< Hiob 4 >
1 Na Temanni Elifas buaa Hiob se,
Теманлиқ Елифаз җававән мундақ деди: —
2 “Sɛ obi pɛ sɛ ɔne wo kasa a, worennya ntoboase ana? Hena na wobetumi aka nʼano ato mu?
«Бириси сән билән сөзләшмәкчи болса, еғир аламсән? Бирақ ким ағзиға кәлгән гәпни жутуваталайду?
3 Dwene sɛnea wakyerɛkyerɛ nnipa bebree, sɛnea woahyɛ nsa a emu ayɛ mmerɛw no den.
Қара, сән көп адәмләргә тәлим-тәрбийә бәргән адәмсән, Сән җансиз қолларға күч бәргәнсән,
4 Wo nsɛm ahyɛ wɔn a wɔahintiw no den; woahyɛ nkotodwe a ayɛ mmerɛw mu den.
Сөзлириң дәлдәңшип аран маңидиғанларни риғбәтләндүргән, Тизлири пүкүлгәнләрни йөлигәнсән.
5 Na afei a ɔhaw aba no, wʼaba mu abu; adwira wo, na wo werɛ ahow.
Бирақ һазир нөвәт саңа кәлди, Шуниңлиқ билән һалиңдин кәттиң, Балаю-апәт саңа тегиши билән, Сән алақзадә болуп кәттиң.
6 So ɛnsɛ sɛ wo nyamesuro yɛ wʼahotoso na wʼakwan a ɛho nni asɛm no yɛ wʼanidaso ana?
Ихласмәнлигиң таянчиң болуп кәлмигәнму? Йоллириңдики дуруслуқ үмүтүңниң асаси әмәсмиди?
7 “Dwene ho: Wɔasɛe obi a ne ho nni asɛm pɛn ana? Ɛhefa na wɔsɛee obi a ɔyɛ pɛ?
Есиңгә ал, ким бегуна туруп вәйран болуп баққан? Дурусларниң һаяти нәдә үзүлүп қалған?
8 Sɛnea mahu no, wɔn a wofuntum bɔne ne wɔn a wodua ɔhaw no twa so aba.
Мән көргинимдәк, гуна билән йәр ағдуруп аваричилик териғанлар, Охшашла һосул алиду.
9 Onyankopɔn home ano, wɔsɛe; nʼabufuw turuw a wɔyera.
Тәңриниң бир нәпәси биләнла улар гумран болиду, Униң ғәзивиниң партлиши билән улар йоқилип кетиду.
10 Gyata betumi abobɔ mu na wɔaworo so, nanso wɔabubu gyata akɛse no se.
Ширниң һөкирәшлири, Һәм әшәддий ширниң авази [бар болсиму], Шир асланлириниң чишлири сундурулиду;
11 Gyata annya hanam a owu, na gyatabere mma no bɔ hwete.
Батур шир болса ов тапалмай йоқилишқа йүзлиниду, Чиши ширниң күчүклири чечилип кетиду.
12 “Wɔbɛkaa kokoamsɛm bi kyerɛɛ me na mʼaso tee no sɛ asomsɛm.
— Мана, маңа бир сөз ғайипанә кәлди, Қулиқимға бир шивирлиған аваз кирди,
13 Wɔ anadwo daeso basabasa mu, bere a nnipa adeda nnahɔɔ no,
Түн кечидики ғайипанә көрүнүшләрдин чиққан ойларда, Адәмләрни чоңқур уйқа басқанда,
14 ehu ne nketenkete kyeree me ɛmaa me nnompe nyinaa wosowee.
Қорқунуч вә титрәкму мени басти, Сүйәк-сүйәклиримни титритивәтти;
15 Honhom bi twaa mʼani so, na me ho nwi sɔre gyinae.
Көз алдимдин бир роһ өтүп кәтти; Бәдинимдики түклирим һүрпийип кәтти.
16 Egyinae, nanso, manhu nʼabɔsu. Biribi begyinaa mʼanim, na metee nne bɔkɔɔ bi a ɛrebisa se,
У роһ орнида мидирлимай турди, бирақ турқини көрәлмидим; Көз алдимда бир гәвдә турупту; Шивирлиған бир аваз аңланди: —
17 ‘Onipa desani betumi ateɛ asen Onyankopɔn? Na mpo ɔhoɔdenfo betumi ayɛ kronkron asen ne Yɛfo ana?
«Инсан балиси Тәңридин һәққаний болаламду? Адәм өз Яратқучисидин пак болаламду?
18 Sɛ Onyankopɔn ntumi mfa ne ho nto nʼankasa asomfo so, sɛ ɔka nʼabɔfo mfomso kyerɛ wɔn a,
Мана, У Өз қуллириға ишәнмигән, Һәтта пәриштилириниму «Наданлиқ қилған!» дәп әйиплигән йәрдә,
19 na nkantom wɔn a wɔtete dɔte afi mu, wɔn a wɔn fapem sisi mfutuma mu na wɔdwerɛw wɔn ntɛm so sen abubummaba!
Ули топилардин болған инсанлар, Лайдин ясалған өйләрдә турғучилар қандақ болар!? Улар пәрванидинму асанла янҗилиду!
20 Efi anɔpahema kosi anwummere wobubu wɔn mu nketenkete; na wɔyera korakora a obiara nhu wɔn bio.
Улар таң билән кәч арилиғида кукум-талқан болиду; Улар һеч ким нәзиригә алмиған һалда мәңгүгә йоқилиду.
21 So wommiamia wɔn ntamadan ahama mu, a ɛno nti wowuwu a wonni nyansa ana?’
Уларниң чедир таниси жулуп ташланғанғу? Улар һеч даналиққа техи еришмәйла өлүп кетиду!».