< Juan 21 >
1 Después de esto, Jesús apareció otra vez a los discípulos junto al mar de Tiberias. Apareció de esta manera:
Бу ишлардин кейин, Әйса Тиберияс деңизиниң бойида мухлислириға йәнә бир қетим көрүнди. Униң бу қетимқи көрүнүши мундақ болди:
2 Estaban juntos Simón Pedro, Tomás el Dídimo, Natanael el de Caná de Galilea, los [hijos] de Zebedeo y otros dos de sus discípulos.
Симон Петрус, «кош гезәк» дәп аталған Томас, Галилийәдики Каналиқ Натанийәл, Зәбәдийниң оғуллири вә башқа икки мухлис биллә еди.
3 Simón Pedro les dijo: Voy a pescar. Le respondieron: Vamos también contigo. Entraron en la barca, pero aquella noche nada pescaron.
Симон Петрус: Мән белиқ тутқили баримән, — деди. Көпчилик: Бизму сән билән биллә баримиз, — дейишти. Улар ташқириға чиқип, кемигә олтарди, лекин шу бир кечә һеч нәрсә туталмиди.
4 Al amanecer, Jesús apareció en la playa. Sin embargo, los discípulos no sabían que era Jesús.
Таң атай дегинидә, Әйса қирғақта туратти, бирақ мухлислар униң Әйса екәнлигини билмиди.
5 Entonces Jesús les preguntó: Hijitos, ¿tienen algo para comer? Le respondieron: No.
Шуңа Әйса: — Балилар, силәрдә йегидәк бир нәрсә йоққу? — дәп сориди. — Йоқ, — дәп җавап бәрди улар.
6 Él les dijo: Echen la red a la derecha de la barca y hallarán. [La] echaron y ya no podían arrastrarla por la gran cantidad de peces [que contenía].
Әйса уларға — Торни кеминиң оң тәрипигә ташлаңлар, шундақ қилсаңлар тутисиләр, — деди. Шуниң билән улар торни [шу яққа] ташлап, шундақ көп белиқ туттики, һәтта торни тартип чиқиралмай қалди.
7 Entonces el discípulo a quien Jesús amaba, dijo a Pedro: ¡Es el Señor! Cuando Simón Pedro oyó: Es el Señor, se ató el manto externo, pues se había despojado de él, y se lanzó al mar.
Әйса сөйгән мухлис Петрусқа: — Бу Рәбқу! — деди. Симон Петрус униң Әйса екәнлигини аңлап, тонини өзигә йөгәп (чүнки [белиниң асти] ялаңач еди) өзини деңизға ташлиди.
8 Los otros discípulos llegaron en la barquilla y arrastraban la red de los peces, pues estaban como a 90 metros de la tierra.
Қирғақтин анчә жирақ әмәс болуп, тәхминән икки йүз гәз жирақлиқта болғачқа, қалған мухлислар белиқ билән толған торни тартип кичик кемиси билән қирғаққа кәлди.
9 Al desembarcar, vieron brasas con un pescado encima, y pan.
Улар қирғаққа чиққанда, шахардин йеқилған, үстидә белиқ қоюқлуқ гүлханни вә нанни көрди.
10 Jesús les ordenó: Traigan unos peces de los que acaban de pescar.
Әйса: — Әнди тутқан белиғиңлардин әкелиңлар, — деди.
11 Simón Pedro subió y arrastró la red llena de grandes peces a tierra. Eran 153. Aunque eran tantos, la red no se rompió.
Симон Петрус [кемигә] чиқип, торни қирғаққа тартип чиқарди. Тор чоң белиқлар билән толған болуп, җәмий бир йүз әллик үч белиқ бар еди. Белиқ шунчә көп болғини билән, тор житилмиған еди.
12 Jesús les dijo: Vengan, coman. Al entender que era el Señor, ninguno de los discípulos se atrevía a preguntarle: ¿Quién eres Tú?
Әйса: — Келиңлар, нашта қилиңлар, — деди. Мухлисларниң ичидин һеч ким униңдин: — Сән ким болисән? — дәп сорашқа петиналмиди. Чүнки улар униң Рәб екәнлигини билди.
13 Entonces Jesús tomó el pan y el pescado y les dio.
Әйса нанни әкилип уларға бәрди һәм белиқларниму шундақ қилди.
14 Ésta fue la tercera vez que Jesús se manifestó a los discípulos después de ser resucitado de entre [los] muertos.
Мана бу Әйсаниң өлгәндин кейин тирилип, өзини мухлислириға үчинчи қетим аян қилиши еди.
15 Cuando desayunaron Jesús le preguntó a Simón Pedro: Simón, [hijo] de Juan, ¿me amas más que éstos? Le respondió: Sí, Señor, Tú sabes que te tengo afecto. Le dijo: Apacienta mis corderos.
Улар нашта қилғандин кейин, Әйса Симон Петрустин: — Юнусниң оғли Симон, сән мени булардинму чоңқур сөйәмсән? — дәп сориди. — Шундақ Рәб, мениң сени сөйидиғанлиғимни сән билисән! — деди Петрус. Әйса униңға: Ундақта, қозилиримни отлитип бақ! — деди.
16 Otra vez le preguntó: Simón, [hijo] de Juan, ¿me amas? Le respondió: Sí, Señor, Tú sabes que te tengo afecto. Le dijo: Pastorea mis ovejas.
У иккинчи қетим йәнә униңдин: — Юнусниң оғли Симон, мени сөйәмсән? — дәп сориди. Петрус йәнә: — Шундақ, Рәб, мениң сени сөйидиғанлиғимни билисән, — деди. Әйса униңға: — Ундақта, қойлиримни бақ, — деди.
17 Le preguntó la tercera vez: Simón, [hijo] de Juan, ¿me tienes afecto? Pedro se entristeció porque le preguntó la tercera vez: ¿me tienes afecto? Y le respondió: Señor, Tú sabes que te tengo afecto. Tú conoces todas las cosas. Le dijo: Apacienta mis ovejas.
Үчинчи қетим униңдин йәнә: — Юнусниң оғли Симон, мени сөйәмсән? — дәп сориди. Петрус Әйсаниң үчинчи қетим өзидин: «Мени сөйәмсән?» дәп сориғанлиғиға көңли йерим болуп: — Рәб, сән һәммини билисән, сени сөйидиғанлиғимниму билисән, — деди. Әйса униңға: — Ундақта, қойлиримни отлат.
18 En verdad, en verdad te digo: Cuando eras más joven, te vestías y caminabas a donde querías. Pero cuando envejezcas, extenderás tus manos, te vestirá otro y te llevará a donde no quieres.
Бәрһәқ, бәрһәқ, саңа шуни ейтип қояйки, яш вақтиңда белиңни өзүң бағлап, қәйәргә барай десәң шу йәргә маңаттиң; лекин яшанғанда, қоллириңни узитисән вә башқа бириси сени бағлап, сән халимайдиған йәргә елип кетиду, — деди.
19 Esto dijo para dar a entender cómo glorificaría a Dios con su muerte. Luego le ordenó: Sígueme.
Әйса бу сөзни Петрусниң қандақ өлүш арқилиқ Худаға шан-шәрәп кәлтүридиғанлиғини ениқ билдүрүш үчүн ейтти. Андин, униңға йәнә: — Маңа әгәшкүчи болғин, — деди.
20 Pedro se volvió y vio que los seguía el discípulo a quien Jesús amaba, el que en la cena se reclinó a su lado y preguntó: Señor, ¿quién es el que te entrega?
Петрус кәйнигә бурулуп, Әйса сөйидиған мухлисниң әгишип келиватқанлиғини көрди (бу мухлис кәчлик тамақта Әйсаниң қучиғиға йөлинип: «И Рәб, сени тутуп беридиған кимду?» дәп сориған мухлис еди).
21 Entonces al verlo Pedro, le preguntó a Jesús: Señor, ¿y qué [dices] de éste?
Петрус уни көрүп, Әйсадин: — И Рәб, бу адәм кейин қандақ болар? — дәп сориди.
22 Jesús le contestó: Si lo quiero dejar hasta que venga, ¿qué te importa? Sígueme tú.
Әйса униңға: — Әгәр мән қайта кәлгичә униң туруп қелишини халисамму, сениң буниң билән немә кариң?! Маңа әгәшкүчи болғин, — деди.
23 Entre los hermanos salió el comentario que ese discípulo no moriría. Pero Jesús no le dijo: No morirás, sino: Si lo quiero dejar hasta que venga.
Буниң билән қериндашлар арисида «Һелиқи мухлис өлмәйду» дегән гәп тарқалди. Лекин Әйса Петрусқа: «У өлмәйду» демигән еди, бәлки пәқәт: «Әгәр мән қайта кәлгичә униң туруп қелишини халисамму, сениң буниң билән немә кариң?!» дегән еди.
24 Éste es el discípulo que da testimonio de estas cosas y quien las escribió. Y sabemos que su testimonio es verdadero.
Бу ишларға гувалиқ бәргүчи һәмдә бу ишларни хатирилигүчи әнә шу мухлистур. Униң гувалиқиниң һәқиқәт екәнлигини билимиз.
25 También Jesús hizo muchas otras cosas, las cuales, si se escribieran una por una, supongo que en el mundo no cabrían los rollos escritos.
Әйса булардин башқа нурғун ишларниму қилған еди; әгәр уларниң һәммиси бир-бирләп йезилған болса, мениңчә йезилған китаплар пүткүл аләмниң өзигә сиғмайтти!