< 1 Korinčanom 13 >

1 Čeprav govorim s človeškimi in angelskimi jeziki, pa nimam ljubezni, sem postal kakor brneč bron ali zveneča cimbala.
Мән әгәрдә бу дуниядики кишиләр сөзләватқан һәр хил тиллар һәтта пәриштиләрниң тиллири биләнму сөзләләйдиған болсамму, бирақ мән меһир-муһәббәтсиз болсам, у чағда мән пәқәт бир «даң-даң» қилидиған мис даң, бир «чаң-чаң» қилидиған чаң болуп қалимән, халас.
2 In čeprav imam dar preroštva in razumem vse skrivnosti in vsa spoznanja; in čeprav imam vso vero, tako da lahko premikam gore, pa nimam ljubezni, nisem nič.
Әгәр мән пәйғәмбәрлик қилалисам, барлиқ сирлар, барлиқ билимләрни чүшинип болған болсамму, һәм шуниң билән бир вақитта тағларни йөткәлигидәк толуқ ишәштә болсамму, амма мәндә меһир-муһәббәт болмиса, ундақта мән һеч нәрсә болмиған болимән.
3 In čeprav podelim vse svoje dobrine, da nahranim revne in čeprav izročim svoje telo, da bi izgorelo, nimam pa ljubezni, mi to nič ne koristi.
Әгәр барлиқ мал-мүлкүмни сәдиқигә атап һәм тенимни [Худаниң йолида] қурбанлиқ сүпитидә көйдүрүлүшкә сунған тәғдирдиму, амма мәндә йәнила меһир-муһәббәт болмиса, ундақта мениң һеч қандақ пайдам йоқ болған болиду.
4 Ljubezen dolgo prenaša in je prijazna; ljubezen ni nevoščljiva; ljubezen sebe ne povzdiguje, ni napihnjena,
Муһәббәт сәвир-тақәтлик болуш һәм меһриванлиқтур; Муһәббәт һәсәтхорлуқ қилмайду: Муһәббәт өзини махтимайду, Тәкәббурлуқ қилмайду,
5 se ne ponaša nespodobno, ne išče svojega lastnega, ni lahko izzvana, ne misli zlega;
Номуссизлиқ қилмайду, Өз мәнпәәтини көзләп жүрмәйду, Териктүрүлмәйду, Көңлидә өчмәнлик сақлимайду;
6 ne razveseljuje se v krivičnosti, temveč se razveseljuje v resnici;
Һәққанийсизлиқтин хошал болмайду, Бәлки әмәлийәттин, һәқиқәттин хошал болиду;
7 prenese vse stvari, veruje vsem stvarem, upa [v] vse stvari, vzdrži vse stvari.
һәммә ишта қосиғи кәңлик қилиду, һәммигә йүзлинип [Худаға] ишиниду, һәммә ишқа үмид бағлайду, һәммигә чидайду.
8 Ljubezen nikoli ne izneveri. Toda če bodo preroštva, bodo prenehala; če bodo jeziki, bodo prenehali; če bo spoznanje, bo to izginilo proč.
Меһир-муһәббәт һәргиз ахирлашмайду. Бешарәтләр болса, карға кәлмәйду: «намәлум тиллар» болса, түгәйду: [мөҗизилик] билимләрму карға кәлмәйду.
9 Kajti spoznavamo deloma in prerokujemo deloma.
Чүнки бизниң билидиғанлиримиз қисмән, бешарәт беридиғанлиримиз қисмән;
10 Toda ko pride to, kar je popolno, takrat bo to, kar je deloma, odpravljeno.
лекин мукәммәллик кәлгәндә, қисмәнлик йоқилиду.
11 Ko sem bil otrok, sem govoril kakor otrok, razumel kakor otrok, mislil kakor otrok. Toda ko sem postal mož, sem otročje stvari dal stran.
Мән кичигимдә балиларчә сөзлидим, балиларчә ойлидим, балиларчә һесаплидим; чоң болғинимда, мән балилиқни ташлидим.
12 Kajti sedaj vidimo skozi steklo, temno; toda takrat iz obličja v obličje; sedaj spoznavam deloma, toda takrat bom spoznal enako, kakor sem bil tudi spoznan.
Чүнки биз һазир бир тутуқ деризидин мүҗмәл һалда көримиз, лекин шу чағда йүзму-йүз көримиз: Һазир мән қисмән тонуймән, шу чағда мән [Худа] мени тонуп келиватқандәк тонуймән.
13 In sedaj ostajajo vera, upanje, ljubezen, to troje; toda največja od teh je ljubezen.
Һазир ишәш, үмүт, меһир-муһәббәттин ибарәт бу үч нәрсә турупту; булардин әң үстүн туридиғини меһир-муһәббәттур.

< 1 Korinčanom 13 >