< ماتتا 1 >
بۇ ئىبراھىمنىڭ ئوغلى ۋە داۋۇتنىڭ ئوغلى بولغان ئەيسا مەسىھنىڭ نەسەبنامە كىتابىدۇر: ــ | 1 |
Бу Ибраһимниң оғли вә Давутниң оғли болған Әйса Мәсиһниң нәсәбнамә китавидур: —
ئىبراھىمدىن ئىسھاق تۆرەلدى، ئىسھاقتىن ياقۇپ تۆرەلدى، ياقۇپ يەھۇدا ۋە ئۇنىڭ ئاكا-ئۇكىلىرىنىڭ ئاتىسى بولدى؛ | 2 |
Ибраһимдин Исһақ төрәлди, Исһақтин Яқуп төрәлди, Яқуп Йәһуда вә униң ака-укилириниң атиси болди;
يەھۇدادىن تامار ئارقىلىق پەرەز ۋە زەراھ تۆرەلدى؛ پەرەزدىن ھەزرون تۆرەلدى، ھەزروندىن رام تۆرەلدى، | 3 |
Йәһудадин Тамар арқилиқ Пәрәз вә Зәраһ төрәлди; Пәрәздин Һәзрон төрәлди, Һәзрондин Рам төрәлди,
رامدىن ئاممىناداب تۆرەلدى، ئاممىنادابدىن ناھشون تۆرەلدى، ناھشوندىن سالمون تۆرەلدى، | 4 |
Рамдин Амминадаб төрәлди, Амминадабдин Наһшон төрәлди, Наһшондин Салмон төрәлди,
سالموندىن راھاب ئارقىلىق بوئاز تۆرەلدى، بوئازدىن رۇت ئارقىلىق ئوبەد تۆرەلدى، ئوبەدتىن يەسسە تۆرەلدى، | 5 |
Салмондин Раһаб арқилиқ Боаз төрәлди, Боаздин Рут арқилиқ Обәд төрәлди, Обәдтин Йәссә төрәлди,
يەسسەدىن داۋۇت پادىشاھ تۆرەلدى. داۋۇتتىن ئۇرىيانىڭ ئايالى ئارقىلىق سۇلايمان تۆرەلدى، | 6 |
Йәссәдин Давут падиша төрәлди. Давуттин Урияниң аяли арқилиқ Сулайман төрәлди,
سۇلايماندىن رەھوبوئام تۆرەلدى، رەھوبوئامدىن ئابىيا تۆرەلدى، ئابىيادىن ئاسا تۆرەلدى، | 7 |
Сулаймандин Рәһобоам төрәлди, Рәһобоамдин Абия төрәлди, Абиядин Аса төрәлди,
ئاسادىن يەھوشافات تۆرەلدى، يەھوشافاتتىن يەھورام تۆرەلدى، يەھورامدىن ئۇززىيا تۆرەلدى، | 8 |
Асадин Йәһошафат төрәлди, Йәһошафаттин Йәһорам төрәлди, Йәһорамдин Уззия төрәлди,
ئۇززىيادىن يوتام تۆرەلدى، يوتامدىن ئاھاز تۆرەلدى، ئاھازدىن ھەزەكىيا تۆرەلدى، | 9 |
Уззиядин Йотам төрәлди, Йотамдин Аһаз төрәлди, Аһаздин Һәзәкия төрәлди,
ھەزەكىيادىن ماناسسەھ تۆرەلدى، ماناسسەھدىن ئامون تۆرەلدى، ئاموندىن يوشىيا تۆرەلدى؛ | 10 |
Һәзәкиядин Манассәһ төрәлди, Манассәһдин Амон төрәлди, Амондин Йошия төрәлди;
بابىلغا سۈرگۈن قىلىنغاندا يوشىيادىن يەكونىياھ ۋە ئۇنىڭ ئاكا-ئۇكىلىرى تۆرەلدى. | 11 |
Бабилға сүргүн қилинғанда Йошиядин Йәконияһ вә униң ака-укилири төрәлди.
بابىلغا سۈرگۈن بولغاندىن كېيىن، يەكونىياھدىن شېئالتىئەل تۆرەلدى، شېئالتىئەلدىن زەرۇببابەل تۆرەلدى، | 12 |
Бабилға сүргүн болғандин кейин, Йәконияһдин Шеалтиәл төрәлди, Шеалтиәлдин Зәруббабәл төрәлди,
زەرۇببابەلدىن ئابىھۇد تۆرەلدى، ئابىھۇددىن ئېلىئاقىم تۆرەلدى، ئېلىئاقىمدىن ئازور تۆرەلدى، | 13 |
Зәруббабәлдин Абиһуд төрәлди, Абиһуддин Елиақим төрәлди, Елиақимдин Азор төрәлди,
ئازوردىن زادوك تۆرەلدى، زادوكتىن ئاقىم تۆرەلدى، ئاقىمدىن ئەلىھۇد تۆرەلدى، | 14 |
Азордин Задок төрәлди, Задоктин Ақим төрәлди, Ақимдин Әлиһуд төрәлди,
ئەلىھۇدتىن ئەلىئازار تۆرەلدى، ئەلىئازاردىن ماتتان تۆرەلدى، ماتتاندىن ياقۇپ تۆرەلدى، | 15 |
Әлиһудтин Әлиазар төрәлди, Әлиазардин Маттан төрәлди, Маттандин Яқуп төрәлди,
ياقۇپتىن مەريەمنىڭ ئېرى بولغان يۈسۈپ تۆرەلدى؛ مەريەم ئارقىلىق مەسىھ ئاتالغان ئەيسا تۇغۇلدى. | 16 |
Яқуптин Мәрйәмниң ери болған Йүсүп төрәлди; Мәрйәм арқилиқ Мәсиһ аталған Әйса туғулди.
شۇنداق بولۇپ، ئىبراھىمدىن داۋۇتقىچە بولغان ئارىلىقتا جەمئىي ئون تۆت ئەۋلاد بولغان؛ داۋۇتتىن بابىلغا سۈرگۈن قىلىنغىچە جەمئىي ئون تۆت ئەۋلاد بولغان؛ ۋە بابىلغا سۈرگۈن قىلىنىشتىن مەسىھ كەلگۈچە جەمئىي ئون تۆت ئەۋلاد بولغان. | 17 |
Шундақ болуп, Ибраһимдин Давутқичә болған арилиқта җәмий он төрт әвлат болған; Давуттин Бабилға сүргүн қилинғичә җәмий он төрт әвлат болған; вә Бабилға сүргүн қилиништин Мәсиһ кәлгичә җәмий он төрт әвлат болған.
ئەيسا مەسىھنىڭ دۇنياغا كېلىشى مۇنداق بولدى: ــ ئۇنىڭ ئانىسى مەريەم يۈسۈپكە ياتلىق بولۇشقا ۋەدە قىلىنغانىدى؛ لېكىن تېخى نىكاھ قىلىنمايلا، ئۇنىڭ مۇقەددەس روھتىن ھامىلىدار بولغانلىقى مەلۇم بولدى. | 18 |
Әйса Мәсиһниң дунияға келиши мундақ болди: — Униң аниси Мәрйәм Йүсүпкә ятлиқ болушқа вәдә қилинған еди; лекин техи никаһ қилинмайла, униң Муқәддәс Роһтин һамилдар болғанлиғи мәлум болди.
لېكىن ئۇنىڭ [بولغۇسى] ئېرى يۈسۈپ، دۇرۇس كىشى بولۇپ، ئۇنى جەمئىيەت ئالدىدا خىجالەتكە قالدۇرۇشنى خالىماي، ئۇنىڭدىن ئاستىرتىن ئاجرىشىپ كېتىشنى نىيەت قىلدى. | 19 |
Лекин униң [болғуси] ери Йүсүп, дурус киши болуп, уни җәмийәт алдида хиҗаләткә қалдурушни халимай, униңдин астиртин аҗришип кетишни нийәт қилди.
ئەمما ئۇ مۇشۇ ئىشلارنى ئويلاپ يۈرگىنىدە، مانا پەرۋەردىگارنىڭ بىر پەرىشتىسى ئۇنىڭ چۈشىدە كۆرۈنۈپ ئۇنىڭغا: ــ ئەي داۋۇتنىڭ ئوغلى يۈسۈپ، ئايالىڭ مەريەمنى ئۆز ئەمرىڭگە ئېلىشتىن قورقما؛ چۈنكى ئۇنىڭدا بولغان ھامىلە مۇقەددەس روھتىن كەلگەن. | 20 |
Амма у мошу ишларни ойлап жүргинидә, мана Пәрвәрдигарниң бир пәриштиси униң чүшидә көрүнүп униңға: — Әй Давутниң оғли Йүсүп, аялиң Мәрйәмни өз әмриңгә елиштин қорқма; чүнки униңда болған һамилә Муқәддәс Роһтин кәлгән.
ئۇ بىر ئوغۇل تۇغىدۇ، سەن ئۇنىڭ ئىسمىنى ئەيسا دەپ قويغىن؛ چۈنكى ئۇ ئۆز خەلقىنى گۇناھلىرىدىن قۇتقۇزىدۇ» ــ دېدى. | 21 |
У бир оғул туғиду, сән униң исмини Әйса дәп қойғин; чүнки у өз хәлқини гуналиридин қутқузиду» — деди.
مانا بۇلارنىڭ ھەممىسى پەرۋەردىگارنىڭ پەيغەمبەر ئارقىلىق دېگەنلىرىنىڭ ئەمەلگە ئاشۇرۇلۇش ئۈچۈن بولغان، دېمەك: ــ | 22 |
Мана буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң пәйғәмбәр арқилиқ дегәнлириниң әмәлгә ашурулуш үчүн болған, демәк: —
«پاك قىز ھامىلىدار بولۇپ بىر ئوغۇل تۇغىدۇ؛ ئۇلار ئۇنىڭ ئىسمىنى ئىممانۇئېل (مەنىسى «خۇدا بىز بىلەن بىللە») دەپ ئاتايدۇ». | 23 |
«Пак қиз һамилдар болуп бир оғул туғиду; улар униң исмини Иммануел (мәниси «Худа биз билән биллә») дәп атайду».
يۈسۈپ ئويغىنىپ، پەرۋەردىگارنىڭ شۇ پەرىشتىسىنىڭ دېگىنى بويىچە قىلىپ، مەريەمنى ئەمرىگە ئالدى. | 24 |
Йүсүп ойғинип, Пәрвәрдигарниң шу пәриштисиниң дегини бойичә қилип, Мәрйәмни әмригә алди.
لېكىن مەريەم بوشانغۇچە ئۇ ئۇنىڭغا يېقىنلاشمىدى. بۇ مەريەمنىڭ تۇنجىسى ئىدى؛ يۈسۈپ ئۇنىڭغا ئەيسا دەپ ئىسىم قويدى. | 25 |
Лекин Мәрйәм бошанғичә у униңға йеқинлашмиди. Бу Мәрйәмниң тунҗиси еди; Йүсүп униңға Әйса дәп исим қойди.