< Тарих-тәзкирә 1 12 >

1 Давут кишниң оғли Саулниң бесими сәвәвидин Зиклагда йошурунуп ятқан чағда муну кишиләр Давутниң йениға келишти (уларниң һәммиси Давутқа җәң қилишта ярдәм бәргән батурлардин еди;
[投奔達味的戰士]當達味尚在逃避克士的兒子撒烏耳時,這些人就來到戚刻拉格,投奔達味。他們都是些勇士,善於作戰,
2 оқя билән қуралланған болуп, оң қоли биләнму, сол қоли биләнму оқя вә салға аталайтти; улар Саулниң Бинямин қәбилисидин болған туққанлири еди):
能左右開弓,發石射傷的人,是本雅明人,為撒烏耳的同族兄弟;
3 — уларниң йолбашчиси Ахиезәр, андин қалса Йоаш болуп, иккиси Гибеаһлиқ Шемааһниң оғли еди; йәнә Азмавәтниң оғли Йәзийәл билән Пәләтму; йәнә Бәракаһ билән Анатотлуқ Йәһу,
為首的是阿希厄則耳,其次為基貝亞人舍瑪亞的兒子約阿士,阿次瑪委特的兒子耶齊耳和培肋特,貝辣加和阿納托特人耶胡,
4 Гибеонлуқ Йишмаяму бар еди. Йишмая «оттуз палван» ичидә батур болуп шу оттузиға йетәкчилик қилғучи еди; йәнә Йәрәмия, Яһазийәл, Йоһанан вә Гәдәратлиқ Йозабад,
基貝紅人依市瑪雅,他在三十勇士之中,且是三十勇士的首領; 還有耶勒米雅,雅哈齊耳,約哈南和革德爾人的約匝巴得,
5 Әлузай, Йәримот, Биалия, Шәмария, Харуфлуқ Шәфатия,
厄路齋,耶黎摩特,貝阿里雅,舍瑪黎雅和哈黎夫人舍法提雅,
6 Кораһлиқлардин болған Әлканаһ, Йишия, Азарәл, Йоезәр вә Яшобиямлар;
厄耳卡納,依史雅,阿匝勒耳,約厄則爾和瑪芍貝罕,科辣黑人,
7 йәнә Гәдорлуқ Йәроһамниң оғли Йоелаһ билән Зәбадия бар еди.
又有革多爾人耶洛罕的兒子約厄拉和則巴狄雅。
8 Гад қәбилисидин бәзиләр чөлдики қорғанға берип Давутқа беқинди. Уларниң һәммиси җәңгә маһир, қалқан вә нәйзә билән қуралланған батур җәңчиләр еди; уларниң турқи бәәйни ширға, чаққанлиғи бәәйни тағдики бөкәнгә охшайтти.
有些加得人到曠野的山岩中歸順了達味;他們是孔武有力,精於作戰,能使藤牌槍矛的勇士,面貌相似獅子,敏捷有如山上的羚羊:
9 Уларниң биринчиси Езәр, иккинчиси Обадия, үчинчиси Елиаб,
首為厄則爾,次為敖巴狄雅,三為厄里雅布,
10 төртинчиси Мишманнаһ, бәшинчиси Йәрәмия,
四為米舍曼納,五為耶勒米雅,
11 алтинчиси Аттай, йәттинчиси Әлийәл,
六為阿泰,七為厄里耳,
12 сәккизинчиси Йоһанан, тоққузинчиси Әлзабад,
八為約哈南,九為厄耳匝巴得,
13 онинчиси Йәрәмия, он биринчиси Макбаннай еди.
十為耶勒米雅烏,十一為瑪革邦乃:
14 Буларниң һәммиси Гад қәбилисидин, қошун ичидә сәрдарлар еди; әң кичиги йүз ләшкәргә, әң чоңи миң ләшкәргә йетәкчи еди.
這些人都是加得的子孫,軍隊的首領,小者可抵百人,大者可抵千人。
15 Биринчи айда, Иордан дәрияси тешип қирғақтин ашқан чағда, дәриядин өтүп, шәриққә вә ғәрипкә қарайдиған барлиқ җилғилардикиләрни тирипирән қилип қачурғанлар дәл мошу адәмләр еди.
就是這些人,在一月裏,約但何水漲到兩岸時,渡過了河,使平原所有的居民東奔西逃。
16 Бинямин қәбилиси билән Йәһуда қәбилисидинму кишиләр қорғанға келип Давутқа беқинған.
此外,又有本雅明人和猶大人來到山砦見達味,
17 Давут чиқип уларни қарши елип: «Әгәр силәр течлиқ нийитидә маңа ярдәм беришкә кәлгән болсаңлар, силәр билән бир җан бир дил болимән, лекин қоллиримда һеч наһәқлиқ болмиған мени дүшмәнлиримгә сетивәтмәкчи болсаңлар, ата-бовилиримниң Худаси буни нәзиригә елип һөкүм чиқарғай!» — деди.
達味出來迎接他們說:「如果你們帶來平安,有意協助我,我的心就與你們相契合;如果你們來是為將我這無辜的人出賣於敵人,願我們祖先的天主,予以鑑察,予以審判。」
18 Бу чағда Худаниң Роһи һелиқи оттуз палванниң йолбашчиси Амасайға чүшивиди, у: «Аһ Давут, биз саңа беқиндуқмиз; Аһ Йәссәниң оғли, биз сән билән биллидурмиз; Өзүңгә аман-течлиқ, аман-течлиқ болғай! Саңа ярдәм бәргүчиләргиму аман-течлиқ болғай! Чүнки сениң Худайиң саңа мәдәткардур» Шуниң билән Давут уларни елип қелип, «зәрбидар әтрәт башлиқлири» қилди.
當時,天主的神充滿在那三十個勇士的首領阿瑪賽身上,他遂說:「達味! 我們屬於你;葉瑟的兒子! 我們來協助你;平安! 願協助你的也都平安! 因為你的天主扶助了你。」達味便收留了他們,委他們為部隊隊長。
19 Давут илгири Филистийләр билән бирликтә Саулға қарши урушқа атланғанда, Манассәһ қәбилисидики бәзиләр Давут тәрәпкә өтти (лекин улар [Филистийләргә] ярдәм бәрмиди, чүнки Филистийләрниң әмирлири: «Давут өз ғоҗиси Саул тәрәпкә өтүп кетиши мүмкин, ундақта бешимиз кәтмәй қалмайду!» дәп мәслиһәтлишип уларни қайтуруп кәтмәкчи болған еди).
當達味與培肋舍特人一同去攻打撒烏耳時,也有些默納協人歸順了達味。其實達味並沒有協助培勒舍特人,因為培肋舍特人的首領議決將他遣回,說:「怕達味拿我們的頭去向他的主人撒烏耳投誠。」
20 Давут Зиклагқа қайтип барғанда, Манассәһ қәбилисидики Аднаһ, Йозабад, Йәдияйәл, Микаил, Йозабад, Елиху, Зилтайлар келип униңға қошулди. Буларниң һәммиси Манассәһ қәбилисиниң миң бешилири еди.
達味回漆刻拉格時,默納協人阿德納,約匝巴得,耶狄厄耳,米加耳,約匝巴得,厄里胡和漆肋泰,都歸順了他;他們都是默納協人中的千夫長。
21 Улар Давут қарақчиларға қарши җәң қилғанда униңға ярдәмләшти; уларниң һәммиси батур палванлар, қошундики йолбашчилар еди.
這些人偕同達味攻擊了一群賊寇;他們皆是孔武有力的勇士,成了軍中的官長。
22 Чүнки шу күнләрдә Давутқа ярдәм бериш үчүн һәр күни адәмләр келип қошулуп, худди Худаниң қошунидәк зор бир қошун болуп кәткән еди.
前來協助達味的人日漸增多,以致成了一強大的兵團,有如天主的軍旅。[擁護達味為王的戰士]
23 Пәрвәрдигарниң сөз-калами әмәлгә ашурулуп, Саулниң падишалиғини Давутқа елип бәрмәкчи болған қуралланған җәңчиләр йолбашчилири билән Һебронға, униң йениға кәлди. Уларниң сани төвәндикичә: —
來到赫貝龍達味前,欲把撒烏耳的王位,依照上主的命令,交於達味,而準備出征的人數如下:
24 Йәһудалардин қалқан вә нәйзә билән қуралланғанлар җәмий алтә миң сәккиз йүз киши болуп, һәммиси җәңгә тәйярланған еди.
猶大子孫中,執盾持槍的武裝戰士六千八百人;
25 Шимеонлардин җәңгә тәйярланған батур җәңчиләр җәмий йәттә миң бир йүз киши,
西默盎子孫中,英勇有力的戰士七千一百人;
26 Лавийлардин җәмий төрт миң алтә йүз киши;
肋未子孫中,四千六百人;
27 Йәһояда Һарунларниң җәмәт беши болуп, униңға әгәшкәнләр җәмий үч миң йәттә йүз киши еди.
亞郎家族的族長約雅達,與他的侍從三千七百人,
28 Йәнә яш бир батур җәңчи Задок вә униң җәмәтидин жигирмә икки йолбашчи бар еди.
少年勇士匝多克和他的家人二十二個軍官;
29 Биняминлардин, Саулниң уруқ-туққанлиридинму үч миң киши бар еди; шу чаққа қәдәр буларниң көпинчиси Саул җәмәтини қоллап кәлмәктә еди.
撒烏耳的同族本雅明子孫中三千人。直到那時止,他們多半支持撒烏耳家;
30 Әфраимлардин, өз җәмәтлиридә йүз-аброй тапқан батур әзимәтләр җәмий жигирмә миң сәккиз йүз киши еди.
厄弗辣因子孫中,二萬零八百人,都是有力的勇士,在自己家族中也是有名望的人;
31 Манассәһ йерим қәбилиси ичидә нами пүтүлгән, Давутни падиша қилип тикләшкә кәлгәнләр җәмий он сәккиз миң киши еди.
默納協半支派中,報名來立達味為王者一萬八千人;
32 Иссакарлардин заман-вәзийәтни чүшинидиған, Исраилниң қандақ қилиши керәклигини билидиған йолбашчилар җәмий икки йүз киши еди; уларниң һәммә қериндашлири уларниң әмригә бойсунатти.
依撒加爾子孫中,識時務,指導以色列應如何行事的人,有族長二百人,同族的人都聽他們的指揮;
33 Зәбулунлардин җәңгә тәйярланған, һәр хил қурал-ярақлар билән қуралланған, ала көңүллүк қилмайдиған, Давутниң ярдимигә кәлгән җәмий әллик миң киши еди.
則步隆子孫中,能上陣作戰,會用各種武器,一心一意助戰的,有五萬人;
34 Нафталилардин йолбашчи болған миң киши бар еди; уларға әгишип қолиға қалқан вә нәйзә алғанлар җәмий оттуз йәттә миң кишигә йетәтти.
納裴塔里子孫中,能上陣作戰的,有二萬八千六百人;
35 Данлардин җәңгә тәйярланған җәмий жигирмә сәккиз миң алтә йүз киши еди.
丹子孫中,能上陣作戰的,有二萬八千六百人;
36 Аширлардин җәңгә чиқип қошун сепигә атлинишқа тәйяр болған җәмий қириқ миң киши еди.
阿協爾子孫中,能上陣作戰的,有四萬人;
37 Иордан дәриясиниң шәриқ тәрипидики Рубән қәбилиси, Гад қәбилиси вә Манассәһ йерим қәбилисидин қолиға һәр хил қурал-ярақ елип җәңгә тәйярланған җәмий бир йүз жигирмә миң киши еди.
約但河東岸,勒烏本族,加得族,默納協半支派中,能持各種兵器作戰的,共有十二萬人:
38 Жуқирида тилға елинған бу әзимәтләрниң һәрбий жүрүши тәкши болуп, Давутни пүткүл Исраил үстигә падиша қилип тикләш үчүн бир җан бир дил болуп, Һебронға келишкән еди; қалған Исраилларму бир нийәт бир мәхсәттә Давутни падиша қилип тиклимәкчи болушқан еди.
以上這些人都是軍人,有行伍訓練的戰士,誠心來到赫貝龍,要立達味為全以色列的君王;其餘的眾以色列人,也都一心要立達味為王。
39 Улар шу йәрдә Давут билән үч күн биллә йәп-ичип ғизаланди, чүнки уларниң қериндашлири уларға тәйярлап қоюшқан еди.
他們在那裏與達味同住了三天,一同飲食,因為有他們的弟兄為他們預備好了一切。
40 Уларниң өпчүрисидики хәлиқләр, һәтта Иссакар, Зәбулун вә Нафталиларниң зиминидикиләр ешәк, төгә, қечир вә калиларға артип уларға наһайити көп озуқлуқ елип кәлгән; улар зор миқдарда ун, әнҗир пошкили, үзүм пошкили, шарап, зәйтун мейи вә нурғун қой-калиларни йәткүзүп беришкән еди; пүткүл Исраил шат-хурамлиққа чөмгән еди.
附近的人,以及遠至依撒加爾,則步隆和納斐塔里的人,都用驢、駱駝、騾和牛,給他們載來大批食品:麵餅、無花果餅、葡萄乾餅、由和牛羊,因為當時在以色列充滿了快樂。

< Тарих-тәзкирә 1 12 >