< Послание к Римлянам 15 >
1 Должни есмы мы сильнии немощи немощных носити, и не себе угождати:
Әнди етиқатимиз күчлүк болған бизләр өзимизни қанаәтләндүрүшнила ойлимай, бәлки етиқати аҗизларниңму аҗизлиқлирини көтиришимиз керәк.
2 кииждо же вас ближнему да угождает во благое к созиданию.
Һәр биримиз өз йеқинимизниң етиқатини қуруп чиқиши үчүн, униң бәхит-бәрикитини көзләп, уни хурсән қилишқа интиләйли.
3 Ибо и Христос не Себе угоди, но якоже есть писано: поношения поносящих Тебе нападоша на Мя.
Чүнки һәтта Мәсиһму Өзини қандурушни ойлимиған еди. Бу тоғрисида муқәддәс язмиларда мундақ пүтүлгән: «Сән [Худани] һақарәт қилғанларниң һақарәтлири Мениң үстүмгә чүшти».
4 Елика бо преднаписана быша, в наше наказание преднаписашася, да терпением и утешением Писаний упование имамы.
Чүнки бурунда [вәһий билән] пүтүлгән язмилардики һәр қайси сөзләр бизгә үгитиш үчүн йезилған болуп, мәхсити муқәддәс китаплардин кәлгән сәвир-тақәт вә илһамбәхш арқилиқ биздә азру-үмүтниң болуши үчүндур.
5 Бог же терпения и утешения да даст вам тожде мудрствовати друг ко другу о Христе Иисусе,
Әнди сәвир-тақәт вә илһамбәхшниң Егиси Худа силәрни Мәсиһ Әйсани үлгә қилип, өз ара бир ой-нийәткә кәлтүргәй;
6 да единодушно едиными усты славите Бога и Отца Господа нашего Иисуса Христа.
буниң билән силәр Худани, йәни Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Атисини бир җан бир дил билән бир еғиздин улуқлиғайсиләр.
7 Темже приемлите друг друга, якоже и Христос прият вас во славу Божию.
Шуңа, Мәсиһ силәрни қобул қилип, Худаға шан-шәрәп кәлтүргинидәк, силәрму бир-бириңларни қобул қилиңлар.
8 Глаголю же Христа Иисуса служителя бывша обрезания по истине Божией, во еже утвердити обетования отцев.
Чүнки силәргә шуни ейтимәнки, Әйса Мәсиһ Худаниң ата-бовиларға бәргән вәдилирини испатлаш үчүн, шу арқилиқ әлләрму Худаниң рәһим-шәпқитини көрүп уни улуқлиши үчүн, хәтнә қилинғанларға Худаниң һәқиқитини йәткүзгүчи хизмәткар сүпитидә тайинланди. Бу худди [муқәддәс язмиларда]: — «Шуңа Саңа әлләр арисида мәдһийә оқуймән, Вә Сениң намиңни күйләймән» — дәп йезилған еди.
9 А языком по милости, прославити Бога, якоже есть писано: сего ради исповемся Тебе во языцех, Господи, и имени Твоему пою.
10 И паки глаголет: возвеселитеся, языцы, с людьми Его.
Вә У йәнә: — «Әй әлләр, [Худа]ниң хәлқи билән биллә шат-хурам болуңлар!» — дәйду.
11 И паки: хвалите Господа, вси языцы, и похвалите Его, вси людие.
Вә йәнә У: — «Әй барлиқ әлләр, Пәрвәрдигарни мәдһийиләңлар, Әй пүткүл қовмләр, Уни улуқлаңлар!» — дәйду.
12 И паки Исаиа глаголет: будет корень Иессеов, и востаяй владети над языки: на Того языцы уповают.
Йәнә, Йәшая [пәйғәмбәрму] мундақ дәйду: — «Йәссәниң йилтизи болған киши мәйданға чиқиду, Әлләргә һакимлиқ қилидиған зат орнидин туриду; Әлләр дәрвәқә Униңға үмүт бағлайду».
13 Бог же упования да исполнит вас всякия радости и мира в вере, избыточествовати вам во уповании, силою Духа Святаго.
Әнди үмүтниң Егиси Худа Өзигә ишиниватқанлиғиңлардин қәлбиңларни толуқ шат-хурамлиқ вә тинич-хатирҗәмликкә толдурғай, шуниң билән Муқәддәс Роһниң күч-қудрити билән үмүткә толуп ташқайсиләр.
14 Извещен же есмь, братие моя, и сам аз о вас, яко и сами вы полни есте благости, исполнени всякаго разума, могуще и иныя научити:
И қериндашлирим, көңлүңларниң меһриванлиқ билән толғанлиғиға, мол билимләр билән толуқ безәлгәнлигигә, шундақла бир-бириңларға өз ара җекиләп берәләйдиғанлиғиңларғиму қайилмән.
15 дерзее же писах вам, братие моя, от части, яко воспоминая вам, за благодать данную ми от Бога,
Шундақ болсиму, Худа маңа ата қилған шапаәт түпәйлидин мән силәргә бир қисим тәрәпләрдин нәччә ишларни әслитип қоюшқа сәл җүръәтлик болуп ушбу хәтни язмақтимән.
16 во еже быти ми служителю Иисус Христову во языцех, священнодействующу благовествование Божие, да будет приношение еже от язык благоприятно и освященно Духом Святым.
Шу шапаәт билән мән Худаниң хуш хәвирини йәткүзүп каһиндәк Униң ибадитини һәммә йәрдә вуҗудқа кәлтүрүш хизмитидә [Йәһудий әмәс] әлләргә Мәсиһ Әйсаниң хизмәткари болуп тайинландим. Бу хизмитимниң мәхсити әлләрниң Худаға сунидиған ибадити Муқәддәс Роһ арқилиқ пак-муқәддәс қилинип, Худани хурсән қилидиған қурбанлиқтәк Униң қобул қилишиға лайиқ болуши үчүндур.
17 Имам убо похвалу о Христе Иисусе в тех, яже к Богу:
Шуниң үчүн Мәсиһ Әйсада болғанлиғимдин Худаниң маңа тапшурғанлиридин пәхирлинимән.
18 не смею бо глаголати что, ихже не содея Христос мною, в послушание языков, словом и делом,
Чүнки әлләрниң Худаға итаәт қилиши үчүн Мәсиһниң маңа қилдурғанлиридин башқа һеч немини тилға елишқа һәддим әмәс. Сөз вә әмәлләр арқилиқ, аламәтлик мөҗизиләр вә карамәтләр арқилиқ, Муқәддәс Роһниң күч-қудрити билән Йерусалимдин башлап Иллирикон өлкисгичә айлинип һәммә йәрдә Мәсиһниң хуш хәвирини толуқ җакалидим.
19 в силе знамений и чудес, силою Духа Божия, якоже ми от Иерусалима и окрест даже до Иллирика исполнити благовествование Христово.
20 Сице же потщахся благовестити, не идеже именовася Христос, да не на чужем основании созижду,
Шундақ қилип башқилар салған һулниң үстигә бена салмаслиқ үчүн, әзәлдин Мәсиһниң нами аңланмиған йәрләрдә бу хуш хәвәрни җакалашқа интилип кәлдим.
21 но якоже есть писано: имже не возвестися о Нем, узрят, и иже не слышаша, уразумеют.
Бу тоғрисида [муқәддәс язмиларда] ейтилғинидәк: — «Униңдин хәвәрсиз болғанлар Уни көриду, Аңлимиғанлар аңлап чүшиниду».
22 Темже и возбранен бых многажды приити к вам.
Мана, шу [хизмәтлирим] сәвәвидин йениңларға беришни көп қетим ойлиған болсамму, лекин тосулғуларға учрап баралмидим.
23 Ныне же ктому места не имыи в странах сих, желание же имый приити к вам от многих лет,
Лекин һазир мошу әтрапларда [хуш хәвәр йәткүзүлмигән] йәрләр маңа қалмиғанлиқтин, һәмдә көп жиллардин бери силәрни йоқлап бериш арзуюм болғанлиқтин, Испанийәгә беришимда силәрниму йоқлап өтмәкчимән. Сәпиримдә алди билән силәр билән көрүшүп, бир мәзгил һәмраһлиғиңлардин толуқ хошаллинип, андин силәрниң ярдимиңларда сәпиримни давамлаштурушумни үмүт қилимән.
24 яко аще поиду во Испанию, прииду к вам. Уповаю бо мимогрядый видети вас и вами проводитися тамо, аще вас прежде от части насыщуся.
25 Ныне же гряду во Иерусалим, служяй святым,
Бирақ һазир болса Йерусалимға берип, у йәрдики муқәддәс бәндиләрниң хизмитидә болушқа кетиватимән.
26 благоволиша бо Македониа и Ахаиа общение некое сотворити к нищым святым живущым во Иерусалиме.
Чүнки Македонийә вә Ахая өлкилиридики җамаәтләр Йерусалимдики муқәддәс бәндиләр арисидики йоқсулларға сәдиқә топлап ярдәм беришни лайиқ көрди.
27 Благоволиша бо, и должни им суть. Аще бо в духовных их причастницы быша языцы, должни суть и в плотских послужити им.
Бу ишни улар бәрһәқ лайиқ көрди; әмәлийәттә болса улар Йерусалимдикиләргә қәриздардур. Чүнки әлләр [Йәһудий қериндашларниң] роһий бәхитлиридин бәһримән болған болса, маддий җәһәттин уларға ярдәм беришкә тоғра келиду.
28 Сие убо скончав, и запечатлев им плод сей, поиду вами во Испанию:
Мән бу ишни пүттүргәндин кейин, йәни [Йерусалимдики] қериндашларниң [җамаәтләрниң етиқатиниң] бу мевисини қобул қилишини җәзмәнләштүргәндин кейин, силәрни йоқлап өтүп Испанийәгә баримән.
29 вем же, яко грядый к вам, во исполнении благословения благовестия Христова прииду.
Йениңларға барғинимда, Мәсиһниң толуқ бәхит-бәрикитини силәргә елип баридиғанлиғимни билимән.
30 Молю же вы, братие, Господем нашим Иисус Христом и любовию Духа, споспешствуите ми в молитвах о мне к Богу,
Қериндашлар, Рәббимиз Әйса Мәсиһ вә [Муқәддәс] Роһниң меһир-муһәббити билән силәрдин өтүнимәнки, мән үчүн Худаға дуа қилип мән билән бирликтә күрәш қилғайсиләр —
31 да избавлюся от противляющихся во Иудеи, и да служба моя, яже во Иерусалиме, благоприятна будет святым.
мениң Йәһудийә өлкисидики етиқат қилмиғанларниң яман нийәтлиридин сақлинишим, шуниңдәк Йерусалимда инъамни йәткүзүш хизмитимниң шу йәрдики муқәддәс бәндиләрниң қобул қилишиға еришиши үчүн
32 Да с радостию прииду к вам волею Божиею и упокоюся с вами.
һәмдә ахирда Худа буйруса, пеқирниң шат-хурамлиқ билән йениңларға берип, силәр билән ортақ истираһәт қилишимиз үчүнму дуа қилғайсиләр.
33 Бог же мира со всеми вами. Аминь.
Аманлиқ-хатирҗәмлик Егиси болған Худа һәммиңлар билән биллә болғай! Амин!