< Откровение ап. Иоанна Богослова 11 >

1 И дана ми бысть трость подобна жезлу, глаголя: востани и измери церковь Божию и олтарь, и кланяющыяся в ней:
Маңа өлчигүч һасидәк бир қомуш берилип, мундақ дейилди: «Барғин, Худаниң ибадәтханиси, қурбангаһи вә у йәрдә ибадәт қиливатқанларни өлчигин.
2 а двор сущий внутрь церкве изнеси внеуду, ниже измери его, зане дан бысть языком: и град святый поперут четыредесять и два месяцы.
Лекин ибадәтханиниң ташқириқи һойлисини өлчимәй қой, чүнки у йәр ят таипиләргә берилди, шуниң билән муқәддәс шәһәр қириқ икки ай дәпсәндә қилиниду.
3 И дам обема свидетелема Моима, и прорицати будут дний тысящу двесте и шестьдесят, оболчена во вретище.
Мән икки гувачимға қудрәт беримән, шуниң билән улар бөз кийим кийип, вәһий-бешарәтләрни бир миң икки йүз атмиш күн йәткүзиду»
4 Сии суть две маслицы и два свещника пред Богом земли стояща.
(булар йәр-зиминниң Рәбби алдида турған икки түп зәйтун дәриғи вә икки чирақдандур).
5 И иже им неправду сотворит, огнь исходит из уст их и пояст враги их: и иже восхощет обидети их, сему подобает убиену быти.
Бирәрси уларни зәхимләндүрмәкчи болса, еғизлиридин от пүркүлүп чиқип, дүшмәнлирини йәп түгитиду. Уларни зәхимләндүрмәкчи болғанлар мана шундақ өлтүрүлиду.
6 И сии имут область затворити небо, да не снидет дождь (на землю) во дни прорицания их, и область имут на водах, обращати я в кровь и поразити землю всякою язвою, елижды аще восхощут.
Улар бешарәт-вәһийни йәткүзгән күнләрдә ямғур яғдурмаслиққа асманни етиветиш қудритикә егә; суларни қанға айландуруш вә һәр хил бала-ваба билән йәр-зиминни халиған вақитта уруш қудритигиму егә.
7 И егда скончают свидетелство свое, зверь, иже исходит от бездны, сотворит с ними брань и победит их и убиет я, (Abyssos g12)
Уларниң гувалиқ вәзиписи аяқлишиши билән, теги йоқ һаңдин чиқидиған дивә улар билән елишиду вә уларни йеңип өлтүриду. (Abyssos g12)
8 и трупы их оставит на стогнах града великаго, иже нарицается духовне Содом и Египет, идеже и Господь наш распят бысть.
Җәсәтлири роһий җәһәттин Содом вә Мисир дәп атилидиған шу катта шәһәрниң ғол кочисида ятиду; шу йәрдә уларниң Рәббиму крестләнгән еди.
9 И зрети имут от людий и племен, и от язык и колен, телеса их дни три и пол, и трупы их не оставят положити во гробех.
Һәр милләттин, һәр қәбилидин вә һәр хил тилда сөзлишидиғанлардин, һәр әлдин болған адәмләр уларниң җәсәтлиригә үч йерим күн тикилип қарайду вә җәсәтләрниң йәрликкә қоюлушиға йол қоймайду.
10 И живущии на земли возрадуются и возвеселятся о них, и дары послют друг ко другу, яко оба сия пророка мучиста живущыя на земли.
Йәр йүзидә туруватқанлар уларниң бу һалидин хошаллинип, тәбриклишип, бир-биригә һәдийәләр әвәтишиду; чүнки бу икки пәйғәмбәр йәр йүзидикиләрни қийнайтти.
11 И по триех днех и пол, дух животен внидет в ня от Бога, и станут (оба) на ногах своих: и страх велий нападет на зрящих их.
Лекин үч йерим күндин кейин, Худадин кәлгән һаятлиқ нәпәси иккиләнгә кирди, улар орнидин пут тирәп турди; уларға қараватқанларниң үстигә чоң бир қорқунуч чүшти.
12 И услышат глас велий с небесе, глаголющь им: взыдита семо. И взыдоста на небо на облацех, и видеша я врази их.
Андин улар иккәйләнгә әрштин кәлгән: — «Бу яққа чиқ!» дегән жуқури бир авазни аңлиди; шуниң билән улар дүшмәнлириниң көз алдида бир булут ичидә асманға көтирилди.
13 И в час той трус бысть велий, и десятая часть града паде, и погибе трусом имен человеческих седмь тысящ: и прочии пристрашни быша и даша славу Богу небесному.
Дәл шу саат ичидә шиддәтлик йәр тәврәш йүз бәрди, шәһәрниң ондин бири гумран болуп, йәттә миң киши һалак болди. Қалғанлири дәккә-дүккигә чөмүп, әрштики Худани улуқлашти.
14 Горе второе отиде: се, горе третие грядет скоро.
Иккинчи «вай» өтүп кәтти; мана, үчинчи «вай» келишкә аз қалди.
15 И седмый Ангел воструби, и быша гласи велицы на небесех, глаголюще: бысть царство мира Господа нашего и Христа Его, и воцарится во веки веков. (aiōn g165)
Андин йәттинчи пәриштә канийини чалди; әрштә жуқури авазлар аңлинип мундақ дейилди: — «Дунияниң падишалиғи Пәрвәрдигаримиз Вә униң Мәсиһиниң падишалиғи болди, У әбәдил-әбәткичә һөкүм сүриду». (aiōn g165)
16 И двадесять и четыри старцы, пред Богом седящии на престолех своих, падоша на лица своя и поклонишася Богу,
Худаниң алдида өз тәхтлиридә олтарған жигирмә төрт ақсақал йәргә жиқилип баш қоюп, Худаға сәҗдә қилип мундақ дейишти: —
17 глаголюще: хвалим Тя, Господи Боже Вседержителю, Иже сый и бе и грядый, яко приял еси силу Твою великую и воцарился еси:
«Шүкүрләр ейтимиз саңа, И бар Болғучи вә бар болған Һәммигә Қадир Пәрвәрдигар Худа, Чүнки улуқ қудритиңни қолуңға елип, Һөкүмүңни жүргүзүшкә башлидиң.
18 и языцы прогневашася: и прииде гнев Твой, и время мертвым суд прияти, и дати мзду рабом Твоим пророком и святым и боящымся имене Твоего, малым и великим, и растлити посмраждшыя землю.
Әлләр ғәзәпләнгән еди, Әнди Сениң ғәзивиң йетип кәлди! Өлгәнләрни сорақ қилиш, Қул-хизмәткарлириң болған пәйғәмбәрләрни, Муқәддәс бәндиләрни, Төвән яки катта болсун намиңдин қорққанларни инъамиға егә қилиш, Йәр йүзини һалак қилғанларни һалак қилиш вақти кәлди».
19 И отверзеся храм Божий на небеси, и явися кивот завета Его в храме Его: и быша блистания и гласи, и громи и трус, и град велик.
Андин Худаниң әрштики ибадәтханиси ечилди вә униң әһдә сандуғи ибадәтханида көрүнди; чақмақлар, түрлүк авазлар, гүлдүрмамилар, йәр тәврәш вә дәһшәтлик мөлдүр болди.

< Откровение ап. Иоанна Богослова 11 >