оғуллири Рубән, Шимеон, Лавий, Йәһуда, Иссакар, Зәбулун,
ئىسرائىلنىڭ ئوغۇللىرى رۇبەن، شىمېئون، لاۋىي، يەھۇدا، ئىسساكار، زەبۇلۇن،
2 Дан, Йүсүп, Бинямин, Нафтали, Гад вә Аширдин ибарәт.
دان، يۈسۈپ، بىنيامىن، نافتالى، گاد ۋە ئاشىردىن ئىبارەت.
3 Йәһуданиң оғли Ер, Онан вә Шилаһ еди. Бу үчәйлән Қанаанлиқ Шуяниң қизидин болған. Йәһуданиң тунҗа оғли Ер Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанлиғидин Пәрвәрдигар униң җенини алған.
يەھۇدانىڭ ئوغلى ئېر، ئونان ۋە شىلاھ ئىدى. بۇ ئۈچەيلەن قانائانلىق شۇيانىڭ قىزىدىن بولغان. يەھۇدانىڭ تۇنجى ئوغلى ئېر پەرۋەردىگارنىڭ نەزىرىدە رەزىل بولغانلىقىدىن پەرۋەردىگار ئۇنىڭ جېنىنى ئالغان.
4 Йәһудаға келини Тамардин Пәрәз билән Зәраһ төрәлгән. Йәһуданиң җәмий бәш оғли болған.
يەھۇداغا كېلىنى تاماردىن پەرەز بىلەن زەراھ تۆرەلگەن. يەھۇدانىڭ جەمئىي بەش ئوغلى بولغان.
5 Пәрәзниң оғуллири Һәзрон билән Һамул еди.
پەرەزنىڭ ئوغۇللىرى ھەزرون بىلەن ھامۇل ئىدى.
6 Зәраһниң оғуллири Зимри, Етан, Һеман, Калкол билән Дара қатарлиқ бәш еди.
زەراھنىڭ ئوغۇللىرى زىمرى، ئېتان، ھېمان، كالكول بىلەن دارا قاتارلىق بەش ئىدى.
7 Карминиң оғли Акар еди. Акар болса Худа ләнәт қилған нәрсини елип, «Исраилға бала-қаза кәлтүргүчи» болуп чиқти.
كارمىنىڭ ئوغلى ئاكار ئىدى. ئاكار بولسا خۇدا لەنەت قىلغان نەرسىنى ئېلىپ، «ئىسرائىلغا بالا-قازا كەلتۈرگۈچى» بولۇپ چىقتى.
8 Етанниң оғли Азария еди.
ئېتاننىڭ ئوغلى ئازارىيا ئىدى.
9 Һәзрондин төрәлгән оғуллар Йәраһмийәл, Рам вә Каләб еди.
ھەزروندىن تۆرەلگەن ئوغۇللار يەراھمىيەل، رام ۋە كالەب ئىدى.
10 Амминадаб Рамдин төрәлгән; Наһшон Амминадабтин төрәлгән; Наһшон Йәһуда қәбилисиниң башлиғи болған.
ئاممىناداب رامدىن تۆرەلگەن؛ ناھشون ئاممىنادابتىن تۆرەلگەن؛ ناھشون يەھۇدا قەبىلىسىنىڭ باشلىقى بولغان.
11 Салмон Наһшондин төрәлгән; Боаз Салмондин төрәлгән.
سالمون ناھشوندىن تۆرەلگەن؛ بوئاز سالموندىن تۆرەلگەن.
12 Обәд Боаздин төрәлгән; Йәссә Обәддин төрәлгән.
ئوبەد بوئازدىن تۆرەلگەن؛ يەسسە ئوبەددىن تۆرەلگەن.
13 Йәссәниң оғуллириниң тунҗиси Елиаб, иккинчиси Абинадаб, үчинчиси Шимия,
يەسسەنىڭ ئوغۇللىرىنىڭ تۇنجىسى ئېلىئاب، ئىككىنچىسى ئابىناداب، ئۈچىنچىسى شىمىيا،
14 төртинчиси Нәтанәл, бәшинчиси Раддай,
تۆتىنچىسى نەتانەل، بەشىنچىسى رادداي،
15 алтинчиси Озәм, йәттинчиси Давут еди.
ئالتىنچىسى ئوزەم، يەتتىنچىسى داۋۇت ئىدى.
16 Зәруия билән Абигаил уларниң сиңлиси еди. Зәруияниң Абишай, Йоаб вә Асаһәл дегән үч оғли бар еди.
زەرۇئىيا بىلەن ئابىگائىل ئۇلارنىڭ سىڭلىسى ئىدى. زەرۇئىيانىڭ ئابىشاي، يوئاب ۋە ئاساھەل دېگەن ئۈچ ئوغلى بار ئىدى.
17 Амаса Абигаилдин төрәлди; Амасаниң атиси Исмаиллардин болған Йәтәр еди.
ئاماسا ئابىگائىلدىن تۆرەلدى؛ ئاماسانىڭ ئاتىسى ئىسمائىللاردىن بولغان يەتەر ئىدى.
18 Каләб Азубаһ (Йериот дәпму атилиду)тин оғул көрди; [Азубаһтин] болған оғуллири Йәшәр, Шобаб вә Ардон еди.
كالەب ئازۇباھ (يېرىئوت دەپمۇ ئاتىلىدۇ)تىن ئوغۇل كۆردى؛ [ئازۇباھتىن] بولغان ئوغۇللىرى يەشەر، شوباب ۋە ئاردون ئىدى.
19 Азубаһ өлгәндин кейин Каләб йәнә Әфратни алди; Әфрат униңға Хурни туғуп бәрди.
ئازۇباھ ئۆلگەندىن كېيىن كالەب يەنە ئەفراتنى ئالدى؛ ئەفرات ئۇنىڭغا خۇرنى تۇغۇپ بەردى.
20 Хурдин Ури төрәлди; Уридин Бәзаләл төрәлди.
خۇردىن ئۇرى تۆرەلدى؛ ئۇرىدىن بەزالەل تۆرەلدى.
21 Кейин Һәзрон Гилеадниң атиси Макирниң қизини елип бир ястуққа баш қоювиди (у атмиш яшқа киргәндә уни алған), униңдин Сәгуб төрәлди.
كېيىن ھەزرون گىلېئادنىڭ ئاتىسى ماكىرنىڭ قىزىنى ئېلىپ بىر ياستۇققا باش قويۇۋىدى (ئۇ ئاتمىش ياشقا كىرگەندە ئۇنى ئالغان)، ئۇنىڭدىن سەگۇب تۆرەلدى.
22 Сәгубтин Яир төрәлди; Яирниң Гилеад зиминида жигирмә үч шәһири бар еди.
سەگۇبتىن يائىر تۆرەلدى؛ يائىرنىڭ گىلېئاد زېمىنىدا يىگىرمە ئۈچ شەھىرى بار ئىدى.
23 Гәшур билән Арам шу жуттикиләрдин «Яирниң йеза-қишлақлири»ни, Кинатни вә униңға қарашлиқ йезилар болуп җәмий атмиш йеза-шәһәрни тартивалди. Жуқириқиларниң һәммиси Гилеадниң атиси Макирниң әвлатлиридур.
گەشۇر بىلەن ئارام شۇ يۇرتتىكىلەردىن «يائىرنىڭ يېزا-قىشلاقلىرى»نى، كىناتنى ۋە ئۇنىڭغا قاراشلىق يېزىلار بولۇپ جەمئىي ئاتمىش يېزا-شەھەرنى تارتىۋالدى. يۇقىرىقىلارنىڭ ھەممىسى گىلېئادنىڭ ئاتىسى ماكىرنىڭ ئەۋلادلىرىدۇر.
24 Һәзрон Каләб-Әфратаһда өлгәндин кейин, аяли Абияһ униңға Ашхорни туғди; Ашхор Тәкоаниң атиси еди.
ھەزرون كالەب-ئەفراتاھدا ئۆلگەندىن كېيىن، ئايالى ئابىياھ ئۇنىڭغا ئاشخورنى تۇغدى؛ ئاشخور تەكوئانىڭ ئاتىسى ئىدى.
25 Һәзронниң тунҗа оғли Йәраһмийәлниң оғуллири Рам, Бунаһ, Орән, Озәм вә Ахияһ еди.
ھەزروننىڭ تۇنجى ئوغلى يەراھمىيەلنىڭ ئوغۇللىرى رام، بۇناھ، ئورەن، ئوزەم ۋە ئاخىياھ ئىدى.
26 Йәраһмийәлниң Атараһ дегән йәнә бир аяли бар еди, у Онамниң аниси еди.
يەراھمىيەلنىڭ ئاتاراھ دېگەن يەنە بىر ئايالى بار ئىدى، ئۇ ئونامنىڭ ئانىسى ئىدى.
27 Йәраһмийәлниң тунҗа оғли Рамниң оғуллири Мааз, Ямин вә Екәр еди.
يەراھمىيەلنىڭ تۇنجى ئوغلى رامنىڭ ئوغۇللىرى مائاز، يامىن ۋە ئېكەر ئىدى.
28 Онамниң оғуллири Шаммай билән Яда еди; Шаммайниң оғуллири Надаб билән Абишур еди.
ئونامنىڭ ئوغۇللىرى شامماي بىلەن يادا ئىدى؛ شامماينىڭ ئوغۇللىرى ناداب بىلەن ئابىشۇر ئىدى.
29 Абишурниң аялиниң исми Абиһайил болуп, Абиһайилдин униңға Аһбан билән Молид төрәлди.
ئابىشۇرنىڭ ئايالىنىڭ ئىسمى ئابىھايىل بولۇپ، ئابىھايىلدىن ئۇنىڭغا ئاھبان بىلەن مولىد تۆرەلدى.
30 Надабниң оғуллри Сәләд билән Аппайим еди; Сәләд та өлгичә оғул пәрзәнт көрмигән.
نادابنىڭ ئوغۇللرى سەلەد بىلەن ئاپپايىم ئىدى؛ سەلەد تا ئۆلگۈچە ئوغۇل پەرزەنت كۆرمىگەن.
31 Йиши Аппайимниң оғли; Шешан Йишиниң оғли; Ахлай Шешанниң оғли еди.
يىشى ئاپپايىمنىڭ ئوغلى؛ شېشان يىشىنىڭ ئوغلى؛ ئاخلاي شېشاننىڭ ئوغلى ئىدى.
32 Шаммайниң иниси Яданиң оғуллири Йәтәр билән Йонатан еди; Йәтәр таки өлгичә оғул пәрзәнт көрмигән.
شامماينىڭ ئىنىسى يادانىڭ ئوغۇللىرى يەتەر بىلەن يوناتان ئىدى؛ يەتەر تاكى ئۆلگۈچە ئوغۇل پەرزەنت كۆرمىگەن.
33 Пәләт билән Заза Йонатанниң оғуллири еди. Жуқириқиларниң һәммиси Йәраһмийәлниң әвлатлиридур.
پەلەت بىلەن زازا يوناتاننىڭ ئوغۇللىرى ئىدى. يۇقىرىقىلارنىڭ ھەممىسى يەراھمىيەلنىڭ ئەۋلادلىرىدۇر.
34 Шешан қиз пәрзәнт көрүп, оғул пәрзәнт көрмигән еди; Шешанниң Мисирлиқ Ярха дәйдиған бир малийи бар еди.
شېشان قىز پەرزەنت كۆرۈپ، ئوغۇل پەرزەنت كۆرمىگەنىدى؛ شېشاننىڭ مىسىرلىق يارخا دەيدىغان بىر مالىيى بار ئىدى.
35 Шешан қизини малийи Ярхаға хотунлуққа бәргән, униңдин Ярхаға Аттай төрәлгән.
شېشان قىزىنى مالىيى يارخاغا خوتۇنلۇققا بەرگەن، ئۇنىڭدىن يارخاغا ئاتتاي تۆرەلگەن.
36 Аттайдин Натан; Натандин Забад төрәлгән.
ئاتتايدىن ناتان؛ ناتاندىن زاباد تۆرەلگەن.
37 Забадтин Ифлал; Ифлалдин Обәд төрәлгән.
زابادتىن ئىفلال؛ ئىفلالدىن ئوبەد تۆرەلگەن.
38 Обәдтин Йәһу; Йәһудин Азария төрәлгән.
ئوبەدتىن يەھۇ؛ يەھۇدىن ئازارىيا تۆرەلگەن.
39 Азариядин Һәләз; Һәләздин Әласаһ төрәлгән.
ئازارىيادىن ھەلەز؛ ھەلەزدىن ئەلئاساھ تۆرەلگەن.
40 Әласаһтин Сисмай; Сисмайдин Шаллум төрәлгән.
ئەلئاساھتىن سىسماي؛ سىسمايدىن شاللۇم تۆرەلگەن.
41 Шаллумдин Йәкамия; Йәкамиядин Әлишама төрәлгән.
شاللۇمدىن يەكامىيا؛ يەكامىيادىن ئەلىشاما تۆرەلگەن.
42 Йәраһмийәлниң иниси Каләбниң оғуллири төвәндикиләр: Миша униң тунҗа оғли болуп, Зифниң атиси еди; Маришаһму униң оғли болуп, Һебронниң атиси еди.
يەراھمىيەلنىڭ ئىنىسى كالەبنىڭ ئوغۇللىرى تۆۋەندىكىلەر: مىشا ئۇنىڭ تۇنجى ئوغلى بولۇپ، زىفنىڭ ئاتىسى ئىدى؛ مارىشاھمۇ ئۇنىڭ ئوغلى بولۇپ، ھېبروننىڭ ئاتىسى ئىدى.
43 Һебронниң оғуллири Кораһ, Таппуаһ, Рәкәм вә Шема еди.
ھېبروننىڭ ئوغۇللىرى كوراھ، تاپپۇئاھ، رەكەم ۋە شېما ئىدى.
44 Шемадин Раһам төрәлгән; у Йоркеамниң атиси еди; Шаммай Рәкәмдин төрәлгән.
شېمادىن راھام تۆرەلگەن؛ ئۇ يوركېئامنىڭ ئاتىسى ئىدى؛ شامماي رەكەمدىن تۆرەلگەن.
45 Маон Шаммайниң оғли; Маон Бәйт-Зурниң атиси еди.
مائون شامماينىڭ ئوغلى؛ مائون بەيت-زۇرنىڭ ئاتىسى ئىدى.
46 Каләбниң тоқили Әфаһдин Һаран, Моза вә Газәз төрәлгән. Һарандин Газәз төрәлгән.
كالەبنىڭ توقىلى ئەفاھدىن ھاران، موزا ۋە گازەز تۆرەلگەن. ھاراندىن گازەز تۆرەلگەن.
47 Яхдайниң оғуллири Рәгәм, Йотам, Гәшан, Пәләт, Әфаһ вә Шаафлар еди.
ياخداينىڭ ئوغۇللىرى رەگەم، يوتام، گەشان، پەلەت، ئەفاھ ۋە شائافلار ئىدى.
48 Каләбниң тоқили Маакаһдин Шебәр билән Тирханаһ төрәлгән;
كالەبنىڭ توقىلى مائاكاھدىن شېبەر بىلەن تىرخاناھ تۆرەلگەن؛
49 Униңдин йәнә Мадманнаһниң атиси Шааф, Макбинаниң атиси вә Гибеаһниң атиси Шива төрәлгән. Аксаһ Каләбниң қизи еди.
ئۇنىڭدىن يەنە مادمانناھنىڭ ئاتىسى شائاف، ماكبىنانىڭ ئاتىسى ۋە گىبېئاھنىڭ ئاتىسى شىۋا تۆرەلگەن. ئاكساھ كالەبنىڭ قىزى ئىدى.
50 Жуқириқиларниң һәммиси Каләбниң әвлатлири. Әфратаһниң тунҗа оғли Хурниң оғуллири: Кириат-Йеаримниң атиси Шобал,
يۇقىرىقىلارنىڭ ھەممىسى كالەبنىڭ ئەۋلادلىرى. ئەفراتاھنىڭ تۇنجى ئوغلى خۇرنىڭ ئوغۇللىرى: كىرىئات-يېئارىمنىڭ ئاتىسى شوبال،
51 Бәйт-Ләһәмниң атиси Салма, Бәйт-Гадәрниң атиси Харәф еди.
بەيت-لەھەمنىڭ ئاتىسى سالما، بەيت-گادەرنىڭ ئاتىسى خارەف ئىدى.
52 Кириат-Йеаримниң атиси Шобалниң әвлатлири: Хароәһ һәмдә Манахатларниң йерими еди.
كىرىئات-يېئارىمنىڭ ئاتىسى شوبالنىڭ ئەۋلادلىرى: خاروئەھ ھەمدە ماناخاتلارنىڭ يېرىمى ئىدى.
53 Кириат-Йеарим җәмәтлиридикиләр итрийләр, путийлар, шуматийлар, мишраийлар болуп, бу җәмәтләрдин йәнә зоратийлар билән әштайолийлар айрилип чиққан.
كىرىئات-يېئارىم جەمەتلىرىدىكىلەر ئىترىيلەر، پۇتىيلار، شۇماتىيلار، مىشرائىيلار بولۇپ، بۇ جەمەتلەردىن يەنە زوراتىيلار بىلەن ئەشتايولىيلار ئايرىلىپ چىققان.
54 Салманиң әвлатлири Бәйт-Ләһәм билән Нитофатлар, Атрот-Бәйт-Йоаблар, Манаһатларниң йерим қисми, зорийлар,
سالمانىڭ ئەۋلادلىرى بەيت-لەھەم بىلەن نىتوفاتلار، ئاتروت-بەيت-يوئابلار، ماناھاتلارنىڭ يېرىم قىسمى، زورىيلار،
55 Ябәздә олтирақлишип қалған Тәврат хәттатлири, йәни тиратийлар, шимятийләр билән сукатийлар еди. Буларниң һәммиси кенийләр болуп, Рәкаб җәмәтиниң бовиси Хаматниң әвлатлиридин еди.
يابەزدە ئولتۇراقلىشىپ قالغان تەۋرات خەتتاتلىرى، يەنى تىراتىيلار، شىمياتىيلەر بىلەن سۇكاتىيلار ئىدى. بۇلارنىڭ ھەممىسى كېنىيلەر بولۇپ، رەكاب جەمەتىنىڭ بوۋىسى خاماتنىڭ ئەۋلادلىرىدىن ئىدى.

< Тарих-тәзкирә 1 2 >