< San Mateo 18 >
1 En aquel tiempo los discípulos se acercaron a Jesús y le preguntaron: ¿Quién es [el] mayor en el reino celestial?
Бу чағда, мухлислар Әйсаниң йениға келип: Әрш падишалиғида ким әң улуқ? — дәп сориди.
2 Entonces llamó a un niño, lo puso en medio de ellos
Әйса йениға кичик бир балини чақирип, уни оттурида турғузуп, мундақ деди:
3 y dijo: En verdad les digo: Si ustedes no son transformados y son como niños, de ningún modo entrarán en el reino celestial.
— Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, өз йолуңлардин йенип, кичик балилардәк сәбий болмисаңлар, әрш падишалиғиға һәргиз кирәлмәйсиләр.
4 Por tanto cualquiera que se humille como este niñito es el mayor en el reino celestial.
Әнди ким өзини бу кичик балидәк кичик пеил тутса, у әрш падишалиғида әң улуқ болиду.
5 Cualquiera que reciba a un niñito como éste en mi Nombre, me recibe a Mí.
Бундақ кичик бир балини мениң намимда қобул қилса, у мени қобул қилған болиду.
6 Pero cualquiera que haga tropezar a uno de estos pequeños que creen en Mí, mejor es que se le cuelgue al cuello una piedra de molino de asno, y sea hundido en lo profundo del mar.
Лекин маңа етиқат қилған бундақ кичикләрдин бирини [гунаға] путлаштурған һәр қандақ адәмни, у бойниға йоған түгмән теши есилған һалда деңизниң тегигә чөктүрүветилгини әвзәл болатти.
7 ¡Ay del mundo por los tropiezos! Porque es necesario que éstos vengan, pero ¡ay del hombre por quien viene el tropiezo!
Инсанни гунаға путлаштуридиған ишлар түпәйлидин бу дуниядикиләрниң һалиға вай! Путлаштуридиған ишлар муқәррәр болиду; лекин шу путлаштурғучи адәмниң һалиға вай!
8 Por tanto, si tu mano o tu pie te es ocasión de caer, córtalo y échalo de ti. Es mejor entrar en la vida manco o cojo que ser echado con dos manos o dos pies en el fuego eterno. (aiōnios )
Әгәр әнди қолуң яки путуң сени гунаға путлаштурса, уни кесип ташливәт. Чүнки икки қолуң яки икки путуң бар һалда дозақтики отқа ташланғиниңдин көрә, чолақ яки токур һалда һаятлиққа киргиниң әвзәлдур. (aiōnios )
9 Si tu ojo te es ocasión de caer, sácalo y échalo de ti. Mejor te es entrar tuerto en la vida que con dos ojos ser echado en el infierno de fuego. (Geenna )
Әгәр көзүң сени гунаға путлаштурса, уни оюп өзүңдин нери ташливәт. Икки көзүң бар һалда дозақтики отқа ташланғиниңдин көрә, бирла көзүң билән болсиму һаятлиққа киргиниң әвзәлдур. (Geenna )
10 Tengan cuidado de no menospreciar a uno de estos pequeños, porque les digo que sus ángeles en el cielo ven siempre el rostro de mi Padre celestial.
— Бу сәбий кичикләрниң һеч биригиму сәл қараштин һези болуңлар. Чүнки шуни силәргә ейтайки, уларниң әрштики пәриштилири әрштики Атамниң җамалини һәрдайим көрүп туриду.
Чүнки Инсаноғли һалакәткә азғанларни қутқузғили кәлди.
12 ¿Cómo les parece? Si un hombre posee 100 ovejas y se extravía una de ellas, ¿no deja las 99 en las montañas y va a buscar la extraviada?
Қандақ қарайсиләр? Бирәвниң йүз туяқ қойи болуп, униңдин бири езип топтин чүшүп қалса, у тохсән тоққуз қойни тағларға қоюп қоюп, һелиқи азған қойини издәйдиғу?
13 Si la encuentra, en verdad les digo que se alegra más por ella que por las 99 no descarriadas.
Вә әгәр уни тепивалса, мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, у қой үчүн болған хошаллиғи азмиған тохсән тоққузиниңкидин зор болиду.
14 De igual modo, no es la voluntad de su Padre celestial que se pierda uno de estos pequeños.
Шуниңға охшаш, бу сәбий кичикләрниң һәр қандиқиниң һалакәткә езип қелиши әрштики Атаңларниң ирадиси әмәстур.
15 Por tanto, si peca tu hermano, vé y repréndelo a solas. Si te escucha, ganaste a tu hermano.
— Әнди әгәр қериндишиң саңа зиян селип гуна қилса, униң йениға берип иккиңлар халий чағда сәһвәнлигини көрситип қой. Қериндишиң сөзүңни аңлиса, уни [езиштин] қайтурувалған болисән.
16 Pero si no escucha, toma contigo a uno o dos, para que por boca de dos o tres testigos quede firme toda palabra.
Лекин аңлимиса, йәнә бир-икки [гувачини] елип, униң йениға барғин. Шундақ қилип, һәммә иш икки-үч гувачиниң сөзи билән қилинсун.
17 Si rehúsa escucharlos, dilo a la iglesia, y si rehúsa escuchar a la iglesia, sea para ti como el gentil y el publicano.
Лекин әгәр [қериндишиң] уларниң сөзигиму қулақ салмиса, әһвални җамаәткә йәткүзүп ейтқин. Әгәр у җамаәттикиләргә қулақ салмиса, уни ят әллик яки баҗгир қатарида көрүңлар.
18 En verdad les digo que todo lo que prohíban ustedes en la tierra fue prohibido en el cielo, y todo lo que permitan en la tierra fue permitido en el cielo.
Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, силәр йәр йүзидә немини бағлисаңлар, әрштиму шу бағланған болиду вә силәр йәр йүзидә немини қоюп бәрсәңлар, әрштиму қоюп берилгән болиду.
19 Otra vez les digo, que si dos de ustedes se ponen de acuerdo en la tierra para pedir alguna cosa, mi Padre celestial la hará.
Мән йәнә шуни силәргә бәрһәқ ейтип қояйки, йәр йүзидә араңлардин иккиси өзлири тилигән бир иш тоғрилиқ қәлби бир болуп һәр қандақ нәрсини тиләп дуа қилса, әрштики Атам уларниң тилигини иҗабәт қилиду.
20 Porque donde están dos o tres congregados en mi Nombre, allí estoy en medio de ellos.
Чүнки икки яки үчәйлән мениң намим билән қәйәрдә жиғилған болса, мән шу йәрдә уларниң арисида болимән.
21 Entonces, Pedro se acercó y le preguntó: Señor, ¿cuántas veces perdonaré a mi hermano que peque contra mí? ¿Hasta siete veces?
Андин Петрус униң алдиға келип: — И Рәб, қериндишимниң маңа зиян селип өткүзгән қанчә қетимлиқ гунайини кәчүрүшүм керәк? Йәттә қетимму? — деди.
22 Jesús le contestó: No te digo hasta siete veces, sino hasta 70 veces siete.
Әйса униңға мундақ деди: —Мән саңа шуни ейтип қояйки, йәттә қетим әмәс, йәтмиш һәссә йәттә қетим!
23 Por esto, el reino celestial fue comparado con un rey que quiso arreglar cuentas con sus esclavos.
Әрш падишалиғи чакарлири билән һесап-китап қилмақчи болған бир падишаға охшайду.
24 Cuando él comenzó a arreglar cuentas, se le presentó uno que le debía 330 toneladas de plata.
Һесап-китапни башлиғинида, униңға он миң талант пул қәриздар болған бир чакар кәлтүрүлүпту.
25 Como éste no tenía con qué pagar, su señor ordenó que fuera vendido, y también su esposa, los hijos y todo lo que poseía, y que se le pagara la deuda.
Чакарниң төлигидәк һеч нәрсиси болмиғачқа, ғоҗиси чакарниң өзини, хотун бала-җақиси вә бар-йоқини сетип, қәрзини төләшини буйрупту.
26 Entonces el esclavo se postró ante él y [le] rogaba: Ten paciencia conmigo, y te pagaré todo.
Шуңа чакар униң алдида йәргә жиқилип баш уруп: «Ғоҗам, маңа кәңчилик қилғайла, мән пүтүн қәрзимни чоқум төләймән» дәп ялвурупту.
27 Movido a compasión, el señor soltó al esclavo y le perdonó la deuda.
Чакарниң ғоҗиси униңға ич ағритип, уни қоюп берип, қәрзини кәчүрүм қипту.
28 Pero cuando aquel esclavo salió, halló a uno de sus consiervos que le debía 100 denarios. Lo agarró, lo sofocaba y [le] decía: Si debes algo, paga.
Лекин чакар у йәрдин чиқип, өзигә йүз динар қәриздар болған йәнә бир чакар бурадирини учритипту. Уни тутувелип, бойнини боғуп туруп: «Қәризни төлә!» дәпту.
29 Entonces su consiervo postrado le rogaba: Ten paciencia conmigo y te pagaré.
Буниң билән бу чакар бурадири йәргә жиқилип униңдин: «Маңа кәңчилик қил, қәризни чоқум қайтуримән» дәп ялвурупту.
30 Pero él no quiso, sino fue y lo echó en prisión hasta que pagara la deuda.
Лекин у унимапту вә: «Пүтүн қәризни төлимигичә зинданда ятисән» дәп уни зинданға ташлитипту.
31 Sus consiervos se entristecieron mucho cuando vieron lo que ocurrió. Fueron e informaron a su señor todo lo que sucedió.
Бундақ ишниң йүз бәргәнлигини көргән башқа чакарлар интайин азаплинип ғоҗисиниң алдиға берип, әһвални баштин-ахир сөзләп берипту.
32 Entonces su señor lo llamó y le dijo: Esclavo malvado, toda aquella deuda te perdoné porque me rogaste.
Буниң билән ғоҗиси һелиқи чакарни чақиртип: «Әй рәзил чакар! Маңа йелинғанлиғиң үчүн шунчә көп қәрзиңниң һәммисини кәчүрдүм.
33 ¿No debías tú también tener misericordia de tu consiervo, como yo tuve misericordia de ti?
Мән саңа ич ағритқинимдәк, сәнму чакар бурадириңгә ич ағритишиңға тоғра кәлмәмду?!» дәпту.
34 Y enfurecido, su señor lo entregó a los verdugos hasta que pagara todo lo que debía.
Буниң билән ғоҗиси ғәзәплинип уни пүтүн қәрзини төләп болғичә адәм қийнғучи гундипайларниң қолида турушқа тапшуруп берипту.
35 Así también mi Padre celestial les hará si no perdonan de corazón a su hermano.
Шуниңға охшаш, әгәр һәр бириңлар өз қериндашлириңларни чин дилиңлардин кәчүрмисәңлар, әрштики Атамму силәргә охшаш муамилә қилиду.