< زەبۇر 131 >

«يۇقىرىغا چىقىش ناخشىسى»؛ داۋۇت يازغان كۈي: ــ ئى پەرۋەردىگار، كۆڭلۈم تەكەببۇر ئەمەس، نەزىرىممۇ ئۈستۈن ئەمەس؛ مەن چوڭ ئىشلار بىلەنمۇ، ياكى چامىم يەتمەيدىغان كارامەت ئىشلار بىلەنمۇ مەشغۇل بولمايمەن؛ 1
«Жуқириға чиқиш нахшиси»; Давут язған күй: — И Пәрвәрдигар, көңлүм тәкәббур әмәс, Нәзиримму үстүн әмәс; Мән чоң ишлар биләнму, Яки чамим йәтмәйдиған карамәт ишлар биләнму мәшғул болмаймән;
بەرھەق، ئانىسىنىڭ قۇچىقىدا ياتقان ئەمچەكتىن ئايرىلغان بالىدەك، ئۆز جېنىمنى بېسىۋېلىپ تىنچلاندۇردۇم؛ كۆڭلۈم ئىچىمدە ئەمچەكتىن ئايرىلغان بالىدەكتۇر. 2
Бәрһәқ, анисиниң қучиғида ятқан әмчәктин айрилған балидәк, Өз җенимни бесивелип тиничландурдум; Көңлүм ичимдә әмчәктин айрилған балидәктур.
ئىسرائىل پەرۋەردىگارغا ئۈمىد باغلىسۇن؛ ھازىردىن باشلاپ، ئەبەدىلئەبەدگىچە! 3
Исраил Пәрвәрдигарға үмүт бағлисун; Һазирдин башлап, әбәдил-әбәткичә!

< زەبۇر 131 >