< Apocalipsis 6 >

1 Vi cuando el Cordero abrió uno de los siete sellos y escuché a uno de los cuatro seres vivientes que decía con voz de trueno: ¡Ven!
Андин Қоза йәттә печәтниң бирини ачқанда, мән қарап турдум. Төрт һаят мәхлуқтин бириниң гүлдүрмамидәк аваз билән: «Кәл!» дегинини аңлидим.
2 Miré, y ahí estaba un caballo blanco. Su jinete tenía un arco. Se le dio una corona. Salió venciendo y para vencer.
Көрдүмки, мана бир ақ ат кәлди! Атқа мингүчиниң қолида бир оқ-я бар еди; униңға бир таҗ берилди. У ғәлибә қилғучи сүпитидә зәпәр қучуш үчүн җәңгә атланди.
3 Cuando [el Cordero ]abrió el segundo sello, escuché al segundo ser viviente que decía: ¡Ven!
Қоза иккинчи печәтни ачқанда, иккинчи һаят мәхлуқниң: «Кәл!» дегинини аңлидим.
4 Salió otro caballo rojizo. A su jinete se le concedió quitar la paz de la tierra, y [los hombres] se matarán unos a otros. Y se le dio una gran espada.
Йәнә бир ат оттуриға чиқти, униң рәңги қип-қизил еди. Атқа мингүчигә йәр йүзидики течлиқни елип кетиш вә инсанларни өз ара қирғинчилиққа селиш һоқуқи берилди. Униңға йәнә чоң бир қилич берилди.
5 Cuando [el Cordero ]abrió el tercer sello, escuché al tercer ser viviente que decía: ¡Ven! Y miré, y ahí estaba un caballo negro. Su jinete tenía una balanza en la mano.
Қоза үчинчи печәтни ачқанда, үчинчи һаят мәхлуқниң: «Кәл!» дегинини аңлидим. Мән көрдүмки, мана бир қара ат кәлди. Атқа мингүчиниң қолида бир тараза бар еди.
6 Escuché una voz en medio de los cuatro seres vivientes que decía: Un litro de trigo por un denario, tres litros de cebada por un denario. Y no dañes el aceite ni el vino.
Төрт һаят мәхлуқниң арисидин: — «Бир тавақ буғдай бир динариус пулға, Үч тавақ арпа бир динариус пулға сетилиду. Амма зәйтун йеғиға вә шарапқа зәрәр йәткүзмигин!» — дегәндәк бир авазни аңлидим.
7 Cuando [el Cordero ] abrió el cuarto sello, escuché la voz del cuarto ser viviente que decía: ¡Ven!
Қоза төртинчи печәтни ачқанда, төртинчи һаят мәхлуқниң: «Кәл!» дегән авазини аңлидим.
8 Miré, y ahí estaba un caballo pálido. Su jinete se llamaba Muerte, y el Hades seguía con él. Y le fue concedida autoridad sobre la cuarta parte de la tierra para matar con espada, hambre, pestilencia y las fieras de la tierra. (Hadēs g86)
Көрдүмки, мана бир татираң атни көрдүм. Атқа мингүчиниң исми «Өлүм» еди. Униң кәйнидин тәһтисара әгишип келивататти. Уларға йәр йүзиниң төрттин биригә һөкүмранлиқ қилип, қилич, ачарчилиқ, ваба вә йәр йүзидики житқуч һайванлар арқилиқ адәмни өлтүрүш һоқуқи берилди. (Hadēs g86)
9 Cuando [el Cordero ]abrió el quinto sello, miré debajo del altar las almas de los que habían sido asesinados por causa de la Palabra de Dios y del testimonio que tenían.
Қоза бәшинчи печәтни ачқанда, Худаниң сөз-калами үчүн вә изчил гувалиқ бәргәнлиги вәҗидин өлтүрүлгәнләрниң җанлирини қурбангаһниң тегидә көрдүм.
10 Clamaban a gran voz y preguntaban: ¿Oh Soberano, Santo y Verdadero, hasta cuándo no juzgas a los que viven en la tierra y vengas nuestra sangre?
Улар қаттиқ аваз билән нида селишип: — Әй һакиммутләқ Егимиз, муқәддәс вә һәқиқий Болғучи! Сән қачанғичә йәр йүзидә туруватқанларни сорақ қилмай, улардин қенимизниң интиқамини алмайсән? — дейишәтти.
11 Se le dio a cada uno una túnica blanca, y se les dijo que descansaran aún un corto tiempo, hasta que fuera completado [el número] tanto de sus consiervos como de sus hermanos que estaban a punto de ser asesinados como ellos.
Уларниң һәр биригә бирдин ақ тон берилди. Уларға, өзүңларға охшаш өлтүрүлидиған қул-бурадәрлириңлар һәм қериндашлириңларниң сани тошқичә азғинә вақит арам елишиңлар керәк, дәп ейтилди.
12 Miré cuando [el Cordero ]abrió el sexto sello. Hubo un gran terremoto, el sol oscureció como tela de crin y la luna entera se volvió como sangre.
Андин мән Қоза алтинчи печәтни ачқинида көрдүмки, мана дәһшәтлик бир йәр тәврәш йүз бәрди, қуяш бәәйни қара жуңдин тоқулған бөздәк қап қара рәңгә, толун ай болса қанниң рәңгигә кирди.
13 Las estrellas del cielo cayeron a la tierra como una higuera suelta sus brevas cuando es sacudida por un viento fuerte.
Әнҗир дәриғиниң қаттиқ боранда силкинишидин әнҗир ғорилири йәргә төкүлгәндәк, асмандики юлтузларму йәр йүзигә төкүлди.
14 El cielo fue replegado como un rollo que es enrollado. Toda montaña y toda isla fueron removidas de sus lugares.
Асман худди орам язминиң түрүлгинидәк ғайип болди, һәр бир тағ вә арал орнидин йөткәлди;
15 Los reyes de la tierra, los grandes, los magistrados, los ricos, los poderosos, y todo esclavo y libre se escondieron en las cuevas y entre las rocas de las montañas.
һәмдә дуниядики падишалар, мөтивәрләр, сәрдарлар, байлар, күчлүкләр, қуллар вә һөрләрниң һәммиси өңкүрләргә вә тағларниң камарлириға йошурунди.
16 Y decían a las montañas y a las rocas: ¡Caigan sobre nosotros! ¡Escóndannos de la presencia del que está sentado en el trono y de la ira del Cordero!
Улар тағларға вә қорам ташларға мундақ дәп җар салди: — «Үстимизгә чүшүңлар! Бизни тәхттә Олтарғучиниң сиймасидин һәм Қозиниң ғәзивидин йошуруңлар вә сақлаңлар!
17 Porque llegó el gran día de la ira de ellos, y ¿quién puede sostenerse en pie?
Чүнки Уларниң дәһшәтлик ғәзәп күни кәлди, әнди ким пут тирәп туралисун?!».

< Apocalipsis 6 >