< تارىخ-تەزكىرە 1 8 >

بىنيامىننىڭ تۇنجى ئوغلى بېلا، ئىككىنچى ئوغلى ئاشبەل، ئۈچىنچى ئوغلى ئاخاراھ، 1
Биняминниң тунҗа оғли Бела, иккинчи оғли Ашбәл, үчинчи оғли Ахараһ,
تۆتىنچى ئوغلى نوخاھ، بەشىنچى ئوغلى رافا ئىدى. 2
төртинчи оғли Нохаһ, бәшинчи оғли Рафа еди.
بېلانىڭ ئوغۇللىرى ئاددار، گېرا، ئابىھۇد، 3
Беланиң оғуллири Аддар, Гера, Абеһуд,
ئابىشۇئا، نائامان، ئاخوئاھ، 4
Абишуа, Нааман, Ахоаһ,
گېرا، شېفۇفان ۋە ھۇرام ئىدى. 5
Гера, Шефуфан вә Һурам еди.
تۆۋەندىكىلەر ئەخۇدنىڭ ئەۋلادلىرى: ــ نائامان، ئاخىياھ ۋە گېرا (ئەسلىدە ئۇلار گېبالىقلارنىڭ جەمەت بېشى ئىدى. گېبالىقلار ماناھاتقا كۆچۈرۈۋېتىلگەنىدى. بۇلارنى كۆچۈرۈۋەتكۈچى بولسا گېرا ئىدى؛ ئۇنىڭدىن ئۇززا بىلەن ئاخىھۇد تۆرەلگەن). 6
Төвәндикиләр Әхудниң әвлатлири: — Нааман, Ахияһ вә Гера (әслидә улар Гебалиқларниң җәмәт беши еди. Гебалиқлар Манаһатқа көчүрүветилгән еди. Буларни көчүрүвәткүчи болса Гера еди; униңдин Узза билән Ахиһуд төрәлгән).
7
شاھارائىم ھۇشىم بىلەن بائارا دېگەن ئىككى ئايالىنى قويۇۋەتكەندىن كېيىن موئاب دىيارىدا ئوغۇل پەرزەنت كۆرگەن. 8
Шаһараим Һушим билән Баара дегән икки аялини қоювәткәндин кейин Моаб диярида оғул пәрзәнт көргән.
ئۇنىڭ خودەش دېگەن ئايالىدىن يوباب، زىبىيا، مېشا، مالكام، 9
Униң Ходәш дегән аялидин Йобаб, Зибия, Меша, Малкам,
يەئۇز، شاقىيا، مىرماھ دېگەن ئوغۇللار تۆرەلگەن؛ ئۇنىڭ بۇ ئوغۇللىرىنىڭ ھەممىسى جەمەت بېشى بولغانىدى. 10
Йәуз, Шақия, Мирмаһ дегән оғуллар төрәлгән; униң бу оғуллириниң һәммиси җәмәт беши болған еди.
ھۇشىمدىنمۇ ئۇنىڭغا ئابىتۇب، ئەلپائال دېگەن ئوغۇللار تۆرەلگەن. 11
Һушимдинму униңға Абитуб, Әлпаал дегән оғуллар төрәлгән.
ئەلپائالنىڭ ئوغۇللىرى ئېبەر، مىشام ۋە شېمەد (شېمەد ئونو بىلەن لود دېگەن ئىككى شەھەرنى ۋە ئۇلارغا تەۋە يېزا-كەنتلەرنى بىنا قىلغان)، 12
Әлпаалниң оғуллири Ебәр, Мишам вә Шемәд (Шемәд Оно билән Лод дегән икки шәһәрни вә уларға тәвә йеза-кәнтләрни бена қилған),
بېرىياھ ۋە شېما ئىدى. ئۇ ئىككىسى ئايجالوندىكىلەر ئىچىدە جەمەت باشلىرى بولۇپ، گات ئاھالىسىنى قوغلىۋەتكەنىدى. 13
Берияһ вә Шема еди. У иккиси Айҗалондикиләр ичидә җәмәт башлири болуп, Гат аһалисини қоғливәткән еди.
ئاخىيو، شاشاق، يەرەموت، 14
Ахийо, Шашақ, Йәрәмот,
زەبادىيا، ئاراد، ئېدەر، 15
Зәбадия, Арад, Едәр,
مىكائىل، ئىشپاھ ۋە يوخا بولسا بېرىياھنىڭ ئوغۇللىرى ئىدى. 16
Микаил, Ишпаһ вә Йоха болса Берияһниң оғуллири еди.
زەبادىيا، مەشۇللام، ھىزكى، خېبەر، 17
Зәбадия, Мәшуллам, Һизки, Хебәр,
ئىشمېراي، يېزلىيا ۋە يوبابلارنىڭ ھەممىسى ئەلپائالنىڭ ئوغۇللىرى ئىدى. 18
Ишмерай, Йезлия вә Йобабларниң һәммиси Әлпаалниң оғуллири еди.
ياكىم، زىكرى، زابدى، 19
Яким, Зикри, Забди,
ئەلىيەناي، زىلتاي، ئەلىيەل، 20
Әлийәнай, Зилтай, Әлийәл,
ئادايا، بېرايا ۋە شىمراتلار شىمەينىڭ ئوغۇللىرى ئىدى. 21
Адая, Берая вә Шимратлар Шимәйниң оғуллири еди.
ئىشپان، ئېبەر، ئەلىيەل، 22
Ишпан, Ебәр, Әлийәл,
ئابدون، زىكرى، ھانان، 23
Абдон, Зикри, Һанан,
ھانانىيا، ئېلام، ئانتوتىيا، 24
Һанания, Елам, Антотия,
ئېفدېئاھ ۋە پەنۇئەللەر شاشاقنىڭ ئوغۇللىرى ئىدى. 25
Ефдеаһ вә Пәнуәлләр Шашақниң оғуллири еди.
شامشىراي، شېخارىيا، ئاتالىيا، 26
Шамширай, Шехария, Аталия,
يائارېشىيا، ئەلىيا ۋە زىكرىلار يەروھامنىڭ ئوغۇللىرى ئىدى. 27
Яарешия, Әлия вә Зикрилар Йәроһамниң оғуллири еди.
يۇقىرىقىلارنىڭ ھەممىسى نەسەبنامىلەردە خاتىرىلەنگەن جەمەت بېشى ئىدى؛ بۇلار ھەممىسى مۆتىۋەرلەر بولۇپ، يېرۇسالېمغا ماكانلاشقانىدى. 28
Жуқириқиларниң һәммиси нәсәбнамиләрдә хатириләнгән җәмәт беши еди; булар һәммиси мөтивәрләр болуп, Йерусалимға маканлашқан еди.
گىبېئوننىڭ ئاتىسى جەئىيەل گىبېئونغا ماكانلاشقانىدى؛ ئۇنىڭ ئايالىنىڭ ئىسمى مائاكاھ ئىدى. 29
Гибеонниң атиси Җәийәл Гибеонға маканлашқан еди; униң аялиниң исми Маакаһ еди.
ئۇنىڭ تۇنجى ئوغلى ئابدون، قالغان ئوغۇللىرى زۇر، كىش، بائال، ناداب، 30
Униң тунҗа оғли Абдон, қалған оғуллири Зур, Киш, Баал, Надаб,
گېدور، ئاخىيو، زېكەر ۋە مىكلوت ئىدى؛ 31
Гедор, Ахийо, Зекәр вә Миклот еди;
مىكلوتتىن شىمېيا تۆرەلگەن. بۇلارمۇ قېرىنداشلىرى بىلەن يېرۇسالېمدا قوشنا ئولتۇرۇشاتتى. 32
Миклоттин Шимея төрәлгән. Буларму қериндашлири билән Йерусалимда хошна олтиришатти.
نەردىن كىش تۆرەلگەن؛ كىشتىن سائۇل تۆرەلگەن؛ سائۇلدىن يوناتان، مالكىشۇئا، ئابىناداب ۋە ئېش-بائال تۆرەلگەن. 33
Нәрдин Киш төрәлгән; Киштин Саул төрәлгән; Саулдин Йонатан, Малкишуа, Абинадаб вә Еш-Баал төрәлгән.
مېرىب-بائال يوناتاننىڭ ئوغلى ئىدى؛ مىكاھ مېرىب-بائالدىن تۆرەلگەن. 34
Мериб-Баал Йонатанниң оғли еди; Микаһ Мериб-Баалдин төрәлгән.
مىكاھنىڭ ئوغۇللىرى پىتون، مەلەك، تارىيا ۋە ئاھاز ئىدى. 35
Микаһниң оғуллири Питон, Мәләк, Тария вә Аһаз еди.
ئاھازدىن يەھوئادداھ تۆرەلگەن؛ يەھوئادداھدىن ئالەمەت، ئازماۋەت ۋە زىمرى تۆرەلگەن؛ زىمرىدىن موزا تۆرەلگەن؛ 36
Аһаздин Йәһоаддаһ төрәлгән; Йәһоаддаһдин Аләмәт, Азмавәт вә Зимри төрәлгән; Зимридин Моза төрәлгән;
موزادىن بىنېئا تۆرەلگەن؛ بىنېئانىڭ ئوغلى رافا، رافانىڭ ئوغلى ئېلىئاساھ، ئېلىئاساھنىڭ ئوغلى ئازەل ئىدى. 37
Мозадин Бинеа төрәлгән; Бинеаниң оғли Рафа, Рафаниң оғли Елиасаһ, Елиасаһниң оғли Азәл еди.
ئازەلنىڭ ئالتە ئوغلى بار ئىدى، ئۇلارنىڭ ئىسمى ئازرىكام، بوكېرۇ، ئىشمائىل، شېئارىيا، ئوبادىيا ۋە ھانان ئىدى؛ بۇلارنىڭ ھەممىسى ئازەلنىڭ ئوغۇللىرى ئىدى. 38
Азәлниң алтә оғли бар еди, уларниң исми Азрикам, Бокеру, Ишмаил, Шеария, Обадия вә Һанан еди; буларниң һәммиси Азәлниң оғуллири еди.
ئازەلنىڭ ئىنىسى يېشەكنىڭ تۇنجى ئوغلىنىڭ ئىسمى ئۇلام، ئىككىنچى ئوغلىنىڭ ئىسمى يېئۇش، ئۈچىنچى ئوغلىنىڭ ئىسمى ئەلىفەلەت ئىدى. 39
Азәлниң иниси Йешәкниң тунҗа оғлиниң исми Улам, иккинчи оғлиниң исми Йеуш, үчинчи оғлиниң исми Әлифәләт еди.
ئۇلامنىڭ ئوغۇللىرىنىڭ ھەممىسى باتۇر جەڭچى، ئوقياچى ئىدى؛ ئۇلارنىڭ ئوغۇللىرى ۋە نەۋرىلىرى ناھايىتى كۆپ بولۇپ، جەمئىي بىر يۈز ئەللىك ئىدى. يۇقىرىقىلارنىڭ ھەممىسى بىنيامىن ئەۋلادلىرىدىن ئىدى. 40
Уламниң оғуллириниң һәммиси батур җәңчи, оқячи еди; уларниң оғуллири вә нәврилири наһайити көп болуп, җәмий бир йүз әллик еди. Жуқириқиларниң һәммиси Бинямин әвлатлиридин еди.

< تارىخ-تەزكىرە 1 8 >