< يارىتىلىش 34 >
بىر كۈنى، لېياھنىڭ ياقۇپقا تۇغۇپ بەرگەن قىزى دىناھ يۇرتنىڭ قىزلىرى بىلەن كۆرۈشكىلى چىقتى. | 1 |
Бир күни, Леяһниң Яқупқа туғуп бәргән қизи Динаһ жутниң қизлири билән көрүшкили чиқти.
شۇ يۇرتنىڭ ئەمىرى ھىۋىي ھامورنىڭ ئوغلى شەكەم ئۇنى كۆرۈپ قېلىپ، ئۇنى تۇتۇۋېلىپ، زورلاپ نومۇسىغا تەگدى. | 2 |
Шу жутниң әмри һивий Һаморниң оғли Шәкәм уни көрүп қелип, уни тутувелип, зорлап номусиға тәгди.
ئەمما ئۇنىڭ كۆڭلى ياقۇپنىڭ قىزى دىناھقا چۈشۈپ، ئۇنى ياخشى كۆرۈپ قالدى ۋە ئۇنىڭغا مۇھەببىتى بىلەن كۆڭۈل سورىدى. | 3 |
Амма униң көңли Яқупниң қизи Динаһқа чүшүп, уни яхши көрүп қалди вә униңға муһәббити билән көңүл сориди.
شۇنىڭ بىلەن شەكەم ئاتىسى ھاموردىن: ــ بۇ قىزنى ماڭا خوتۇنلۇققا ئېلىپ بەرگىن، دەپ تەلەپ قىلدى. | 4 |
Шуниң билән Шәкәм атиси Һамордин: — Бу қизни маңа хотунлуққа елип бәргин, дәп тәләп қилди.
ياقۇپ [شەكەمنىڭ] قىزى دىناھنىڭ ئىپپىتىگە تەگكەنلىكىنى ئاڭلاپ قالدى. ئۇنىڭ ئوغۇللىرى ماللىرى بىلەن دالالاردا ئىدى؛ شۇڭا ياقۇپ ئۇلار كەلگۈچە جىم تۇرۇپ تۇردى. | 5 |
Яқуп [Шәкәмниң] қизи Динаһниң иппитигә тәккәнлигини аңлап қалди. Униң оғуллири маллири билән далаларда еди; шуңа Яқуп улар кәлгичә җим туруп турди.
شەكەمنىڭ ئاتىسى ھامور ياقۇپنىڭ ئالدىغا ئۇنىڭ بىلەن سۆزلەشكىلى چىقتى؛ | 6 |
Шәкәмниң атиси Һамор Яқупниң алдиға униң билән сөзләшкили чиқти;
ياقۇپنىڭ ئوغۇللىرى خەۋەرنى ئاڭلاپلا دالالاردىن قايتىپ كەلگەنىدى. بۇلار [شەكەمنىڭ] قىلمايدىغان ئىشنى قىلىپ، ياقۇپنىڭ قىزىنىڭ نومۇسىغا تېگىپ ئىسرائىل قەبىلىسىدە شەرمەندىلىك قىلغىنى ئۈچۈن ئازابلىنىپ، ئىنتايىن قاتتىق غەزەپلەندى. | 7 |
Яқупниң оғуллири хәвәрни аңлапла далалардин қайтип кәлгән еди. Булар [Шәкәмниң] қилмайдиған ишни қилип, Яқупниң қизиниң номусиға тегип Исраил қәбилисидә шәрмәндилик қилғини үчүн азаплинип, интайин қаттиқ ғәзәпләнди.
ھامور ئۇلارغا سۆز قىلىپ: ــ ئوغلۇم شەكەمنىڭ كۆڭلى قىزىڭلارغا چۈشۈپ قاپتۇ. ئىلتىپات قىلىپ ئۇنى ئوغلۇمغا خوتۇنلۇققا بەرسەڭلار! | 8 |
Һамор уларға сөз қилип: — Оғлум Шәкәмниң көңли қизиңларға чүшүп қапту. Илтипат қилип уни оғлумға хотунлуққа бәрсәңлар!
بىز بىلەن قۇدا-باجا بولۇپ، قىزلىرىڭلارنى بىزگە بېرىڭلار، بىزنىڭ قىزلىرىمىزنىمۇ سىلەر ئېلىڭلار؛ | 9 |
Биз билән қуда-баҗа болуп, қизлириңларни бизгә бериңлар, бизниң қизлиримизниму силәр елиңлар;
بىز بىلەن بىللە تۇرۇڭلار. مانا، يەر ئالدىڭلاردا تۇرۇپتۇ؛ بۇ يەرنى ماكان قىلىپ، سودا قىلىپ، ئۆزۈڭلار ئۈچۈن ئۆي-مۈلۈك ئېلىڭلار، ــ دېدى. | 10 |
Биз билән биллә туруңлар. Мана, йәр алдиңларда турупту; бу йәрни макан қилип, сода қилип, өзүңлар үчүн өй-мүлүк елиңлар, — деди.
شەكەم قىزنىڭ ئاتىسى بىلەن ئاكا-ئۇكىلىرىغا: ــ نەزىرىڭلاردا ئىلتىپات تاپسام دەيمەن؛ سىلەر نېمە دېسەڭلار، شۇنى بېرەي. | 11 |
Шәкәм қизниң атиси билән ака-укилириға: — Нәзириңларда илтипат тапсам дәймән; силәр немә десәңлар, шуни берәй.
مەندىن قانچىلىك تويلۇق ياكى سوۋغات تەلەپ قىلساڭلار، ماڭا ئېيتقىنىڭلارچە بېرەي؛ پەقەت بۇ قىزنى ماڭا خوتۇنلۇققا بەرسەڭلارلا بولىدۇ، دېدى. | 12 |
Мәндин қанчилик тойлуқ яки соғат тәләп қилсаңлар, маңа ейтқиниңларчә берәй; пәқәт бу қизни маңа хотунлуққа бәрсәңларла болиду, деди.
ياقۇپنىڭ ئوغۇللىرى بولسا شەكەم ۋە ئاتىسى ھامورغا ھىيلە-مىكىر بىلەن جاۋاب بەردى، چۈنكى ئۇ سىڭلىسى دىناھنىڭ ئىپپىتىگە تەگكەنىدى؛ | 13 |
Яқупниң оғуллири болса Шәкәм вә атиси Һаморға һейлә-микир билән җавап бәрди, чүнки у сиңлиси Динаһниң иппитигә тәккән еди;
ئۇلارغا: ــ بىز بۇنداق قىلالمايمىز، سىڭلىمىزنى خەتنىسىز بىرسىگە بېرىشكە ماقۇل دېيەلمەيمىز؛ چۈنكى بۇ بىزگە نومۇس بولىدۇ. | 14 |
уларға: — Биз бундақ қилалмаймиз, сиңлимизни хәтнисиз бирисигә беришкә мақул дейәлмәймиз; чүнки бу бизгә номус болиду.
پەقەت بىر شەرتىمىزگە كۆنسەڭلارلا سىلەرگە ماقۇل بولىمىز؛ سىلەرنىڭ بارلىق ئەركەكلىرىڭلار خەتنە قىلىنىپ بىزدەك بولسا، | 15 |
Пәқәт бир шәртимизгә көнсәңларла силәргә мақул болимиз; силәрниң барлиқ әркәклириңлар хәтнә қилинип биздәк болса,
قىزلىرىمىزنى سىلەرگە بېرىپ، سىلەرنىڭ قىزلىرىڭلارنى بىز ئېلىپ ئاراڭلاردا ئولتۇرۇپ، بىر قوۋم بولۇپ قالىمىز. | 16 |
Қизлиримизни силәргә берип, силәрниң қизлириңларни биз елип араңларда олтирип, бир қовм болуп қалимиз.
ئەمما بىزگە قۇلاق سالماي خەتنە قىلىنىشقا ئۇنىمىساڭلار، ئۇنداقتا بىز قىزىمىزنى ئېلىپ كېتىمىز، ــ دېدى. | 17 |
Амма бизгә қулақ салмай хәтнә қилинишқа унимисаңлар, ундақта биз қизимизни елип кетимиз, — деди.
ئۇلارنىڭ سۆزلىرى ھامور ۋە ئوغلى شەكەمنىڭ نەزىرىگە ياقتى. | 18 |
Уларниң сөзлири Һамор вә оғли Шәкәмниң нәзиригә яқти.
يىگىت بۇ ئىشنى كەينىگە سوزمىدى، چۈنكى ئۇ ياقۇپنىڭ قىزىغا ئېجىل بولۇپ قالغانىدى؛ ئۇ ئاتىسىنىڭ ئۆيىدە ھەممىدىن ئەتىۋارلىق ئىدى. | 19 |
Жигит бу ишни кәйнигә созмиди, чүнки у Яқупниң қизиға еҗил болуп қалған еди; у атисиниң өйидә һәммидин әтиварлиқ еди.
شۇنىڭ بىلەن ھامور ئوغلى شەكەم بىلەن شەھەرنىڭ دەرۋازىسىغا بېرىپ، شەھەرنىڭ ئادەملىرىگە سۆز قىلىپ: ــ | 20 |
Шуниң билән Һамор оғли Шәкәм билән шәһәрниң дәрвазисиға берип, шәһәрниң адәмлиригә сөз қилип: —
بۇ ئادەملەرنىڭ بىز بىلەن ئىناق ئۆتكۈسى بار. شۇڭا ئۇلار مۇشۇ يۇرتتا تۇرۇپ سودا-سېتىق قىلسۇن؛ مانا، بۇ جاينىڭ ئىككى تەرىپى ئۇلارغا يەتكۈدەك كەڭرىدۇر. بىز ئۇلارنىڭ قىزلىرىنى خوتۇنلۇققا ئېلىپ، ئۆز قىزلىرىمىزنى ئۇلارغا بېرىمىز. | 21 |
Бу адәмләрниң биз билән енақ өткүси бар. Шуңа улар мошу жутта туруп сода-сетиқ қилсун; мана, бу җайниңИкки тәрипи уларға йәткидәк кәңридур. Биз уларниң қизлирини хотунлуққа елип, өз қизлиримизни уларға беримиз.
لېكىن پەقەت ئارىمىزدىكى ھەممە ئەركەك ئۇلار خەتنە قىلىنغاندەك خەتنە قىلىنسا، ئۇ ئادەملەر ئارىمىزدا تۇرۇپ بىز بىلەن بىر خەلق بولۇشقا ماقۇل دەيدۇ. | 22 |
Лекин пәқәт аримиздики һәммә әркәк улар хәтнә қилинғандәк хәтнә қилинса, у адәмләр аримизда туруп биз билән бир хәлиқ болушқа мақул дәйду.
شۇ تەرىقىدە ئۇلارنىڭ مال-تەئەللۇقاتى، ھەممە چارپايلىرى بىزنىڭكى بولمامدۇ؟ بىز پەقەت ئۇلارغا ماقۇل دېسەكلا، ئۇلار ئارىمىزدا تۇرىدۇ، ــ دېدى. | 23 |
Шу тәриқидә уларниң мал-тәәллуқати, һәммә чарпайлири бизниңки болмамду? Биз пәқәт уларға мақул десәкла, улар аримизда туриду, — деди.
شۇنىڭ بىلەن شەھەرنىڭ دەرۋازىسىدىن كىرىپ-چىقىدىغانلارنىڭ ھەممىسى ھامور بىلەن ئوغلى شەكەمنىڭ سۆزىگە قۇلاق سالدى. شەھەرنىڭ دەرۋازىسىدىن كىرىپ-چىقادىغانلارنىڭ ھەممىسى خەتنە قىلىندى. | 24 |
Шуниң билән шәһәрниң дәрвазисидин кирип-чиқидиғанларниң һәммиси Һамор билән оғли Шәкәмниң сөзигә қулақ салди. Шәһәрниң дәрвазисидин кирип-чиқадиғанларниң һәммиси хәтнә қилинди.
ئەمما ئۈچىنچى كۈنى، ئۇلار تېخىچە ئاغرىق ياتقىنىدا شۇنداق بولدىكى، ياقۇپنىڭ ئىككى ئوغلى، يەنى دىناھنىڭ ئاكىلىرى شىمېئون بىلەن لاۋىي ھەرقايسىسى ئۆز قىلىچىنى ئېلىپ، شەھەر خاتىرجەملىك ئىچىدە تۇرغىنىدا بېسىپ كىرىپ، ھەممە ئەركەكنى ئۆلتۈرۈۋەتتى؛ | 25 |
Амма үчинчи күни, улар техичә ағриқ ятқинида шундақ болдики, Яқупниң икки оғли, йәни Динаһниң акилири Шимеон билән Лавий һәр қайсиси өз қиличини елип, шәһәр хатирҗәмлик ичидә турғинида бесип кирип, һәммә әркәкни өлтүрүвәтти;
ئۇلار ھامور بىلەن ئوغلى شەكەمنىمۇ قىلىچلاپ، دىناھنى شەكەمنىڭ ئۆيىدىن ئېلىپ كەتتى. | 26 |
Улар Һамор билән оғли Шәкәмниму қиличлап, Динаһни Шәкәмниң өйидин елип кәтти.
ئاندىن ياقۇپنىڭ [بارلىق] ئوغۇللىرى: «ئۇلار سىڭلىمىزنىڭ نومۇسىغا تەگدى» دەپ، ئۆلتۈرۈلگەنلەرنىڭ جايىغا كېلىپ، شەھەرنى بۇلاپ-تالاڭ قىلدى. | 27 |
Андин Яқупниң [барлиқ] оғуллири: «Улар сиңлимизниң номусиға тәгди» дәп, өлтүрүлгәнләрниң җайиға келип, шәһәрни булап-талаң қилди.
ئۇلارنىڭ قوي-كالا، ئېشەكلىرىنى، شەھەردىكى ھەممىنى، ئېتىزلىقلاردىكى ھەممىنى ئېلىپ كەتتى، | 28 |
Уларниң қой-кала, ешәклирини, шәһәрдики һәммини, етизлиқлардики һәммини елип кәтти,
شۇنداقلا ئۇلارنىڭ بارلىق مال-مۈلكىنى بۇلاپ-تالاپ، بارلىق خوتۇن-بالىلارنى ئەسىر قىلىپ، ئۆي ئىچىدىكى بارلىق نەرسىلەرنىمۇ قوشۇپ ئېلىپ كەتتى. | 29 |
Шундақла уларниң барлиқ мал-мүлкини булап-талап, барлиқ хотун-балиларни әсир қилип, өй ичидики барлиқ нәрсиләрниму қошуп елип кәтти.
ياقۇپ شىمېئون ۋە لاۋىينى ئەيىبلەپ: ــ سىلەر مېنى بالاغا تىقىپ، زېمىندىكىلەر ــ قانائانىيلار بىلەن پەرىززىيلەرنىڭ ئالدىدا سېسىتتىڭلار. بىزنىڭ ئادىمىمىز ئاز بىر خەلقتۇرمىز؛ ئۇلار ماڭا قارشى چىقىپ يىغىلىپ ھۇجۇم قىلىدۇ؛ شۇنىڭ بىلەن مەن ۋە جەمەتىم ۋەيران بولىمىز، ــ دېدى. | 30 |
Яқуп Шимеон вә Лавийни әйипләп: — Силәр мени балаға тиқип, зиминдикиләр — Ⱪананийлар билән Пәриззийләрниң алдида сеситтиңлар. Бизниң адимимиз аз бир хәлиқтурмиз; улар маңа қарши чиқип жиғилип һуҗум қилиду; шуниң билән мән вә җәмәтим вәйран болимиз, — деди.
ئەمما ئۇلار جاۋاب بېرىپ: ــ ئەجەبا، سىڭلىمىزغا بىر پاھىشە ئايالغا قىلغاندەك مۇئامىلە قىلسا بولامدۇ؟ ــ دېدى. | 31 |
Амма улар җавап берип: — Әҗәба, сиңлимизға бир паһишә аялға қилғандәк муамилә қилса боламду? — деди.