< Тарих-тәзкирә 1 11 >
1 У чағда барлиқ Исраил җамаити Һебронға келип Давутниң қешиға жиғилишип: «Қарисила, биз өзлириниң әт-сүйәклиридурмиз!
U qaƣda barliⱪ Israil jamaiti Ⱨebronƣa kelip Dawutning ⱪexiƣa yiƣilixip: «Ⱪarisila, biz ɵzlirining ǝt-sɵngǝkliridurmiz!
2 Бурун Саул бизниң үстимиздә сәлтәнәт қилғандиму Исраил хәлқигә җәңгә чиқип-киришкә йолбашчи болған өзлири едила. Өзлириниң Худалири болған Пәрвәрдигарму өзлиригә: — Сән Мениң хәлқим Исраилниң падичиси болуп уларни бақисән вә Исраилниң әмри болисән, дегән еди» — деди.
Burun Saul bizning üstimizdǝ sǝltǝnǝt ⱪilƣandimu Israil hǝlⱪigǝ jǝnggǝ qiⱪip-kirixkǝ yolbaxqi bolƣan ɵzliri idila. Ɵzlirining Hudaliri bolƣan Pǝrwǝrdigarmu ɵzlirigǝ: — Sǝn Mening hǝlⱪim Israilning padiqisi bolup ularni baⱪisǝn wǝ Israilning ǝmiri bolisǝn, degǝnidi» — dedi.
3 Шуниң билән Исраил ақсақаллириниң һәммиси Һебронға келип падиша Давутниң қешиға келишти; Давут Һебронда Пәрвәрдигарниң алдида улар билән бир әһдә түзүшти. Андин улар Пәрвәрдигарниң Самуилниң вастиси билән ейтқини бойичә, Давутни Мәсиһ қилип, Исраилни идарә қилишқа падиша қилип тиклиди.
Xuning bilǝn Israil aⱪsaⱪallirining ⱨǝmmisi Ⱨebronƣa kelip padixaⱨ Dawutning ⱪexiƣa kelixti; Dawut Ⱨebronda Pǝrwǝrdigarning aldida ular bilǝn bir ǝⱨdǝ tüzüxti. Andin ular Pǝrwǝrdigarning Samuilning wastisi bilǝn eytⱪini boyiqǝ, Dawutni Mǝsiⱨ ⱪilip, Israilni idarǝ ⱪilixⱪa padixaⱨ ⱪilip tiklidi.
4 Давут билән барлиқ Исраил хәлқи Йерусалимға кәлди (Йерусалим шу чағда «Йәбус» дәп атилатти, зиминдики аһалә болған Йәбусийлар шу йәрдә туратти).
Dawut bilǝn barliⱪ Israil hǝlⱪi Yerusalemƣa kǝldi (Yerusalem xu qaƣda «Yǝbus» dǝp atilatti, zemindiki aⱨalǝ bolƣan Yǝbusiylar xu yǝrdǝ turatti).
5 Йәбус аһалиси Давутқа: «Сән бу йәргә һеч қачан кирәлмәйсән!» деди. Бирақ Давут Зион дегән қорғанни алди (шу йәр «Давутниң шәһири» дәпму атилиду).
Yǝbus aⱨalisi Dawutⱪa: «Sǝn bu yǝrgǝ ⱨeqⱪaqan kirǝlmǝysǝn!» dedi. Biraⱪ Dawut Zion degǝn ⱪorƣanni aldi (xu yǝr «Dawutning xǝⱨiri» dǝpmu atilidu).
6 Давут: «Ким алди билән Йәбусийларға һуҗум қилса, шу киши йолбашчи вә сәрдар болиду» деди. Зәруияниң оғли Йоаб алди билән атлинип чиқип, йолбашчи болди.
Dawut: «Kim aldi bilǝn Yǝbusiylarƣa ⱨujum ⱪilsa, xu kixi yolbaxqi wǝ sǝrdar bolidu» dedi. Zǝruiyaning oƣli Yoab aldi bilǝn atlinip qiⱪip, yolbaxqi boldi.
7 Давут қорғанда туратти, шуңа кишиләр у қорғанни «Давут шәһири» дәп аташти.
Dawut ⱪorƣanda turatti, xunga kixilǝr u ⱪorƣanni «Dawut xǝⱨiri» dǝp ataxti.
8 Давут шәһәрни Миллодин башлап төрт әтрапидики сепилиғичә яңливаштин ясатти; шәһәрниң қалған қисмини Йоаб ясатти.
Dawut xǝⱨǝrni Millodin baxlap tɵt ǝtrapidiki sepiliƣiqǝ yengiwaxtin yasatti; xǝⱨǝrning ⱪalƣan ⱪismini Yoab yasatti.
9 Давут күндин күнгә қудрәт тапти, чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар униң билән биллә еди.
Dawut kündin küngǝ ⱪudrǝt tapti, qünki samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar uning bilǝn billǝ idi.
10 Төвәндикиләр Давутниң палванлири ичидә йолбашчилар еди; улар Пәрвәрдигарниң Исраилға ейтқан сөзи бойичә пүткүл Исраил билән бирлишип, Давутниң падишалиғини мустәһкәм қилип, бирликтә уни падиша қилишқа күчиди.
Tɵwǝndikilǝr Dawutning palwanliri iqidǝ yolbaxqilar idi; ular Pǝrwǝrdigarning Israilƣa eytⱪan sɵzi boyiqǝ pütkül Israil bilǝn birlixip, Dawutning padixaⱨliⱪini mustǝⱨkǝm ⱪilip, birliktǝ uni padixaⱨ ⱪilixⱪa küqidi.
11 Төвәндикиләр Давутниң палванлириниң тизимлиги бойичә хатириләнгәндур: — Һакмонийлардин болған Яшобиям йолбашчилар ичидә беши еди; у нәйзисини пиқиритип бир қетимдила үч йүз адәмни өлтүргән.
Tɵwǝndikilǝr Dawutning palwanlirining tizimliki boyiqǝ hatirilǝngǝndur: — Ⱨakmoniylardin bolƣan Yaxobiam yolbaxqilar iqidǝ bexi idi; u nǝyzisini piⱪiritip bir ⱪetimdila üq yüz adǝmni ɵltürgǝn.
12 Униңдин қалса Ахохий Додониң оғли Әлиазар болуп, у «үч палван»ниң бири еди;
Uningdin ⱪalsa Ahohiy Dodoning oƣli Əliazar bolup, u «üq palwan»ning biri idi;
13 Илгири Филистийләр Пас-Даммимда җәң қилишқа жиғилғанда, у Давут билән у йәрдә еди. У йәрдә арпа өсүп кәткән бир етизлиқ болуп, хәлиқ Филистийләрниң алдидин бәдәр қачқан еди;
Ilgiri Filistiylǝr Pas-Dammimda jǝng ⱪilixⱪa yiƣilƣanda, u Dawut bilǝn u yǝrdǝ idi. U yǝrdǝ arpa ɵsüp kǝtkǝn bir etizliⱪ bolup, hǝlⱪ Filistiylǝrning aldidin bǝdǝr ⱪaqⱪanidi;
14 улар болса етизлиқниң оттурисида турувелип, һәм етизлиқни қоғдиған, һәм Филистийләрни тар мар қилған; Пәрвәрдигар әнә шу йол билән уларни ғайәт зор ғәлибигә ериштүргән.
ular bolsa etizliⱪning otturisida turuwelip, ⱨǝm etizliⱪni ⱪoƣdiƣan, ⱨǝm Filistiylǝrni tarmar ⱪilƣan; Pǝrwǝrdigar ǝnǝ xu yol bilǝn ularni ƣayǝt zor ƣǝlibigǝ erixtürgǝn.
15 Оттуз йолбашчи ичидин [йәнә] үчәйлән Қорам ташлиқтики Адулламниң ғариға чүшүп Давутниң йениға кәлди. Филистийләрниң қошуни болса «Рәфайим җилғиси»да баргаһ қурған еди.
Ottuz yolbaxqi iqidin [yǝnǝ] üqǝylǝn Ⱪoram taxliⱪtiki Adullamning ƣariƣa qüxüp Dawutning yeniƣa kǝldi. Filistiylǝrning ⱪoxuni bolsa «Rǝfayim jilƣisi»da bargaⱨ ⱪurƣanidi.
16 Бу чағда Давут қорғанда, Филистийләрниң қаравулгаһи Бәйт-Ләһәмдә еди.
Bu qaƣda Dawut ⱪorƣanda, Filistiylǝrning ⱪarawulgaⱨi Bǝyt-Lǝⱨǝmdǝ idi.
17 Давут уссап: «Аһ, бириси маңа Бәйт-Ләһәмниң дәрвазисиниң йенидики қудуқтин су әкилип бәргән болса яхши болатти!» девиди,
Dawut ussap: «Aⱨ, birsi manga Bǝyt-Lǝⱨǝmning dǝrwazisining yenidiki ⱪuduⱪtin su ǝkilip bǝrgǝn bolsa yahxi bolatti!» dewidi,
18 бу үч палван Филистийләрниң ләшкәргаһидин бөсүп өтүп, Бәйт-Ләһәмниң дәрвазисиниң йенидики қудуқтин су тартти вә Давутқа елип кәлди; лекин у униңдин ичкили унимиди, бәлки суни Пәрвәрдигарға атап төкүп:
bu üq palwan Filistiylǝrning lǝxkǝrgaⱨidin bɵsüp ɵtüp, Bǝyt-Lǝⱨǝmning dǝrwazisining yenidiki ⱪuduⱪtin su tartti wǝ Dawutⱪa elip kǝldi; lekin u uningdin iqkili unimidi, bǝlki suni Pǝrwǝrdigarƣa atap tɵküp:
19 «Худайим бу ишни мәндин нери қилсун! Мән һаятиниң хәвптә қелишиға қаримиған бу кишиләрниң қенини ичсәм қандақ болиду? Чүнки буни улар һаятиниң хәвптә қелишиға қаримай елип кәлгән!» деди. Шуңа Давут бу суни ичкили унимиди. Бу үч палван қилған ишлар дәл шулар еди.
«Hudayim bu ixni mǝndin neri ⱪilsun! Mǝn ⱨayatining hǝwptǝ ⱪelixiƣa ⱪarimiƣan bu kixilǝrning ⱪenini iqsǝm ⱪandaⱪ bolidu? Qünki buni ular ⱨayatining hǝwptǝ ⱪelixiƣa ⱪarimay elip kǝlgǝn!» dedi. Xunga Dawut bu suni iqkili unimidi. Bu üq palwan ⱪilƣan ixlar dǝl xular idi.
20 Йоабниң иниси Абишай үчиниң беши еди; у үч йүз адәм билән қаршилишип нәйзисини пиқиритип уларни өлтүрди. Шуниң билән у бу «үч палван» ичидә нами чиққан еди.
Yoabning inisi Abixay üqining bexi idi; u üq yüz adǝm bilǝn ⱪarxilixip nǝyzisini piⱪiritip ularni ɵltürdi. Xuning bilǝn u bu «üq palwan» iqidǝ nami qiⱪⱪanidi.
21 У мошу «үч палван» ичидә һәммидин бәк һөрмәткә сазавәр болған болсиму, лекин йәнила авалқи үчәйләнгә йәтмәйтти.
U muxu «üq palwan» iqidǝ ⱨǝmmidin bǝk ⱨɵrmǝtkǝ sazawǝr bolƣan bolsimu, lekin yǝnila awwalⱪi üqǝylǝngǝ yǝtmǝytti.
22 Йәһояданиң оғли Беная Кабзәәлдин болуп, бир батур палван еди; у көп қалтис ишларни қилған. У Моабий Ариәлниң икки оғлини өлтүргән. Йәнә қар яққан бир күни азгалға чүшүп, бир ширни өлтүргән еди.
Yǝⱨoyadaning oƣli Binaya Kabzǝǝldin bolup, bir batur palwan idi; u kɵp ⱪaltis ixlarni ⱪilƣan. U Moabiy Ariǝlning ikki oƣlini ɵltürgǝn. Yǝnǝ ⱪar yaƣⱪan bir küni azgalƣa qüxüp, bir xirni ɵltürgǝnidi.
23 У йәнә қолида бапкарниң оқидәк бир нәйзиси бар, бойиниң егизлиги бәш гәз келидиған бир Мисирлиқни қәтл қилди; у бир һаса билән униңға һуҗум қилип, униң нәйзисини қолидин тартивелип өз нәйзиси билән өлтүрди.
U yǝnǝ ⱪolida bapkarning oⱪidǝk bir nǝyzisi bar, boyining egizliki bǝx gǝz kelidiƣan bir Misirliⱪni ⱪǝtl ⱪildi; u bir ⱨasa bilǝn uningƣa ⱨujum ⱪilip, uning nǝyzisini ⱪolidin tartiwelip ɵz nǝyzisi bilǝn ɵltürdi.
24 Йәһояданиң оғли Беная мана бу ишларни қилған. Шуниң билән үч палван ичидә нам чиқарған еди.
Yǝⱨoyadaning oƣli Binaya mana bu ixlarni ⱪilƣan. Xuning bilǝn üq palwan iqidǝ nam qiⱪarƣanidi.
25 Мана, у һелиқи оттуз палвандинму бәкрәк шөһрәт қазанған болсиму, лекин алдинқи үч палванға йәтмәйтти. Давут уни өзиниң пасибан беги қилип тайинлиған.
Mana, u ⱨeliⱪi ottuz palwandinmu bǝkrǝk xɵⱨrǝt ⱪazanƣan bolsimu, lekin aldinⱪi üq palwanƣa yǝtmǝytti. Dawut uni ɵzining pasiban begi ⱪilip tǝyinligǝn.
26 Қошундики палванлар болса: — Йоабниң иниси Асаһәл, Бәйт-Ләһәмлик Додониң оғли Әлһанан,
Ⱪoxundiki palwanlar bolsa: — Yoabning inisi Asaⱨǝl, Bǝyt-Lǝⱨǝmlik Dodoning oƣli Əlⱨanan,
27 Һарорлуқ Шаммот, Пилонлуқ Һәләз,
Ⱨarorluⱪ Xammot, Pilonluⱪ Ⱨǝlǝz,
28 Тәкоалиқ Иккәшниң оғли Ира, Анатотлуқ Абиезәр,
Tǝkoaliⱪ Ikkǝxning oƣli Ira, Anatotluⱪ Abiezǝr,
29 Хушатлиқ Сиббәкай, Ахоһлуқ Илай,
Huxatliⱪ Sibbǝkay, Ahoⱨluⱪ Ilay,
30 Нитофатлиқ Маһарай, Нитофатлиқ Баанаһниң оғли Хәләб,
Nitofatliⱪ Maⱨaray, Nitofatliⱪ Baanaⱨning oƣli Hǝlǝb,
31 Бинямин әвлатлиридин Гибеаһлиқ Рибайниң оғли Иттай, Пиратонлуқ Беная,
Binyamin ǝwladliridin Gibeaⱨliⱪ Ribayning oƣli Ittay, Piratonluⱪ Binaya,
32 Гааш вадилиридин кәлгән Хурай, Арбатлиқ Абийәл,
Gaax wadiliridin kǝlgǝn Huray, Arbatliⱪ Abiyǝl,
33 Баһарумлуқ Азмавәт, Шалбонлуқ Еляһба,
Baⱨarumluⱪ Azmawǝt, Xalbonluⱪ Elyaⱨba,
34 Гизонлуқ Һашәмниң оғуллири, Һарарлиқ Шагиниң оғли Йонатан,
Gizonluⱪ Ⱨaxǝmning oƣulliri, Ⱨararliⱪ Xagining oƣli Yonatan,
35 Һарарлиқ Сакарниң оғли Аһиям, Урниң оғли Елифал,
Ⱨararliⱪ Sakarning oƣli Aⱨiyam, Urning oƣli Elifal,
36 Мәкәратлиқ Һәфәр, Пилонлуқ Ахияһ,
Mǝkǝratliⱪ Ⱨǝfǝr, Pilonluⱪ Ahiyaⱨ,
37 Кармәллик Һәзро, Әзбайниң оғли Наарай,
Karmǝllik Ⱨǝzro, Əzbayning oƣli Naaray,
38 Натанниң иниси Йоел, Һагриниң оғли Мибһар,
Natanning inisi Yoel, Ⱨagrining oƣli Mibⱨar,
39 Аммонлуқ Зәләк, Зәруияниң оғли Йоабниң ярақ көтәргүчиси болған Бәәротлуқ Наһарай,
Ammonluⱪ Zǝlǝk, Zǝruiyaning oƣli Yoabning yaraƣ kɵtürgüqisi bolƣan Bǝǝrotluⱪ Naⱨaray,
40 Итрилиқ Ира, Итрилиқ Гарәб,
Itriliⱪ Ira, Itriliⱪ Garǝb,
41 Һиттий Урия, Аһлайниң оғли Забад,
Ⱨittiy Uriya, Aⱨlayning oƣli Zabad,
42 Рубән қәбилисидин Шизаниң оғли, Рубәнләр ичидә йолбашчи болған Адина вә униңға әгәшкән оттуз адәм,
Rubǝn ⱪǝbilisidin Xizaning oƣli, Rubǝnlǝr iqidǝ yolbaxqi bolƣan Adina wǝ uningƣa ǝgǝxkǝn ottuz adǝm,
43 Маакаһниң оғли Һанан, Митнилиқ Йошафат,
Maakaⱨning oƣli Ⱨanan, Mitniliⱪ Yoxafat,
44 Аштаратлиқ Уззия, Ароәрлик Хотамниң оғли Шама билән Җәийәл,
Axtaratliⱪ Uzziya, Aroǝrlik Hotamning oƣli Xama bilǝn Jǝiyǝl,
45 Шимриниң оғли Йедияйәл билән униң иниси тизилиқ Йоха,
Ximrining oƣli Yediyayǝl bilǝn uning inisi tiziliⱪ Yoha,
46 Маһавилиқ Әлийәл, Әлнаамниң оғуллири Йәрибай билән Йошавия, Моаблиқ Йитма,
Maⱨawiliⱪ Əliyǝl, Əlnaamning oƣulliri Yǝribay bilǝn Yoxawiya, Moabliⱪ Yitma,
47 Әлийәл, Обәд вә Мәзобалиқ Яасийәлләрдин ибарәт еди.
Əliyǝl, Obǝd wǝ Mǝzobaliⱪ Yaasiyǝllǝrdin ibarǝt idi.