< Тарих-тәзкирә 1 13 >
1 Давут миң беши, йүз беши вә барлиқ йолбашчилар билән мәслиһәтләшти;
大卫与千夫长、百夫长,就是一切首领商议。
2 андин пүтүн Исраил аммисиға: «Әгәр силәр мақул көрсәңлар, шундақла бу ишни Худайимиз Пәрвәрдигардин дәп билсәңлар, биз Исраилниң зиминлириниң һәр қайси җайлириға шу йәрдә қалған қериндашлиримизға һәмдә улар билән биллә шәһәрләрдә вә етизлиқлирида туруватқан каһин һәм Лавийларға мошу йәргә жиғилиш тоғрилиқ адәм әвәтәйли.
大卫对以色列全会众说:“你们若以为美,见这事是出于耶和华—我们的 神,我们就差遣人走遍以色列地,见我们未来的弟兄,又见住在有郊野之城的祭司利未人,使他们都到这里来聚集。
3 Биз Худайимизниң әһдә сандуғини мәшәгә йөткәп келәйли; чүнки Саулниң күнлиридә һеч қайсимиз [әһдә сандуғи] алдида Худадин йол сорап бақмидуқ» деди.
我们要把 神的约柜运到我们这里来;因为在扫罗年间,我们没有在约柜前求问 神。”
4 Бу ишни пүтүн амма тоғра тапқачқа, һәммәйлән мақул болушти.
全会众都说可以如此行;这事在众民眼中都看为好。
5 Шуңа Давут Мисирниң Шиһор дәриясидин тартип Хамат еғизиғичә болған пүткүл Исраил хәлқини чақиртип келип, Худаниң әһдә сандуғини Кириат-Йеаримдин йөткәп кәлмәкчи болди.
于是,大卫将以色列人从埃及的西曷河直到哈马口都招聚了来,要从基列·耶琳将 神的约柜运来。
6 Андин Давут билән пүткүл Исраил Худаниң әһдә сандуғини йөткәп келиш үчүн Баалаһқа, йәни Йәһудаға тәвә болған Кириат-Йеаримға кәлди; икки керубниң оттурисида олтарғучи Пәрвәрдигар бу әһдә сандуғи үстигә Өз намини қойған еди.
大卫率领以色列众人上到巴拉,就是属犹大的基列·耶琳,要从那里将约柜运来。这约柜就是坐在二基路伯上耶和华 神留名的约柜。
7 Улар Худаниң әһдә сандуғини Абинадабниң өйидин елинған йеңи бир һарвуға қойди; Уззаһ билән Ахийо һарвуни һайдиди.
他们将 神的约柜从亚比拿达的家里抬出来,放在新车上。乌撒和亚希约赶车。
8 Давут билән барлиқ Исраил җамаити Худаниң алдида һә дәп нәғмә-нава қилип, чилтар, тәмбур, дап, чаңлар вә канай-сүнайлар чалатти.
大卫和以色列众人在 神前用琴、瑟、锣、鼓、号作乐,极力跳舞歌唱。
9 Лекин улар Кидон хаминиға кәлгәндә калилар алдиға мүдүрәп кетип жиқилғанда Уззаһ әһдә сандуғини йөливалай дәп қолини униңға созди.
到了基顿的禾场;因为牛失前蹄,乌撒就伸手扶住约柜。
10 Уззаһниң әһдә сандуғиға қоли тәккәнлиги үчүн, Худа униңға ғәзәплинип уни уруп өлтүрди. Шуниң билән Уззаһ шу йәрдә Худаниң алдида өлди.
耶和华向他发怒,因他伸手扶住约柜击杀他,他就死在 神面前。
11 Лекин Давут Пәрвәрдигарниң Уззаһниң тенини бөскәнлигигә аччиқланди вә у йәрни «Пәрәз-Уззаһ» дәп атиди; у йәр таки һазирғичә шу нам билән атилип кәлмәктә.
大卫因耶和华击杀乌撒,心里愁烦,就称那地方为毗列斯·乌撒,直到今日。
12 Шу күни Давут Худадин қорқуп: «Мән зади қандақ қилип Худаниң әһдә сандуғини бу йәргә йөткәп келәләймән?» деди.
那日,大卫惧怕 神,说:“神的约柜怎可运到我这里来?”
13 Шуңа Давут әһдә сандуғини өзи туруватқан «Давут шәһири»гә йөткәп кәлмәй, Гатлиқ Обәд-Едомниң өйигә апирип қойди.
于是大卫不将约柜运进大卫的城,却运到迦特人俄别·以东的家中。
14 Худаниң әһдә сандуғи Обәд-Едомниң өйидә үч ай турди; Пәрвәрдигар Обәд-Едомниң аилисини вә униң барлиқ тәәллуқатлирини бәрикәтлиди.
神的约柜在俄别·以东家中三个月,耶和华赐福给俄别·以东的家和他一切所有的。