< Тарих-тәзкирә 1 14 >
1 Тур падишаси Һирам Давут билән көрүшүшкә әлчиләрни, шундақла униң үчүн орда селишқа кедир яғичи, ташчи вә яғаччиларни әвәтти.
Tur padishahi Hiram Dawut bilen körüshüshke elchilerni, shundaqla uning üchün orda sélishqa kédir yaghichi, tashchi we yaghachchilarni ewetti.
2 Бу чағда Давут Пәрвәрдигарниң өзини Исраил үстигә һөкүмранлиқ қилидиған падиша болушқа җәзмән тикләйдиғанлиғини көрүп йәтти; чүнки Пәрвәрдигар Өз хәлқи Исраил үчүн униң падишалиғини гүлләндүргән еди.
Bu chaghda Dawut Perwerdigarning özini Israil üstige hökümranliq qilidighan padishah bolushqa jezmen tikleydighanliqini körüp yetti; chünki Perwerdigar Öz xelqi Israil üchün uning padishahliqini güllendürgenidi.
3 Давут Йерусалимда йәнә бир мунчә хотун алди һәмдә йәнә оғул-қизларни көрди.
Dawut Yérusalémda yene birmunche xotun aldi hemde yene oghul-qizlarni kördi.
4 Төвәндикиләр униң Йерусалимда көргән пәрзәнтлириниң исимлири: Шаммуя, Шобаб, Натан, Сулайман,
Töwendikiler uning Yérusalémda körgen perzentlirining isimliri: Shammuya, Shobab, Natan, Sulayman,
5 Ибһар, Әлишуя, Әлпәләт,
Ibhar, Elishuya, Elpelet,
7 Әлишама, Бәәлияда вә Әлифәләт.
Elishama, Beeliyada we Elifelet.
8 Давутниң мәсиһ қилинип пүткүл Исраилниң үстигә падиша қилинғанлиғини аңлиған Филистийләрниң һәммиси Давут билән қаршилишиш пурситини изләп кәлди; Давут буни аңлап уларға қарши җәңгә атланди.
Dawutning mesih qilinip pütkül Israilning üstige padishah qilin’ghanliqini anglighan Filistiylerning hemmisi Dawut bilen qarshilishish pursitini izlep keldi; Dawut buni anglap ulargha qarshi jengge atlandi.
9 Филистийләр «Рәфайим җилғиси»ға булаң-талаң қилғили кирди.
Filistiyler «Refayim jilghisi»gha bulang-talang qilghili kirdi.
10 Давут Худадин: «Мән Филистийләргә қарши җәңгә чиқсам боламду? Уларни мениң қолумға тапшурамсән?» дәп соривиди, Пәрвәрдигар униңға: «Җәңгә чиқ, Мән уларни сөзсиз қолуңға тапшуримән» деди.
Dawut Xudadin: «Men Filistiylerge qarshi jengge chiqsam bolamdu? Ularni méning qolumgha tapshuramsen?» dep soriwidi, Perwerdigar uninggha: «Jengge chiq, Men ularni sözsiz qolunggha tapshurimen» dédi.
11 Филистийләр Баал-Пәразимға һуҗум қилғили кәлгәндә, Давут уларни шу йәрдә мәғлуп қилди вә: «Худа мениң қолум арқилиқ дүшмәнлирим үстигә худди кәлкүн ярни елип кәткәндәк бөсүп кирди» деди. Шуңа у йәр «Баал-Пәразим» дәп аталған.
Filistiyler Baal-Perazimgha hujum qilghili kelgende, Dawut ularni shu yerde meghlup qildi we: «Xuda méning qolum arqiliq düshmenlirim üstige xuddi kelkün yarni élip ketkendek bösüp kirdi» dédi. Shunga u yer «Baal-Perazim» dep atalghan.
12 Филистийләр өзлириниң бутлирини шу йәргә ташлап қачқанлиқтин, Давут адәмлиригә уларни көйдүрүветишни тапилиди.
Filistiyler özlirining butlirini shu yerge tashlap qachqanliqtin, Dawut ademlirige ularni köydürüwétishni tapilidi.
13 Филистийләр йәнә һелиқи җилғиға булаң-талаң қилғили киривиди,
Filistiyler yene héliqi jilghigha bulang-talang qilghili kiriwidi,
14 Давут йәнә Худадин йол сориди. Худа униңға: «Уларни арқисидин қоғлимай, әгип өтүп, уларға үҗмиликниң удулидин һуҗум қилғин.
Dawut yene Xudadin yol soridi. Xuda uninggha: «Ularni arqisidin qoghlimay, egip ötüp, ulargha üjmilikning udulidin hujum qilghin.
15 Сән үҗмә дәрәқлириниң үстидин аяқ тивишини аңлишиң биләнла җәңгә атлан; чүнки у чағда Худа сениң алдиңда Филистийләрниң қошуниға һуҗумға чиққан болиду» деди.
Sen üjme derexlirining üstidin ayagh tiwishini anglishing bilenla jengge atlan; chünki u chaghda Xuda séning aldingda Filistiylerning qoshunigha hujumgha chiqqan bolidu» dédi.
16 Шуниң билән Давут Худаниң дегини бойичә иш тутуп, Филистийләрниң қошуниға Гибеондин Гәзәргичә қоғлап зәрбә бәрди.
Shuning bilen Dawut Xudaning dégini boyiche ish tutup, Filistiylerning qoshunigha Gibéondin Gezergiche qoghlap zerbe berdi.
17 Шу сәвәптин Давутниң шөһрити барлиқ жут-зиминларға пур кәтти, Пәрвәрдигар униң қорқунучини барлиқ әлләрниң үстигә салди.
Shu sewebtin Dawutning shöhriti barliq yurt-zéminlargha pur ketti, Perwerdigar uning qorqunchini barliq ellerning üstige saldi.