< نەھەمىيا 7 >

سېپىل ئوڭشىلىپ بولۇپ، مەن دەرۋازىلارنى ئورنىتىپ، دەرۋازىۋەنلەرنى، غەزەلكەشلەرنى ۋە لاۋىيلارنى بېكىتىپ تەيىنلىگەندىن كېيىن شۇنداق بولدىكى، 1
Сепил оңшилип болуп, мән дәрвазиларни орнитип, дәрвазивәнләрни, ғәзәлкәшләрни вә Лавийларни бекитип тайинлиғандин кейин шундақ болдики,
مەن ئىنىم ھانانى بىلەن قەلئە سەردارى ھانانىيانى يېرۇسالېمنى باشقۇرۇشقا قويدۇم؛ چۈنكى ھانانىيا ئىشەنچلىك ئادەم بولۇپ، خۇدادىن قورقۇشتا كۆپ ئادەملەردىن ئېشىپ كېتەتتى. 2
Мән иним Һанани билән қәлъә сәрдари Һананияни Йерусалимни башқурушқа қойдум; чүнки Һанания ишәшлик адәм болуп, Худадин қорқушта көп адәмләрдин ешип кетәтти.
مەن ئۇلارغا: ــ كۈن ئىسسىغۇچە يېرۇسالېمنىڭ قوۋۇقلىرى ئېچىلمىسۇن؛ قوۋۇقلارنىڭ قاناتلىرى ئېتىلگەندە، بالداقلار تاقالغان ۋاقىتلىرىدىمۇ دەرۋازىۋەنلەر يېنىدا تۇرۇپ كۆزەت قىلىسۇن؛ شۇنىڭدەك يېرۇسالېمدا تۇرۇۋاتقانلاردىن قاراۋۇللار كۆزەت نۆۋەتلىرىگە قويۇلۇپ بېكىتىلسۇن؛ ھەربىر ئادەم ئۆزىنىڭ بىر كۆزىتىگە مەسئۇل بولسۇن، شۇنداقلا ھەربىرىنىڭ كۆزىتى ئۆز ئۆيىنىڭ ئۇدۇلىدا بولسۇن، دەپ تاپىلىدىم. 3
Мән уларға: — Күн иссиғичә Йерусалимниң қовуқлири ечилмисун; қовуқларниң қанатлири етилгәндә, балдақлар тақалған вақитлиридиму дәрвазивәнләр йенида туруп күзәт қилисун; шуниңдәк Йерусалимда туруватқанлардин қаравуллар күзәт нөвәтлиригә қоюлуп бекитилсун; һәр бир адәм өзиниң бир күзитигә мәсъул болсун, шундақла һәр бириниң күзити өз өйиниң удулида болсун, дәп тапилидим.
شەھەر چوڭ ھەم كەڭرى بولغىنى بىلەن ئاھالە ئاز، ئۆيلەر تېخى سېلىنمىغانىدى. 4
Шәһәр чоң һәм кәңри болғини билән аһалә аз, өйләр техи селинмиған еди.
خۇدايىم كۆڭلۈمگە مۆتىۋەرلەر، ئەمەلدارلار ۋە خەلقنىڭ ھەربىرىنى نەسەبنامىسى بويىچە رويخەتكە ئېلىشقا ئۇلارنى يىغىش نىيىتىنى سالدى. مەن ئاۋۋال بىرىنچى قېتىم قايتىپ كەلگەن ئادەملەرنىڭ نەسەبنامىسىنى تاپتىم، ئۇنىڭدا مۇنداق پۈتۈلگەنىدى: ــ 5
Худайим көңлүмгә мөтивәрләр, әмәлдарлар вә хәлиқниң һәр бирини нәсәбнамиси бойичә ройхәткә елишқа уларни жиғиш нийитини салди. Мән авал биринчи қетим қайтип кәлгән адәмләрниң нәсәбнамисини таптим, униңда мундақ пүтүлгән еди: —
تۆۋەندىكىلەر يەھۇدىيە ئۆلكىسىدىكىلەردىن، ئەسلى بابىل پادىشاھى نېبوقادنەسار تەرىپىدىن سۈرگۈن قىلىنغانلاردىن، يېرۇسالېم ۋە يەھۇدىيەگە چىقىپ، ھەربىرى ئۆز شەھىرلىرىگە كەتتى: ــ 6
Төвәндикиләр Йәһудийә өлкисидикиләрдин, әсли Бабил падишаси Небоқаднәсар тәрипидин сүргүн қилинғанлардин, Йерусалим вә Йәһудийәгә чиқип, һәр бири өз шәһирлиригә кәтти: —
ئۇلار زەرۇببابەل، يەشۇئا، نەھەمىيا، ئازارىيا، رائامىيا، ناھامانى، موردىكاي، بىلشان، مىسپەرەت، بىگۋاي، نەھۇم ۋە بائاناھلار بىللە قايتىپ كەلدى. ئەمدى ئىسرائىل خەلقىنىڭ ئىچىدىكى ئەركەكلەرنىڭ سانى تۆۋەندىكىچە: ــ 7
Улар Зәруббабәл, Йәшуа, Нәһәмия, Азария, Раамия, Наһамани, Мордикай, Билшан, Миспәрәт, Бигвай, Нәһум вә Баанаһлар биллә қайтип кәлди. Әнди Исраил хәлқиниң ичидики әркәкләрниң сани төвәндикичә: —
پاروشنىڭ ئەۋلادلىرى ئىككى مىڭ بىر يۈز يەتمىش ئىككى كىشى؛ 8
Парошниң әвлатлири икки миң бир йүз йәтмиш икки киши;
شەفاتىيانىڭ ئەۋلادلىرى ئۈچ يۈز يەتمىش ئىككى كىشى؛ 9
Шәфатияниң әвлатлири үч йүз йәтмиш икки киши;
ئاراھنىڭ ئەۋلادلىرى ئالتە يۈز يەتمىش بەش كىشى؛ 10
Араһниң әвлатлири алтә йүз йәтмиш бәш киши;
پاھات-موئابنىڭ ئەۋلادلىرى، يەنى يەشۇئا بىلەن يوئابنىڭ ئەۋلادلىرى ئىككى مىڭ سەككىز يۈز ئون سەككىز كىشى؛ 11
Паһат-Моабниң әвлатлири, йәни Йәшуа билән Йоабниң әвлатлири икки миң сәккиз йүз он сәккиз киши;
ئېلامنىڭ ئەۋلادلىرى بىر مىڭ ئىككى يۈز ئەللىك تۆت كىشى؛ 12
Еламниң әвлатлири бир миң икки йүз әллик төрт киши;
زاتتۇنىڭ ئەۋلادلىرى سەككىز يۈز قىرىق بەش كىشى؛ 13
Заттуниң әвлатлири сәккиз йүз қириқ бәш киши;
زاككاينىڭ ئەۋلادلىرى يەتتە يۈز ئاتمىش كىشى؛ 14
Заккайниң әвлатлири йәттә йүз атмиш киши;
بىننۇئىينىڭ ئەۋلادلىرى ئالتە يۈز قىرىق سەككىز كىشى؛ 15
Биннуийниң әвлатлири алтә йүз қириқ сәккиз киши;
بىباينىڭ ئەۋلادلىرى ئالتە يۈز يىگىرمە سەككىز كىشى؛ 16
Бибайниң әвлатлири алтә йүз жигирмә сәккиз киши;
ئازگادنىڭ ئەۋلادلىرى ئىككى مىڭ ئۈچ يۈز يىگىرمە ئىككى كىشى؛ 17
Азгадниң әвлатлири икки миң үч йүз жигирмә икки киши;
ئادونىكامنىڭ ئەۋلادلىرى ئالتە يۈز ئاتمىش يەتتە كىشى؛ 18
Адоникамниң әвлатлири алтә йүз атмиш йәттә киши;
بىگۋاينىڭ ئەۋلادلىرى ئىككى مىڭ ئاتمىش يەتتە كىشى؛ 19
Бигвайниң әвлатлири икки миң атмиш йәттә киши;
ئادىننىڭ ئەۋلادلىرى ئالتە يۈز ئەللىك بەش كىشى؛ 20
Адинниң әвлатлири алтә йүз әллик бәш киши;
ھەزەكىيانىڭ جەمەتىدىن بولغان ئاتېرنىڭ ئەۋلادلىرى توقسان سەككىز كىشى؛ 21
Һәзәкияниң җәмәтидин болған Атерниң әвлатлири тохсән сәккиз киши;
ھاشۇمنىڭ ئەۋلادلىرى ئۈچ يۈز يىگىرمە سەككىز كىشى؛ 22
Һашумниң әвлатлири үч йүз жигирмә сәккиз киши;
بىزاينىڭ ئەۋلادلىرى ئۈچ يۈز يىگىرمە تۆت كىشى؛ 23
Бизайниң әвлатлири үч йүз жигирмә төрт киши;
ھارىفنىڭ ئەۋلادلىرى بىر يۈز ئون ئىككى كىشى؛ 24
Һарифниң әвлатлири бир йүз он икки киши;
گىبېئوننىڭ ئەۋلادلىرى توقسان بەش كىشى؛ 25
Гибеонниң әвлатлири тохсән бәш киши;
بەيت-لەھەملىكلەر بىلەن نىتوفالىقلار جەمئىي بىر يۈز سەكسەن سەككىز كىشى؛ 26
Бәйт-Ләһәмликләр билән Нитофалиқлар җәмий бир йүз сәксән сәккиз киши;
ئاناتوتلۇقلار بىر يۈز يىگىرمە سەككىز كىشى؛ 27
Анатотлуқлар бир йүз жигирмә сәккиз киши;
بەيت-ئازماۋەتلىكلەر قىرىق ئىككى كىشى. 28
Бәйт-Азмавәтликләр қириқ икки киши.
كىرىئات-يېئارىملىقلار، كەفىراھلىقلار ۋە بەئەروتلۇقلار بولۇپ جەمئىي يەتتە يۈز قىرىق ئۈچ كىشى؛ 29
Кириат-йеаримлиқлар, Кәфираһлиқлар вә Бәәротлуқлар болуп җәмий йәттә йүз қириқ үч киши;
راماھلىقلار بىلەن گېبالىقلار جەمئىي ئالتە يۈز يىگىرمە بىر كىشى؛ 30
Рамаһлиқлар билән Гебалиқлар җәмий алтә йүз жигирмә бир киши;
مىكماشلىقلار بىر يۈز يىگىرمە ئىككى كىشى؛ 31
Микмашлиқлар бир йүз жигирмә икки киши;
بەيت-ئەللىكلەر بىلەن ئايىلىقلار جەمئىي بىر يۈز يىگىرمە ئۈچ كىشى؛ 32
Бәйт-Әлликләр билән айилиқлар җәмий бир йүз жигирмә үч киши;
ئىككىنچى بىر نېبودىكىلەر ئەللىك ئىككى كىشى؛ 33
иккинчи бир Небодикиләр әллик икки киши;
ئىككىنچى بىر ئېلامنىڭ ئەۋلادلىرى بىر مىڭ ئىككى يۈز ئەللىك تۆت كىشى؛ 34
иккинчи бир Еламниң әвлатлири бир миң икки йүз әллик төрт киши;
ھارىمنىڭ ئەۋلادلىرى ئۈچ يۈز يىگىرمە كىشى؛ 35
Һаримниң әвлатлири үч йүз жигирмә киши;
يېرىخولۇقلار ئۈچ يۈز قىرىق بەش كىشى؛ 36
Йерихолуқлар үч йүз қириқ бәш киши;
لود، ھادىد ۋە ئونونىڭ ئەۋلادلىرى جەمئىي يەتتە يۈز يىگىرمە بىر كىشى؛ 37
Лод, Һадид вә Онониң әвлатлири җәмий йәттә йүз жигирмә бир киши;
سىنائاھنىڭ ئەۋلادلىرى ئۈچ مىڭ توققۇز يۈز ئوتتۇز كىشى. 38
Синааһниң әвлатлири үч миң тоққуз йүз оттуз киши.
كاھىنلارنىڭ سانى تۆۋەندىكىچە: ــ يەشۇئا جەمەتىدىكى يەدايانىڭ ئەۋلادلىرى توققۇز يۈز يەتمىش ئۈچ كىشى؛ 39
Каһинларниң сани төвәндикичә: — Йәшуа җәмәтидики Йәдаяниң әвлатлири тоққуз йүз йәтмиш үч киши;
ئىممەرنىڭ ئەۋلادلىرى بىر مىڭ ئەللىك ئىككى كىشى؛ 40
Иммәрниң әвлатлири бир миң әллик икки киши;
پاشخۇرنىڭ ئەۋلادلىرى بىر مىڭ ئىككى يۈز قىرىق يەتتە كىشى؛ 41
Пашхурниң әвлатлири бир миң икки йүз қириқ йәттә киши;
ھارىمنىڭ ئەۋلادلىرى بىر مىڭ ئون يەتتە كىشى. 42
Һаримниң әвлатлири бир миң он йәттә киши.
لاۋىيلارنىڭ سانى تۆۋەندىكىچە: ــ خودۋاھنىڭ ئەۋلادلىرىدىن، يەنى يەشۇئا بىلەن كادمىيەلنىڭ ئەۋلادلىرى يەتمىش تۆت كىشى. 43
Лавийларниң сани төвәндикичә: — Ходваһниң әвлатлиридин, йәни Йәшуа билән Кадмийәлниң әвлатлири йәтмиш төрт киши.
غەزەلكەشلەردىن: ــ ئاسافنىڭ ئەۋلادلىرى بىر يۈز قىرىق سەككىز كىشى. 44
Ғәзәлкәшләрдин: — Асафниң әвлатлири бир йүз қириқ сәккиз киши.
دەرۋازىۋەنلەرنىڭ نەسلىدىن: ــ شاللۇمنىڭ ئەۋلادلىرى، ئاتېرنىڭ ئەۋلادلىرى، تالموننىڭ ئەۋلادلىرى، ئاككۇبنىڭ ئەۋلادلىرى، خاتىتانىڭ ئەۋلادلىرى بىلەن شوباينىڭ ئەۋلادلىرى جەمئىي بىر يۈز ئوتتۇز سەككىز كىشى. 45
Дәрвазивәнләрниң нәслидин: — Шаллумниң әвлатлири, Атерниң әвлатлири, Талмонниң әвлатлири, Аккубниң әвлатлири, Хатитаниң әвлатлири билән Шобайниң әвлатлири җәмий бир йүз оттуз сәккиз киши.
ئىبادەتخانا خىزمەتكارلىرى تۆۋەندىكىچە: ــ زىخانىڭ ئەۋلادلىرى، خاسۇفانىڭ ئەۋلادلىرى، تاببائوتنىڭ ئەۋلادلىرى. 46
Ибадәтхана хизмәткарлири төвәндикичә: — Зиханиң әвлатлири, Хасуфаниң әвлатлири, Таббаотниң әвлатлири.
كىروسنىڭ ئەۋلادلىرى، سىيانىڭ ئەۋلادلىرى، پادوننىڭ ئەۋلادلىرى، 47
Киросниң әвлатлири, Сияниң әвлатлири, Падонниң әвлатлири,
لىباناھنىڭ ئەۋلادلىرى، ھاگاباھنىڭ ئەۋلادلىرى، شالماينىڭ ئەۋلادلىرى، 48
Либанаһниң әвлатлири, Һагабаһниң әвлатлири, Шалмайниң әвлатлири,
ھاناننىڭ ئەۋلادلىرى، گىددەلنىڭ ئەۋلادلىرى، گاھارنىڭ ئەۋلادلىرى، 49
Һананниң әвлатлири, Гиддәлниң әвлатлири, Гаһарниң әвлатлири,
رېئاياھنىڭ ئەۋلادلىرى، رەزىننىڭ ئەۋلادلىرى، نىكودانىڭ ئەۋلادلىرى، 50
Реаяһниң әвлатлири, Рәзинниң әвлатлири, Никоданиң әвлатлири,
گاززامنىڭ ئەۋلادلىرى، ئۇززانىڭ ئەۋلادلىرى، پاسىيانىڭ ئەۋلادلىرى، 51
Газзамниң әвлатлири, Уззаниң әвлатлири, Пасияниң әвлатлири,
بىساينىڭ ئەۋلادلىرى، مەئۇنىمنىڭ ئەۋلادلىرى، نەفۇسسەسىمنىڭ ئەۋلادلىرى، 52
Бисайниң әвлатлири, Мәунимниң әвлатлири, Нәфуссәсимниң әвлатлири,
باكبۇكنىڭ ئەۋلادلىرى، خاكۇفانىڭ ئەۋلادلىرى، خارخۇرنىڭ ئەۋلادلىرى، 53
Бакбукниң әвлатлири, Хакуфаниң әвлатлири, Хархурниң әвлатлири,
بازلىتنىڭ ئەۋلادلىرى، مەھىدانىڭ ئەۋلادلىرى، خارشانىڭ ئەۋلادلىرى، 54
Базлитниң әвлатлири, Мәһиданиң әвлатлири, Харшаниң әвлатлири,
باركوسنىڭ ئەۋلادلىرى، سىسېرانىڭ ئەۋلادلىرى، تېماھنىڭ ئەۋلادلىرى، 55
Баркосниң әвлатлири, Сисераниң әвлатлири, Темаһниң әвлатлири,
نەزىيانىڭ ئەۋلادلىرى بىلەن خاتىفانىڭ ئەۋلادلىرىدىن ئىبارەت. 56
Нәзияниң әвлатлири билән Хатифаниң әвлатлиридин ибарәт.
سۇلايماننىڭ خىزمەتكارلىرىنىڭ ئەۋلادلىرىنىڭ سانى تۆۋەندىكىچە: ــ سوتاينىڭ ئەۋلادلىرى، سوفەرەتنىڭ ئەۋلادلىرى، پېرىدانىڭ ئەۋلادلىرى، 57
Сулайманниң хизмәткарлириниң әвлатлириниң сани төвәндикичә: — Сотайниң әвлатлири, Софәрәтниң әвлатлири, Периданиң әвлатлири,
يائالانىڭ ئەۋلادلىرى، داركوننىڭ ئەۋلادلىرى، گىددەلنىڭ ئەۋلادلىرى، 58
Яаланиң әвлатлири, Дарконниң әвлатлири, Гиддәлниң әвлатлири,
شەفەتىيانىڭ ئەۋلادلىرى، خاتتىلنىڭ ئەۋلادلىرى، پوقەرەت-ھاززىبائىمنىڭ ئەۋلادلىرى بىلەن ئاموننىڭ ئەۋلادلىرىدىن ئىبارەت. 59
Шәфәтияниң әвлатлири, Хаттилниң әвлатлири, Поқәрәт-Һаззибаимниң әвлатлири билән Амонниң әвлатлиридин ибарәт.
ئىبادەتخانا خىزمەتكارلىرى ۋە سۇلايماننىڭ خىزمەتكارى بولغانلارنىڭ ئەۋلادلىرى جەمئىي ئۈچ يۈز توقسان ئىككى كىشى. 60
Ибадәтхана хизмәткарлири вә Сулайманниң хизмәткари болғанларниң әвлатлири җәмий үч йүз тохсән икки киши.
تۆۋەندىكى كىشىلەر تەل-مېلاھ، تەل-خارشا، كېرۇب، ئاددون، ئىممەردىن كەلگەن بولسىمۇ، لېكىن ئۇلار ئۆزلىرىنىڭ ئاتا جەمەتىنىڭ ياكى نەسەبىنىڭ ئىسرائىل ئادىمى ئىكەنلىكىنى ئىسپاتلاپ بېرەلمىدى. 61
Төвәндики кишиләр Тәл-Мелаһ, Тәл-Харша, Керуб, Аддон, Иммәрдин кәлгән болсиму, лекин улар өзлириниң ата җәмәтиниң яки нәсәбиниң Исраил адими екәнлигини испатлап берәлмиди.
بۇلار دېلايانىڭ ئەۋلادلىرى، توبىيانىڭ ئەۋلادلىرى ۋە نىكودانىڭ ئەۋلادلىرى بولۇپ، جەمئىي ئالتە يۈز قىرىق ئىككى كىشى؛ 62
Булар Делаяниң әвлатлири, Тобияниң әвлатлири вә Никоданиң әвлатлири болуп, җәмий алтә йүз қириқ икки киши;
كاھىنلاردىن خابايانىڭ ئەۋلادلىرى، كوزنىڭ ئەۋلادلىرى بىلەن بارزىللاينىڭ ئەۋلادلىرى بار ئىدى؛ بارزىللاي گىلېئادلىق بارزىللاينىڭ بىر قىزىنى ئالغاچقا ئۇلارنىڭ ئېتى بىلەن ئاتالغانىدى. 63
Каһинлардин Хабаяниң әвлатлири, козниң әвлатлири билән Барзиллайниң әвлатлири бар еди; Барзиллай Гилеадлиқ Барзиллайниң бир қизини алғачқа уларниң ети билән аталған еди.
بۇلار جەمەتىنىڭ نەسەبنامىسىنى ئىزدەپ تاپالمىدى؛ شۇڭا ئۇلار «ناپاك» ھېسابلىنىپ كاھىنلىقتىن قالدۇرۇلدى. 64
Булар җәмәтиниң нәсәбнамисини издәп тапалмиди; шуңа улар «напак» һесаплинип каһинлиқтин қалдурулди.
ۋالىي ئۇلارغا: ــ ئۇرىم ۋە تۇممىمنى كۆتۈرگۈچى كاھىن ئارىمىزدا خىزمەتتە بولغۇچە «ئەڭ مۇقەددەس يىمەكلىكلەر»گە ئېغىز تەگكۈزمەيسىلەر، دېدى. 65
Валий уларға: — Урим вә туммимни көтәргүчи каһин аримизда хизмәттә болғичә «әң муқәддәс йимәкликләр»гә еғиз тәккүзмәйсиләр, деди.
پۈتۈن جامائەت جەمئىي قىرىق ئىككى مىڭ ئۈچ يۈز ئاتمىش كىشى؛ 66
Пүтүн җамаәт җәмий қириқ икки миң үч йүз атмиш киши;
بۇنىڭدىن باشقا ئۇلارنىڭ يەنە يەتتە مىڭ ئۈچ يۈز ئوتتۇز يەتتە قۇل-دېدىكى بار ئىدى؛ يەنە ئىككى يۈز قىرىق بەش ئەر-ئايال غەزەلچىسى بار ئىدى. ئۇلارنىڭ يەتتە يۈز ئوتتۇز ئالتە ئېتى، ئىككى يۈز قىرىق بەش قېچىرى، 67
Буниңдин башқа уларниң йәнә йәттә миң үч йүз оттуз йәттә қул-дедиги бар еди; йәнә икки йүз қириқ бәш әр-аял ғәзәлчиси бар еди. Уларниң йәттә йүз оттуз алтә ети, икки йүз қириқ бәш қечири,
68
تۆت يۈز ئوتتۇز بەش تۆگىسى ۋە ئالتە مىڭ يەتتە يۈز يىگىرمە ئېشىكى بار ئىدى. 69
төрт йүз оттуз бәш төгиси вә алтә миң йәттә йүз жигирмә ешиги бар еди.
جەمەت كاتتىۋاشلىرىدىن بەزىلىرى [ئىبادەتخانا] قۇرۇلۇشى ئۈچۈن ھەدىيەلىرىنى تەقدىم قىلدى؛ ۋالىي خەزىنىگە مىڭ دارىك ئالتۇن، ئەللىك داس ۋە بەش يۈز ئوتتۇز قۇر كاھىن تونى تەقدىم قىلدى؛ 70
Җәмәт каттивашлиридин бәзилири [ибадәтхана] қурулуши үчүн һәдийәлирини тәқдим қилди; валий ғәзнигә миң дарик алтун, әллик дас вә бәш йүз оттуз қур каһин тони тәқдим қилди;
جەمەت كاتتىۋاشلىرىدىن بەزىلىرى قۇرۇلۇش خەزىنىسىگە يىگىرمە مىڭ دارىك ئالتۇن، ئىككى مىڭ ئىككى يۈز مىنا كۈمۈش؛ 71
җәмәт каттивашлиридин бәзилири қурулуш ғәзнисигә жигирмә миң дарик алтун, икки миң икки йүз мина күмүч;
خەلقنىڭ قالغىنى يىگىرمە مىڭ دارىك ئالتۇن، ئىككى مىڭ ئىككى يۈز مىنا كۈمۈش، ئاتمىش يەتتە قۇر كاھىن تونىنى تەقدىم قىلدى. 72
хәлиқниң қалғини жигирмә миң дарик алтун, икки миң икки йүз мина күмүч, атмиш йәттә қур каһин тонини тәқдим қилди.
شۇنىڭدىن كېيىن كاھىنلار، لاۋىيلار، دەرۋازىۋەنلەر، غەزەلكەشلەر ۋە بىر قىسىم خەلق قوشۇلۇپ، ئىبادەتخانا خىزمەتكارلىرى، شۇنداقلا قالغان ئىسرائىل خەلقىنىڭ ھەممىسى ئۆز شەھەرلىرىگە ماكانلاشتى. 73
Шуниңдин кейин каһинлар, Лавийлар, дәрвазивәнләр, ғәзәлкәшләр вә бир қисим хәлиқ қошулуп, ибадәтхана хизмәткарлири, шундақла қалған Исраил хәлқиниң һәммиси өз шәһәрлиригә маканлашти.

< نەھەمىيا 7 >