< 2 Beresosɛm 20 >

1 Eyi akyi no, Moabfo, Amonfo ne Maonfo asraafo bi tuu Yehosafat so sa.
Кейинки вақитларда шундақ болдики, Моабийлар, Аммонийлар вә Маонийлардин бәзилири бирлишип келип Йәһошафатқа һуҗум қилишқа чиқти.
2 Abɔfo bɛka kyerɛɛ Yehosafat se, “Asraafo bebree fi Nkyene Po no akyi wɔ Edom rebɛko atia wo. Wɔadu Hasason-Tamar” (En-Gedi din baako ne no).
[Чапармәнләр] келип Йәһошафатқа: — [Өлүк] деңизниң у қетидин, йәни Едомдин силигә һуҗум қилғили зор бир қошун чиқип кәлди; мана, улар Һазазон-Тамарда, деди (Һазазон-Тамар йәнә «Ән-Гәди» дәпму атилиду).
3 Yehosafat tee saa asɛm no, ne ho yeraw no nti, obisaa Awurade hɔ akwankyerɛ. Ɔhyɛɛ sɛ obiara a ɔwɔ Yuda no nni abuada.
Буни аңлиған Йәһошафат қорқуп, Пәрвәрдигарни издәшкә нийәт бағлап, пүтүн Йәһуда тәвәсидә «роза тутушимиз керәк» дәп җакалиди.
4 Na nnipa a wɔwɔ Yuda nkurow nyinaa so baa Yerusalem, bɛhwehwɛɛ Awurade.
Йәһудалар әнди Пәрвәрдигардин ярдәм тилигили жиғилди; хәлиқ Йәһуданиң һәр қайси шәһәрлиридин чиқип Пәрвәрдигардин ярдәм тиләшкә келишти.
5 Na Yehosafat sɔre gyinaa Yudafo ne Yerusalemfo anim wɔ Awurade Asɔredan no adiwo foforo hɔ.
Йәһошафат Йәһуда вә Йерусалимдики җамаәт арисиға чиқип, Пәрвәрдигар өйиниң йеңи һойлисиниң алдида өрә туруп
6 Ɔbɔɔ mpae se, “Awurade, yɛn agyanom Nyankopɔn, wo nko ne Onyankopɔn a wote ɔsoro. Wo na wudi ahenni a ɛwɔ asase nyinaa so. Woyɛ otumfo ne ɔkɛse a obiara ntumi ne wo nni asi.
мундақ дуа қилип: — «И Пәрвәрдигар, ата-бовилиримизниң Худаси, Сән әрштә турғучи Худа, барлиқ әл-мәмликәтләрниң үстидин һөкүм сүргүчи әмәсмидиң? Сениң қолуң күч-қудрәткә толғандур, һеч ким Сени тосалмайду.
7 Yɛn Nyankopɔn, bere a wo nkurɔfo bedui no, woampam wɔn a na wɔte asase yi so no ana? Na woamfa saa asase yi amma wʼadamfo Abraham asefo afebɔɔ ana?
И Худайимиз, Сән бу зиминдики аһалини Өз хәлқиң Исраиллар алдидин қоғлап, уни Өз достуң Ибраһимниң нәслигә мәңгүлүк мирас қилип бәргән әмәсмидиң?
8 Wo nkurɔfo tenaa ha sii saa Asɔredan yi maa wo.
Улар шу йәрдә турди һәм шу йәрдә Сениң намиңға атап бир муқәддәсхана селип:
9 Wɔkaa se, ‘Sɛ ɔhaw bi te sɛ ɔko, ɔyare anaa ɔkɔm bi to yɛn a, yebetumi aba wʼanim wɔ saa Asɔredan yi mu, baabi a wɔahyɛ wo din anuonyam no. Yebetumi asu afrɛ wo sɛ, gye yɛn nkwa, na wubetie yɛn, agye yɛn.’
«Мабада бешимизға бирәр балаю-апәт кәлсә, мәйли у қилич, җаза, ваба, ачарчилиқ болсун, қийинчилиқта қалған вақтимизда, мошу өй, йәни Сениң алдиңда туруп, Саңа мураҗиәт қилсақ (чүнки Сениң намиң мошу өйдидур), Сән аңлайсән вә қутқузисән» дегән еди.
10 “Na afei, hwɛ nea Amonfo, Moabfo ne Seir asraafodɔm reyɛ. Woamma yɛn agyanom anni saa aman no so nkonim bere a Israel fii Misraim no, na mmom, wɔfaa wɔn ho a wɔansɛe wɔn.
Әнди мана, бу йәргә Аммонийлар, Моабийлар вә Сеир теғидикиләр бесип келиватиду! Илгири Исраиллар Мисир зиминидин чиққан чағда Сән Исраилларниң уларға таҗавуз қилишиға йол қоймиған едиң; у чағда Исраиллар уларни йоқатмай у йәрдин айлинип өткән.
11 Afei, hwɛ sɛnea wɔretua yɛn so ka. Wɔaba sɛ, wɔrebetu yɛn afi wʼasase a wode maa yɛn sɛ agyapade no so.
Әнди қара, һазир уларниң яхшилиғимизни қандақ йол билән қайтурмақчи болуватқиниға! Улар бизни Сән бизгә мирас қилип бәргән бу зиминдин қоғлап чиқармақчи болуватиду.
12 Yɛn Nyankopɔn, worensiw wɔn ano? Yenni ahoɔden sɛ asraafodɔm kɛse yi a wɔpɛ sɛ wɔbɛtow hyɛ yɛn so yi. Yenhu nea yɛnyɛ, na yɛhwɛ kwan sɛ wobɛboa yɛn.”
И Худайимиз, Сән уларниң үстидин һөкүм чиқармамсән? Чүнки бизниң бизгә һуҗум қилишқа келиватқан бу зор қошун билән қаршилашқидәк күчимиз йоқ; немә қилишимизниму билмәй қалдуқ; лекин бизниң көзимиз Саңа тикилип турмақта» — деди.
13 Bere a Yuda mmarima nyinaa ne wɔn nkokoaa, wɔn yerenom ne wɔn mma gyina Awurade anim no.
Бу чағда пүтүн Йәһуда хәлқи, уларниң қучақтики балилири, хотун бала-җақилириниң һәммиси Пәрвәрдигарниң алдида туратти.
14 Awurade Honhom baa mmarima a wogyinagyina hɔ no mu baako so. Na ne din de Yahasiel a ɔyɛ Sakaria babarima a ɔno nso yɛ Benaia babarima, na ɔno nso yɛ Yeiel babarima, na ɔno nso yɛ Lewini Matania, a ɔyɛ Asaf aseni no babarima.
Вә шу пәйттә Пәрвәрдигарниң Роһи җамаәтниң оттурисида турған Лавийлардин Асафниң әвлади болған Маттанияниң чәвриси, Җәийәлниң әвриси, Бенаяниң нәвриси, Зәкәрияниң оғли Яһазийәлгә чүшти;
15 Ɔkae se, “Ɔhene Yehosafat, tie! Mo Yudafo ne Yerusalemfo nyinaa, muntie! Sɛnea Awurade se ni: Munnsuro. Mommma asraafodɔm kɛse ntu mo koma, efisɛ ɔko no nyɛ mo dea, na ɛyɛ Onyankopɔn dea.
У: — И пүтүн Йәһуда хәлқи, силәр Йерусалимда туруватқанлар вә падиша Йәһошафат, қулақ селиңлар! Пәрвәрдигар силәргә мундақ дәйду: — «Силәр бу зор қошундин қорқуп кәтмәңлар вә алақзадә болуп кәтмәңлар; чүнки бу җәң силәрниңки әмәс, бәлки Худаниң Өзиниңкидур.
16 Ɔkyena, muntu nten nkɔ wɔn so. Mubehu sɛ wofi Sis atrapoe a ɛwɔ obon no fa a epue Yeruel sare no so hɔ reba.
Әтә уларға һуҗум қилишқа чиқиңлар; мана, улар Зиз даванидин чиқип келиду вә силәр уларни Йәруәл чөлиниң алдидики җилға еғизида учритисиләр.
17 Na ɛho nhia mpo sɛ mobɛko. Munnyinagyina mo afa, monyɛ dinn na monhwɛ Awurade nkonimdi. Ɔka mo ho, Yuda ne Yerusalem manfo. Munnsuro, na mommma mo koma ntu. Ɔkyena, monkɔ hɔ, na Awurade ka mo ho.”
Силәр бу дөрәм җәңдә урушушуңларниң һаҗити болмайду; пәқәт сәпкә тизилип туруңлар, силәр билән биллә болған Пәрвәрдигарниң ниҗат-нусритини көрүңлар! И Йәһуда, и Йерусалимдикиләр, қорқмаңлар, алақзадиму болуп кәтмәңлар; әтә уларға һуҗум қилишқа чиқиңлар, Пәрвәрдигар чоқум силәр билән биллә болиду!» — деди.
18 Na ɔhene Yehosafat sii ne ti ase, na Yuda ne Yerusalem manfo no nyinaa nso yɛɛ saa, de som Awurade.
Бу гәпни аңлап Йәһошафат бешини йәргә тәккүзүп тизланди вә барлиқ Йәһуда хәлқи һәм Йерусалимдикиләр Пәрвәрдигар алдида дүм жиқилип Пәрвәрдигарға сәҗдә қилди.
19 Na Lewifo a wofi Kohat ne Kora mmusua mu sɔre gyina teɛɛ mu dennen sɔree Awurade, Israel Nyankopɔn.
Коһат әвлади вә Кораһ әвлади ичидики Лавийлардин болғанлар орунлиридин турушуп интайин күчлүк аваз билән Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарни мәдһийиләшти.
20 Ade kyee nʼanɔpahema no, Yuda asraafo no kɔɔ Tekoa sare so. Bere a wɔrekɔ no, Yehosafat gyina kae se, “Muntie me, mo Yudafo ne Yerusalemfo nyinaa. Munnye Awurade, mo Nyankopɔn, nni na mubetumi agyina pintinn. Munnye nʼadiyifo no nni, na mubedi nkonim.”
Пүтүн хәлиқ әтиси қақ сәһәрдә туруп Тәкоа чөлигә қарап атланди; улар атлинип кетиватқанда, Йәһошафат орнидин туруп уларға: — И Йәһуда хәлқи, и Йерусалимдикиләр, гепимгә қулақ селиңлар! Худайиңлар Пәрвәрдигарға тайиниңлар, чоқум мәзмут турғузулисиләр; Униң пәйғәмбәрлиригә ишиниңлар, йолуңлар чоқум раван болиду! — деди.
21 Ɔhene no ne nnipa no ntuanofo dii nkitaho wiei no, oyii nnwontofo bi sɛ wonni asraafo no anim, nto dwom mma Awurade, nkamfo no wɔ nʼanuonyam kronkron no nti. Dwom no mu nsɛm ni: “Monna Awurade ase na nʼadɔe wɔ hɔ daa!”
Андин у хәлиқ билән убдан мәслиһәтлишип, Пәрвәрдигарниң муқәддәс бәһәйвәтлигини мәдһийиләп, Униңға атап ғәзәл-күй ейтидиғанларни: «Силәр Пәрвәрдигарға рәхмәт-тәшәккүр ейтиңлар, чүнки Униң өзгәрмәс муһәббити мәңгүлүктур!» дәп оқушқа тайинлап, қошунниң алдида маңдурди.
22 Bere a wɔpagyaw ayeyi dwom no, Awurade maa Amon, Moab ne bepɔw Seir asraafo no twaa wɔn ho koe.
Улар тәнтәнә қилип һәмдусана оқуши билән, Пәрвәрдигар Йәһуда хәлқигә һуҗум қилишқа чиққан Аммонийлар, Моабийлар вә Сеир теғидикиләргә пистирма қошунни әвәтип, уларни тар мар қилдурди.
23 Moab ne Amon asraafo no dan wɔn ani kyerɛɛ mmarima a wofi bepɔw Seir so no, kunkum wɔn nyinaa. Wowiee Seir asraafo no, wotwaa wɔn ho koe.
Шуниң билән Аммонийлар билән Моабийлар Сеир теғидикиләргә һуҗум қилишқа өтти, уларни бирини қоймай қиривәтти; улар Сеир теғидикиләрни қирип түгәткәндин кейин йәнә өзлири бир-бирини қирғин қилишқа чүшкән еди.
24 Na Yuda asraafo no duu baabi a wogyina a wuhu sare no so no, wohuu sɛ afunu gugu fam kɔ akyiri. Atamfo no mu baako mpo antumi anguan.
Йәһудалар чөлдики күзәтгаһқа келип шу зор қошун тәрәпкә қариса, мана қечип қутулған бирму адәм йоқ болуп, һәммә йәрни өлүк қаплап кәткән еди.
25 Ɔhene Yehosafat ne nʼakofo no kɔtasee asade. Wonyaa adwumayɛ nneɛma, ntade ne nneɛma a ɛsom bo a wontumi nsoa. Na asade no dɔɔso enti wɔde nnansa na ɛtase ne nyinaa.
Йәһошафат өзиниң адәмлири билән дүшмәндин олҗа булаң-талаң қилишқа кәлгәндә, улар өлүкләр билән биллә нурғун мал-мүлүк вә көп қиммәтлик буюмларни тапти. Улар салдурувалғанлириниң толилиғидин елип китәлмәй қалди; олҗа шунчә көп болғачқа, уни жиғивелишқа үч күн кәтти.
26 Nnaanan so no, wɔboaa wɔn ho ano wɔ Nhyira Bon mu. Wɔtoo obon no din saa da no, efisɛ ɛhɔ na nnipa no kamfoo Awurade, daa no ase. Wɔda so frɛ no Nhyira Bon nnɛ yi.
Улар төртинчи күни Бәракаһ җилғисиға жиғилип, Пәрвәрдигарға һәмдусана оқуп мубарәклиди; шуңа у йәр таки бүгүнгә қәдәр «Бәракаһ җилғиси» дәп атилип кәлмәктә.
27 Afei, Yehosafat dii wɔn anim ne wɔn san kɔɔ Yerusalem anigye so sɛ, Awurade ama wɔadi wɔn atamfo so nkonim.
Андин барлиқ Йәһудадикиләр вә Йерусалимдикиләр Йәһошафатниң башламчилиғида хошал-хурам болуп Йерусалимға қайтти; чүнки Пәрвәрдигар уларни дүшмәнлири үстидин ғалип қилип хошаллиққа чөмдүргән еди.
28 Wɔbɔɔ mmɛnta, asankuten ne ntorobɛnto tuu nten kɔhyɛn Yerusalem na wɔkɔɔ Awurade Asɔredan no mu.
Улар Йерусалимға тәмбур, чилтар вә канайлар челип келип, Пәрвәрдигарниң өйигә кирди.
29 Bere a ahenni a atwa hɔ ahyia no tee sɛ Awurade no ankasa ako atia Israel atamfo no, Awurade ho suro baa wɔn so.
Барлиқ әл-мәмликәтләр Пәрвәрдигарниң Исраилниң дүшмәнлиригә қарши чиқип җәң қилғанлиғини аңлиғанда, Худаниң вәһимиси уларниң үстигә басти.
30 Na ɛmaa asomdwoe baa Yehosafat ahenni mu, efisɛ ne Nyankopɔn maa no ahomegye wɔ afanan nyinaa.
Шуниң билән Йәһошафатниң падишалиғи тинич-асайишлиқта болди; униң Худаси униң төрт әтрапини тинич қилған еди.
31 Na Yehosafat dii hene wɔ Yuda asase so. Bere a odii hene no, na wadi mfe aduasa anum. Ɔtenaa Yerusalem dii hene mfe aduonu anum. Na ne na din de Asuba a ɔyɛ Silhi babea.
Шундақ қилип Йәһошафат Йәһуда үстигә һөкүм сүрди. У тәхткә чиққан чағда оттуз бәш яшта еди; у Йерусалимда жигирмә бәш жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Азубаһ болуп, у Шилһиниң қизи еди.
32 Na Yehosafat yɛ ɔhene a oye. Ɔyɛɛ nea nʼagya Asa yɛe. Ɔyɛɛ nea ɛsɔ Awurade ani.
Йәһошафат қаймай атиси Асаниң йолида меңип, Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилди.
33 Nanso nʼahenni mu no, wammubu abosonsomfo nsɔree so no, na ɔmanfo no nso amfa wɔn koma nyinaa amma wɔn agyanom Nyankopɔn no.
Пәқәт «жуқури җайлар»ла йоқитилмиған еди; хәлиқ техичә көңүллирини ата-бовилириниң Худасиға майил қилмиған еди.
34 Yehosafat ahenni ho nsɛm nkae, fi mfiase kosi awiei no, wɔakyerɛw agu Hanani babarima Yehu nhoma a wɔde aka Israel Ahemfo nhoma no ho.
Йәһошафатниң қалған ишлири болса, мана баштин ахириғичә «Йәһуда вә Исраил падишалириниң тарихнамиси»ға киргүзүлгән «Һананиниң оғли Йәһуниң баян сөзлири»дә пүтүлгәндур.
35 Nanso ɛrekɔ nʼasetena awiei no, ɔhene Yehosafat ne Israelhene Ahasia a ne tirim yɛ den no kaa wɔn ho bɔɔ mu.
Бу ишлардин кейин Йәһуда падишаси Йәһошафат тола рәзил ишларни қилған Исраил падишаси Аһазия билән иттипақ түзди.
36 Wɔyɛɛ Po so aguadi ahyɛn bebree wɔ Esion-Geber hyɛngyinabea.
Йәһошафат Таршишқа баридиған кемиләрни ясашқа униң билән ширикләшти; шу кемиләрни улар Әзион-Гәбәрдә ясатти.
37 Na Dodafahu babarima Elieser a ofi Maresa hyɛɛ nkɔm, de tiaa Yehosafat. Ɔkae se, “Esiane sɛ wo ne ɔhene Ahasia ayɛ baako nti, Awurade bɛsɛe wʼadwuma.” Enti ahyɛn no bobɔe a wɔantumi amfa ankodi gua.
У чағда Марәшаһлиқ Додаваһуниң оғли Әлиезәр Йәһошафатни әйипләп униңға бешарәт берип: — Аһазия билән иттипақ түзгиниң үчүн Пәрвәрдигар сениң ясиғанлириңни бузуветиду» деди. Дәрвәқә, кейинки вақитларда у кемиләр бузғунчилиққа учрап Таршишқа маңалмиди.

< 2 Beresosɛm 20 >