< تارىخ-تەزكىرە 1 1 >
كېنان، ماھالالېل، يارەد، | 2 |
Кенан, Маһалалел, Ярәд,
ھانوخ، مەتۇشەلاھ، لەمەخ، | 3 |
Һанох, Мәтушәлаһ, Ләмәх,
نۇھ. نۇھتىن شەم، ھام، يافەتلەر تۆرەلگەن. | 4 |
Нуһ. Нуһтин Шәм, Һам, Яфәтләр төрәлгән.
يافەتنىڭ ئوغۇللىرى گومەر، ماگوگ، ماداي، ياۋان، تۇبال، مەشەك ۋە تىراس ئىدى. | 5 |
Яфәтниң оғуллири Гомәр, Магог, Мадай, Яван, Тубал, Мәшәк вә Тирас еди.
گومەرنىڭ ئوغۇللىرى ئاشكىناز، دىفات ۋە توگارماھ ئىدى. | 6 |
Гомәрниң оғуллири Ашкиназ, Дифат вә Тогармаһ еди.
ياۋاننىڭ ئوغۇللىرى ئېلىشاھ، تارشىش ئىدى، كىتتىيلار بىلەن رودانىيلار ئۇنىڭ ئەۋلادلىرى ئىدى. | 7 |
Яванниң оғуллири Елишаһ, Таршиш еди, Киттийлар билән Роданийлар униң әвлатлири еди.
ھامنىڭ ئوغۇللىرى كۇش، مىسىر، پۇت ۋە قانائان ئىدى. | 8 |
Һамниң оғуллири куш, Мисир, Пут вә Қанаан еди.
كۇشنىڭ ئوغۇللىرى سېبا، ھاۋىلاھ، سابتاھ، رائاماھ ۋە سابتىكا ئىدى. رائامانىڭ ئوغلى شېبا ۋە دېدان ئىدى. | 9 |
Кушниң оғуллири Себа, Һавилаһ, Сабтаһ, Раамаһ вә Сабтика еди. Рааманиң оғли Шеба вә Дедан еди.
كۇشتىن يەنە نىمرود تۆرەلگەن؛ ئۇ يەر يۈزىدە ناھايىتى زەبەردەس بىر ئادەم بولۇپ چىقتى. | 10 |
Куштин йәнә Нимрод төрәлгән; у йәр йүзидә наһайити зәбәрдәс бир адәм болуп чиқти.
مىسىرنىڭ ئەۋلادلىرى لۇدىيلار، ئانامىيلار، لەھابىيلار، نافتۇھىيلار، | 11 |
Мисирниң әвлатлири Лудийлар, Анамийлар, Ләһабийлар, Нафтуһийлар,
پاتروسىيلار، كاسلۇھىيلار (فىلىستىيلەر كاسلۇھىيلاردىن چىققان) ۋە كافتورىيلار ئىدى. | 12 |
Патросийлар, Каслуһийлар (Филистийләр Каслуһийлардин чиққан) вә Кафторийлар еди.
قانائاندىن تۇنجى ئوغۇل زىدون تۆرىلىپ، كېيىن يەنە ھەت تۆرەلگەن. | 13 |
Қанаандин тунҗа оғул Зидон төрилип, кейин йәнә Һәт төрәлгән.
ئۇنىڭ ئەۋلادلىرى يەنە يەبۇسىيلار، ئامورىيلار، گىرگاشىيلار، | 14 |
Униң әвлатлири йәнә Йәбусийлар, Аморийлар, Гиргашийлар,
ھىۋىيلار، ئاركىيلار، سىنىيلار، | 15 |
Һивийлар, Аркийлар, Синийлар,
ئارۋادىيلار، زەمارىيلار ۋە خاماتىيلار ئىدى. | 16 |
Арвадийлар, Зәмарийлар вә Хаматийлар еди.
شەمنىڭ ئوغۇللىرى ئېلام، ئاشۇر، ئارفاخشاد، لۇد، ئارام؛ [ئارامنىڭ ئوغۇللىرى] ئۇز، ھۇل، گەتەر، مەشەك ئىدى. | 17 |
Шәмниң оғуллири Елам, Ашур, Арфахшад, Луд, Арам; [Арамниң оғуллири] Уз, Һул, Гәтәр, Мәшәк еди.
ئارفاخشادتىن شېلاھ تۆرەلدى، شېلاھتىن ئېبەر تۆرەلدى. | 18 |
Арфахшадтин Шелаһ төрәлди, Шелаһтин Ебәр төрәлди.
ئېبەردىن ئىككى ئوغۇل تۆرەلگەن بولۇپ، بىرىنىڭ ئىسمى پەلەگ ئىدى، چۈنكى ئۇ ياشىغان دەۋردە يەر يۈزى بۆلۈنۈپ كەتكەنىدى؛ پەلەگنىڭ ئىنىسىنىڭ ئىسمى يوقتان ئىدى. | 19 |
Ебәрдин икки оғул төрәлгән болуп, бириниң исми Пәләг еди, чүнки у яшиған дәвирдә йәр йүзи бөлүнүп кәткән еди; Пәләгниң инисиниң исми Йоқтан еди.
يوقتاندىن ئالموداد، شەلەف، خازارماۋەت، يېراھ، | 20 |
Йоқтандин Алмодад, Шәләф, Хазармавәт, Йераһ,
ھادورام، ئۇزال، دىكلاھ، | 21 |
Һадорам, Узал, Диклаһ,
ئېبال، ئابىمائەل، شېبا، | 22 |
Ебал, Абимаәл, Шеба,
ئوفىر، ھاۋىلاھ، يوباب تۆرەلدى. بۇلارنىڭ ھەممىسى يوقتاننىڭ ئوغۇللىرى ئىدى. | 23 |
Офир, Һавилаһ, Йобаб төрәлди. Буларниң һәммиси Йоқтанниң оғуллири еди.
شەم، ئارفاخشات، شېلاھ، | 24 |
Шәм, Арфахшат, Шелаһ,
ئاندىن ئابرام دۇنياغا كەلدى (ئابرام بولسا ئىبراھىمنىڭ ئۆزى). | 27 |
андин Абрам дунияға кәлди (Абрам болса Ибраһимниң өзи).
ئىبراھىمنىڭ ئوغۇللىرى ئىسھاق بىلەن ئىسمائىل ئىدى. | 28 |
Ибраһимниң оғуллири Исһақ билән Исмаил еди.
تۆۋەندىكىلەر ئۇلارنىڭ ئەۋلادلىرى: ئىسمائىلنىڭ تۇنجى ئوغلى نېبايوت بولۇپ، قالغانلىرى كېدار، ئادبەئەل، مىبسام، | 29 |
Төвәндикиләр уларниң әвлатлири: Исмаилниң тунҗа оғли Небайот болуп, қалғанлири Кедар, Адбәәл, Мибсам,
مىشما، دۇماھ، ماسسا، ھاداد، تېما، | 30 |
Мишма, Думаһ, Масса, Һадад, Тема,
يەتۇر، نافىش، قەدەماھ؛ بۇلارنىڭ ھەممىسى ئىسمائىلنىڭ ئوغۇللىرى ئىدى. | 31 |
Йәтур, Нафиш, Қәдәмаһ; буларниң һәммиси Исмаилниң оғуллири еди.
ئىبراھىمنىڭ توقىلى كەتۇراھدىن تۆرەلگەن ئوغۇللار زىمران، يوقشان، مېدان، مىدىيان، ئىشباك ۋە شۇئاھ ئىدى. يوقشاننىڭ ئوغۇللىرى شېبا بىلەن دېدان ئىدى. | 32 |
Ибраһимниң тоқили Кәтураһдин төрәлгән оғуллар Зимран, Йоқшан, Медан, Мидиян, Ишбак вә Шуаһ еди. Йоқшанниң оғуллири Шеба билән Дедан еди.
مىدىياننىڭ ئوغۇللىرى ئەفاھ، ئېفەر، ھانوخ، ئابىدا، ئەلدائاھ ئىدى. بۇلارنىڭ ھەممىسى كەتۇراھنىڭ ئەۋلادلىرى. | 33 |
Мидиянниң оғуллири Әфаһ, Ефәр, Һанох, Абида, Әлдааһ еди. Буларниң һәммиси Кәтураһниң әвлатлири.
ئىبراھىمدىن ئىسھاق تۆرەلدى. ئىسھاقنىڭ ئوغۇللىرى ئەساۋ بىلەن ئىسرائىل ئىدى. | 34 |
Ибраһимдин Исһақ төрәлди. Исһақниң оғуллири Әсав билән Исраил еди.
ئەساۋنىڭ ئوغۇللىرى ئېلىفاز، رېئۇئەل، يەئۇش، يائالام ۋە كوراھ ئىدى. | 35 |
Әсавниң оғуллири Елифаз, Реуәл, Йәуш, Яалам вә Кораһ еди.
ئېلىفازنىڭ ئوغۇللىرى تېمان، ئومار، زەفى، گاتام، كېناز، تىمنا ۋە ئامالەك ئىدى. | 36 |
Елифазниң оғуллири Теман, Омар, Зәфи, Гатам, Кеназ, Тимна вә Амаләк еди.
رېئۇئەلنىڭ ئوغۇللىرى ناھات، زەراھ، شامماھ بىلەن مىززاھ ئىدى. | 37 |
Реуәлниң оғуллири Наһат, Зәраһ, Шаммаһ билән Миззаһ еди.
سېئىرنىڭ ئوغۇللىرى لوتان، شوبال، زىبىئون، ئاناھ، دىشون، ئېزەر ۋە دىشان ئىدى. | 38 |
Сеирниң оғуллири Лотан, Шобал, Зибион, Анаһ, Дишон, Езәр вә Дишан еди.
ھورى بىلەن ھومام لوتاننىڭ ئوغۇللىرى ئىدى (تىمنا لوتاننىڭ سىڭلىسى ئىدى). | 39 |
Һори билән Һомам Лотанниң оғуллири еди (Тимна Лотанниң сиңлиси еди).
شوبالنىڭ ئوغۇللىرى ئاليان، ماناھات، ئەبال، شەفى بىلەن ئونام ئىدى. زىبىئوننىڭ ئوغۇللىرى ئاياھ بىلەن ئاناھ ئىدى. | 40 |
Шобалниң оғуллири Алян, Манаһат, Әбал, Шәфи билән Онам еди. Зибионниң оғуллири Аяһ билән Анаһ еди.
ئاناھنىڭ ئوغلى دىشون ئىدى. دىشوننىڭ ئوغۇللىرى ھامران، ئەشبان، ئىتران بىلەن كېران ئىدى. | 41 |
Анаһниң оғли Дишон еди. Дишонниң оғуллири Һамран, Әшбан, Итран билән Керан еди.
ئېزەرنىڭ ئوغۇللىرى بىلھان، زائاۋان، يائاكان ئىدى. دىشاننىڭ ئوغۇللىرى ئۇز بىلەن ئارران ئىدى. | 42 |
Езәрниң оғуллири Билһан, Зааван, Яакан еди. Дишанниң оғуллири уз билән Арран еди.
ئىسرائىللارغا ھۆكۈمرانلىق قىلىدىغان پادىشاھ بولمىغان زامانلاردا، ئېدوم زېمىنىغا پادىشاھ بولغانلار مۇنۇ كىشىلەر: بېئورنىڭ ئوغلى بېلا؛ ئۇنىڭ پايتەختى دىنھاباھ دەپ ئاتىلاتتى. | 43 |
Исраилларға һөкүмранлиқ қилидиған падиша болмиған заманларда, Едом зиминиға падиша болғанлар муну кишиләр: Беорниң оғли Бела; униң пайтәхти Динһабаһ дәп атилатти.
بېلا ئۆلگەندىن كېيىن بوزراھلىق زەراھنىڭ ئوغلى يوباب ئۇنىڭ ئورنىغا پادىشاھ بولدى. | 44 |
Бела өлгәндин кейин Бозраһлиқ Зәраһниң оғли Йобаб униң орниға падиша болди.
يوباب ئۆلگەندىن كېيىن تەمانلارنىڭ يۇرتىدىن بولغان ھۇشام ئۇنىڭ ئورنىغا پادىشاھ بولدى. | 45 |
Йобаб өлгәндин кейин Тәманларниң жутидин болған Һушам униң орниға падиша болди.
ھۇشام ئۆلگەندىن كېيىن بېدادنىڭ ئوغلى ھاداد ئۇنىڭ ئورنىغا پادىشاھ بولدى؛ ھاداد دېگەن بۇ ئادەم موئاب دالاسىدا مىدىيانلارنى تارمار قىلغان، ئۇنىڭ پايتەختىنىڭ ئىسمى ئاۋىت ئىدى. | 46 |
Һушам өлгәндин кейин Бедадниң оғли Һадад униң орниға падиша болди; Һадад дегән бу адәм Моаб даласида Мидиянларни тар мар қилған, униң пайтәхтиниң исми Авит еди.
ھاداد ئۆلگەندىن كېيىن ماسرەكاھلىق ساملاھ ئۇنىڭ ئورنىغا پادىشاھ بولدى. | 47 |
Һадад өлгәндин кейин Масрәкаһлиқ Самлаһ униң орниға падиша болди.
ساملاھ ئۆلگەندىن كېيىن دەريا بويىدىكى رەھوبوتتىن كەلگەن سائۇل ئۇنىڭ ئورنىغا پادىشاھ بولدى. | 48 |
Самлаһ өлгәндин кейин дәрия бойидики Рәһоботтин кәлгән Саул униң орниға падиша болди.
سائۇل ئۆلگەندىن كېيىن ئاكبورنىڭ ئوغلى بائال-ھانان ئۇنىڭ ئورنىغا پادىشاھ بولدى. | 49 |
Саул өлгәндин кейин Акборниң оғли Баал-Һанан униң орниға падиша болди.
بائال-ھانان ئۆلگەندىن كېيىن ھاداد ئۇنىڭ ئورنىغا پادىشاھ بولدى. ئۇنىڭ پايتەختىنىڭ ئىسمى پاي ئىدى. ئۇنىڭ ئايالىنىڭ ئىسمى مەھېتابەل بولۇپ، مەي-زاھابنىڭ نەۋرىسى، ماترەدنىڭ قىزى ئىدى. | 50 |
Баал-Һанан өлгәндин кейин Һадад униң орниға падиша болди. Униң пайтәхтиниң исми Пай еди. Униң аялиниң исми Мәһетабәл болуп, Мәй-Заһабниң нәвриси, Матрәдниң қизи еди.
ئېدوملۇقلارنىڭ قەبىلە باشلىقلىرى: قەبىلە باشلىقى تىمنا، قەبىلە باشلىقى ئالىيا ، قەبىلە باشلىقى يەتەت، قەبىلە باشلىقى ئوھولىباماھ، قەبىلە باشلىقى ئەلاھ، قەبىلە باشلىقى پىنون، | 52 |
Едомлуқларниң қәбилә башлиқлири: Қәбилә башлиғи Тимна, қәбилә башлиғи Алия, қәбилә башлиғи Йәтәт, қәбилә башлиғи Оһолибамаһ, қәбилә башлиғи Әлаһ, қәбилә башлиғи Пинон,
قەبىلە باشلىقى كېناز، قەبىلە باشلىقى تېمان، قەبىلە باشلىقى مىبزار، | 53 |
Қәбилә башлиғи Кеназ, қәбилә башлиғи Теман, қәбилә башлиғи Мибзар,
قەبىلە باشلىقى ماگدىيەل، قەبىلە باشلىقى ئىرام؛ بۇلارنىڭ ھەممىسى ئېدومدىكى قەبىلە باشلىقلىرىدۇر. | 54 |
Қәбилә башлиғи Магдийәл, қәбилә башлиғи Ирам; буларниң һәммиси Едомдики қәбилә башлиқлиридур.