< Mathayo 13 >
1 Katika siku hiyo Yesu aliondoka nyumbani na kukaa kando ya bahari.
Шу күни Әйса өйдин чиқип, деңиз бойида олтиратти.
2 Umati mkubwa ulikusanyika kwa kumzunguka, aliingia ndani ya mtumbwi na kukaa ndani yake. Umati wote walisimama kando ya bahari.
Әтрапиға топ-топ адәмләр олишивалғачқа, у бир кемигә чиқип олтарди. Пүткүл халайиқ болса деңиз бойида турушатти.
3 Kisha Yesu alisema maneno mengi kwa mifano, Alisema, “Tazama, mpanzi alienda kupanda.
У уларға тәмсилләр билән нурғун һекмәтләрни ейтип бирип, мундақ деди: — Мана, уруқ чачқучи уруқ чачқили [етизға] чиқипту.
4 Alipokuwa akipanda baadhi ya mbegu zilianguka kando ya njia na ndege walikuja wakazidonoa.
Уруқ чачқанда уруқлардин бәзилири чиғир йол үстигә чүшүпту, қушлар келип уларни йәп кетипту.
5 Mbegu zingine zilianguka juu ya mwamba, ambapo hazikupata udongo wa kutosha. Ghafla zilichipuka kwa sababu udongo haukuwa na kina.
Бәзилири теши көп, тописи аз йәрләргә чүшүпту. Туприғи чоңқур болмиғачқа, тезла үнүп чиқипту,
6 Lakini jua lilipo chomoza zilichomwa kwa sababu hazikuwa na mizizi, na zilikauka.
лекин күн чиқиши биләнла аптапта көйүп, йилтизи болмиғачқа қуруп кетипту.
7 Mbengu zingine zilianguka kati ya miti yenye miiba. Miti yenye miiba ilirefuka juu ikaisonga.
Бәзилири тикәнләрниң арисиға чүшүпту, тикәнләр өсүп майсиларни боғувапту.
8 Mbegu zingine zilianguka kwenye udongo mzuri na kuzaa mbegu, zingine mara mia moja zaidi, zingine sitini na zingine thelathini
Бәзилири болса яхши тупраққа чүшүпту. Уларниң бәзилири йүз һәссә, бәзилири атмиш һәссә, йәнә бәзилири оттуз һәссә һосул берипту.
9 Aliye na masikio na asikie.
Қулиқи барлар буни аңлисун!
10 Wanafunzi walikuja na kumwambia Yesu, “Kwa nini unazungumza na makutano kwa mifano?”
Мухлислири келип, униңдин: — Сән немә үчүн уларға тәмсилләр арқилиқ тәлим берисән? — дәп сориди.
11 Yesu alijibu kuwaambia, “Mmepewa upendeleo wa kufahamu siri za ufalme wa mbinguni, bali kwao hawajapewa.
У уларға мундақ җавап бәрди: — Силәр әрш падишалиғиниң сирлирини билишкә муйәссәр қилиндиңлар, лекин уларға несип қилинмиди.
12 Lakini yeyote aliyenacho, kwake yeye ataongezewa zaidi, na atapata faida kubwa. Ilasiye nacho hata kile alichonacho atanyang'anywa.
Чүнки кимдә бар болса, униңға техиму көп берилиду, униңда молчилиқ болиду; амма кимдә йоқ болса, һәтта униңда бар болғанлириму униңдин мәһрум қилиниду.
13 Hivyo naongea nao kwa mifano kwa sababu ingawa wanaona, wasione kweli. Na ingawa wanasikia wasisikie wala kufahamu.
Уларға тәмсил билән сөзлишимниң сәвәви шуки, улар қарисиму көрмәйду, аңлисиму тиңшимайду һәм һәқиқий чүшәнмәйду.
14 Unabii wa Isaya umetimia kwao, ule usemao, “Msikiapo msikie, lakini kwa namna yoyote hamtaelewa; wakati mwonapo muweze kuona, lakini kwa namna yeyote ile msijue.
Буниң билән Йәшая пәйғәмбәр ейтқан бешарәттики муну сөзләр әмәлгә ашурулди: — «Силәр аңлашни аңлайсиләр, бирақ чүшәнмәйсиләр; Қарашни қарайсиләр, бирақ көрмәйсиләр.
15 Na mioyo ya watu hawa imekuwa giza, ni vigumu kusikia, na wamefumba macho yao, ili wasiweze kuona kwa macho yao, au kusikia kwa masikio yao, au kufahamu kwa mioyo yao, hivyo wangenigeukia tena, na ningewaponya.'
Чүнки мошу хәлиқниң жүригини май қаплап кәткән, Улар аңлиғанда қулақлирини еғир қиливалған, Улар көзлирини ухлиғандәк жумувалған; Ундақ болмисиди, улар көзлири билән көрүп, Қулиқи билән аңлап, Көңли билән чүшинип, Өз йолидин яндурулуши билән, Мән уларни сақайтқан болаттим.
16 Bali macho yenu yamebarikiwa, kwa kuwa yanaona, na masikio yenu kwa kuwa yanasikia.
Лекин, көзлириңлар бәхитликтур! Чүнки улар көриду; қулиқиңлар бәхитликтур! Чүнки улар аңлайду.
17 Hakika nawaambia manabii wengi na watu wenye haki walikuwa na hamu ya kuyaona mambo yale myaonayo, na hawakuweza kuyaona. Walitamani kusikia mambo yale mnayosikia, hawakuyasikia.
Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, бурунқи нурғун пәйғәмбәрләр вә һәққаний адәмләр силәрниң көргиниңларни көрүшкә интизар болған болсиму уларни көрмигән; силәрниң аңлиғиниңларни аңлашқа интизар болған болсиму уларни аңлимиған.
18 . Sasa sikilizeni mfano wa mpanzi.
Әнди уруқ чачқучи тоғрисидики тәмсилниң мәнасини аңлаңлар:
19 Wakati yeyote asikiapo neno la ufalme na asilifahamu, ndipo mwovu huja na kukinyakua kilichokwisha kupandwa ndani ya moyo wake. Hii ni mbegu ile iliyopandwa kando ya njia.
Әгәр бири [әрш] падишалиғиниң сөз-каламини аңлап туруп чүшәнмисә, Шәйтан келип униң көңлигә чечилған сөзни елип кетиду. Бу дәл чиғир йол үстигә чечилған уруқлардур.
20 Yeye aliyepandwa katika miamba ni yule asikiaye neno na kulipokea haraka kwa furaha.
Ташлиқ йәрләргә чечилған уруқлар болса, улар сөз-каламни аңлап, хошаллиқ билән дәрһал қобул қилғанларни көрситиду.
21 Bado hana mizizi ndani yake, ila huvumilia kwa kitambo kifupi. Wakati matatizo au mateso yanapotokea kwa sababu ya neno hujikwaa ghafla.
Һалбуки, қәлбидә һеч йилтиз болмиғачқа, пәқәт вақитлиқ мәвҗут болуп туриду; сөз-каламниң вәҗәдин қийинчилиқ яки зиянкәшликкә учриғанда, улар шуан йолдин чәтнәп кетиду.
22 Aliyepandwa kati ya miti ya miiba, huyu ni yule alisikiaye neno lakini masumbuko ya ulimwengu na udaganyifu wa utajiri hulisonga lile neno lisije likazaa matunda. (aiōn )
Тикәнләрниң арисиға чечилғини шундақ адәмләрни көрсәткәнки, улар сөз-каламни аңлиғини билән, лекин бу дунияниң әндишилири вә байлиқниң езиқтуруши [қәлбидики] сөз-каламни боғуветиду-дә, улар һосулсиз қалиду. (aiōn )
23 Aliyepandwa kwenye udongo mzuri, huyu ni yule asikiaye neno na kulifahamu. Huyu ni yule azaaye matunda na kuendelea kuzaa moja zaidi ya mara mia, nyingine sitini, nyingine thelathini.''
Лекин яхши йәргә чечилған уруқлар болса — сөз-каламни аңлап чүшәнгән адәмләрни көрситиду. Бундақ адәмләр һосул бериду, бириси йүз һәссә, бириси атмиш һәссә, йәнә бириси оттуз һәссә һосул бериду.
24 Yesu aliwapa mfano mwingine. Akisema, “Ufalme wa mbinguni unafananishwa na mtu aliye panda mbengu nzuri katika shamba lake
У уларниң алдида йәнә бир тәмсилни баян қилди: — — Әрш падишалиғи худди етизиға яхши уруқни чачқан бир адәмгә охшайду.
25 Lakini watu waliposinzia, adui wake akaja pia akapanda magugu katikati ya ngano kisha akaenda zake.
Амма кишиләр уйқиға чөмгән чағда, дүшмини келип буғдай арисиға күрмәк уруқлирини чечиветип, кетипту.
26 Baadaye ngano ilipoota na kutoa mazao yake, ndipo magugu yalitokea pia.
Әнди майсилар өсүп, башақ чиқарғанда, күрмәкму ашкарлинишқа башлапту.
27 Na watumishi wa mwenye shamba walikuja wakamwambia, 'Bwana, hukupanda mbengu nzuri katika shamba lako? Imekuwaje sasa lina magugu?
Ғоҗайинниң чакарлири келип униңға: — «Әпәнди, сиз етизиңизға яхши уруқ чачқан әмәсмидиңиз? Күрмәкләр нәдин келип қалди?» дәпту.
28 Akawaambia, Adui ametenda hili.' Watumishi walimwambia, “Kwa hiyo unataka twende tukayang'oe?”
Ғоҗайин: «Буни бир дүшмән қилған» — дәпту. Чакарлар униңдин: «Сиз бизни берип уларни отиветиңлар демәкчиму?» — дәп сорапту.
29 Mwenye shamba akisema, 'Hapana, wakati mnayang'oa magugu mtang'oa pamoja na ngano.
«Яқ, » — дәпту ғоҗайин, «ундақ қилғанда күрмәкләрни юлғанда, буғдайларниму жулуветишиңлар мүмкин.
30 Yaacheni yakue pamoja mpaka wakati wa mavuno. Wakati wa mavuno nitasema kwa wavunaji, 'Kwanza yang'oeri magugu na yafungeni matita matita na kuyachoma, lakini kusanyeni ngano katika ghala langu.''''
Бу иккиси орма вақтиғичә биллә өссун, орма вақтида, мән ормичиларға: — Алди билән күрмәкләрни айрип жиғип, бағлап көйдүрүшкә қоюңлар, андин буғдайларни жиғип амбиримға әкириңлар, дәймән» — дәпту ғоҗайин.
31 Kisha Yesu aliwatolea mfano mwingine. Akasema, “Ufalme wa mbinguni unafanana na mbegu ya haradali ambayo mtu aliichukua na kuipanda katika shamba lake.
У уларға йәнә бир тәмсилни ейтти: — Әрш падишалиғи худди бир адәм қолиға елип етизиға чачқан қича уруғиға охшайду.
32 Mbegu hii kwa hakika ni ndogo kuliko mbegu zingine zote. Lakini imeapo huwa kubwa kuliko mimea yote ya bustani, huwa mti, kiasi kwamba ndege wa angani huja na kujenga viota katika matawi yake.”
Қича уруғи дәрвәқә барлиқ уруқларниң ичидә әң кичик болсиму, у һәр қандақ зираәттин егиз өсүп, дәрәқ болиду, һәтта асмандики қушларму келип униң шахлирида угулайду.
33 Akawaambia mfano mwingine tena.”Ufalme wa mbinguni ni kama chachu ile iliyo twaliwa na mwanamke na kuichanganya kwa vipimo vitatu kwa unga mpaka viumuke.
У уларға йәнә бир тәмсилни ейтти: — Әрш падишалиғи худди бир аял қолиға елип үч җавур унниң арисиға йошуруп, таки пүтүн хемир болғичә сақлиған ечитқуға охшайду.
34 Hayo yote Yesu aliyasema kwenye umati kwa mifano. Na pasipo mifano hakusema chochote kwao.
Әйса бу ишларниң һәммисини тәмсилләр билән көпчиликкә баян қилди. У тәмсилсиз һеч қандақ тәлим бәрмәйтти.
35 Hii ilikuwa kwamba kile kilichokwisha semwa kupitia kwa nabii kiweze kutimia, pale aliposema, “Nitafumbua kinywa changu katika mifano. Nitasema mambo yale yaliyokuwa yamefichwa tangu misingi ya ulimwengu”.
Буниң билән пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтилған муну сөзләр әмәлгә ашурулди: — «Ағзимни тәмсил сөзләш билән ачимән, Аләм апиридә болғандин бери йошурунуп кәлгән ишларни елан қилимән».
36 Kisha Yesu aliwaacha makutano na kwenda nyumbani. Wanafunzi wake walimwendea na kusema, “Tufafanulie mfano wa magugu ya shambani.''
Шуниңдин кейин, у көпчиликни йолға селиветип өйгә кирди. Мухлислири йениға келип униңдин: — Етизлиқтики күрмәк тоғрисидики тәмсилни бизгә шәрһләп бәрсәң, — дәп өтүнди.
37 Yesu alijibu na kusema, “Apandae mbegu nzuri ni Mwana wa Adamu.
У әнди уларға җавап берип мундақ деди: — Яхши уруқни чачқан киши Инсаноғлидур.
38 Shamba ni ulimwengu; na mbegu nzuri, hawa ni wana wa ufalme. Magugu ni wana wa yule mwovu, na adui aliye zipanda ni ibilisi.
Етизлиқ болса — дуния. Яхши уруқ болса [әрш] падишалиғиниң пәрзәнтлиридур, лекин күрмәк рәзил болғучиниң пәрзәнтлиридур.
39 Na mavuno ni mwisho wa ulimwengu, na wavunaji ni malaika. (aiōn )
Күрмәк чачқан дүшмән — Иблистур. Орма оруш вақти — заман ахиридур. Ормичилар — пәриштиләрдур. (aiōn )
40 Kama vile magugu yanavyo kusanywa na kuchomwa moto, hivyo ndivyo itakavyo kuwa mwisho wa ulimwengu. (aiōn )
Күрмәкләр жулунуп, отта көйдүрүветилгинидәк, заман ахиридиму әнә шундақ болиду. (aiōn )
41 Mwana wa Adamu atatuma malaika wake, na kukusanya kutoka katika ufalme wake mambo yote yaliyosababisha dhambi na wale watendao maasi.
Инсаноғли пәриштилирини әвәтип, улар инсанларни гунаға аздурғучиларниң һәммисини, шундақла барлиқ итаәтсизлик қилғучиларни өз падишалиғидин шаллап чиқип,
42 Watawatupa wote katika tanuru la moto, ambako kutakuwa na kilio na kusaga meno.
хумданниң лавулдап турған отиға ташлайду. У йәрдә жиға-зерәлар көтирилиду, чишлирини ғучурлитиду.
43 Ndipo watu wenye haki watakapong'aa kama jua katika Ufalme wa Baba yao. Yeye aliye na masikio na sikie.
У чағда һәққанийлар Атисиниң падишалиғида худди қуяштәк җулалиниду. Аңлиғидәк қулиқи барлар буни аңлисун!
44 Ufalme wa mbinguni ni kama hazina iliyofichwa shambani. Mtu akaiona na kuificha. Katika furaha yake akaenda kuuza vyote alivyokuwa navyo, na kulinunua shamba.
— Әрш падишалиғи худди етизда йошурулған бир ғәзнигә охшайду. Уни тепивалғучи ғәзнини қайтидин йошуруп, ғәзниниң шат-хурамлиғи ичидә бар-йоқини сетиветип, шу етизни сетивалиду.
45 Tena, ufalme wa mbinguni ni kama mtu anayefanya biashara atafutaye lulu yenye thamani.
Йәнә келип, әрш падишалиғи есил үнчә-мәрвайитларни издигән содигәргә охшайду.
46 Wakati alipoiona ile yenye thamani, alienda akauza kila kitu alichokuwa nacho na akainunua.
Содигәр наһайити қиммәт баһалиқ бир мәрвайитни тапқанда, қайтип берип бар-йоқини сетиветип, у мәрвайитни сетивалиду.
47 Ufalme wa mbinguni ni kama nyavu iliyo ndani ya bahari, na kwamba hukusanya viumbe vya kila aina.
— Йәнә келип, әрш падишалиғи деңизға ташлинип һәр хил белиқларни тутидиған торға охшайду.
48 Ulipojaa wavuvi waliuvuta ufukweni. Kisha wakakaa chini wakakusanya vitu vyema ndani ya vyombo, lakini visivyo na thamani vilitupwa mbali.
Тор тошқанда, [белиқчилар] уни қирғаққа тартип чиқириду. Андин олтирип, яхши белиқларни илғивелип, қачиларға қачилап, әрзимәсләрни ташливетиду.
49 Itakuwa namna hii katika mwisho wa dunia. Malaika watakuja na kuwatenga watu waovu kutoka miongoni mwa wenye haki. (aiōn )
Заман ахирида шундақ болиду. Пәриштиләр чиқип, рәзил кишиләрни һәққаний кишиләр арисидин айрийду (aiōn )
50 Na kuwatupa ndani ya tanuru ya moto, ambako kutakuwa na maombolezo na kusaga meno.
вә хумданниң лавулдап турған отиға ташлайду. У йәрдә жиға-зерәлар көтирилиду, чишлирини ғучурлитиду.
51 Mmefahamu mambo yote haya? Wanafunzi walimjibu, ''Ndiyo.''
Әйса улардин: — Бу ишларниң һәммисини чүшәндиңларму? дәп сориди. Чүшәндуқ, — дәп җавап бәрди улар.
52 Kisha Yesu akawambia, ''Kila mwandishi ambaye amekuwa mwanafunzi wa ufalme anafanana na mwenye nyumba atoaye katika hazina yake vitu vipya na vya kale.''
Андин у уларға: — Шуңа, әрш падишалиғиниң тәлимигә муйәссәр болуп мухлис болған һәр бир Тәврат устази худди ғәзнисидин йеңи һәм кона нәрсиләрни елип чиқип тарқатқучи өй ғоҗайиниға охшайду, — деди.
53 IkawaYesu alipomaliza mifano yote hiyo, akaondoka katika sehemu hiyo.
Әйса бу тәмсилләрни сөзләп болғандин кейин, шундақ болдики, у йәрдин айрилип,
54 Kisha Yesu akafika katika mkoa wake na akawafundisha watu katika sinagogi. Matokeo yake ni kuwa walishangaa na kusema, “Ni wapi mtu huyu alipopata hekima hii na miujiza hii?
өз жутиға кәтти вә өз жутидики синагогта хәлиққә тәлим беришкә киришти. Буни аңлиған халайиқ интайин һәйран болушуп: — Бу адәмниң бунчивала даналиғи вә мөҗизә-карамәтлири нәдин кәлгәнду?
55 Mtu huyu siyo mwana wa seremala? Mariamu siyo mamaye? Na ndugu zake siyo Yakobo, Yusuph, Simoni na Yuda?
У пәқәт һелиқи яғаччиниң оғли әмәсму? Униң анисиниң исми Мәрйәм, Яқуп, Йүсүп, Симон вә Йәһудалар униң инилири әмәсму?
56 Na dada zake tunao hapa petu? Basi mtu huyu ameyapata wapi haya yote?”.
Униң сиңиллириниң һәммиси бизниң аримиздиғу? Шундақ екән, униңдики бу ишларниң һәммиси зади нәдин кәлгәнду? — дейишәтти.
57 Aliwachukiza. Lakini Yesu aliwambia, “Nabii hakosi kuwa na heshima isipokuwa kwao na katika nchi yao.
Шуниң билән улар униңға һәсәт-бизар билән қариди. Шуңа Әйса уларға мундақ деди: — Һәр қандақ пәйғәмбәр башқа йәрләрдә һөрмәтсиз қалмайду, пәқәт өз жути вә өз өйидә һөрмәткә сазавәр болмайду.
58 Na hakuweza kufanya miujiza mingi kwa sababu hawakuwa na imani naye.
Уларниң иман-ишәшсизлигидин у у йәрдә көп мөҗизә көрсәтмиди.