< Hechos 25 >
1 Festo pues, entrado en la provincia, tres días después subió de Cesarea a Jerusalén.
Фестус [Йәһудийә] өлкисигә кирип, үч күндин кейин Қәйсәрийәдин чиқип Йерусалимға барған еди.
2 Y vinieron a él el príncipe de los sacerdotes y los principales de los judíos contra Pablo; y le rogaron,
Баш каһинлар билән Йәһудийларниң мөтивәрлири униң алдида Павлусниң үстидин рәсмий шикайәт қилип, униңдин илтипат сорап, адәм әвитип Павлусни
3 pidiendo gracia contra él, que le hiciese traer a Jerusalén, poniendo ellos asechanzas para matarle en el camino.
Йерусалимға елип келишни өтүнди. Мәхсити, улар йол үстидә бөктүрмә тәйярлап Павлусни өлтүрүш еди.
4 Pero Festo respondió, que Pablo estaba guardado en Cesarea, adonde él mismo partiría presto.
Фестус буни аңлап уларға: — Павлус һазир Қәйсәрийәдә солақта туривәрсун. Мән йеқинда у йәргә қайтип кәтмәкчимән.
5 Los que de vosotros puedan, dijo, desciendan juntamente; y si hay algo en este varón, acúsenle.
Араңлардин һоқуқдар болғанлар мән билән биллә чүшсун. Әгәр униң бирәр әйиви болса, улар шу йәрдә шикайәт қилса болиду, — дәп җавап бәрди.
6 Y deteniéndose entre ellos no más de diez días, venido a Cesarea, el siguiente día se sentó en el tribunal, y mandó que Pablo fuese traído.
Фестус уларниң ичидә сәккиз-он күндин артуқ турмай, Қәйсәрийәгә қайтип чүшти. Әтиси сорақ тәхтигә олтирип, Павлусни елип келишни буйруди.
7 El cual venido, le rodearon los judíos que habían venido de Jerusalén, poniendo contra Pablo muchas y graves acusaciones, las cuales no podían probar;
Павлус кәлгәндә, Йерусалимдин чүшкән Йәһудийлар униң әтрапиға олишип, униңға нурғун еғир җинайәтләр билән қарилап шикайәтләрни қилди. Бирақ буларниң һеч қайсисиға испат көрситип берәлмиди.
8 dando Pablo razón: Que ni contra la ley de los judíos, ni contra el Templo, ni contra César he pecado en nada.
Павлус өзини ақлап: — Мән һеч қайси ишта Йәһудийларниң қануниға, ибадәтханисиға яки [император] Қәйсәргә қарши бирәр җинайәтму садир қилмидим, — деди.
9 Mas Festo, queriendo congraciarse con los judíos, respondiendo a Pablo, dijo: ¿Quieres subir a Jerusalén, y allá ser juzgado de estas cosas delante de mí?
Лекин, Фестус Йәһудийларниң көңлини елишқа, уларға илтипат көрсәтмәкчи болуп Павлустин: — Йерусалимға берип, у йәрдә мениң алдимда бу шикайәтләргә асасән сотлинишқа рази боламсән? — дәп сориди.
10 Y Pablo dijo: Ante el tribunal de César estoy, donde conviene que sea juzgado. A los judíos no he hecho injuria alguna, como tú sabes muy bien.
Лекин Павлус җавап берип мундақ деди: — Мән һазир Қәйсәрниң сорақ тәхти алдида туримән. Мени сорақ қилишқа тегишлик йәр мана мошу. Өзлиригә ениқ мәлум болғандәк, мән Йәһудийларға һеч қандақ наһәқлиқ қилмидим.
11 Porque si alguna injuria, o cosa alguna digna de muerte he hecho, no rehuso morir; mas si nada hay de las cosas de que éstos me acusan, nadie puede darme a ellos. A César apelo.
Әгәр җинайитим болса, шундақла өлүмгә лайиқ бирәр иш қилған болсам, мән өзүмни өлүмдин қачурмаймән. Бирақ уларниң мениң үстүмдин қилған шикайәтлириниң асаси болмиса, һеч кимниң мени уларға тапшуруп беришкә һәққи йоқ. Мән Қәйсәргә мураҗиәт қилимән!
12 Entonces Festo, habiendo hablado con el consejo, respondió: ¿A César has apelado? A César irás.
Андин Фестус мәслиһәтчилири билән сөзләшкәндин кейин, Павлусқа: — Сән Қәйсәргә мураҗиәт қилдиң — униң алдиға әнди барисән! — деди.
13 Y pasados algunos días, el rey Agripa y Berenice vinieron a Cesarea a saludar a Festo.
Бир нәччә күндин кейин, Агриппа хан билән [сиңлиси] Бәрники Фестусқа тәбрик-саламға Қәйсәрийәгә кәлди.
14 Y como estuvieron allí muchos días, Festo declaró la causa de Pablo al rey, diciendo: Un varón ha sido dejado preso por Félix,
У йәрдә узун күнләр турғандин кейин, Фестус Павлусниң ишини ханға мәлум қилип: — Бу йәрдә Феликс қалдуруп кәткән бир мәһбус бар.
15 sobre el cual, cuando fui a Jerusalén, vinieron a mí los príncipes de los sacerdotes y los ancianos de los judíos, pidiendo venganza contra él;
Мән Йерусалимға барғинимда, Йәһудий баш каһинлири билән ақсақаллири униң үстидин шикайәт қилип, мәндин уни җазаға мәһкүм қилишимни тәләп қилишти.
16 a los cuales respondí; no ser costumbre de los Romanos dar alguno a la muerte antes que el que es acusado tenga presentes sus acusadores, y haya lugar de defenderse de la acusación.
Мән уларға, әрз қилинғучи әрз қилғучилар билән йүзләштүрүлүп, униңға өзини ақлаш пурсити берилмигичә, уни җазаға тапшуруш римлиқларниң адити әмәстур, дәп ейттим.
17 Así que, habiendo venido ellos juntos acá, sin ninguna dilación, al día siguiente, sentado en el tribunal, mandé traer al hombre;
Шуңа улар мән билән биллә бу йәргә кәлгәндин кейин, мән вақитни кәйнигә созмай, әтисила сорақ тәхтигә олтирип у кишини әкилишни буйрудум.
18 y estando presentes sus acusadores, ningún cargo produjeron de los que yo sospechaba;
Әрз қилғучилар орунлиридин турғанда, уларниң униң үстидин шикайәт қилғанлири мениң ойлиғинимдәк рәзил ишлар әмәс еди,
19 solamente tenían contra él ciertas cuestiones acerca de su superstición, y de un cierto Jesús, difunto, el cual Pablo afirma que está vivo.
Бәлки уларниң өз ибадәт түзүми тоғрилиқ вә Әйса исимлиқ бир киши һәққидә мәлум талаш-тартиш мәсилилири бар екән. У киши өлгән болуп, Павлус болса у тирилди дәйдикән.
20 Y yo, dudando en cuestión semejante, dije, si quería ir a Jerusalén, y allá ser juzgado de estas cosas.
Бу мәсилиләрни зади қандақ ениқлашни биләлмәй, мән Павлустин Йерусалимға берип, у йәрдә бу ишлар тоғрилиқ сораққа тартилишқа рази болуш-болмаслиғини сориған едим.
21 Mas apelando Pablo a ser guardado al conocimiento de Augusto, mandé que le guardasen hasta que le enviara a César.
Павлус солақта туруп император җанаблириниң сорақ қарарини чиқиришини мураҗиәт қилғандин кейин, мән уни Қәйсәрниң алдиға әвәткичә, солақта тутуп турушни буйрудум.
22 Entonces Agripa dijo a Festo: Yo también quisiera oír a ese hombre. Y él dijo: Mañana le oirás.
Агриппа Фестусқа: — Мениңму бу кишиниң сөзлирини аңлап баққум бар, — деди. — Әтә аңлайсиз, — деди у.
23 Y al otro día, viniendo Agripa y Berenice con mucha pompa, y entrando en la audiencia con los tribunos y principales varones de la ciudad, por mandato de Festo, fue traído Pablo.
Шуниң билән әтиси, Агриппа билән Бәрники һәйвәт билән аммивий жиғин залиға кирип кәлди, миң бешилар вә шәһәр каттивашлириму улар билән биллә кирип келишти. Фестус әмир қиливиди, Павлус елип кирилди.
24 Entonces Festo dijo: Rey Agripa, y todos los varones que estáis aquí juntos con nosotros; veis a éste, por el cual toda la multitud de los Judíos me ha demandado en Jerusalén y aquí, dando voces que no conviene que viva más;
Фестус мундақ деди: — Агриппа падиша алийлири вә мошу сорунға жиғилған җанаблар! Бу кишини көрүватисиләр. Һәм Йерусалимда һәм бу йәрдә пүтүн Йәһудий аһалиси униң тоғрилиқ әрз қилип маңа мураҗиәт қилип, у тирик қалдурушқа болмайду! — дәп чурқирашқан еди.
25 pero yo, hallando que ninguna cosa digna de muerte ha hecho, y él mismo apelando a Augusto, he determinado enviarle,
Лекин мән униңдин өлүм җазаси беришкә тегишлик бирәр җинайәт тапалмидим. Һазир бу киши император җанаблириға мураҗиәт қилди. Шуниң билән уни [Римға] әвәтишни қарар қилдим.
26 del cual no tengo cosa cierta que escribir al señor; por lo que le he sacado a vosotros, y mayormente a ti, oh rey Agripa, para que hecha información, tenga yo qué escribir.
Бирақ униң һәққидә ғоҗамға мәлум қилип язғидәк иш йоқ. Шуниң билән әһвални рәсмий тәкшүрүп бирәр язғидәк мәлуматқа егә болуш мәхситидә уни һәр бирлириниң алдиға, болупму сили, Агриппа падиша алийлириниң алдиға елип кәлдим.
27 Porque fuera de razón me parece enviar un preso, y no señalar las causas.
Чүнки мәһбусни сотқа әвәткәндә, униң үстидин қилинған шикайәтләрни ениқ көрсәтмәслик маңа нисбәтән орунлуқ әмәстәк билиниду.