< يارىتىلىش 10 >

تۆۋۆندىكىلەر نۇھنىڭ ئوغۇللىرىنىڭ ئەۋلادلىرىدۇر: ــ ئۇنىڭ ئوغۇللىرى شەم، ھام ۋە يافەت بولۇپ، توپاندىن كېيىن ئۇلاردىن ئوغۇللار تۆرەلگەن: ــ 1
Төвөндикиләр Нуһниң оғуллириниң әвлатлиридур: — униң оғуллири Шәм, Һам вә Яфәт болуп, топандин кейин улардин оғуллар төрәлгән: —
يافەتنىڭ ئوغۇللىرى بولسا، گومەر، ماگوگ، ماداي، ياۋان، تۇبال، مەشەك ۋە تىراس ئىدى. 2
Яфәтниң оғуллири болса, Гомәр, Магог, Мадай, Яван, Тубал, Мәшәк вә Тирас еди.
گومەرنىڭ ئەۋلادلىرى: ئاشكىناز، رىفات ۋە تورگاماھ ئىدى. 3
Гомәрниң әвлатлири: Ашкиназ, Рифат вә Торгамаһ еди.
ياۋاننىڭ ئەۋلادلىرى: ئېلىشاھ، تارشىش، كىتتىيلار ۋە دودانىيلار ئىدى. 4
Яванниң әвлатлири: Елишаһ, Таршиш, Киттийлар вә Доданийлар еди.
بۇلارنىڭ ئەۋلادلىرى دېڭىز بويلىرىدا ۋە ئاراللاردا ئايرىم-ئايرىم ياشىغان خەلقلەر بولۇپ، ھەرقايسىسى ئۆز تىلى، ئۆز ئائىلە-قەبىلىلىرى بويىچە ئۆز زېمىنلىرىدا تارقىلىپ ئولتۇراقلاشقان. 5
Буларниң әвлатлири деңиз бойлирида вә аралларда айрим-айрим яшиған хәлиқләр болуп, һәр қайсиси өз тили, өз аилә-қәбилилири бойичә өз зиминлирида тарқилип олтирақлашқан.
ھامنىڭ ئوغۇللىرى كۇش، مىسىر، پۇت ۋە قانائانلار ئىدى. 6
Һамниң оғуллири Куш, Мисир, Пут вә Қанаанлар еди.
كۇشنىڭ ئوغۇللىرى سېبا، ھاۋىلاھ، سابتاھ، رائاماھ ۋە سابتىكا ئىدى. رائاماھنىڭ ئوغۇللىرى شېبا ۋە دېدان ئىدى. 7
Кушниң оғуллири Себа, Һавилаһ, Сабтаһ, Раамаһ вә Сабтика еди. Раамаһниң оғуллири Шеба вә Дедан еди.
كۇشتىن يەنە نىمرود تۆرەلگەن؛ ئۇ يەر يۈزىدە ناھايىتى كۈچتۈڭگۈر ئادەم بولۇپ چىقتى. 8
Куштин йәнә Нимрод төрәлгән; у йәр йүзидә наһайити күчтүңгүр адәм болуп чиқти.
ئۇ پەرۋەردىگارنىڭ ئالدىدا كۈچتۈڭگۈر ئوۋچى بولدى؛ شۇ سەۋەبتىن «پالانچى بولسا نىمرودتەك، پەرۋەردىگارنىڭ ئالدىدا كۈچتۈڭگۈر ئوۋچى ئىكەن» دېگەن گەپ تارقالغان. 9
У Пәрвәрдигарниң алдида күчтүңгүр овчи болди; шу сәвәптин «паланчи болса Нимродтәк, Пәрвәрдигарниң алдида күчтүңгүр овчи екән» дегән гәп тарқалған.
ئۇنىڭ پادىشاھلىقى شىنار زېمىنىدىكى بابىل، ئەرەك، ئاككاد ۋە كالنەھ دېگەن شەھەرلەردە باشلانغانىدى. 10
Униң падишалиғи Шинар зиминидики Бабил, Әрәк, Аккад вә Калнәһ дегән шәһәрләрдә башланған еди.
ئۇ بۇ زېمىندىن ئاشۇر زېمىنىغا چىقىپ نىنەۋە، رەھوبوت-ئىر، كالاھ ۋە نىنەۋە بىلەن كالاھنىڭ ئوتتۇرىسىدىكى رەسەن دېگەن شەھەرلەرنىمۇ بىنا قىلدى (بۇلار قوشۇلۇپ «كاتتا شەھەر» بولدى). 11
У бу зиминдин Ашур зиминиға чиқип Нинәвә, Рәһобот-Ир, Калаһ вә Нинәвә билән Калаһниң оттурисидики Рәсән дегән шәһәрләрниму бена қилди (булар қошулуп «Катта Шәһәр» болди).
12
مىسىرنىڭ ئەۋلادلىرى لۇدىيلار، ئانامىيلار، لەھابىيلار، نافتۇھىيلار، 13
Мисирниң әвлатлири Лудийлар, Анамийлар, Ләһабийлар, Нафтуһийлар,
پاتروسىيلار، كاسلۇھىيلار (فىلىستىيلەر كاسلۇھىيلاردىن چىققان) ۋە كافتورىيلار ئىدى. 14
Патросийлар, Каслуһийлар (Филистийләр Каслуһийлардин чиққан) вә Кафторийлар еди.
قانائاندىن تۇنجى ئوغۇل زىدون تۆرىلىپ، كېيىن يەنە ھەت تۆرەلگەن. 15
Қанаандин тунҗа оғул Зидон төрилип, кейин йәнә Һәт төрәлгән.
ئۇنىڭ ئەۋلادلىرى بولسا يەبۇسىيلار، ئامورىيلار، گىرگاشىيلار، 16
униң әвлатлири болса Йәбусийлар, Аморийлар, Гиргашийлар,
ھىۋىيلار، ئاركىيلار، سىنىيلار، 17
Һивийлар, Аркийлар, Синийлар,
ئارۋادىيلار، زەمارىيلار ۋە خاماتىيلار ئىدى. شۇنىڭدىن كېيىن، قانائانىيلارنىڭ قەبىلىلىرى ھەر تەرەپكە تارقىلىپ كەتتى. 18
Арвадийлар, Зәмарийлар вә Һаматийлар еди. Шуниңдин кейин, Ⱪананийларниң қәбилилири һәр тәрәпкә тарқилип кәтти.
قانائانىيلارنىڭ يۇرت چېگرىسى بولسا زىدوندىن تارتىپ، گەرار تەرىپىگە سوزۇلۇپ، گازاغا چىقىپ، ئاندىن سودوم، گوموررا، ئادماھ بىلەن زەبوئىم تەرىپىگە تۇتىشىپ، لېشاغىچە يېتىپ باراتتى. 19
Ⱪананийларниң жут чегариси болса Зидондин тартип, Гәрар тәрипигә созулуп, Газаға чиқип, андин Содом, Гоморра, Адмаһ билән Зәбоим тәрипигә тутишип, Лешағичә йетип баратти.
يۇقىرىقىلار بولسا ھامنىڭ ئوغۇللىرى بولۇپ، ئۆز قەبىلىسى ۋە تىللىرى بويىچە قوۋم بولۇپ ئۆز زېمىنلىرىدا ئولتۇراقلاشقانىدى. 20
Жуқириқилар болса һамниң оғуллири болуп, өз қәбилиси вә тиллири бойичә қовм болуп өз зиминлирида олтирақлашқан еди.
شەممۇ ئوغۇل پەرزەنتلىك بولدى؛ شەم بولسا يافەتنىڭ ئاكىسى، ئېبەرلەرنىڭ ئاتا-بوۋىسى بولدى. 21
Шәмму оғул пәрзәнтлик болди; Шәм болса Яфәтниң акиси, Ебәрләрниң ата-бовиси болди.
شەمنىڭ ئوغۇللىرى ئېلام، ئاشۇر، ئارفاخشاد، لۇد، ئارام؛ 22
Шәмниң оғуллири Елам, Ашур, Арфахшад, Луд, Арам;
ئارامنىڭ ئوغۇللىرى ئۇز، ھۇل، گەتەر، ماش ئىدى. 23
Арамниң оғуллири Уз, Һул, Гәтәр, Маш еди.
ئارفاخشادتىن شېلاھ تۆرەلدى، شېلاھتىن ئېبەر تۆرەلدى. 24
Арфахшадтин Шелаһ төрәлди, Шелаһтин Ебәр төрәлди.
ئېبەردىن ئىككى ئوغۇل تۆرەلگەن بولۇپ، بىرىنىڭ ئىسمى پەلەگ ئىدى، چۈنكى ئۇ ياشىغان دەۋردە يەر يۈزىدە بۆلۈنۈش بولدى؛ پەلەگنىڭ ئىنىسىنىڭ ئىسمى يوقتان ئىدى. 25
Ебәрдин икки оғул төрәлгән болуп, бириниң исми Пәләг еди, чүнки у яшиған дәвирдә йәр йүзидә бөлүнүш болди; Пәләгниң инисиниң исми Йоқтан еди.
يوقتاندىن ئالموداد، شەلەف، خازارماۋەت، يېراھ، 26
Йоқтандин Алмодад, Шәләф, Хазармавәт, Йераһ,
ھادورام، ئۇزال، دىكلاھ، 27
Һадорам, Узал, Диклаһ,
ئوبال، ئابىمائەل، شېبا، 28
Обал, Абимаәл, Шеба,
ئوفىر، ھاۋىلاھ ۋە يوباب تۆرەلدى. بۇلارنىڭ ھەممىسى يوقتاننىڭ ئوغۇللىرى ئىدى. 29
Офир, Һавилаһ вә Йобаб төрәлди. Буларниң һәммиси Йоқтанниң оғуллири еди.
ئۇلارنىڭ ئولتۇرغان جايلىرى بولسا مېشادىن تارتىپ، سەففار دېگەن رايوننىڭ شەرق تەرىپىدىكى تاغقىچە سوزۇلاتتى. 30
Уларниң олтарған җайлири болса Мешадин тартип, Сәффар дегән районниң шәриқ тәрипидики таққичә созулатти.
يۇقىرىقىلار بولسا شەمنىڭ ئوغۇللىرى بولۇپ، ئۆز قەبىلىسى ۋە تىللىرى بويىچە قوۋم بولۇپ ئۆز زېمىنلىرىدا ئولتۇراقلاشقانىدى. 31
Жуқириқилар болса Шәмниң оғуллири болуп, өз қәбилиси вә тиллири бойичә қовм болуп өз зиминлирида олтирақлашқан еди.
يۇقىرىدىكىلەر نۇھنىڭ ئەۋلادلىرى بولۇپ، ئۇلار ئۆز نەسەبلىرى ۋە قوۋملىرى بويىچە خاتىرىلەنگەن. توپاندىن كېيىنكى يەر يۈزىدىكى بارلىق قوۋملار ئۇلارنىڭ ئىچىدىن تارقالغان. 32
Жуқиридикиләр Нуһниң әвлатлири болуп, улар өз нәсәблири вә қовмлири бойичә хатириләнгән. Топандин кейинки йәр йүзидики барлиқ қовмлар уларниң ичидин тарқалған.

< يارىتىلىش 10 >