< 1 Samuel 17 >
1 Afei, Filistifo boaboaa wɔn asraafo ano wɔ Soko a ɛwɔ Yuda sɛ wɔrebɛko. Wɔkyeree nsraban wɔ Soko ne Aseka ntam wɔ Efes-Damim.
Амма Филистийләр җәң қилиш үчүн қошунлирини жиғди. Улар Йәһудаға тәвә Сокоһда җәм болуп, Сокоһ билән Азикаһ оттурисидики Әфәс-Даммимда чедирларни тикти.
2 Saulo yɛɛ saa ara, boaboaa ne dɔm ano wɔ baabi a ɛbɛn Ela bon.
Саул билән Исраилларму җәм болуп Елаһ җилғисида чедирлирини тикип Филистийләр билән җәң қилғили сәп түзди.
3 Filistifo faa bepɔw baako, na Israelfo no nso faa baako a obon no da wɔn ntam.
Филистийләр бир тәрәптики тағда, Исраиллар йәнә бир тәрәптики тағда туратти; оттурисида җилға бар еди.
4 Ɔbarima tenten hoɔdenfo bi a ne din de Goliat a ofi Gat no pue fii Filistifo no nsraban mu bae. Na ne tenten bɛboro anammɔn akron.
Шу вақитта Филистийләрниң ләшкәргаһидин Гатлиқ Голиат исимлиқ бир чемпийон палван чиқип кәлди. Униң егизлиги алтә гәз бир ғерич еди.
5 Na ɔhyɛ kɔbere kyɛw, hyɛ kɔbere akotade a akode bobɔ mu, na emu duru yɛ kilogram aduonum ason.
Бешиға мис дубулға, учисиға қасирақлиқ савут кийгән еди. Униң бу мис савути болса бәш миң шәкәл келәтти.
6 Na nʼanan nso, kɔbere nkatanan kata ho na kɔbere peaw nso sɛn nʼakyi.
Пачақлириға мистин тизлиқ бағлиған, өшнисигә мис атма нәйзә қистуривалған еди.
7 Na ne peaw ano dade no te sɛ ntamanwemfo nsadua mu abaa, na ano dade no kari dwetɛ kilogram ason. Na ne nkatabokurafo di nʼanim.
Униң нәйзисиниң сепи болса бапкарниң хадисидәк еди; нәйзисиниң беши алтә миң шәкәл келәтти; қалқан көтәргүчиси униң алдида маңатти.
8 Goliat begyinaa hɔ teɛɛ mu guu Israelfo no so se, “Asraafo yi nyinaa na morebɛko ana? Munyi mo mu baako na ɔmmɛko mma mo, na me nso mesi Filistifo anan mu. Yɛbɛko de awie asɛm no ka!
У орнида туруп Исраилниң қошунлириға мундақ товлайтти: — «Силәр немишкә җәң қилиш үчүн сәп түзгәнсиләр? Мән Филистий әмәсму? Силәр болсаңлар Саулниң қуллириғу? Араңлардин бир адәмни таллап чиқиңлар, у мән билән елишишқа чүшсун!
9 Sɛ mo nipa no tumi kum me a, yɛbɛyɛ mo nkoa. Na sɛ mikum no a, mobɛyɛ yɛn nkoa.”
У мән билән елишип мени уруп өлтүрәлсә, биз силәрниң қуллириңлар болимиз. Лекин мән уни мәғлуп қилип өлтүрсәм, силәр бизниң қуллиримиз болуп бизниң хизмитимиздә болусиләр».
10 Filistini no kae se, “Memmfa Israel asraafo nyɛ hwee, momma me ɔbarima a ɔne me bɛko.”
Шу Филистий йәнә сөз қилип: — Мән бүгүн Исраилниң қошуниға һақарәт қилдимғу? Силәр бир адәмни чиқириңлар, биз елишайли! — деди.
11 Bere a Saulo ne Israelfo tee eyi no wɔbɔɔ huboa na wɔn ho popoe.
Саул билән һәммә Исраил бу Филистийниң сөзлирини аңлап, алақзадә болуп бәк қорқти.
12 Na Dawid yɛ ɔbarima bi a wɔfrɛ no Yisai a ɔyɛ Efratni na ofi Betlehem wɔ Yuda asase so no babarima. Na Yisai wɔ mmabarima baawɔtwe, na Saulo bere so no, na wabɔ akwakoraa a ne mfe a wadi no kɔ anim yiye.
Давут Йәһуда жутидики Бәйт-Ләһәмдә олтирақлиқ Йәссә дегән Әфратлиқ адәмниң оғли еди. Йәссәниң сәккиз оғли бар еди. Саулниң күнлиридә у хелә яшинип қалған еди.
13 Na Yisai mmabarima mpanyimfo baasa na wodii Saulo akyi kɔɔ ɔko no. Na abakan no din de Eliab, nʼakyi ba din de Abinadab, na nea ɔto so abiɛsa no din de Sama.
Йәссәниң үч чоң оғли Саул билән җәңгә чиққан еди. Җәңгә чиққан үч оғулниң тунҗисиниң исми Елиаб, иккинчисиниң исми Абинадаб вә үчинчисиниң Шаммаһ еди.
14 Dawid de, na ɔno ne akumaa koraa. Mpanyimfo baasa no na wodii Saulo akyi,
Давут һәммидин кичиги еди. Үч чоң оғли Саулға әгишип чиққан еди.
15 nanso na Dawid di akɔneaba; ɔkɔsom Saulo na wakɔhwɛ nʼagya nguan wɔ Betlehem nso.
Бәзидә Давут Саулниң қешидин өз атисиниң қойлирини беқиш үчүн қайтип келәтти.
16 Filistini yi pue mema ne ho so wɔ Israelfo asraafo nʼanim anɔpa ne anwummere, saa ara adaduanan.
Әшу Филистий болса қириқ күнгичилик һәр әтигән вә кәчтә чиқип турди.
17 Da koro bi, Yisai ka kyerɛɛ Dawid se, “Fa nkyewe lita aduonu abien yi ne brodo mua du yi kɔma wo nuabarimanom.
Йәссә оғли Давутқа: — Бу әфаһ қомачни вә бу он нанни елип ләшкәргаһға тез берип акилириңға бәргин,
18 Na fa kyiisi du a wɔatwitwa yi ma ɔsafohene no. Ɛyɛ a hwɛ sɛnea wo nuabarimanom no ho te, na gye krataa fi wɔn nkyɛn brɛ me.
бу он парчә қурутни уларниң миң бешиға берип акилириңниң әһвалини сорап уларниң кепил хетини елип кәлгин, деди.
19 Na Dawid nuanom ne Israel asraafo no wɔ Ela bon no mu a wɔreko atia Filistifo.”
Саул, шу [үч оғул] вә Исраилниң һәммә адәмлири Елаһ җилғисида туруп Филистийләргә қарши җәң қилатти.
20 Ade kyee anɔpa no, Dawid gyaw nguan no maa oguanhwɛfo bi na ɔfaa akyɛde no kɔe. Oduu nsraban mu hɔ bere a na asraafo no rekɔ mpasua ahorow no so. Wɔrekɔ no, na wɔreto asafonnwom reteɛteɛ mu.
Давут болса әтиси сәһәр қопуп қойларни бир баққучиниң қолиға тапшуруп, ашлиқ-түлүкни елип Йәссә униңға тапилиғандәк, қошун истиһкамиға йәткәндә, җәңгә чиқидиған ләшкәрләр сөрән көтириватқан еди.
21 Na Israel ne Filistifo no rebɛn a wodi nhwɛanim.
Исраил вә Филистийләр бир-биригә удулму удул туруп соқушқа сәп түзди.
22 Dawid gyaw ne nneɛma maa akode sohwɛfo no, yɛɛ ntɛm kɔɔ akono hɔ kokyia ne nuanom.
Давут болса елип кәлгән нәрсиләрни жүк-тақларға қариғучиниң қолиға тапшуруп сәп арисиға жүгүрүп берип акилиридин течлиқ сориди.
23 Bere a Dawid ne wɔn rekasa no, Filistini tenten hoɔdenfo Goliat a ofi Gat, fii Filistifo asraafo no mu teɛteɛɛ mu ahantan so kyerɛɛ Israel asraafo no.
У улар билән сөзлишип турғанда, Филистийләрдин болған Голиат дегән чемпион палван Филистийләрниң сепидин чиқип йәнә һелиқи гәпни қилди; Давут уни аңлиди.
24 Bere a Israelfo no huu ɔbarima no, wɔn nyinaa de ehu guan kɔe.
Исраилниң һәммә адәмлири бу адәмни көргәндә қечип кетишти вә бәк қорқти.
25 Afei, na Israelfo keka wɔ wɔn mu se, “Woahu ɔbran no? Ɔba bɛkasa tia Israel da biara. Na woate akatua a ɔhene ahyɛ sɛ ɔde bɛma obiara a obetumi akum no no? Ɔhene ahyɛ sɛ ɔde ne babea bɛma no aware, na ne fifo nso, ɔhene remma wontua tow biara a wogye no Israelman mu.”
Исраилниң адәмлири бир-биригә: — Чиқиватқан бу адәмни көрдүңларму? У Исраилға һақарәт қилиш үчүн чиқиду. Шундақ болидуки, уни өлтүргән адәмгә падиша көп мал-мүлүк инъам қилиду, өз қизини униңға хотунлуққа бериду һәм атисиниң җәмәтини Исраил тәвәсидә баҗ-алвандин халас қилиду, деди.
26 Dawid bisaa mmarima a wogyina ne ho no se, “Dɛn na mobɛyɛ ama ɔbarima a obekum saa Filistini yi, na ɔnam so ayi saa animguase yi afi Israel so? Hena ne saa Filistini bosonsomni yi a ɛsɛ sɛ ogu Onyankopɔn Teasefo asraafo anim ase?”
Давут өз йенида турған адәмләрдин: — Бу Филистийни өлтүрүп Исраилға қилинған шу һақарәтни йоқатқан кишигә немә қилиниду? Чүнки бу хәтнисиз Филистий зади ким? У қандақсигә мәңгү һаят болғучи Худаниң қошунлириға һақарәт қилишқа петиниду? — деди.
27 Wotii asɛm a wɔaka dedaw no mu kyerɛɛ no se, “Nea woate dedaw no yɛ nokware. Ɛno na yɛbɛyɛ ama onipa a obekum ɔbran no.”
Халайиқ униңға алдинқиларниң дегән сөзи бойичә җавап берип: — Уни өлтүргән кишигә мундақ-мундақ қилиниду, деди.
28 Bere a Dawid nuapanyin Eliab tee sɛ ɔne mmarima no rekasa saa no, ne bo fuw no, na obisae se, “Adɛn nti na woaba ha? Na nguan kakra a wɔwɔ sare so no, wode wɔn gyaw hena? Minim sɛnea wogye wo ho di ne sɛnea wo komapirim te. Ɔko yi hwɛ ara nti na wobae.”
Лекин униң чоң акиси Елиаб униң у адәмләр билән сөзләшкинини аңлап қалди; Елиабниң Давутқа аччиғи келип: — Немишкә бу йәргә кәлдиң? Чөлдики у азғинә қойни кимгә ташлап қойдуң? Мән кибирлигиңни вә көңлүңниң яманлиғини билимән. Сән алайитән җәңни көргили кәлдиң, деди.
29 Dawid bisae se, “Mayɛ dɛn? Nti, ɛnsɛ sɛ mekasa mpo?”
Давут: — Мән немә қилдим? Пәқәт бир сөз қилсам болмамдикән? — деди.
30 Afei, ɔdan ne ho ne afoforo kɔkasae. Ɔde asɛm koro no ara bae, na mmarima no buaa no sɛnea wɔaka dedaw no.
Давут бурулуп башқисидин алдинқидәк сориди, хәлиқ алдида ейтқандәк униңға җавап бәрди.
31 Asɛm a Dawid kaa no twaa nnipa bi asom, ma wɔkɔbɔɔ Saulo amanneɛ, enti ɔsoma kɔfrɛɛ no.
Амма бириси Давутниң ейтқан сөзлирини аңлап қелип Саулға йәткүзди; у Давутни чақиртип кәлди.
32 Dawid ka kyerɛɛ Saulo se, “Mma hwee nhaw wo. Mɛkɔ na me ne Filistini yi akɔko.”
Давут Саулға: — Бу кишиниң сәвәвидин һеч кимниң жүриги су болмисун. Силиниң қуллири бу Филистий билән соқушқили чиқиду, деди.
33 Saulo buaa Dawid se, “Worentumi ne saa Filistini yi nko. Woyɛ abarimaa, nanso ɔno de, ɔyɛ ɔkofo fi ne mmofraase.”
Саул Давутқа: — Сән бу Филистий билән соқушқили барсаң болмайду! Сән техи яш, амма у яшлиғидин тартипла җәңчи еди, деди.
34 Na Dawid ka tii mu se, “Mahwɛ mʼagya nguan ara, na sɛ gyata anaa sisi bi ba sɛ ɔrebɛkyere oguan ba bi afi nguankuw no mu a,
Давут Саулға: — Қуллири өз атисиниң қойлирини беқип кәлдим. Бир шир яки ейиқ келип падидин бир қозини елип кәтсә,
35 mede abaa poriwa di nʼakyi gye aboa no fi nʼanom. Na sɛ aboa no dan nʼani ba me hɔ a, miso nʼabogye, kyere no, de abaa poriwa no bɔ no, kum no.
мән униң кәйнидин қоғлап уни уруп қозини ағзидин қутқузуп алаттим. Әгәр қопуп маңа һуҗум қилса мән уни яйлидин тутувелип уруп өлтүрәттим.
36 Mayɛ saa akum gyata ne sisi, na saa na mɛyɛ Filistini bosonsomni no nso, efisɛ wagu Onyankopɔn Teasefo asraafo ho fi.
Қуллири һәм шир һәм ейиқни өлтүргән; бу хәтнисиз Филистийму уларға охшаш болиду. Чүнки у мәңгү һаят болғучи Худаниң қошуниға һақарәт кәлтүрди — деди.
37 Awurade a ogyee me fii gyata ne sisi awerɛw ano no, ɔno ara na obegye me afi Filistini yi nsam.” Saulo penee so kae se, “Eye, kɔ. Awurade nka wo ho.”
Давут сөзини давам қилип: — Мени ширниң чаңгилидин вә ейиқниң чаңгилидин қутқузған Пәрвәрдигар охшашла бу Филистийниң қолидин қутқузиду, деди. Саул Давутқа: — Барғин, Пәрвәрдигар сениң билән биллә болғай, деди.
38 Afei, Saulo de ɔno ankasa akode maa Dawid. Ɔde kɔbere kyɛw ne akotade kaa ho.
Андин Саул Давутқа өз җәң кийимлирини кийгүзүп, бешиға мис дубулғини тақап вә униңға бир җәң савутини кийгүзди.
39 Dawid hyɛe, de afoa kyekyere taree so, tuu anammɔn bɛyɛ abien, kɔɔ nʼanim hwɛɛ sɛnea ɛte, efisɛ na ɔnhyɛɛ biribi a ɛte saa da. Afei, ɔkae se, “Merentumi mfa eyinom nhyehyɛ me ho nkɔ, efisɛ menhyɛɛ bi saa da.” Enti ɔworɔw ne nyinaa guu hɔ.
Давут болса Саулниң қиличини кийимниң үстигә есип, меңип бақти; чүнки у буларни кийип бақмиған еди. Шуниң билән Давут Саулға: — Мән буларни кийип маңалмайдикәнмән; чүнки бурун кийип бақмиған, дәп уларни селивәтти.
40 Ɔfaa kokwabo anum fii asuwa bi mu, de guu ne nguanhwɛfo kotoku mu. Ɔfaa ne nguanhwɛfo pema ne nʼahwimmo nko ara. Afei, osii kwan so sɛ ɔne Goliat rekɔko.
У қолиға һасисини елип, ериқтин бәш силиқ таш илғап падичи халтисиниң янчуқиға салди; у салғусини қолиға елип Филистийгә йеқин барди.
41 Goliat twiw pinii Dawid a ne nkatabokurafo di nʼanim.
Филистий болса чиқип Давутқа йеқинлашти, қалқан көтәргүчисиму униң алдида маңди.
42 Goliat huu Dawid no, obuu no abomfiaa.
Филистий Давутқа бирқур сәпселип қарап мәсқирә қилди. Чүнки у техи яш, буғдай өңлүк вә келишкән жигит еди.
43 Ɔworoo so kyerɛɛ Dawid se, “Meyɛ ɔkraman na wode pema aba me so?” Na ɔkaa nʼanyame din ntam de domee Dawid.
Филистий Давутқа: — Сән һаса көтирип алдимға кәпсән? Сән мени ишт дәп ойлап қалдиңму? — дәп өз бутлириниң намлирини тилға елип Давутни қарғиди.
44 Goliat kae se, “Bra mʼanim ha, na mede wo nam bɛma nnomaa ne nkekaboa.”
Филистий Давутқа йәнә: — Бу яққа кәл, мән гөшүңни асмандики учар-қанатларға вә далалардики житқучларға йәм қилимән, деди.
45 Dawid ka kyerɛɛ Filistini no se, “Wode afoa, peaw ne bɛmma na ɛreba me so, na me de, mede Asafo Awurade, Israel asraafo Nyankopɔn a woagu ne din ho fi no din na mede reba wo so.
Давут Филистийкә: — Сән қилич, нәйзә вә атма нәйзини көтирип маңа һуҗум қилғили кәлдиң; лекин мән сән һақарәт қилған, Исраилниң қошунлириниң Худаси болған Пәрвәрдигарниң нами билән алдиңға һуҗумға чиқтим — деди.
46 Nnɛ, Awurade bedi wo so nkonim, na mekum wo, atwa wo ti. Na mede Filistifo asraafo no afunu mama nnomaa ne nkekaboa, na wiase nyinaa behu sɛ, Onyankopɔn bi wɔ Israel!
«Дәл бүгүн Пәрвәрдигар сени мениң қолумға тапшуриду. Мән сени өлтүрүп бешиңни кесип алимән; мән ләшкәргаһдики Филистийләрниң җәсәтлириниму асмандики учар-қанатларға вә далалардики житқучлириға йәм қилимән. Буниң билән пүткүл җаһан Исраилда бир Худаниң бар екәнлигини билиду
47 Na obiara behu sɛ, Onyankopɔn mfa akode na egye ne nkurɔfo. Ɛyɛ ne ko, na ɛnyɛ yɛn ko. Awurade de wo bɛma yɛn!”
вә бу пүткүл җамаәт Пәрвәрдигарниң нусрәт беришиниң қилич, нәйзә билән әмәс екәнлигини билиду; чүнки бу җәң болса Пәрвәрдигарниңкидур, У сени қолимизға тапшуриду».
48 Goliat yɛɛ sɛ ɔreba Dawid so no, ntɛm ara, na Dawid nso tuu mmirika kohyiaa no.
Филистий Давутқа һуҗум қилғили қопуп йеқин кәлгәндә Давут униңға һуҗум қилғили Филистий қошуниниң сепигә қарап жүгүрди.
49 Ɔde ne nsa hyɛɛ nguanhwɛfo kotoku no mu, yii kokwabo baako de hyɛɛ nʼahwimmo no mu tow ma ɛkɔbɔɔ Filistini no moma so. Kokwabo no wuraa Goliat tirim ma obu hwee, maa nʼanim kobutuw fam.
Давут қолини халтисиға тиқип бир ташни чиқирип салғуға селип Филистийгә қаритип атти; таш Филистийниң пешанисигә тәгди. Таш униң пешанисигә петип кәтти, у дүм чүшүп йәргә жиқилди.
50 Enti Dawid de ahwimmo ne kokwabo baako dii Filistini ɔkwabran no so.
Шундақ қилип Давут Филистийни салғу вә таш билән мәғлуп қилип уни уруп өлтүрди; Давутниң қолида һеч қилич йоқ еди.
51 Dawid tuu mmirika kɔɔ Filistini no so kɔtwee nʼafoa fii ne boha mu. Dawid de afoa no kum no twaa ne ti. Bere a Filistifo huu sɛ wɔn kwabran no awu no, wɔtetew san wɔn akyi, guanee.
Давут жүгүрүп берип, Филистийниң үстидә туруп, қиличини қинидин тартип елип уни өлтүрүп, униң бешини алди. Филистийләр өз батуриниң өлгинини көрүпла, бәдәр қачти.
52 Afei, Israelfo no bɔɔ ose kɛse nkonimdi so, taa Filistifo no ara koduu Gat ne Ekron apon ano. Na Filistifo a wɔawuwu no afunu ne apirafo no gugu ɔkwan so, de fi Saaraim de koduu Gat ne Ekron.
Исраиллар билән Йәһудалар болса орнидин қопуп сөрән селишип Филистийләрни җилғиғичә вә Әкрон дәрвазилириғичә кәйнидин қоғлап кәлди; өлтүрүлгән Филистийләр Шаараимға баридиған йолда Гат вә Әкронғичә йетип кәткән еди.
53 Afei, Israelfo asraafo san wɔn akyi bɛbɔ wuraa Filistifo nsraban a wɔaguan afi hɔ no mu faa wɔn nneɛma.
Исраил Филистийләрни қоғлаштин йенип келип уларниң ләшкәргаһини булаң-талаң қилди.
54 Dawid faa Goliat ti de kɔɔ Yerusalem, na ɔkoraa Filistini no akode wɔ ɔno ankasa ne ntamadan mu.
Давут Филистийниң бешини Йерусалимға елип барди; униң яриғини болса өз чедириға қойди.
55 Bere a Saulo huu Dawid sɛ ɔrekɔ Goliat anim no, obisaa Abner a na ɔyɛ nʼakofo sahene se, “Abner, hena ba ne saa aberante yi?” Abner buae se, “Nokware ni, minnim.”
Саул Давутниң Филистийниң алдиға чиққинини көргәндә қошунниң сәрдари Абнәрдин: — И Абнәр, бу жигит кимниң оғли? — дәп сориди. Абнәр: — И падиша, һаятиң билән қәсәм қилимәнки, билмәймән, деди.
56 Ɔhene no ka kyerɛɛ no se, “Ɛyɛ a, bisa.”
Падиша: — Бу жигит кимниң оғли екән дәп сорап баққин, деди.
57 Dawid kum Goliat akyi no, Abner de no brɛɛ Saulo a na ɔda so kita Filistini no ti no.
Давут Филистийни қирип қайтип кәлгәндә Абнәр уни падишаниң қешиға елип барди; Филистийниң беши техичә униң қолида туратти.
58 Saulo ka kyerɛɛ no se, “Ka biribi a ɛfa wʼagya ho kyerɛ me, me ba.” Na Dawid buae se, “Ne din de Yisai, na yɛte Betlehem.”
Саул униңдин: — И жигит, кимниң оғлисән? дәп сориди. Давут: — Мән силиниң қуллири Бәйт-Ләһәмлик Йәссәниң оғлимән, дәп җавап бәрди.