< مىسىردىن‭ ‬چىقىش‭ ‬ 7 >

شۇنىڭ بىلەن پەرۋەردىگار مۇساغا: ــ مانا، مەن پىرەۋننىڭ ئالدىدا سېنى خۇدانىڭ ئورنىدا قىلدىم. ئاكاڭ ھارۇن بولسا سېنىڭ پەيغەمبىرىڭ بولىدۇ. 1
Шуниң билән Пәрвәрдигар Мусаға: — Мана, Мән Пирәвнниң алдида сени Худаниң орнида қилдим. Акаң Һарун болса сениң пәйғәмбириң болиду.
مەن ساڭا بۇيرۇغىنىمنىڭ ھەممىسىنى [ئۇنىڭغا] دەيسەن؛ ئاندىن ئاكاڭ ھارۇن پىرەۋنگە ئۇنىڭ ئۆز زېمىنىدىن ئىسرائىللارنى قويۇپ بېرىشى كېرەكلىكى توغرىسىدا سۆز قىلىدۇ. 2
Мән саңа буйруғинимниң һәммисини [униңға] дәйсән; андин акаң Һарун Пирәвнгә униң өз зиминидин Исраилларни қоюп бериши керәклиги тоғрисида сөз қилиду.
لېكىن مەن پىرەۋننىڭ كۆڭلىنى قاتتىق قىلىمەن؛ بۇنىڭ بىلەن مەن مىسىر زېمىنىدا مۆجىزىلىك ئالامەتلەر ۋە كارامەتلىرىمنى كۆپلەپ كۆرسىتىمەن. 3
Лекин Мән Пирәвнниң көңлини қаттиқ қилимән; буниң билән Мән Мисир зиминида мөҗизилик аламәтләр вә карамәтлиримни көпләп көрситимән.
شۇنداقتىمۇ، پىرەۋن سىلەرگە قۇلاق سالمايدۇ. ئەمما مەن مىسىرنىڭ ئۈستىگە ھۆكۈم چىقىرىپ قولۇمنى ئۇزىتىپ، چوڭ بالايىئاپەتلەرنى چۈشۈرۈپ، قوشۇنلىرىم بولغان ئۆز قوۋمىم ئىسرائىللارنى مىسىر زېمىنىدىن چىقىرىمەن. 4
Шундақтиму, Пирәвн силәргә қулақ салмайду. Амма Мән Мисирниң үстигә һөкүм чиқирип қолумни узитип, чоң балаю-апәтләрни чүшүрүп, қошунлирим болған Өз қовмим Исраилларни Мисир зиминидин чиқиримән.
ئۆز قولۇمنى مىسىرنىڭ ئۈستىگە سوزغىنىمدا، ئىسرائىللارنى ئۇلارنىڭ ئارىسىدىن چىقارغىنىمدا مىسىرلىقلار مېنىڭ پەرۋەردىگار ئىكەنلىكىمنى تونۇپ يېتىدۇ، ــ دېدى. 5
Өз қолумни Мисирниң үстигә созғинимда, Исраилларни уларниң арисидин чиқарғинимда мисирлиқлар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду, — деди.
مۇسا بىلەن ھارۇن شۇنداق قىلدى؛ پەرۋەردىگار ئۇلارغا قانداق تاپىلىغان بولسا، ئۇلارمۇ شۇنداق قىلدى. 6
Муса билән Һарун шундақ қилди; Пәрвәрдигар уларға қандақ тапилиған болса, уларму шундақ қилди.
ئۇلار پىرەۋنگە سۆز قىلغان ۋاقىتتا مۇسا سەكسەن ياشقا، ھارۇن سەكسەن ئۈچ ياشقا كىرگەنىدى. 7
Улар Пирәвнгә сөз қилған вақитта Муса сәксән яшқа, Һарун сәксән үч яшқа киргән еди.
پەرۋەردىگار مۇسا بىلەن ھارۇنغا سۆز قىلىپ: ــ 8
Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға сөз қилип: —
ئەمدى پىرەۋن سىلەرگە: ــ ئۆزۈڭلارنى تەستىقلاپ بىر مۆجىزە كۆرسىتىڭلار، دېسە، سەن ھارۇنغا: ــ ھاساڭنى ئېلىپ پىرەۋننىڭ ئالدىغا تاشلىغىن، دەپ ئېيتقىن. شۇنداق قىلىشى بىلەنلا ھاسا يىلانغا ئايلىنىدۇ، دېدى. 9
Әнди Пирәвн силәргә: — Өзүңларни тәстиқлап бир мөҗизә көрситиңлар, десә, сән Һарунға: — Һасаңни елип Пирәвнниң алдиға ташлиғин, дәп ейтқин. Шундақ қилиши биләнла һаса иланға айлиниду, деди.
شۇنىڭ بىلەن، مۇسا بىلەن ھارۇن پىرەۋننىڭ ئالدىغا بېرىپ، پەرۋەردىگارنىڭ بۇيرۇغىنىدەك قىلدى؛ ھارۇن ھاسىسىنى پىرەۋن بىلەن ئۇنىڭ ئەمەلدارلىرىنىڭ ئالدىغا تاشلىۋىدى، ئۇ يىلانغا ئايلاندى. 10
Шуниң билән, Муса билән Һарун Пирәвнниң алдиға берип, Пәрвәрдигарниң буйруғинидәк қилди; Һарун һасисини Пирәвн билән униң әмәлдарлириниң алдиға ташливиди, у иланға айланди.
ئۇ ۋاقىتتا پىرەۋن دانىشمەنلىرى ۋە سېھرىگەرلىرىنى چاقىرتىپ كەلدى؛ مىسىرنىڭ جادۇگەرلىرىمۇ ئۆز جادۇسى بىلەن ئوخشاش ئىشنى قىلدى. 11
У вақитта Пирәвн данишмәнлири вә сеһригәрлирини чақиртип кәлди; Мисирниң җадугәрлириму өз җадуси билән охшаш ишни қилди.
ئۇلارنىڭ ھەربىرى ئۆز ھاسىسىنى تاشلىدى؛ ئۇلارمۇ يىلانغا ئايلاندى. لېكىن ھارۇننىڭ ھاسىسى ئۇلارنىڭ ھاسىلىرىنى يۇتۇپ كەتتى. 12
Уларниң һәр бири өз һасисини ташлиди; уларму иланға айланди. Лекин Һарунниң һасиси уларниң һасилирини жутуп кәтти.
بىراق پەرۋەردىگار ئېيتقاندەك پىرەۋننىڭ كۆڭلى قاتتىقلىق بىلەن پەرۋەردىگار ئېيتقاندەك ئۇلارغا قۇلاق سالمىدى. 13
Бирақ Пәрвәрдигар ейтқандәк Пирәвнниң көңли қаттиқлиқ билән Пәрвәрдигар ейтқандәк уларға қулақ салмиди.
ئاندىن پەرۋەردىگار مۇساغا مۇنداق دېدى: ــ پىرەۋننىڭ كۆڭلى قاتتىق؛ ئۇ قوۋمنى قويۇپ بېرىشنى رەت قىلىدۇ. 14
Андин Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: — Пирәвнниң көңли қаттиқ; у қовмни қоюп беришни рәт қилиду.
ئەمدى سەن ئەتە سەھەردە پىرەۋننىڭ قېشىغا بارغىن (شۇ ۋاقىتتا ئۇ سۇ بويىغا چىقىدۇ) ــ سەن ئۇنىڭ بىلەن كۆرۈشۈشكە دەريانىڭ بويىدا ساقلاپ تۇرغىن؛ يىلانغا ئايلانغان ھاسىنى قولۇڭغا ئېلىۋال. 15
Әнди сән әтә сәһәрдә Пирәвнниң қешиға барғин (шу вақитта у су бойиға чиқиду) — Сән униң билән көрүшүшкә дәрияниң бойида сақлап турғин; иланға айланған һасини қолуңға еливал.
سەن ئۇنىڭغا مۇنداق دېگىن: ــ «ئىبرانىيلارنىڭ خۇداسى پەرۋەردىگار مېنى ئالدىڭغا: «چۆلدە ماڭا ئىبادەت قىلىشى ئۈچۈن قوۋمىمنى قويۇپ بەر» دېيىشكە ئەۋەتكەنىدى؛ لېكىن مانا، بۇ ۋاقىتقىچە ھېچ ئاڭلىمىدىڭ. 16
Сән униңға мундақ дегин: — «Ибранийларниң Худаси Пәрвәрдигар мени алдиңға: «Чөлдә Маңа ибадәт қилиши үчүн қовмимни қоюп бәр» дейишкә әвәткән еди; лекин мана, бу вақитқичә һеч аңлимидиң.
شۇڭا پەرۋەردىگار ساڭا: ــ «سەن شۇ [ئالامەت] بىلەن مېنىڭ پەرۋەردىگار ئىكەنلىكىمنى بىلىسەن»، دەيدۇ ــ مانا، مەن قولۇمدىكى ھاسا بىلەن دەريانىڭ سۈيىنى ئۇرسام، سۇ قانغا ئايلىنىدۇ، 17
Шуңа Пәрвәрдигар саңа: — «Сән шу [аламәт] билән Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билисән», дәйду — Мана, мән қолумдики һаса билән дәрияниң сүйини урсам, су қанға айлиниду,
دەريانىڭ بېلىقلىرى ئۆلۈپ، دەريانىڭ سۈيى سېسىپ كېتىدۇ؛ مىسىرلىقلار سۇدىن سەسكىنىپ، ئىچەلمەيدىغان بولۇپ قالىدۇ». 18
дәрияниң белиқлири өлүп, дәрияниң сүйи сесип кетиду; мисирлиқлар судин сәскинип, ичәлмәйдиған болуп қалиду».
پەرۋەردىگار مۇساغا يەنە: ــ سەن ھارۇنغا: ــ ھاساڭنى ئېلىپ مىسىرلىقلارنىڭ سۇلىرى قانغا ئايلانسۇن دەپ ئۇلارنىڭ ئۈستىگە، يەنى ئېقىنلىرى، ئۆستەڭلىرى، كۆللىرى ۋە سۇ ئامبارلىرى ئۈستىگە قولۇڭنى ئۇزاتقىن. شۇنىڭ بىلەن پۈتكۈل مىسىر زېمىنىدا، ھەتتا ياغاچ ۋە تاش قاچىلاردىكى سۇلارمۇ قانغا ئايلىنىدۇ، دېگىن، دېدى. 19
Пәрвәрдигар Мусаға йәнә: — Сән Һарунға: — Һасаңни елип мисирлиқларниң сулири қанға айлансун дәп уларниң үстигә, йәни еқинлири, өстәңлири, көллири вә су амбарлири үстигә қолуңни узатқин. Шуниң билән пүткүл Мисир зиминида, һәтта яғач вә таш қачилардики суларму қанға айлиниду, дегин, деди.
مۇسا بىلەن ھارۇن پەرۋەردىگارنىڭ بۇيرۇغىنىدەك قىلدى؛ ھارۇن پىرەۋن ۋە ئەمەلدارلىرىنىڭ كۆز ئالدىدا ھاسىنى كۆتۈرۈپ، دەريانىڭ سۈيىنى ئۇرۇۋىدى، پۈتۈن دەريانىڭ سۈيى قانغا ئايلىنىپ كەتتى. 20
Муса билән Һарун Пәрвәрдигарниң буйруғинидәк қилди; Һарун Пирәвн вә әмәлдарлириниң көз алдида һасини көтирип, дәрияниң сүйини урувиди, пүтүн дәрияниң сүйи қанға айлинип кәтти.
دەريادىكى بېلىقلار ئۆلۈپ، دەريانىڭ سۈيى سېسىپ كەتتى. مىسىرلىقلار دەريانىڭ سۈيىنى ئىچەلمەيدىغان بولۇپ قالدى، پۈتكۈل مىسىر زېمىنى قانغا تولدى. 21
Дәриядики белиқлар өлүп, дәрияниң сүйи сесип кәтти. Мисирлиқлар дәрияниң сүйини ичәлмәйдиған болуп қалди, пүткүл Мисир зимини қанға толди.
لېكىن مىسىرنىڭ جادۇگەرلىرىمۇ ئۆز جادۇلىرى بىلەن ھەم شۇنداق قىلدى. بۇ سەۋەبتىن پەرۋەردىگار ئېيتقاندەك پىرەۋننىڭ كۆڭلى قاتتىق بولۇپ، ئۇلارغا قۇلاق سالمىدى؛ 22
Лекин Мисирниң җадугәрлириму өз җадулири билән һәм шундақ қилди. Бу сәвәптин Пәрвәрдигар ейтқандәк Пирәвнниң көңли қаттиқ болуп, уларға қулақ салмиди;
ئەكسىچە پىرەۋن ئۆيىگە قايتىپ كېتىپ، بۇ ئىشقا ھېچ پىسەنت قىلمىدى. 23
әксичә Пирәвн өйигә қайтип кетип, бу ишқа һеч писәнт қилмиди.
دەريانىڭ سۈيىنى ئىچەلمىگىنى ئۈچۈن بارلىق مىسىرلىقلار ئىچكۈدەك سۇ تېپىش ئۈچۈن دەريانىڭ ئەتراپلىرىنى كولىدى. 24
Дәрияниң сүйини ичәлмигини үчүн барлиқ мисирлиқлар ичкидәк су тепиш үчүн дәрияниң әтраплирини колиди.
پەرۋەردىگار دەريانى ئۇرۇپ، يەنە يەتتە كۈن ئۆتتى. 25
Пәрвәрдигар дәрияни уруп, йәнә йәттә күн өтти.

< مىسىردىن‭ ‬چىقىش‭ ‬ 7 >