< Nnwom 109 >

1 Wɔde ma dwomkyerɛfoɔ no. Dawid dwom. Ao Onyankopɔn a mekamfo woɔ, mmua wʼano,
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: — И мәдһийәмниң Егиси Худайим, җим турма!
2 na amumuyɛfoɔ ne nkontompofoɔ atu wɔn ano agu me so; wɔde atorɔ tɛkrɛma akasa atia me.
Мана рәзилләрниң ағзи, мәккарларниң ағзи көз алдимда йоған ечилди; Улар ялғанчи тил билән маңа қарши сөзлиди.
3 Wɔde nitansɛm atwa me ho ahyia na wɔto hyɛ me so a menkaa wɔn.
Нәпрәтлик сөзләр билән мени чулғап, Улар бекардин-бекар маңа зәрбә бәрмәктә.
4 Wɔka nsɛm to me so de tua me nnamfoyɛ so ka, nanso meyɛ obi a ɔpɛ mpaeɛbɔ.
Муһәббитим үчүн улар маңа қарши шикайәтчи болди, Мән болсам — дуаға берилдим.
5 Wɔde bɔne tua me papayɛ so ka, na wɔde ɔtan tua me nnamfoyɛ so ka.
Яхшилиғим үчүн яманлиқ, Сөйгүм үчүн нәпрәт қайтурди.
6 Ma onipa bɔne bi nsɔre ntia no; na Satan nnyina ne nsa nifa so.
Һәр бириниң үстидә рәзил бир адәм тайинлиғайсән, Униң оң йенида бир дәвагәр турсун.
7 Wɔdi nʼasɛm a, ma ɔnni fɔ, na ne mpaeɛbɔ mmu no kumfɔ.
У сорақ қилинғанда әйипдар болуп чиқсун, Дуаси гуна дәп һесаплансун.
8 Ma ne nkwa nna nyɛ kakraa bi; na ɔfoforɔ nsi nʼanan mu sɛ ɔkandifoɔ.
Күнлири қисқа болсун, Мәнсивини башқиси егилисун.
9 Ma ne mma nyɛ nwisiaa na ne yere nyɛ okunafoɔ.
Балилири йетим қалсун, Хотуни тул болсун.
10 Ma ne mma nkyinkyini nsrɛsrɛ adeɛ; ma wɔmpam wɔn mfiri wɔn afie a abubuo no mu.
Оғуллири сәргәрдан тиләмчи болсун, Турған харабиликлиридин нан издәп.
11 Ma ɔdefirifoɔ bi mfa deɛ ɔwɔ nyinaa; na amanfrafoɔ mfom nʼadwuma so aba.
Җазанихор униң егилиги үстигә тор ташлисун, Меһнәт әҗрини ятлар булап-талисун.
12 Mma obiara nhunu no mmɔbɔ Mma obiara nhunu ne nwisiaa nso mmɔbɔ.
Униңға меһриванлиқ көрситидиған бириси болмисун, Житим қалған балилириға илтипат қилғучи болмисун.
13 Ma nʼase nhye, na wɔn din nyera wɔ awoɔ ntoatoasoɔ a ɛreba no mu.
Униң нәсли қурутулсун; Келәр әвладида намлири өчүрүлсун.
14 Ma wɔnkae nʼagyanom nnebɔne wɔ Awurade anim; na ne maame bɔne no ntena hɔ daa.
Ата-бовилириниң қәбиһлигиниң әйиплири Пәрвәрдигарниң ядида қалсун, Анисиниң гунайи өчүрүлмисун.
15 Wɔn bɔne nyinaa nka Awurade anim, na wɔankae wɔn bio wɔ asase so.
Буларниң әйиплири дайим Пәрвәрдигарниң көз алдида болсун, Шуниң билән У уларниң нам-әмилини йәр йүзидин өчүрүп ташлайду.
16 Ɛfiri sɛ wannwene da sɛ ɔbɛyɛ adɔeɛ, na mmom ɔtaa ahiafoɔ mmɔborɔfoɔ ne wɔn a wɔn werɛ ahoɔ de kɔɔ owuo mu.
Чүнки [рәзил киши] меһриванлиқ көрситишни һеч есигә кәлтүрмиди, Бәлки езилгән, йоқсул һәм дили сунуқларни өлтүрмәккә қоғлап кәлди.
17 Nʼani gyee sɛ ɔbɛdome enti nnome mmra ne so; wampɛ sɛ ɔbɛhyira enti nhyira mmɔ no.
У ләнәт оқушқа амрақ еди, Шуңа ләнәт униң бешиға келиду; Бәхит тиләшкә райи йоқ еди, Шуңа бәхит униңдин жирақ болиду.
18 Ɔhyɛɛ nnome sɛ atadeɛ; ɛnonom kɔɔ ne onipadua mu sɛ nsuo, ne ne nnompe mu sɛ ngo.
У ләнәтләрни өзигә кийим қилип кийгән; Шуңа булар аққан судәк униң ич-бағриға, Майдәк, сүйәклиригә кириду;
19 Ma ɛnyɛ sɛ atadeɛ a ɛkyekyere ne ho, ne abɔsoɔ a ɛbɔ no daa.
Булар униңға йепинған тонидәк, Һәрдайим бағланған бәлвеғидәк чаплансун.
20 Ma yei nyɛ Awurade akatua a ɔde ma me kwaadubɔfoɔ, wɔn a wɔka nsɛmmɔne fa me ho no.
Булар болса мени әйиплигүчиләргә Пәрвәрдигарниң бекиткән мукапати болсун! Мениң яман гепимни қилғанларниң инъами болсун!
21 Nanso, wo Ao Asafo Awurade, wo din enti, wo ne me nni no yie; firi wʼadɔeɛ mu gye me.
Бирақ Сән, Пәрвәрдигар Рәббим, Өз намиң үчүн мениң тәрипимдә бир иш қилғайсән, Меһир-муһәббитиң әла болғачқа, Мени қутқузғайсән;
22 Ɛfiri sɛ meyɛ ohiani ne deɛ onnibie, na mʼakoma atɔ baha wɔ me mu.
Чүнки мән езилгән һәм һаҗәтмәндурмән, Қәлбим хәстә болди.
23 Metwam sɛ anwummerɛ sunsumma; wɔwoso me kyene sɛ ntutummɛ.
Мән қуяш узартқан көләңгидәк йоқилай дәп қалдим, Чекәткә қеқиветилгәндәк чәткә қеқиветилдим.
24 Abuadadie ama me kotodwe mu agogo; mafɔn na ama aka me nnompe.
Роза тутқинимдин тизлирим кетиду, Әтлирим сизип кетиду.
25 Mayɛ aseredeɛ ama wɔn a wɔbɔ me soboɔ; sɛ wohunu me a, wɔwoso wɔn ti.
Шуңлашқа мән улар алдида рәсва болдум; Улар маңа қарашқанда, бешини силкишмәктә.
26 Boa me, Ao Awurade me Onyankopɔn; gye me sɛdeɛ wʼadɔeɛ teɛ.
Маңа ярдәмләшкәйсән, и Пәрвәрдигар Худайим, Өзгәрмәс муһәббитиң бойичә мени қутқузғайсән;
27 Ma wɔnhunu sɛ ɛyɛ wo nsa, na wo na woayɛ, Ao Awurade.
Шуниң билән улар буниң Сениң қолуңдики иш екәнлигини, Буни қилғучиниң Сән Пәрвәрдигар екәнлигини билсун.
28 Wɔbɛdome, nanso wobɛhyira; sɛ wɔto hyɛ me so a, wɔn anim bɛgu ase, nanso wo ɔsomfoɔ ani bɛgye.
Улар ләнәт оқувәрсун, Сән бәхит ата қилғайсән; Улар һуҗум қилишқа турғанда, хиҗаләттә қалсун, Бирақ қулуң шатлансун!
29 Animguaseɛ bɛdura mʼatamfoɔ ho; na akyekyere wɔn ho sɛ atadeɛ.
Мени әйиплигүчиләр хиҗаләт билән кийинсун, Улар өз шәрмәндилигини өзлиригә тон қилип йепинсун.
30 Mede mʼano bɛma Awurade so ayɛ no kɛseɛ; mɛkamfo no wɔ nnipadɔm mu.
Ағзимда Пәрвәрдигарға зор тәшәккүр-мәдһийә қайтүримән; Бәрһәқ, көпчилик арисида туруп Уни мәдһийиләймән;
31 Ɛfiri sɛ, ɔgyina onnibie nsa nifa so sɛ ɔbɛgye no nkwa afiri wɔn a wɔbu no kumfɔ nsam.
Чүнки һаҗәтмәнниң җенини гунаға бекитмәкчи болғанлардин қутқузуш үчүн, [Пәрвәрдигар] униң оң йенида туриду.

< Nnwom 109 >