< Yohana 14 >

1 Yesu aliwaambia, “Msifadhaike mioyoni mwenu. Mwaminini Mungu, niaminini na mimi pia.
Көңлүңларни паракәндә қилмаңлар! Худаға ишинисиләр, маңиму ишиниңлар.
2 Nyumbani mwa Baba yangu mna makao mengi; la sivyo ningalikwisha waambieni. Sasa nakwenda kuwatayarishieni nafasi.
Атамниң өйидә нурғун маканлар бар. Болмиған болса, буни силәргә ейтқан болаттим; чүнки мән һәр бириңларға орун тәйярлаш үчүн шу йәргә кетип баримән.
3 Na nikienda na kuwatayarishieni nafasi, nitarudi na kuwachukueni kwangu, ili nanyi muwe pale nilipo mimi.
Мән силәргә орун тәйярлиғили баридиған екәнмән, чоқум қайтип келип, силәрни өзүмгә алимән; шуниң билән, мән қәйәрдә болсам, силәрму шу йәрдә болисиләр.
4 Mnajua njia ya kwenda huko ninakokwenda.”
Силәр мениң қәйәргә кетидиғанлиғимни вә у йәргә баридиған йолни билисиләр.
5 Thoma akamwuliza, “Bwana, hatujui unakokwenda, tutawezaje basi, kuijua hiyo njia?”
Томас униңға: — И Рәб, сениң қәйәргә кетидиғанлиғиңни билмәймиз. Шундақ екән, йолни қандақ билимиз? — деди.
6 Yesu akamjibu, “Mimi ni njia, na ukweli na uzima. Hakuna awezaye kwenda kwa Baba ila kwa kupitia kwangu.
Әйса униңға: — Йол, һәқиқәт вә һаятлиқ өзүмдурмән. Мениңсиз һеч ким Атиниң йениға баралмайду.
7 Ikiwa mnanijua mimi mnamjua na Baba yangu pia. Na tangu sasa, mnamjua, tena mmekwisha mwona.”
Әгәр мени тонуған болсаңлар, Атамниму тонуған болаттиңлар. Һазирдин башлап уни тонудуңлар һәм уни көрдүңлар, — деди.
8 Filipo akamwambia, “Bwana, tuonyeshe Baba, nasi tutatosheka.”
— И Рәб, Атини бизгә көрситип қойсаңла, шу купайә, — деди Филип.
9 Yesu akamwambia, “Filipo, nimekaa nanyi muda wote huu, nawe hujanijua? Aliyekwisha niona mimi amemwona Baba. Unawezaje basi, kusema: Tuonyeshe Baba?
Әйса униңға мундақ деди: — «И Филип, силәр билән биргә болғинимға шунчә вақит болди, мени техичә тонумидиңму? Мени көргән киши Атини көргән болиду. Шундақ туруқлуқ, сән немишкә йәнә: «Бизгә Атини көрсәткәйсән» дәйсән?
10 Je, huamini kwamba mimi niko ndani ya Baba, naye Baba yuko ndani yangu? Maneno ninayowaambieni nyote siyasemi kwa mamlaka yangu; Baba aliye ndani yangu anafanya kazi yake.
Мән Атида, Ата мәндә екәнлигигә ишәнмәмсән? Силәргә ейтқан сөзлиримни өзлүгүмдин ейтқиним йоқ; бәлки мәндә туруватқан Ата Өз әмәллирини қиливатиду.
11 Mnapaswa kuniamini ninaposema kwamba mimi niko ndani ya Baba naye Baba yuko ndani yangu. Ama sivyo, aminini kwa sababu ya mambo ninayofanya.
Мениң Атида болғанлиғимға, Атиниң мәндә болғанлиғиға ишиниңлар. Яки һеч болмиғанда, мениң қилған әмәллиримдин маңа ишиниңлар.
12 Kweli nawaambieni, anayeniamini atafanya mambo ninayofanya mimi; naam, atafanya hata makuu zaidi, maana nakwenda kwa Baba.
Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, маңа ишәнгән киши мениң қиливатқан әмәллиримни қилалайду; вә булардинму техиму улуқ әмәлләрни қилиду, чүнки мән Атиниң йениға [қайтип] кетимән.
13 Na chochote mtakachoomba kwa jina langu nitafanya, ili Baba atukuzwe ndani ya Mwana.
Вә Атиниң Оғулда улуқлиниши үчүн, һәр немини мениң намим билән тилисәңлар, шуларни иҗабәт қилимән.
14 Mkiniomba chochote kwa jina langu, nitawafanyieni.
Мениң намим билән һәр қандақ нәрсини тилисәңлар, мән силәргә шуни иҗабәт қилимән».
15 “Mkinipenda mtazishika amri zangu.
— «Мени сөйсәңлар, әмирлиримгә әмәл қилисиләр.
16 Nami nitamwomba Baba naye atawapeni Msaidizi mwingine, atakayekaa nanyi milele. (aiōn g165)
Мәнму Атидин тиләймән вә У силәргә башқа бир Ярдәмчи ата қилиду. У силәр билән әбәткичә биргә болиду. (aiōn g165)
17 Yeye ni Roho wa kweli. Ulimwengu hauwezi kumpokea kwa sababu hauwezi kumwona wala kumjua. Lakini ninyi mnamjua kwa sababu anabaki nanyi na yu ndani yenu.
У болсиму Һәқиқәтниң Роһидур. Уни бу дуниядикиләр қобул қилалмайду, чүнки Уни нә көрмәйду, нә тонумайду. Бирақ силәр Уни тонуйсиләр, чүнки У силәр билән биллә туруватиду һәм силәрдә макан қилиду.
18 “Sitawaacha ninyi yatima; nitakuja tena kwenu.
Мән силәрни житим қалдурмаймән, йениңларға йәнә қайтип келимән.
19 Bado kidogo nao ulimwengu hautaniona tena, lakini ninyi mtaniona; na kwa kuwa mimi ni hai, nanyi pia mtakuwa hai.
Азғина вақиттин кейин, бу дуния мени көрмәйду, лекин силәр көрүсиләр. Мән һаят болғанлиғим үчүн, силәрму һаят болисиләр.
20 Siku ile itakapofika mtajua kwamba mimi niko ndani ya Baba, nanyi mko ndani yangu, nami ndani yenu.
Шу күндә мениң Атамда болғанлиғим, силәрниң мәндә болғанлиғиңлар вә мәнму һәм силәрдә болғанлиғимни билисиләр.
21 Azipokeaye amri zangu na kuzishika, yeye ndiye anipendaye. Naye anipendaye mimi atapendwa na Baba yangu, nami nitampenda na kujidhihirisha kwake.”
Ким әмирлиримгә егә болуп уларни тутса, мени сөйгүчи шу болиду. Мени сөйгүчини Атамму сөйиду, мәнму уни сөйимән вә өзүмни униңға аян қилимән».
22 Yuda (si yule Iskarioti) akamwambia, “Bwana, itawezekanaje wewe kujidhihirisha kwetu na si kwa ulimwengu?”
Йәһуда (Йәһуда Ишқарийот әмәс) униңдин: — И Рәб, сән өзүңни бу дуниядикиләргә аян қилмай, бизгила аян қилишиң қандақ иш? — дәп сориди.
23 Yesu akamjibu, “Mtu akinipenda atashika neno langu, na Baba yangu atampenda, nasi tutakuja kwake na kukaa naye.
Әйса униңға җававән мундақ деди: — «Бирким мени сөйсә, сөзүмни тутиду; Атамму уни сөйиду вә [Атам] билән иккимиз униң йениға берип, униң билән биллә макан қилимиз.
24 Asiyenipenda hashiki maneno yangu. Na neno mlilosikia si langu, bali ni lake Baba aliyenituma.
Мени сөймәйдиған киши сөзлиримни тутмайду; вә силәр аңлаватқан бу сөз болса мениң әмәс, бәлки мени әвәткән Атиниңкидур.
25 “Nimewaambieni mambo haya nikiwa bado pamoja nanyi
Мән силәр билән биллә болуватқан чеғимда, буларни силәргә ейттим.
26 lakini Msaidizi, Roho Mtakatifu, ambaye Baba atamtuma kwa jina langu, atawafundisheni kila kitu na kuwakumbusheni yote niliyowaambieni.
Лекин Ата мениң намим билән әвәтидиған Ярдәмчи, йәни Муқәддәс Роһ силәргә һәммини үгитиду һәм мениң силәргә ейтқан һәммә сөзлиримни есиңларға кәлтүриду.
27 “Nawaachieni amani; nawapeni amani yangu. Siwapi ninyi kama vile ulimwengu ufanyavyo. Msiwe na wasiwasi, wala msifadhaike.
Силәргә хатирҗәмлик қалдуримән, өз хатирҗәмлигимни силәргә беримән; мениң силәргә бәргиним бу дуниядикиләрниң бәргинидәк әмәстур. Көңлүңларни паракәндә қилмаңлар вә җүръәтсиз болмаңлар.
28 Mlikwisha sikia nikiwaambieni: Ninakwenda zangu, kisha nitarudi tena kwenu. Kama mngalinipenda mngalifurahi kwa sababu ninakwenda kwa Baba, maana yeye ni mkuu kuliko mimi.
Силәр мениң: «Мән [силәрдин] айрилип кетимән, кейин йениңларға йәнә қайтип келимән» дегинимни аңлидиңлар. Мени сөйгән болсаңлар, Атиниң йениға кетидиғанлиғим үчүн хурсән болаттиңлар. Чүнки Ата мәндин улуқдур.
29 Nimewaambieni haya sasa kabla hayajatokea, ili yatakapotokea mpate kuamini.
Силәрниң бу ишлар йүз бәргинидә ишинишиңлар үчүн бу [ишлар] йүз бериштин авал силәргә ейттим.
30 Sitasema nanyi tena mambo mengi, maana mtawala wa ulimwengu huu anakuja. Kwangu mimi hawezi kitu;
Мундин кейин силәр билән көп сөзләшмәймән; чүнки бу дунияниң һөкүмдари келиш алдида туриду вә мәндин киргидәк һеч йочуқ тапалмайду.
31 lakini ulimwengu unapaswa kujua kwamba nampenda Baba, na ndiyo maana nafanya kila kitu kama Baba alivyoniamuru. Simameni, tutoke hapa!”
Лекин бу дунияниң адәмлириниң мениң Атини сөйидиғанлиғимни билиши үчүн Ата маңа немә әмир қилған болса, мән дәл шуни әмәлгә ашуримән. Туруңлар, бу җайдин кетәйли».

< Yohana 14 >