< Тарих-тәзкирә 1 15 >

1 Давут Давут шәһиридә өзигә өй-ордилар салдурди, һәм Худаниң әһдә сандуғиға җай һазирлиди вә униңға чедир тиктүрди.
و داود در شهر خود خانه ها بنا کرد و مکاني براي تابوت خدا فراهم ساخته، خيمه اي به جهت آن برپا نمود.۱
2 У чағда Давут: «Худаниң әһдә сандуғини Лавийлардин бөләк кишиләрниң көтиришигә болмайду, чүнки Пәрвәрдигар уни көтиришкә вә мәңгү өзиниң хизмитидә болушқа шуларни таллиған еди» деди.
آنگاه داود فرمود که غير از لاويان کسي تابوت خدا را برندارد زيرا خداوند ايشان را برگزيده بود تا تابوت خدا بردارند و او را هميشه خدمت نمايند.۲
3 Андин Давут Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини һазирлап қойған йәргә йөткәш үчүн пүткүл Исраилларни Йерусалимға жиғди.
و داود تمامي اسرائيل را در اورشليم جمع کرد تا تابوت خداوند را به مکاني که برايش مهيا ساخته بود، بياورند.۳
4 Давут йәнә Һарунниң әвлатлирини вә Лавийларни жиғди:
و داود پسران هارون و لاويان را جمع کرد.۴
5 Коһатниң әвлатлири җәмәт беши болған Урийәл вә униң қериндашлири бир йүз жигирмә киши;
از بني قَهات اُوريئيلِ رئيس وصد بيست نفر برادرانش را.۵
6 Мәрари әвлатлиридин җәмәт беши болған Асая вә униң қериндашлиридин икки йүз жигирмә киши;
از بني مَراري، عَساياي رئيس ودوست بيست نفر برادرانش را.۶
7 Гәршомниң әвлатлиридин җәмәт беши болған Йоел вә униң қериндашлири бир йүз оттуз киши;
از بني جَرشُوم، يوئيل رئيس و صد وسي نفر برادرانش را.۷
8 Әлизафанниң әвлатлиридин җәмәт беши болған Шемая вә униң қериндашлири икки йүз киши;
از بني اليصافان، شَمَعياي رئيس و دوست نفر برادرانش را.۸
9 Һебронниң әвлатлиридин җәмәт беши болған Әлийәл вә униң қериндашлири сәксән киши;
از بني حَبرُون، اِيلِيئيل رئيس و هشتاد نفر برادرانش را.۹
10 Уззийәлниң әвлатлиридин җәмәт беши болған Амминадаб вә униң қериндашлири бир йүз он икки киши еди.
از بني عُزّيئيل، عَمِّيناداب رئيس وصد و دوازده نفر برادرانش را.۱۰
11 Давут каһинлардин Задок билән Абиятарни, шуниңдәк лавилийлардин Урийәл, Асая, Йоел, Шемая, Әлийәл вә Амминадабни чақиртип келип уларға:
و داود صادوق و ابياتارِکَهَنَه و لاويان يعني اُرِيئيل و عَسايا و يوئيل و شَمَعيا و اِيليئيل و عَمِّيناداب را خوانده،۱۱
12 «Силәр Лавий җәмәтиниң башлирисиләр; өзүңларни вә силәрниң қериндашлириңларни Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини мән тәйярлап қойған йәргә көтирип келиш үчүн пак қилиңлар.
به ايشان گفت: «شما رؤساي خاندانهاي آباي لاويان هستيد؛ پس شما و برادران شما خويشتن را تقديس نماييد تا تابوت يهُوَه خداي اسرائيل را به مکاني که برايش مهيا ساخته ام بياوريد.۱۲
13 Чүнки илгири силәр шундақ қилмай, бәлгүләнгән тәртип бойичә униңдин йол соримиғинимиздин Худайимиз Пәрвәрдигар бизгә зәрбә бәргән» деди.
زيرا از اين سبب که شما دفعه اول آن را نياورديد، يهُوَه خداي ما بر ما رخنه کرد، چونکه او را بر حسب قانون نطلبيديم.»۱۳
14 Шуниң билән каһинлар билән Лавийлар Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини көтирип меңиш үчүн өзлирини пак қилди.
پس کاهنان و لاويان خويشتن را تقديس نمودند تا تابوت يهُوَه خداي اسرائيل را بياورند.۱۴
15 Лавийлар әнди Мусаниң Пәрвәрдигарниң сөз-калами билән тапилиғини бойичә, Худаниң әһдә сандуғини балдақ билән мүрисигә елип көтәрди.
و پسران لاويان بر وفق آنچه موسي بر حسب کلام خداوند امر فرموده بود، چوب دستيهاي تابوت خدا را بر کتفهاي خود گذاشته، آن را برداشتند.۱۵
16 Давут йәнә Лавийларниң йолбашчилириға өзлириниң қериндашлиридин нәғмичиләрни тайинлашни буйруди; улар җүмлидин тәмбур, чилтар, җаңлар қатарлиқ һәр хил сазларни челип авазини жуқури көтирип шат-хурамлиқ ичидә күй ейтишқа тайинланди.
و داود رؤساي لاويان را فرمود تا برادران خود مغنيان را با آلات موسيقي از عودها و بربطها سنجها تعين نمايند، تا به آواز بلند و شادماني صدا زنند.۱۶
17 Шуңлашқа, Лавийлар Йоелниң оғли Һеманни вә униң җәмәтидики Бәрәкияниң оғли Асафни һәм уларниң қериндашлиридин болған Мәрарилардин Кушаяһниң оғли Етанни бәлгүлиди.
پس لاويان هِيمان بن يوئيل و از برادران او آساف بن بَرَکيا و از برادران ايشان بني مَراري ايتان بن قُوشيا را تعيين نمودند.۱۷
18 Улар билән бирликтә йәнә қериндашлиридин Зәкәрия, Бин, Яазийәл, Шемирамот, Йәһийәл, Унни, Елиаб, Бенаяһ, Маасеяһ, Маттитияһ, Әлифәләһ, Мекния һәм дәрвазивән Обәд-Едом билән Җәийәлни иккинчи дәриҗилик әтрәт қилип тәшкиллиди.
و با ايشان از برادران درجه دوم خود: زکريا و بَين و يعريئيل شَميراموت و يحيئيل و عُنِّي و اَلِيآب و بنايا و مَعَسيا و مَتِّتيا و اَليفَليا و مَقَنيا و عُوبيد اَدُوم و يعِيئِيل دربانان را.۱۸
19 Нәғмичи Һеман, Асаф вә Етанлар мис чаңлар челип, яңрақ аваз чиқиратти;
و از مغنيان: هِيمان و آساف و ايتان را با سنجهاي برنجين تا بنوازند.۱۹
20 Зәкәрия, Яазийәл, Шемирамот, Йәһийәл, Унни, Елиаб, Маасеяһ вә Бенаялар тәмбур челип «Аламот услуби»да тәңкәш қилатти;
و زَکرّيا و عَزِيئيل و شَميراموت و يحيئيل و عُنِّي و اَليآب و مَعَسيا و بنايا را با عودها بر آلاموت.۲۰
21 Маттитияһ, Әлифәләһ, Мекния, Обәд-Едом, Җәийәл вә Азазиялар чилтар челип башламчилиқ қилип, «Шәминит услуби»да тәңкәш болатти.
و مَتَّتيا و اَليفَليا و مَقَنيا و عُوبيد اَدُوم و يعِيئيل و عَزَريا را با بربطهاي بر ثَمانِي تا پيشرَوِي نمايند.۲۱
22 Лавийларниң йолбашчиси Кәнания музикиға наһайити пишшиқ болғачқа, мәхсус нәғмә-навачилиққа мәсъул болуп музика үгитәтти.
و کَنَنيا رئيس لاويان بر نغمات بود و مغنّيان را تعليم مي داد زيرا که ماهر بود.۲۲
23 Бәрәкия билән Әлканаһ әһдә сандуғиға мәсъул ишикбақарлар еди.
و بَرَکيا و اَلقانَه دربانان تابوت بودند.۲۳
24 Шәбания, Йәһошафат, Нәтанәл, Амасай, Зәкәрия, Беная вә Әлиезәр қатарлиқ каһинлар Худаниң әһдә сандуғи алдида канай чалатти; Обәд-Едом билән Йәһияһму әһдә сандуғиға мәсъул ишикбақар қилинип қоюлған еди.
و شَبَنيا و يوشافاط و نَتَنئيل و عَماساي و زَکريا و بَنايا و اَلَيعَزَر کَهَنَه پيش تابوت خدا کرنا مي نواختند، و عوبيد اَدُوم و يحيي دربانانِ تابوت بودند.۲۴
25 Шуниң билән Давут Исраил ақсақаллири вә миң беши қатарлиқлар билән биргә Обәд-Едомниң өйидин хошаллиққа чөмгән һалда Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини көтирип чиққили барди.
و داود و مشايخ اسرائيل و سرداران هزاره رفتند تا تابوت عهد خداوند را از خانه عوبيد اَدُوم با شادماني بياورند.۲۵
26 Вә шундақ болдики, [Давутлар] Худа Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини көтирип маңған Лавийларға ярдәм бәргәнлигини көрүп, йәттә буқа вә йәттә қочқар қурбанлиқ қилди.
و چون خدا لاويان را که تابوت عهد خداوند را برمي داشتند اعانت کرد، ايشان هفت گاو و هفت قوچ ذبح کردند.۲۶
27 Давут вә шундақла әһдә сандуғини көтиридиған Лавийлар һәмдә нәғмичиләр һәм нәғмә-нава беши болған Кәнанияларниң һәммиси канап либас кийишкән еди; Давут униң үстигә йәнә канап әфод кийгән еди.
و داود و جميع لاوياني که تابوت را برمي داشتند و مغنيان و کَنَنيا که رئيس نغمات مغنيان بود به کتان نازک ملبس بودند، و داود ايفود کتان دربرداشت.۲۷
28 Пүткүл Исраил хәлқи әнди шу тәриқидә тәнтәнә қилип, бурға, канай, җаңҗаң, тәмбур, чилтар қатарлиқ түрлүк сазлар билән жуқури авазда музика челип, Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини көтирип келишти.
و تمامي اسرائيل تابوت عهد خداوند را به آواز شادماني و آواز بوق و کرّنا و سنج و عود و بربط مي نواختند.۲۸
29 Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи Давут шәһиригә йетип кәлгәндә Саулниң қизи Миқал пәнҗирдин төвәнгә қарап туратти; у Давутниң сәкрәп ойнап-челип тәнтәнә қиливатқинини көрүп ичидә уни заңлиқ қилди.
و چون تابوت عهد خداوند وارد شهر داود مي شد، ميکال دختر شاؤل از پنجره نگريست و داود پادشاه را ديد که رقص و وجد مي نمايد، او را در دل خود خوار شمرد.۲۹

< Тарих-тәзкирә 1 15 >