< Asomafo 10 >

1 Ɔbarima bi tenaa Kaesarea a ne din de Kornelio. Na ɔyɛ Roma asraafo bi a wɔn din de Italia Asraafodɔm no so panyin.
Қәйсәрийә шәһиридә Корнилий исимлиқ бир адәм болуп, у [Рим] қошунидики «Италийәликләр» қисминиң йүз беши еди.
2 Na ɔne ne fifo nyinaa yɛ Nyamesurofo. Ɔyɛ obi a na ɔboa ahiafo na daa ɔbɔ mpae nso.
У ихласмән адәм болуп, өзи вә пүткүл өйидикилири Худадин қорқатти. У мәртлик билән намратларға хәйр-сахавәт қилип, дайим Худаға дуа-тилавәт қилатти.
3 Da bi awia bɛyɛ nnɔnabiɛsa na ohuu Onyankopɔn bɔfo wɔ anisoadehu mu se waba ne nkyɛn abɛfrɛ no se, “Kornelio!”
Бир күни чүштин кейин саат үчләрдә, у ғайипанә бир көрүнүштә Худаниң бир пәриштисиниң өзиниң йениға кәлгәнлигини очуқ көрди. Пәриштә уни: — Корнилий! — дәп чақирди.
4 Kornelio de hu hwɛɛ no dinn. Obisae se, “Ɛyɛ dɛn Awurade?” Ɔbɔfo no buae se, “Wo mpae ne wʼadɔe a woyɛ ahiafo no adu Onyankopɔn anim sɛ nkae ade.
Корнилий униңға көзлирини тикип қаттиқ чөчүп: — Тәхсир, немә иш? — дәп сориди. Пәриштә униңға: — Сениң дуалириң вә хәйр-сахавәтлик ишлириң Худа алдиға әсләтмә қурбанлиқтәк берип йәтти.
5 Soma nnipa na wɔnkɔ Yopa nkɔfa ɔbarima bi a wɔfrɛ no Simon Petro mmra.
Әнди сән Йоппаға адәм әвәтип, Петрус дәпму атилидиған Симон исимлиқ адәмни чақиртип кәл.
6 Ɔte ɔbarima bi a wɔfrɛ no Simon a ɔhyɛ mmoa nhoma aduru a ne fi bɛn mpoano no nkyɛn.”
У Симон исимлиқ бир көнчиниң өйидә меһман болуп туруватиду. Симонниң өйи деңиз бойида, — деди.
7 Ɔbɔfo no kasa kyerɛɛ no wiee a ɔkɔe no, Kornelio frɛɛ nʼasomfo baanu, san frɛɛ nʼasraafo no mu baako a ɔyɛ Onyamesuroni kaa wɔn ho,
Униңға сөзлигән пәриштә кәткәндин кейин, Корнилий өйдики хизмәтчиләрдин иккини вә дайим йенида туруп хизмәт қилғучилар ичидики ихласмән бир ләшкәрни чақирди.
8 kaa biribiara a wahu no kyerɛɛ wɔn somaa wɔn Yopa.
Барлиқ ишларни чүшәндүргәндин кейин, уларни Йоппаға әвәтти.
9 Ade kyee a wɔrekɔ no, ɛbɛyɛ owigyinae a wɔrebɛn kurow no na Petro kɔɔ ɔdan a ɔte mu no atifi kɔbɔɔ mpae.
Әтиси улар сәпәр қилип шәһәргә йеқинлашқанда, чүш вақти болуп, Петрус дуа қилиш үчүн өгүзгә чиқти.
10 Saa bere no, na ɔkɔm de no a wogu so reyɛ aduan ama no na ɔkɔɔ tebea bi a ɛte sɛ adaeso mu.
Униң қосиғи ечип кетип, бир нәрсә йәй деди. Бирақ улар ғиза тәйярлаватқанда, ғайипанә бир аламәт Петрусни орувалди.
11 Ohuu sɛ ɔsoro abue na biribi a ɛte sɛ ntama kɛse a wɔakyekyere fi ɔsoro afanan resian ba fam.
У асман ечилип, төрт бүҗигидин бағланған һалда йәр йүзигә чүшүрүлүватқан кәң дәстихандәк бир нәрсини көрди.
12 Na ntɔteboa ahorow ne mmoa a wɔwea ne wuram nnomaa ahyɛ saa ntama no ma.
Дәстиханда һәр хил төрт путлуқ һайванлар, йәр беғирлиғучилар, асмандики учар-қанатларму бар еди.
13 Afei nne bi ka kyerɛɛ no se, “Petro, sɔre na kum bi we!”
Униңға бир аваз аңланди: — «Орнуңдин тур, Петрус, улардин союп йә!»
14 Petro buae se, “Dabi da, Awurade, minnii biribiara a ɛho ntew da.”
— Яқ, Рәб, һәргиз болмайду! Мән һеч қачан һеч қандақ напак яки һарам нәрсини йегән әмәсмән! — деди Петрус.
15 Nne no ka kyerɛɛ no bio se, “Biribiara a Onyankopɔn atew ho no, nka se ɛho ntew.”
Аваз иккинчи қетим келип униңға: — Худа һалал дәп паклиғанни сән һарам демә! — дейилди.
16 Saa anisoadehu yi baa mprɛnsa. Afei ntama no san kɔɔ ɔsoro.
Бу иш үч қетим йүз берип, андин дәстихандәк болған шу нәрсә дәрһал асманға елип чиқип кетилди.
17 Saa bere a na Petro redwinnwen anisoadehu no ho no, nnipa a Kornelio somaa wɔn no koduu Petro abobow ano.
Петрус көргән ғайипанә аламәтниң мәнаси тоғрисида қаймуқуп турғанда, мана Корнилий әвәткән кишиләр Симонниң өйини тепип, дәрваза алдида туратти.
18 Wɔfrɛ bisae se, “Saa ofi yi mu na Simon Petro te no ana?”
Улар бирисини чақирип, униңдин Петрус дәпму атилидиған Симон дегән бириси бу йәрдә турамду? — дәп сориди.
19 Petro gu so redwinnwen anisoadehu no ho no, Honhom Kronkron ka kyerɛɛ no se, “Simon, mmarima baasa bi rehwehwɛ wo.
Петрус техичә шу ғайипанә аламәтниң мәнаси үстидә ойлиниватқанда, Роһ униңға: — Мана, сени үч адәм издәп кәлди.
20 Sian si fam. Ntwentwɛn wo nan ase na wo ne wɔn nkɔ, efisɛ me na masoma wɔn.”
Орнуңдин тур, пәскә чүш, һеч иккиләнмәй улар билән биллә барғин. Чүнки уларни әвәткүчи Мән! — деди.
21 Petro sian kɔɔ fam kɔka kyerɛɛ wɔn se, “Mene onipa a morehwehwɛ no no, na mo amanneɛ?”
Петрус пәскә чүшүп, һелиқи адәмләргә: — Силәр издигән киши мана мән болимән. Бу йәргә келиш сәвәвиңлар немекин? — деди.
22 Nnipa no buaa no se, “Yefi asraafo panyin Kornelio nkyɛn. Ɔyɛ ɔtreneeni ne Onyamesuroni a Yudafo nyinaa bu no. Onyankopɔn bɔfo ka kyerɛɛ no se ɔnsoma mfrɛ wo mmra ne fi na ontie asɛm bi mfi wo nkyɛn.”
Улар җававән: — Һәққаний бир адәм, Худадин қорқидиған, шундақла пүткүл Йәһудий хәлқи тәриплигән Корнилий исимлиқ римлиқ йүз беши муқәддәс бир пәриштә тәрипидин сизни өйигә чақиртип, сиздин сөз-калам аңлашқа әмир қилинған! — деди.
23 Petro gyee nnipa no, som wɔn hɔho. Ade kyee no, Petro ne nnipa no ne agyidifo bi a wofi Yopa bɔɔ anan kɔe.
Шуңа Петрус уларни өйгә тәклип қилип, қондуруп меһман қилди. Әтиси орнидин туруп у улар билән биллә йолға чиқти. Йоппадики қериндашлардин бәзилири уларға һәмраһ болуп маңди.
24 Ade kyee a oduu Kaesarea no, na Kornelio afrɛfrɛ nʼabusuafo ne ne nnamfonom ahyia retwɛn no.
Иккинчи күни, улар Қәйсәрийәгә йетип барди. Әнди Корнилий туққанлири вә йеқин яр-бурадәрлирини өйигә чақирип, Петрусларни тәққәзарлиқ билән күтүп туратти.
25 Petro reyɛ awura fie hɔ no, Kornelio hyiaa no, buu no nkotodwe.
Петрус өйгә киргәндә, Корнилий алдиға чиқип, айиғиға өзини етип сәҗдә қилди.
26 Nanso Petro ka kyerɛɛ no se, “Sɔre, efisɛ me nso meyɛ onipa sɛ wo ara.”
Лекин Петрус [дәрһал] уни йөләп турғузуп: — Орнуңдин турғин! Мәнму бир инсан, халас! — деди.
27 Petro ne Kornelio gu so rekasa no, wowuraa ofi no mu kɔtoo nnipa bebree.
У Корнилий билән гәп қилғач өйгә киривиди, өйниң ичигә жиғилған топ-топ адәмләрни көрди.
28 Petro ka kyerɛɛ wɔn se, “Mo ara munim pefee sɛ Yudafo mmara mma Yudani kwan sɛ ɔkɔsra amanamanmuni anaasɛ ɔde ne ho bɔ no. Nanso Onyankopɔn akyerɛ me sɛ, ɛnsɛ sɛ meka sɛ onipa bi ho ntew.
У уларға: — Силәргә мәлумки, биз Йәһудийларниң ят әлликләрдин бириси билән барди-кәлди қилиши яки өйлиригә кириши Тәврат қанун-әқидилиримизгә хилап. Лекин Худа маңа һеч қандақ адәмни напак яки һарам демәслигим керәклигини аян қилди.
29 Eyi nti na mosoma bɛfrɛɛ me no mantwentwɛn me nan ase no. Afei kyerɛ me nea enti a wosoma bɛfrɛɛ me no.”
Шуниң үчүн силәр адәм әвәтип мени чақирғанда, һеч рәт қилмай алдиңларға кәлдим. Әнди сорай, мени немә дәп чақирдиңлар? — деди.
30 Kornelio kae se, “Nnɛ ne nnaanan awia nnɔnabiɛsa a merebɔ mpae wɔ me fi no, mihuu sɛ ɔbarima bi a ɔhyɛ atade a ɛhyerɛn gyina mʼanim.
Корнилий мундақ деди: — Төрт күнниң алдида бүгүнки мошу вақитқичә роза тутқан едим; саат үчләрдә мән өйдә дуа қиливататтим. Туюқсиз кийимлиридин нур чақнап туридиған бир адәм алдимда пәйда болуп өрә турди:
31 Ɔkae se, ‘Kornelio, wo mpaebɔ ne wʼadɔe a woyɛ ahiafo no adu Onyankopɔn anim sɛ nkae ade.
«Корнилий! Дуайиң иҗабәт қилинди вә хәйр-сахавәтлик ишлириң Худа алдиға әсләтмә қурбанлиқтәк йәтти.
32 Soma nnipa na wɔnkɔ Yopa nkɔfa ɔbarima bi a wɔfrɛ no Simon Petro no mmra. Ɔte ɔbarima bi a wɔfrɛ no Simon a ɔhyɛ mmoa nhoma aduru a ne fi bɛn mpoano no nkyɛn.’
Шуңа Йоппаға адәм әвәтип, Петрус дәпму атилидиған Симон исимлиқ адәмни чақиртип кәл. У деңиз бойида олтирақлуқ Симон исимлиқ бир көнчиниң өйидә меһман болуп туруватиду» деди.
33 Mesoma ma wɔbɛfrɛɛ wo, na wo nso woayɛ ade sɛ woaba. Mprempren, yɛn nyinaa ahyia wɔ Onyankopɔn din mu rebetie asɛm biara a Awurade ahyɛ wo sɛ ka kyerɛ yɛn no.”
Шуниң үчүн, дәрһал өзлирини чақирип келишкә адәм әвәткән едим. Өзлири күлбәмгә келип яхши қилдила! Әнди биз һәммәйлән Худа өзлиригә әмир қилған барлиқ сөзләрни аңлаш үчүн Худаниң алдида һазир туруватимиз.
34 Petro fii ase kasae se, “Afei mahu sɛ ɛyɛ nokware sɛ Onyankopɔn nyɛ nyiyimu,
Петрус ағзини ечип мундақ деди: — Бәрһәқ, мән Худани һеч қандақ адәмгә йүз-хатирә қилмайду, дәп чүшинип йәттим; бәлки һәр әлдин болғанлар ичидә Униңдин қорқидиған вә һәққанийәт жүргүзидиған киши болсила, Униң алдида мәқбулдур.
35 na mmom ɔman biara mu, nea ɔyɛ ade trenee no ogye no.
36 Munim asɛmpa a ɛfa asomdwoe ho a ɛnam yɛn Awurade Yesu Kristo a ɔyɛ nnipa nyinaa Awurade no so de brɛɛ Israelfo no.
Худа Исраил хәлқигә йәткүзгән сөз-калам, йәни Әйса Мәсиһ арқилиқ (у пүткүл мәвҗудаларға Рәбдур) енақ-җатирҗәмлик җакаланған хуш хәвәр силәргә мәлумғу;
37 Munim nsɛm a esisii wɔ Yudea, a efii ase wɔ Galilea, Yohane asubɔ ho asɛnka no akyi.
Силәрниңму Йәһя [пәйғәмбәр] чөмүлдүрүш чақириқини йәткүзгәндин тартип, Галилийәдин башлап пүткүл Йәһудийә зиминлирида Насарәтлик Әйса тоғрилиқ гувалиқтин — йәни Худаниң қандақ қилип уни Муқәддәс Роһ вә күч-қудрәт билән мәсиһлигәнлиги, шуниң билән у һәммә йәрни кезип, яхши әмәлләрни қилип, Иблисниң илкидә болғанларниң һәммисини сақайтқанлиғидин хәвириңлар бардур. Чүнки Худа униң билән биллә еди.
38 Munim sɛnea Onyankopɔn de Honhom Kronkron ne tumi maa Yesu Nasareni no. Esiane sɛ Onyankopɔn ka ne ho no nti ɔkɔɔ mmeaemmeae, yɛɛ papa, saa wɔn a ɔbonsam afa wɔn no yare.
39 “Yɛyɛ dwuma a odii wɔ Yudaman mu ne Yerusalem no ho nnansefo. Wɔbɔɔ no asennua mu kum no.
Бизму униң һәм Йәһудийларниң зиминида һәм Йерусалимда қилған пүтүн әмәллириниң гувачилири. Улар уни яғачқа есиши биләнму өлтүрди.
40 Nanso ne nnansa so no, Onyankopɔn ma ɔsɔre fii awufo mu ma okoyii ne ho adi.
Бирақ үчинчи күни, Худа уни қайта тирилдүрүп намайән қилди. Бирақ һәммә кишиләргә әмәс, пәқәт Худа Өзи алди билән таллиған гувачилар, йәни у өлүмдин тирилгәндин кейин униң билән һәмдәстихан болған бизләрниң аримизда намайән қилди.
41 Wanyi ne ho adi ankyerɛ nnipa nyinaa sɛ yɛn a yɛyɛ nnansefo a Onyankopɔn ayi yɛn dedaw no. Ɔsɔre fii awufo mu no, yɛne no didi nomee.
42 Na ɔhyɛɛ yɛn sɛ, yɛnka asɛmpa no nkyerɛ nnipa nyinaa, na yenni ne ho adanse sɛ, ɔno ne nea Onyankopɔn ayi no asi hɔ sɛ ommu ateasefo ne awufo atɛn no.
У бизгә хәлиққә хуш хәвәр йәткүзүшни вә өзиниң Худа тәрипидин тирикләр вә өлгәнләрниң сорақчиси қилинип тайинланғүчи екәнлигини җакалашни әмир қилди.
43 Adiyifo nyinaa kaa ne ho asɛm se, wɔnam ne din so de obiara a ogye no di no bɔne bɛkyɛ no.”
Барлиқ пәйғәмбәрләр униңға гувалиқ беридуки, һәр ким униңға етиқат қилған болса униң нами арқилиқ гуналири кәчүрүм қилиниду.
44 Petro gu so rekasa no, Honhom Kronkron baa wɔn a wɔretie asɛm no nyinaa so.
Петрус техи бу сөзләрни қиливатқанда, Муқәддәс Роһ сөз-каламни аңлаватқан һәммә кишигә чүшти.
45 Yudafo agyidifo a wɔne Petro fi Yopa bae no ho dwiriw wɔn sɛ Onyankopɔn ahwie nʼakyɛde a ɛyɛ Honhom Kronkron no agu amanamanmufo no nso so.
Петрус билән биллә кәлгән хәтнилик болған ишәнгүчиләрниң һәр бири Муқәддәс Роһниң ят әлләрдикиләргиму ата қилинип төкүлгәнлигини көрүп бәк һәйран болушти.
46 Efisɛ wɔtee sɛ wɔreka kasa foforo reyi Onyankopɔn ayɛ wɔ ne kɛseyɛ ho. Petro kae se,
Чүнки уларниң [карамәт намәлум] тилларда сөзлишип Худани улуқлиғанлиғини аңлиди. Шуңа Петрус:
47 “Saa nnipa yi anya Honhom Kronkron sɛnea yɛn nso yenyaa bi no. Obi betumi asiw wɔn asubɔ ho kwan ana?”
— Мошу кишиләр бизгә охшаш Муқәддәс Роһни қобул қилғучи болған болса, ким уларниң суға чөмүлдүрүшни қобул қилишини тосалисун?! — деди.
48 Petro hyɛɛ sɛ wɔmmɔ wɔn asu wɔ Yesu Kristo din mu. Afei wɔsrɛɛ no sɛ onni nna kakra wɔ wɔn nkyɛn.
Шуниң билән у уларниң Рәбниң намида чөмүлдүрүлүшини буйруди. Андин улар Петрусниң улар билән бир нәччә күн турушини өтүнди.

< Asomafo 10 >