< Тарих-тәзкирә 1 17 >
1 Давут өз өйидә туруватқан чеғида, Натан пәйғәмбәргә: «Қара, мән кедир яғичидин ясалған өйдә туруватимән, Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи болса чедир пәрдилири астида туруватиду» деди.
2 Натан Давутқа: «Көңлүңдә пүккәнлириңгә әмәл қилғин; чүнки Худа сән билән биллидур» — деди.
3 Шу күни кечидә Худаниң сөзи Натанға келип йәтти:
4 «Сән берип қулум Давутқа мундақ дегин: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: Сән Мән үчүн туралғу өй салсаң болмайду.
5 Чүнки мән Исраилларни башлап чиққан күндин тартип бүгүнгә қәдәр бир өйдә туруп бақмиғанмән, пәқәт бу чедирдин у чедирға, бир чедиргаһдин башқа биригә йөткилип жүрдүм, халас.
6 Мән Исраил хәлқи билән биллә мәйли қәйәргә бармай, һеч қачан Исраилниң бирәр һакимиға, йәни Мениң хәлқимни беқишни тапилиған бирәрсигә: Немишкә силәр Маңа кедир яғичидин өй селип бәрмәйсиләр? — дедимму?
7 Әнди сән қулум Давутқа мундақ дегин: — Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар ейтидуки, Мән сени әнди яйлақлардин, қойларниң арқисидин елип, хәлқим Исраилниң үстигә әмир болуш үчүн чақиртип чиқтим.
8 Мәйли қәйәргә бармиғин, Мән һаман сениң билән биллә болдум вә сениң алдиңдин барлиқ дүшмәнлириңни йоқитип кәлдим; йәр йүзидики улуқлар нам-шөһрәткә егә болғандәк сени нам-шөһрәткә сазавәр қилдим.
9 Мән хәлқим болған Исраилға бир җайни бекитип, уларни шу йәрдә тикип өстүримән; шуниң билән улар өз зиминида туридиған, паракәндичиликкә учримайдиған болиду. Рәзилләр дәсләптидикидәк вә мән хәлқим Исраил үстигә һөкүмранлиқ қилишқа һакимларни тайинлиған күнләрдикидәк, уларға қайтидин зулум салмайду. Мән барлиқ дүшмәнлириңни саңа беқиндүрдимән. Вә мәнки Пәрвәрдигар саңа шуни ейтип қояйки, мән сениң үчүн бир өйни ясап беримән!
10
11 Сениң күнлириң тошуп, ата-бовилириңниң йениға қайтқан вақтиңда сениң нәслиңдин, йәни оғуллириңдин бирини сениң орнуңни басидиған қилимән; Мән униң падишалиғини мустәһкәм қилимән.
12 У Маңа бир өй ясайду, Мән униң падишалиқ тәхтини мәңгү мустәһкәм қилимән.
13 Мән униңға ата болимән, у Маңа оғул болиду; меһри-шәпқитимни сениңдин авал өткән [идарә қилғучидин] җуда қилғинимдәк униңдин һәргиз җуда қилмаймән;
14 уни Мениң өйүмдә вә Мениң падишалиғимда мәңгү турғузимән; униң тәхти мәңгү мәзмут болуп турғузулиду».
15 Натан бу барлиқ сөзләр вә барлиқ вәһийни һеч немә қалдурмай, Давутқа ейтип бәрди.
16 Шуниң билән Давут кирип Пәрвәрдигарниң алдида олтирип мундақ деди: «И Худа Пәрвәрдигар, мән зади ким едим, мениң өйүм немә еди, Сән мени мошу дәриҗигә көтургидәк?
17 Лекин и Худа Пәрвәрдигар, [бу мәртивигә көтәргиниң] сениң нәзириңдә кичиккинә бир иш һесапланди; чүнки Сән мән қулуңниң өйиниң жирақ кәлгүси тоғрилиқ сөзлидиң вә мени улуқ мәртивилик зат дәп қаридиң, и Худа Пәрвәрдигар!
18 Сән кәминәң үстигә чүшүргән шундақ шан-шәрәп тоғрилиқ Давут Саңа немә дийәлисун? Чүнки Сән дәрвәқә Өз қулуңни Өзүң билисән.
19 Аһ Пәрвәрдигар, пеқир қулуң үчүн һәмдә Өз көңлүңдики нийитиң бойичә бу барлиқ улуқлуқни көрситип, бу чоң ишларниң һәммисини аян қилдиң.
20 Аһ Пәрвәрдигар, қулиқимиз толуқ аңлиғини бойичә Саңа тәң кәлгидәк һеч ким йоқ; Сениңдин бөләк һеч бир илаһ йоқтур.
21 Дунияда қайси бир әл хәлқиң Исраилға тәң келәлисун? Уларни Өзүңгә хас бирдин-бир хәлиқ болуш үчүн қутулдурушқа бардиң һәмдә Мисирдин қутулдуруп чиққан хәлқиң алдидин ят әлләрни қоғлап чиқирип, улуқвар вә бәһәйвәт ишлар арқилиқ Өз намиңни тиклидиң!
22 Сән хәлқиң Исраилни мәңгү Өзүңниң хәлқиң қилдиң; аһ Пәрвәрдигар, Сәнму уларниң Худаси болдуң.
23 Аһ Пәрвәрдигар, әнди пеқир қулуң вә униң өйи тоғрилиқ қилған вәдәң мәңгүгә әмәл қилинсун; Сән дегәнлириң бойичә ишни ада қилғайсән!
24 Амин, вәдәң әмәл қилинсун, шундақла намиң мәңгү улуқлансун, кишиләр: «Самави қошунниң Сәрдари Пәрвәрдигар Исраилниң Худаси, һәқиқәтән Исраилға Худадур!» десун; вә шундақ болуп, пеқир қулуң Давутниң өй-җәмәти Сениң алдиңда мәзмут турғузулсун.
25 Аһ Худайим, Сән пеқир қулуңға саңа өй ясаймән, дегән вәһий кәлтүрдүң; шуңа қулуң Сениң алдиңда мошундақ дуа қилишқа җүръәт қилди.
26 Аһ Пәрвәрдигар, Сән бирдин-бир Худадурсән, Сән пеқир қулуңға мошундақ амәтни беришни вәдә қилдиң;
27 Әнди пеқир қулуңниң өй-җәмәтигә илтипат қилип, униң Сениң алдиңда мәңгү турушиға сақлиғайсән. Чүнки Сән, аһ Пәрвәрдигар, [пеқирниң өй-җәмәтигә] илтипат қилдиң вә шуниң билән у мәңгүгә бәхит-илтипатқа несип болиду».