< 1 Mosebok 36 >

1 Detta är berättelsen om Esaus, det är Edoms, släkt.
Төвәндикиләр Әсавниң әвлатлиридур (Әсав йәнә Едом дәпму атилиду): —
2 Esau hade tagit sina hustrur bland Kanaans döttrar: Ada, hetiten Elons dotter, och Oholibama, dotter till Ana och sondotter till hivéen Sibeon,
Әсав аяллирини Ⱪананийларниң қизлиридин алди, йәни Һиттийлардин болған Елонниң қизи Адаһ билән һивийлардин болған Зибеонниң нәвриси, Анаһниң қизи Оһолибамаһни алди;
3 så ock Basemat, Ismaels dotter, Nebajots syster.
униңдин башқа Исмаилниң қизи, Небайотниң сиңлиси Басиматниму алған еди.
4 Och Ada födde Elifas åt Esau, men Basemat födde Reguel.
Адаһ Әсавға Елифазни туғуп бәрди; Басимат болса Реуәлни туғди.
5 Och Oholibama födde Jeus, Jaelam och Kora. Dessa voro Esaus söner, vilka föddes åt honom i Kanaans land.
Оһолибамаһ Йәуш, Яалам вә Кораһни туғди; булар Қанаан зиминида Әсавға туғулған оғуллар еди.
6 Och Esau tog sina hustrur, sina söner och döttrar och allt sitt husfolk, sin boskap och alla sina dragare och all annan egendom som han hade förvärvat i Kanaans land och drog till ett annat land och skilde sig så från sin broder Jakob.
Әсав аяллири, оғул-қизлири, өйидики һәммә кишилирини вә чарпайлирини, барлиқ улақлирини, шундақла Қанаан зиминида тапқан барлиқ тәәллуқатлирини елип, иниси Яқуптин айрилип, башқа бир жутқа көчүп кәтти.
7 Ty deras ägodelar voro så stora att de icke kunde bo tillsammans; landet där de uppehöllo sig räckte icke till åt dem, för deras boskapshjordars skull.
Чүнки һәр иккисиниң тәәллуқатлири интайин көп болғачқа, бир йәрдә биллә туралмайтти; мусапир болуп турған зимин уларниң мал-чарвилириниң көплүгидин уларни бақалмайтти.
8 Och Esau bosatte sig i Seirs bergsbygd. Esau, det är densamme som Edom.
Буниң билән Әсав (Әсав Едом дәпму атилиду) Сеир теғиға берип, олтирақлишип қалди.
9 Och detta är berättelsen om Esaus släkt, hans som var stamfader för edoméerna, i Seirs bergsbygd.
Төвәндикиләр тағлиқ район Сеирдики Едомийларниң ата-бовиси Әсавниң әвлатлиридур: —
10 Dessa äro namnen på Esaus söner: Elifas, son till Ada, Esaus hustru, och Reguel, son till Basemat, Esaus hustru.
Әсавниң оғуллири: — Әсавниң аяли адаһниң оғли Елифаз; Әсавниң аяли Басиматниң оғли Реуәл. Елифазниң оғуллири: — Теман, Омар, Зәфо, Гатам вә Кәназ еди. Әсавниң оғли Елифазниң кичик хотуни Тимна еди; у Елифазға Амаләкни туғуп бәрди. Жуқирилар болса Әсавниң аяли адаһниң әвлатлири еди. Реуәлниң оғуллири: — Наһат, Зәраһ, Шаммаһ вә Миззаһ еди; булар Әсавниң аяли Басиматниң әвлатлири еди.
11 Men Elifas' söner voro Teman, Omar, Sefo, Gaetam och Kenas.
12 Och Timna, som var Elifas', Esaus sons, bihustru, födde Amalek åt Elifas. Dessa voro söner till Ada, Esaus hustru.
13 Men Reguels söner voro dessa: Nahat och Sera, Samma och Missa. Dessa voro söner till Basemat, Esaus hustru.
14 Men söner till Oholibama, Esaus hustru, dotter till Ana och sondotter till Sibeon, voro dessa, som hon födde åt Esau: Jeus, Jaelam och Kora.
Әсавниң аяли, йәни Зибеонниң чоң қизи, Анаһниң қизи болған Оһолибамаһниң оғуллири: у Әсавға Йәуш, Яалам вә Кораһни туғуп бәрди.
15 Dessa voro stamfurstarna bland Esaus söner: Elifas', Esaus förstföddes, söner voro dessa: fursten Teman, fursten Omar, fursten Sefo, fursten Kenas,
Әсавниң әвлатлириниң ичидин төвәндики әмирләр чиққан: — Әсавниң тунҗа оғли Елифазниң оғуллиридин: — әмир Теман, әмир Омар, әмир Зәфо, әмир Кеназ,
16 fursten Kora, fursten Gaetam, fursten Amalek. Dessa voro de furstar som härstammade från Elifas, i Edoms land; dessa voro Adas söner.
әмир Кораһ, әмир Гатам вә әмир Амаләк чиққан. Булар Едом зиминида Елифазниң нәслидин чиққан әмирләр болуп, Адаһниң әвлатлири еди.
17 Och dessa voro Reguels, Esaus sons, söner: fursten Nahat, fursten Sera, fursten Samma, fursten Missa. Dessa voro de furstar som härstammade från Reguel, i Edoms land; dessa voro söner till Basemat, Esaus hustru.
Әсавниң оғли Реуәлниң оғуллиридин әмир Наһат, әмир Зәраһ, әмир Шаммаһ вә әмир Миззаһлар чиққан; булар Едом зиминида Реуәлниң нәслидин чиққан әмирләрдур; буларниң һәммиси Әсавниң аяли Басиматниң әвлатлири еди.
18 Och dessa voro Oholibamas, Esaus hustrus, söner: fursten Jeus, fursten Jaelam, fursten Kora. Dessa voro de furstar som härstammade från Oholibama, Anas dotter och Esaus hustru.
Әсавниң аяли Оһолибамаһниң оғуллиридин әмир Йәуш, әмир Яалам вә әмир Кораһлар чиққан. Булар Анаһниң қизи, Әсавниң аяли Оһолибамаһниң нәслидин чиққан әмирләр еди.
19 Dessa voro Esaus söner, och dessa deras stamfurstar. Han är densamme som Edom.
Булар Әсавниң, йәни Едомниң әвлатлири болуп, [едомийларниң] әмирлири еди.
20 Dessa voro horéen Seirs söner, landets förra inbyggare: Lotan, Sobal, Sibeon, Ana,
Һорийлардин болған Сеирниң [Едом] зиминида олтарған әвлатлири: — Лотан, Шобал, Зибеон, Анаһ, Дишон, Езәр вә Дишан еди. Булар Сеирниң әвлатлири болуп, Едом зиминида Һорийларниң әмирлири еди.
21 Dison, Eser och Disan. Dessa voro horéernas, Seirs söners, stamfurstar i Edoms land.
22 Men Lotans söner voro Hori och Hemam; och Lotans syster var Timna.
Лотанниң оғуллири Һори билән Һемам еди; Лотанниң сиңлиси Тимна еди.
23 Och dessa voro Sobals söner: Alvan, Manahat och Ebal, Sefo och Onam.
Шобалниң оғуллири: Алван, Манаһат, Ебал, Шефо вә Онам еди.
24 Och dessa voro Sibeons söner: Aja och Ana; det var denne Ana som fann de varma källorna i öknen, när han vaktade sin fader Sibeons åsnor.
Зибеонниң оғуллири: — Аяһ вә Анаһ еди. Бу Анаһ чөлдә атиси Зибеонниң ешәклирини беқиветип, аршаңларни тепивалған Анаһниң дәл өзи шу еди.
25 Men dessa voro Anas barn: Dison och Oholibama, Anas dotter.
Анаһниң пәрзәнтлири: оғли Дишон; Анаһниң қизи Оһолибамаһ еди.
26 Och dessa voro Disans söner: Hemdan, Esban, Jitran och Keran.
Дишонниң оғуллири: Һәмдан, Әшбан, Итран вә Керан еди.
27 Och dessa voro Esers söner: Bilhan, Saavan och Akan.
Езәрниң оғуллири: Билһан, Зааван вә Акан еди.
28 Dessa voro Disans söner: Us och Aran.
Дишанниң оғуллири: Уз вә Аран еди.
29 Dessa voro horéernas stamfurstar: fursten Lotan, fursten Sobal, fursten Sibeon, fursten Ana,
Һорийларниң өзлириниң әмирлири: әмир Лотан, әмир Шобал, әмир Зибеон, әмир Анаһ, әмир Дишон, әмир Езәр вә әмир Дишан еди. Булар болса Һорийларниң Сеир зиминида өз намлири бойичә аталған қәбилиләрниң әмирлири еди.
30 fursten Dison, fursten Eser, fursten Disan. Dessa voro horéernas stamfurstar i Seirs land, var furste för sig.
31 Och dessa voro de konungar som regerade i Edoms land, innan ännu någon israelitisk konung var konung där:
Исраилларниң үстигә һеч падиша техи сәлтәнәт қилмаста Едом зиминида сәлтәнәт қилған падишалар төвәндикидәк: —
32 Bela, Beors son, var konung i Edom, och hans stad hette Dinhaba.
Беорниң оғли Бела Едомда сәлтәнәт қилди; униң шәһириниң исми Динһабаһ еди.
33 När Bela dog, blev Jobab, Seras son, från Bosra, konung efter honom.
Бела өлгәндин кейин, бозраһлиқ Зәраһниң оғли Йобаб униң орнида сәлтәнәт қилди.
34 När Jobab dog, blev Husam från temanéernas land konung efter honom.
Йобаб өлгәндин кейин, теманийларниң зиминидин кәлгән Һушам униң орнида сәлтәнәт қилди.
35 När Husam dog, blev Hadad, Bedads son, konung efter honom, han som slog midjaniterna på Moabs mark; och hans stad hette Avit.
Һушам өлгәндин кейин, Бедадниң оғли Һадад униң орнида сәлтәнәт қилди. У Моабниң яйлақлирида мидиянийларға һуҗум қилип йәңгән еди. Униң шәһириниң исми Авит еди.
36 När Hadad dog, blev Samla från Masreka konung efter honom.
Һадад өлгәндин кейин, масрәкаһлиқ Самлаһ униң орнида сәлтәнәт қилди.
37 När Samla dog, blev Saul från Rehobot vid floden konung efter honom.
Самлаһ өлгәндин кейин, «Дәрияниң бойидики Рәһобот»тин кәлгән Саул униң орнида сәлтәнәт қилди.
38 När Saul dog, blev Baal-Hanan, Akbors son, konung efter honom.
Саул өлгәндин кейин, Акборниң оғли Баал-һанан униң орнида сәлтәнәт қилди.
39 När Baal-Hanan, Akbors son, dog, blev Hadar konung efter honom; och hans stad hette Pagu, och hans hustru hette Mehetabel, dotter till Matred, som var dotter till Me-Sahab.
Акборниң оғли Баал-һанан өлгәндин кейин, Һадар униң орнида сәлтәнәт қилди. Униң шәһириниң исми Пау еди. Униң аялиниң исми Мәһетабәл болуп, у Мәй-Заһабниң қизи болған Матрәдниң қизи еди.
40 Och dessa äro namnen på Esaus stamfurstar, efter deras släkter och orter, med deras namn: fursten Timna, fursten Alva, fursten Jetet,
Әсавниң нәслидин болған әмирләр уларниң ат-исимлири, җәмәтлири, нәсәбнамилири вә турған җайлири бойичә: әмир Тимна, әмир Алваһ, әмир Йәһәт, әмир Оһолибамаһ, әмир Елаһ, әмир Пинон, әмир Кеназ, әмир Теман вә әмир Мибзар, әмир Магдийәл вә әмир Ирамлар еди. Булар Едомийларниң әмирлири болуп, өзлири егиләп олтирақлашқан җайлар өз намлири билән аталған еди. Мана шу тәриқидә Әсав Едомийларниң ата-бовиси болди.
41 fursten Oholibama, fursten Ela, fursten Pinon,
42 fursten Kenas, fursten Teman, fursten Mibsar,
43 fursten Magdiel, fursten Iram. Dessa voro Edoms stamfurstar, efter deras boningsorter i det land de hade tagit i besittning -- hans som ock kallas Esau, edoméernas stamfader.

< 1 Mosebok 36 >