< Nnwom 4 >

1 Wɔde ma dwonkyerɛfo. Wɔto wɔ sankuhama so. Dawid dwom. Sɛ misu frɛ wo a, gye me so, me trenee Nyankopɔn. Ma me ɔhome wɔ mʼahohia mu; hu me mmɔbɔ na tie me mpaebɔ.
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, тарлиқ сазлар билән оқулсун дәп, Давут язған күй. — Мән нида қилғинимда, маңа җавап бәргәйсән, И маңа һәққанийлиғим ата қилғучи Худа! Бесим астида қалғанда Сән мени кәңричиликкә чиқардиң; Маңа меһри-шәпқәт көрситип, дуайимни аңла!
2 Enkosi da bɛn na mobɛdan mʼanuonyam ahohora? Enkosi da bɛn na mobɛdɔ nneɛma hunu na moadi ahoni ahuhuw akyi?
И инсан балилири, силәр мениң шан-шәривимни қачанғичә аһанәткә қалдурисиләр? Қачанғичә беһудиликни сөйүп, Ялғанни издәп жүрисиләр? (Селаһ)
3 Hu sɛ Awurade ayi nea ɔwɔ nyamesu ama ne ho; Awurade betie, sɛ misu mefrɛ no a.
Бирақ шуни билип қоюңларки, Пәрвәрдигар ихласмәнләрни Өзигә хас қилған; Мән Униңға нида қилғинимда, Пәрвәрдигар аңлайду.
4 Sɛ mo bo fuw a, monnyɛ bɔne; sɛ modeda mo mpa so a, monyɛ komm na monhwehwɛ mo koma mu.
Аччиғиңларға берилип, гуна қилмаңлар; Өз орнуңларда йетип, қәлбиңларда чоңқур ойлинип, Сүкүт қилиңлар. (Селаһ)
5 Mommɔ afɔre a ɛfata na momfa mo werɛ nhyɛ Awurade mu.
Һәққанийлиқ билән қурбанлиқларни қилиңлар, Вә Пәрвәрдигарға тайиниңлар.
6 Nnipa bebree bisa se: “Hena na ɔde yiyeyɛ bɛbrɛ yɛn?” Awurade, ma wʼanim hann no nhyerɛn yɛn so.
Көп хәлиқ: — «Ким бизгә яхшилиқ көрситәлисун?» — дәп соримақта; Җамалиңниң нури үстимизгә чүшсун, и Пәрвәрдигар!
7 Fa anigye mmoroso hyɛ me koma ma bere a wɔn aburow ne nsa foforo abu so no.
Ашлиқ вә йеңи шараплири молчилиқ болғанларниң хошаллиғидинму, Мениң қәлбимни бәкрәк хошаллиққа толдурдуң.
8 Mɛtɔ hɔ, na mada asomdwoe mu, efisɛ wo nko ara, Awurade, na woma metena dwoodwoo.
Мән ятай, һәм хатирҗәмликтә ухливалай; Чүнки мени бехәтәрликтә яшатқучи пәқәтла Сән, и Пәрвәрдигар!

< Nnwom 4 >