< आमाल 6 >
1 उन दिनों में जब शागिर्द बहुत होते जाते थे, तो यूनानी माइल यहूदी इब्रानियों की शिकायत करने लगे; इसलिए कि रोज़ाना ख़बरगीरी में उनकी बेवाओं के बारे में लापरवाही होती थी।
Шу күнләрдә, мухлисларниң сани барғансери көпийип, грекчә сөзләйдиған Йәһудийлар йәрлик ибраний қериндашларға: — Күндилик озуқ-түлүк тәқсим қилиништа аримиздики тул аяллар етиварға елинмиди, дәп наразилиқ билдүрүшти.
2 और उन बारह ने शागिर्दों की जमा'अत को अपने पास बुलाकर कहा, मुनासिब नहीं कि हम ख़ुदा के कलाम को छोड़कर खाने पीने का इन्तिज़ाम करें।
Шуңа, он иккилән пүткүл мухлисларни чақирип жиғип, уларға мундақ деди: — Бизниң Худаниң сөз-каламини йәткүзүш хизмитини ташлап қоюп, озуқ-түлүк тәқсим қилиш билән болуп кетишимиз тоғра болмайду.
3 पस, ऐ भाइयों! अपने में से सात नेक नाम शख़्सों को चुन लो जो रूह और दानाई से भरे हुए हों; कि हम उनको इस काम पर मुक़र्रर करें।
Шуниң үчүн, и қериндашлар, араңлардики нам-абройи бар, Муқәддәс Роһқа вә даналиққа толған йәттә кишини илғап таллаңлар, вә биз уларни бу ишқа мәсъул қилимиз.
4 लेकिन हम तो दुआ में और कलाम की ख़िदमत में मशग़ूल रहेंगे।
Биз болсақ, өзимизни дуа қилиш вә сөз-каламниң хизмитидә болушқа беғишлаймиз.
5 ये बात सारी जमा'अत को पसन्द आई, पस उन्होंने स्तिफ़नुस नाम एक शख़्स को जो ईमान और रूह — उल — क़ुद्दूस से भरा हुआ था और फ़िलिप्पुस, व प्रुख़ुरुस, और नीकानोर, और तीमोन, और पर्मिनास और नीकुलाउस। को जो नौ मुरीद यहूदी अन्ताकी था, चुन लिया।
Бу мәслиһәт халайиқниң һәммисини хуш қилди. Шуниң билән улар иман-ишәшкә вә роһқа толған Истипан исимлиқ бир адәмни таллиди, вә йәнә Филип, Прокорус, Никанор, Тимон, Парменас һәмдә бурун Тәврат етиқатиға киргән Антакялиқ Николасни таллап,
6 और उन्हें रसूलों के आगे खड़ा किया; उन्होंने दुआ करके उन पर हाथ रखे।
уларни расулларниң алдиға елип чиқти. Расуллар уларниң [бу хизмәтни қилиши үчүн] қоллирини уларниң үстигә тәккүзүп туруп, дуа қилишти.
7 और ख़ुदा का कलाम फैलता रहा, और येरूशलेम में शागिर्दों का शुमार बहुत ही बढ़ता गया, और काहिनों की बड़ी गिरोह इस दीन के तहत में हो गई।
Вә Худаниң сөз-калами давамлиқ тарқалди; Йерусалимдики мухлисларниң саниму барғансери зор дәриҗидә көпәйди. Нурғун каһинларму [Мәсиһ] етиқатиға итаәт қилишқа киришивататти.
8 स्तिफ़नुस फ़ज़ल और क़ुव्वत से भरा हुआ लोगों में बड़े बड़े अजीब काम और निशान ज़ाहिर किया करता था;
Вә Истипан [Худаниң] меһри-шәпқити вә күч-қудритигә толған болуп, хәлиқ ичидә карамәтләр вә зор мөҗизилик аламәтләрни көрсәтти.
9 कि उस इबादतख़ाने से जो लिबिरतीनों का कहलाता है; और कुरेनियों शहर और इस्कन्दरियों क़स्बा और उन में से जो किलकिया और आसिया सूबे के थे, ये कुछ लोग उठ कर स्तिफ़नुस से बहस करने लगे।
Бирақ «Қуллуқтин чиққан һөрләр» дәп аталған синагогтики бәзиләр, йәни Курини вә Искәндәрийә шәһәрлири вә Киликийә һәм Асия өлкилиридин кәлгән бәзи [Йәһудийлар] Истипанға қарши чиқип, униң билән муназирә қилишқа башлиди.
10 मगर वो उस दानाई और रूह का जिससे वो कलाम करता था, मुक़ाबिला न कर सके।
Лекин улар у сөз қилғанда униңда болған даналиқ вә роһқа тақабил турушқа амалсиз қалди.
11 इस पर उन्होंने कुछ आदमियों को सिखाकर कहलवा दिया “हम ने इसको मूसा और ख़ुदा के बर — ख़िलाफ़ कुफ़्र की बातें करते सुना।”
Буниң билән улар бәзи адәмләрниң ағзини майлап: — Биз бу адәмниң Муса вә Худаға қарита күпүрлүк сөзлигәнлигини аңлидуқ, — дегәнни уларниң ағзиға салди.
12 फिर वो 'अवाम और बुज़ुर्गों और आलिमों को उभार कर उस पर चढ़ गए; और पकड़ कर सद्रे — ए — 'अदालत में ले गए।
Улар мошундақ қилип халайиқни, ақсақалларни вә Тәврат устазлирини қутратти; андин Истипанниң алдини тосуп уни тутқун қилип, алий кеңәшмигә елип барди.
13 और झूठे गवाह खड़े किए जिन्होंने कहा, ये शख़्स इस पाक मुक़ाम और शरी'अत के बरख़िलाफ़ बोलने से बाज़ नहीं आता।
Улар сахта гувачиларни оттуриға чиқирип мундақ дегүзди: — Бу адәм бу муқәддәс җайға вә Тәврат қануниға қарши сөзләрни қилиштин тохтимайду.
14 क्यूँकि हम ने उसे ये कहते सुना है; कि वही ईसा नासरी इस मुक़ाम को बरबाद कर देगा, और उन रस्मों को बदल डालेगा, जो मूसा ने हमें सौंपी हैं।
Чүнки биз униң һелиқи Насарәтлик Әйса тоғрилиқ: «У бу җайни вәйран қилиду вә Муса пәйғәмбәр бизгә тапшурған әнъәниви қаидә-йосунлиримизни өзгәртиду!» дегәнлигини аңлидуқ.
15 और उन सब ने जो अदालत में बैठे थे, उस पर ग़ौर से नज़र की तो देखा कि उसका चेहरा फ़रिश्ते के जैसा है।
Кеңәшмидә олтарғанларниң һәммиси Истипанға көз тикип қариғинида, униң чирайиниң пәриштиниңкидәк пақирақ екәнлигини көрди.