< Тарих-тәзкирә 1 16 >
1 Улар Худаниң әһдә сандуғини көтирип кирип Давут униңға һазирлап қойған чедирниң оттурисиға қоюп, андин Худаниң алдида көйдүрмә қурбанлиқ билән енақлиқ қурбанлиғи сунди.
2 Давут көйдүрмә қурбанлиғи билән енақлиқ қурбанлиғи сунуп болғандин кейин Пәрвәрдигарниң намида хәлиққә бәхит тилиди.
3 У йәнә әр-аял демәй Исраилларниң һәр биригә бирдин нан, бирдин хорма пошкили, бирдин үзүм пошкили үләштүрүп бәрди.
4 Давут бир қисим Лавийларға Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи алдида хизмәттә болуш, йәни дуа-тилавәт оқуш, Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға тәшәккүр-рәхмәт ейтиш вә күй-мунаҗат оқушни буйруди.
5 Уларниң йолбашчиси болса Асаф, андин Зәкәрия еди; башқилири болса Җәийәл, Шемирамот, Йәһийәл, Маттитияһ, Елиаб, Беная, Обәд-Едом вә Җәийәлләр еди. Улар тәмбур-чилтар челишқа қоюлди; Асаф болса чаңларни чалатти.
6 Беная билән Яһазийәлдин ибарәт икки каһин Худаниң әһдә сандуғи алдида һәрдайим канай челишқа қоюлди.
7 Шу күни Давут Асаф вә қериндашлирини Пәрвәрдигарға тәшәккүр-рәхмәт ейтишқа бәлгүләп уларға биринчидин муну күйни тапшурди: —
8 «Пәрвәрдигарға тәшәккүр қилиңлар, Униң намини чақирип нида қилиңлар, Униң қилғанлирини әлләр арисида аян қилиңлар!
9 Униңға нахшилар ейтип, Уни күйләңлар, Униң пүткүл карамәт мөҗизилири үстидә сеғинип ойлиниңлар.
10 Муқәддәс намидин пәхирлинип даңлаңлар, Пәрвәрдигарни издигүчиләрниң көңли шатлансун!
11 Пәрвәрдигарни вә Униң қудритини издәңлар, Униң йүз-һозурини тохтимай издәңлар.
12 Униң яратқан мөҗизилирини, Карамәт аламәтлирини һәм ағзидин чиққан һөкүмлирини әстә тутуңлар,
13 И униң қули Исраилниң нәсли, Өзи таллиғанлири, Яқупниң оғуллири!
14 У, Пәрвәрдигар — Худайимиз, Униң һөкүмлири пүткүл йәр йүзидидур.
15 У Өзи түзгән әһдини әбәдий ядиңларда тутуңлар — — Бу униң миң әвлатқичә вәдиләшкән сөзидур —
16 Ибраһим билән түзгән әһдиси, Йәни Исһаққа ичкән қәсимидур.
17 У буни Яқупқиму низам дәп җәзмләштүрди, Исраилға әбәдий әһдә қилип берип: —
18 «Саңа Қанаан зиминини беримән, Уни мирасиң болған несивәң қилимән» — деди.
19 У чағда силәр аҗиз едиңлар, адимиңлар аз һәм у йәрдә мусапир едиңлар;
20 Бу әлдин у әлгә, бир қәбилидин йәнә бир қәбилигә көчүп жүргән.
21 Пәрвәрдигар һәр қандақ адәмниң уларни бозәк қилишиға йол қоймиди, Уларни дәп падишаларғиму тәнбиһ берип: —
22 «Мән мәсиһ қилғанларға тәгмә, Пәйғәмбәрлиримгә яман иш қилма!» — деди.
23 Пүтүн җаһан, Пәрвәрдигарни күйләңлар, Ниҗатини һәр күни елан қилиңлар!
24 Униң җуласини әлләрдә баян қилиңлар, Униң мөҗизилирини барлиқ хәлиқләр арисида җакалаңлар.
25 Чүнки Пәрвәрдигаримиз улуқдур, Зор һәмдусанаға лайиқтур; У барлиқ илаһлардин үстүн, Униңдин қорқуш керәктур;
26 Чүнки барлиқ әлләрниң илаһлири — бутлар халас, Бирақ Пәрвәрдигар асман-пәләкни яратқандур.
27 Шанушәвкәт вә һәйвәт Униң алдида, Қудрәт вә хушлуқ Униң җайидидур.
28 Пәрвәрдигарға тәәллуғини бәргәйсиләр, и әл-қәбилиләр, Пәрвәрдигарға шан-шәрәп вә қудрәтни бәргәйсиләр!
29 Пәрвәрдигарниң намиға лайиқ болған шан-шөһрәтни Униңға бәргәйсиләр; Соға-салам елип Униң алдиға кириңлар, Пәрвәрдигарға пак-муқәддәсликниң гөзәллигидә сәҗдә қилиңлар;
30 Пүткүл йәр-йүзи, Униң алдида титрәңлар! Дуния мәзмут қилинған, у тәврәнмәс әсла.
31 Асманлар шатлансун, вә йәр-җаһан хуш болсун, Әлләр арисида елан қилинсун: — «Пәрвәрдигар һөкүм сүриду!».
32 Деңиз-океан вә униңға толған һәммә чуқан селип җуш урсун! Далилар һәм улардики һәммә яйрисун!
33 У чағда ормандики пүткүл дәрәқләр Пәрвәрдигар алдида яңритип нахша ейтиду; Чүнки мана, У пүтүн җаһанни сорақ қилишқа келиду!
34 Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар! Чүнки У меһривандур, Әбәдийдур Униң меһир-муһәббити.
35 Вә: Бизни қутқузғин, и ниҗатимиз болған Худа! Бизни [йениңға] жиғивалғайсән, Муқәддәс намиңға тәшәккүр қилишқа, Яйрап Сени мәдһийиләшкә, Бизни әлләрдин қутқузуп чиққайсән! — дәңлар!
36 Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигарға, Әзәлдин та әбәткичә тәшәккүр-мәдһийә қайтурулсун! Пүткүл хәлиқ «Амин!» деди һәмдә Пәрвәрдигарға һәмдусана оқушти.
37 [Давут] шу йәрдә, йәни Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи алдида һәр күндики вәзипигә мувапиқ, әһдә сандуғи алдидики хизмәттә давамлиқ болушқа Асаф билән униң қериндашлирини қалдуруп қойди;
38 Уларниң ичидә Обәд-Едом билән униң қериндашлиридин атмиш сәккиз киши бар еди; шуниңдәк Йәдутунниң оғли Обәд-Едом билән Хосаһ дәрвазивәнликкә қоюлди.
39 Каһин Задок билән униң каһин қериндашлири Гибеон егизлигидики Пәрвәрдигарниң чедири алдида,
40 Пәрвәрдигарниң Исраилға тапилиған қанун-әһкамлирида барлиқ йезилғини бойичә, һәр күни әтиси-ахшими көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһи үстидә Пәрвәрдигарға атап көйдүрмә қурбанлиқларни сунушқа қоюлди.
41 Улар билән биллә болғанлар, йәни Һеман, Йәдутун вә қалған талланғанлар, шундақла барлиқ исми тизилғанлар Пәрвәрдигарға тәшәккүр-рәхмәт ейтишқа қоюлди (чүнки Униң өзгәрмәс муһәббити әбәткичидур!).
42 Һеман вә Йәдутун болса нәғмичиликкә, җүмлидин канай, җаң-җаң вә барлиқ мәдһийә сазлирини челишқа мәсъул қилинди. Йәдутунниң оғуллири дәрвазиға қарашқа қоюлди.
43 Бу ишлардин кейин барлиқ хәлиқ өз өйлиригә қайтишти; Давутму өз өйидикиләргә бәхит тиләшкә қайтти.