< زەبۇر 133 >
«يۇقىرىغا چىقىش ناخشىسى»؛ داۋۇت يازغان كۈي: ــ قارا، مانا، قېرىنداشلار بىرلىكتە تۇرۇش نېمىدېگەن ياخشى، نېمىدېگەن شېرىندۇر! | 1 |
«Жуқириға чиқиш нахшиси»; Давут язған күй: — Қара, мана, қериндашлар бирликтә туруш немидегән яхши, немидегән шериндур!
ئۇ ھارۇننىڭ بېشىغا تۆكۈلۈپ، ساقىلىدىن ئاققان ئاۋۇ قىممەتلىك مايدەك، ئۇ ھارۇننىڭ ساقىلىدىن ئېقىپ، كىيىم-كېچەكنىڭ ياقىسىغا چۈشكەن قىممەتلىك مايغا ئوخشايدۇ؛ | 2 |
У Һарунниң бешиға төкүлүп, сақилидин аққан аву қиммәтлик майдәк, У Һарунниң сақилидин еқип, Кийим-кечәкниң яқисиға чүшкән қиммәтлик майға охшайду;
ئۇ يەنە ھەرمون تېغىدىكى شەبنەمنىڭ زىئون تاغلىرىغا چۈشۈشىگە ئوخشايدۇ؛ چۈنكى شۇ يەردە پەرۋەردىگار بەرىكەتنى ــ يەنى مەڭگۈلۈك ھاياتنى بۇيرۇغان! | 3 |
У йәнә Һәрмон теғидики шәбнәмниң Зион тағлириға чүшүшигә охшайду; Чүнки шу йәрдә Пәрвәрдигар бәрикәтни — Йәни мәңгүлүк һаятни буйруған!